таһирҗан аббас
бүгүнки күндә инсанлар биринчи вә иккинчи дунйа урушидин кейин, өзлириниң әң паҗиәлик қара күнлирини йашаватқан болса керәк! чүнки күнимиздә пүтүн дунйа миқйасида көпийип кәткән тәбиий апәт, уруш вәйранчилиқи, ирқий кәмситиш, йуқумлуқ кесәл, иқтисадий монупуллуқ вә мал баһасиниң ешип кетиши қатарлиқ амиллар түпәйли, инсанлар бүгүнки дунйа низам тәртипидин тамамән рази әмәс. һәммә адәм дора йегән билиқтәк хамуш, роһий кесәлгә гириптар болған адәмдәк әләң – сәләң һалда, һайатқа өкүнүш вә үмидсизлик билән қарап кәлмәктә. һәмдә йашлар арисида дин дийанәт, өрп – адәт вә инсаб - адаләт қатарлиқ пүтүн инсанларниң ортақ қәммәт қаришиға нәпрәт билән қарайдиған бир зеһнийәт барлиққа келишкә башлиди. "демократийә, әркинлик, йеңилиқ" дегәндәк аталмиш шоарлар уларниң әң қизиқидиған диққәт нуқтисиға айланди. болупму йеңи дунйа тәртип лайиһәсини оттуриға қойғучи күчләр инсанларға өзлирини тәқдим қилишта толиму устилиқ билән рол алди. улар, қара маскилиқ йүзлирини мәзкур һәйвәтлик аталмиш шоарлар билән пәдәзләп әлгә сунди. һәмдә демукратийәләшкән йеңи дунйа тәртипиниң әвзәлликини аҗайип көптүрүп тәшвиқ қилиш арқилиқ, дунйада езилгән вә бесилған синипларниң еңида исйанкарлиқ волқани патлатти. нәтиҗидә оттура шәрқтә әрәб баһари қозғилип, милйонлиған хәлқниң күли көккә сорулған болса, қанчилиған ислам мәдәний мираслиримиз вәйран болуп харабийлиққа айланди. буниңға қанаәт қилмиған импералистләр "ишд" намида пүтүн дунйадики от йүрәк муҗаһидларни шам земиниға чиллап, өзара җидәлгә селип, пухадин чиққучә тамаша қилди.
сийасий вә иҗтимаий маламанчилиқ әвҗ алған бүгүнки шу күндә, һәммә адәм пәришан вә паракәндә, һәммә адәм әнә шу сеһирлик йеңи дунйа! һәққәдә пичирлишиватиду. болупму көзлири туманлишип, йүрики һайаҗанға толған йашлар су издәватқан билиқтәк тепирлап, йол издәватиду. һәмдә барлиқ ишиктин кирип беқишқа урунуватиду, уларниң бу тепирлашлири бара - бара уларни пүтүн қиммәт қараш вә муқәддисатлирини бир- бирләп сүпүрүп ташлаштәк хаһиш тәрәпкә бурап кетиватиду.
йеңи дунйа тәртип лайәһәсини оттуриға қойғучи бу күчләр биринчи вә иккинчи синарйосини өз муддиасиға көрә ахирлаштурғандин кейин, үчинчи көрүнүшниң пәрдисини ечип "йәр шари характерлик "ковид 19" типлип вирус баһаниси билән, дунйа бойичә йашанғанларни тазилаш һәрикити елип барди . гәрчә йеқинда бу вирусниң келиш мәнбәсини тәкшүрүш қанун лайиһәси америка дөләт мәҗлисидә мақулланған болсиму, әмма бу йәнила чоң империалист дөләтләрниң сийасий ойуниниң бир парчиси икәнликидин айрип қариғили болмайду. чүнки, улар пиланлиған иккинчи йүз йиллиқ йеңи дунйа тәртипиниң асаслиқ нишани, дунйа нопусини тизгинләп , инсанларни електиронлуқ меңә контуруллиқида башқурулидиған вә кирифтолашқан иқтисадий каптал йаритип, инсанларни вә дунйа иқтисадни бир мәркизи аппаратқа бағлап, контуруллуқ башқуруш системиси барлиққа кәлтүрүштин ибарәт.
бу хил йеңи дунйа пантазилириниң сеһрий күчигә алдинип кәткән йашлар, империалистларниң йеңи дунйа нәзәрийәсигә қариғуларчә чуқунуп, өзлириниң шерин хийал чүшлиридә йеңи дунйа, йеңи идийә, йеңи систем, йеңи җимийәт, йеңи идарә вә йеңичә сийасәт – дәп җөйләп қопуп кетидиған һалға берип йәтти. шуниңдәк йәнә өзлириниң тарихий динамикилириға, диний етиқадиға вә миллий қиммәт қарашлириға йат, исйанкар роман, синарийо вә нәшр әпкарлирини тарқитип туридиған бир хил мәпкурисиз инсанлар киризисигә дуч келиватимиз. бу түр әпкарсизлар ата - әҗдадиниң миң нәччә йиллиқ етиқади вә миллий қиммәт қарашлирини бузуп, хараб қилишқа қарар қилғандәк тинимсиз һәрикәт қиливатиду. һалбуки улар шуниңдин ғапиллардурки, уларниң өзгәртмәкчи болғини йа бир машина, йаки кийим – кечәк йаки болмайду өйвақ әмәс... әксичә он нәччә әсирдин бери милләтниң җени билән, қени билән йуғурулған вә уларниң пүтүн вуҗуди билән пүтүнлишип кәткән мәнә вә мәзмундин ибарәт бир пүтүн қиммәт қараштур.
әслидә иккинчи дунйа уришидин ғалиб чиққан империалистләр әйни вақитта дунйа хәритисини өзлириниң бундин кейинки ғәризи вә муддиасиға көрә шәкилләндүрүп, урушта мәғлуп болған дөләтләрниң чегра сизиқлирини ениқсиз низа вә дә - талашқа ташлап қойған. улар буни нөвити кәлгәндә өз муддиасини ишқа ашурушқа козир қилип ишлитип кәлди. шуниңдәк, өз вақтида априқа, асийа вә оттура шәрқ әллириниң йәр асти вә йәр үсти байлиқлирини талан - тарач қилип еришкән маддий буйумлири билән тәрәққий қилғанлиқини пәш қилип, деңиз қолтуқи вә оттура шәрқтики непит байлиқи мол дөләтләргә тәһдит қилип, непит тәқсиматини ширниң үлүши бойичә тәқсим қилди вә бу хусуста өзлиригә камил чакарлиқ қилмиған ирақ вә ливийәгә охшаш дөләт рәислирини өз хәлқигә талитип, бирини дарға асқан болса йәнә бирини азгалда боғуп набут қилди. йәнә бәзилирини түрлүк тәһдиткар сийасий ойунлири билән қорқутуп, дунйаниң һакимийәт мәркизиниң ғәрб икәнликини илгири сүрүп, дунйа сийаситини пәқәт өз мәнпәәтини қоғдаш асаси үстигә дәсситип кәлди.
демәк, ғәрб әллириниң сийасий идилогийиси асасән мәнпәәт үстигә қурулған. улар мәнпәәт чиқмиса йаки сийасий ойунлириға вә иделогийә пиринсипиға уйғун кәлмисә, һеч қандақ бир милләт вә дөләткә йардәм қолини сунмайду. мәсилән, җәнуби суданниң көп санлиқ аһалиси хиристийан динида болғанлиқи үчүн, уларни бир нәччә йил қурал билән тәминләп, 2011 – йилиға кәлгәндә судандин айрип, уларға мустәқил дөләт қуруп бәрди. шуниңдәк шәрқий теймур хиристийанлириғиму һиндинозийәдин айрип 2002 – йили мустәқил дөләт қуруп бәрди. әмма 1948 – йили ишғал қилинған пәләстин земинидә техичә тинчлиқ орнитилмиди, әксичә һәр күни таҗавузчи исраил рәҗми нурғун бигунаһ пәләстин хәлқини шәһид қилди вә һазирму шәһид қиливатиду. өйлирини тартивелип йурт макансиз қалдурди вә қалдуриватиду. бу зулум вә таҗавузлуқ һәрикитигә ғәрб дунйасидин қуруқ наразилиқтин башқа бир кәскин позитсийә билидүрүлмиди.
әслидә ғәрб әллириниң идеологийә зораванлиқи күнүмиздики мәдәний дунйадиму техичә тохтап қалғини йоқ. улар өзлириниң идйивий таҗавузчилиқини әйнивақиттики әһли сәлб йүрүшидин тамамән пәрқлиқ һалда давамлаштуриватиду. улар бурунқи вақитларда өзлириниң идологийисини һәрбий йүрүш билән кеңәйтишкә һәрикәт қилған болса, бүгүнки күндә демократийә, инсан һәқлири, әркинлик дегәндәк инсанпәрвәрлик пәрдиси арқисида, йумшақ услуб билән көзлигән нишаниға йетиватиду. мәсилән, улар түрлүк сәвәбләр түпәйли өзлиригә панаһлиқ тилигүчиләргә панаһлиқ берип, өйвақ вә иқтисадий расхотлар билән тәминләп ғәмхорлуқ қилиду. бу һәргизму уларниң сехилиқи тутуп қалғанлиқи, йаки у хәлқ вә милләтләргә ич ағритқанлиқидин әмәс, бәлки өз идилогийиси вә сийасий пиринсипиға мәбләғ селиштин ибарәт қалтис пилан вә проҗилириниң керики болғанлиқи үчүн шундақ қилиду. улар бу арқилиқ өзлиригә панаһланғучиларни алди билән қара тайанч күч қилип ишлитиду, иккинчи қилип, уларни өзлири халиған сийасий мәқситигә хизмәт қилдуриду, үчинчи қилип, уларниң биринчи вә иккинчи әвладлириниң дини етиқади вә миллий кимликини өзгәртип өз миллити қилип тәрбийәләп чиқиду. чүнки уларниң миллитигә әгәшмигичә улар һеч қачан башқа милләттин рази болмайду . әгәр улар һәқиқий мәнидә инсанпәрвәр болған болса иди афғанистан, ирақ, сурийә вә мисир хәлқи қан йиғлимиған болатти. болупму пәләстин қайнаватқан бир қазан, шәрқий түркистан земини болса патлаш алдида турған йалқун тағ!
улар өзлириниң сийасий ғәризини әмәлгә ашурушта, әхлаққа, пиринсипқа қарап һәрикәт қилмайду. мәнпәәтни асас қилиду. уларниң сийасити вақит, шараит вә маканға қарап өзгирип туриду. улар сийасәттә худди пәслилик кийим алмаштурғандәк, йаки бир думилаплам тирә ташлайдиған йиландәк йеңи чирай вә йеңи кимликләр билән оттуриға чиқиду. детиға йақмайдиған дөләт рәһбәрлирини диктатурлуқ йаки йолсузлуқлар билән әйибләп хәлқ билән дөләт қатлимидики рәһбәрләр арисини ечип, қатмал вәзийәт шәкилләндүрүп өз мәқситини ишқа ашуриду. шуниңдәк бәзи дөләтләрдә террор вәқәлирини қәстән садир қилип, шу дөләтләрниң ички ишиға зоруқуп кирип, тинчлиқ әлчилиридәк қийапәттә тупилаңдин тоғач оғрилайду. һәмдә инсанпәрвәрлик ниқаблири билән әпсункар тәлқинлирини оқуп, шәйтаний һәрикәт арқилиқ, дунйаниң һәр тәрипидә йүз бәргән уруш вә қалаймиқанчилиқта васитилик йаки вастисиз ойун ойнайду.
әмәлийәттиму ғәрб дунйаси миң йилдин бери шәрқ дунйасиниң қиммәт қариши вә мәдәний мираслирини тән алмай кәлди вә бундин кейинму тән алидиғанлиқиға ишәнгили болмайду. улар пәқәт күчкә вә тәбиий таллашқа ишиниду, уларниң һайат пәлсәпәси әзәлдин мәнпәәт үстигә қурулған, күчи йәткән һаман езиду, күчи йәтмисә пурсәт күтиду. улар һайатни тәбиий күч дәп қарайду, аҗизларни сеғип сүтини ичидиған патидәк көриду. рәһимсиз вә қанхордур. бундақ дейишимдә, әйни вақитта әнглийә падишаһлиқ аилисидин айрилип, америкида олтурақлишип қалған шаһзадә "harry" йеқинда техи өзиниң йеңи нәшр қилинмақчи болған "Spare" (запас) намлиқ китабида, әйни вақитта афғанистанда вәзипә өтәватқанда 25 афғанни өлтүргәнликини, һәмдә буниңдин әпсусланмайдиғанлиқини йазған. мана бу ғәрб әллириниң тәбиити, әмәлийәттиму ғәрб әллири америка башчилиқида 20 йилдин бери афғанистан вә ирақта қанчә милйон инсанниң җениға замин болмиди, қанчә милйон инсанниң йурт маканлиридин айрилип башқа әлләрдә мусапир болушқа сәвәб болмиди? улар маддий мәнпәәт алдида қилчә тәрәддут қилмайду, мәнпәәт үчүн пүтүн инсанларни отқа ташлаштин йанмайду. улар интайин залиим, таҗавузчи вә тамамән прагматистур.
мәнпәәтчилик нәзәрийәси әслидә ғәрб дунйасидила әмәс күнимиздә пүтүн дунйа әллиридә омумийлишип кәткән ортақ писхика болуп қалди, болупму дөләтләр мәнпәәт мәсилисидә алди билән өзлириниң ана мәнпәәтини алдинқи пиланға қойиду, бу нормал әһвал, әмма буни зулум, қан, адаләтссизлик вә пүтүн инсаний қиммәт қарашларниң үстигә қуйувелиш инсаний пәзиләтттин чәтнәп кәткән ғәйри әхлақ накәсликдин башқа нәрсә әмәс. қарайдиған болсақ бүгүнки мусулман дөләт рәһбәрлириниң зеһнийитиму охшашла мәзкур системгә мехлинип кәткән. улар мәнпәәт үчүнла зулум көргән мусулман қериндашлириниң йенида әмәс қаршисида туруп кәлмәктә. һәтта қан беғи бир болған қериндашларму охшашла "мени чақмиған йилан миң йил йашисун!" дегән қарашта, "өзүңни бил, ғитиңни қис, йолуңға маң" дегән мәнтиқ бойичә, өзиниң мәзлум қериндашлириниң тәрипидә әмәс залимға йантайақ болуп кәлмәктә. әмма зулумға қарши ким болушидин қәтийнәзәр бундақ пирагматик пассип позитсийәдә болуш биз уйғур хәлқинила әмәс пүтүн мәзлум милләтләрни азаблайду вә чарисизлик билән қийнайду.
өткән әсирдики хәлқара тәртип вә үстүнлүк тоқунуши капитализм лагери билән сотсийализм лагери, йәни америка билән сабиқ совет иттипақини мәркәз қилған икки қутуп оттурисидики соғуқ мунасивәтләр тоқунуши иди. йерим әсирдин көпрәк вақит давамлашқан бу тоқунуш 1991 – йилға кәләндә совет иттипақиниң парчилиниши билән бир мәһәл тәскин тапқан болди. лекин 1999 - йиллиридин башлап русийә дөләт баш министири вә җумһур рәиси болуп кәлгән виладимир путин, өзиниң 20 нәччә йиллиқ лидәрлик һайатида русийәни бурунқидәк қудрәтлик дөләт қилишқа күчәп кәлди. буниңға параллел һалда хитай рәҗмиму җим йатмиди. 40 йилдин бери пүтүн васитиларни ишлитип, иқтисад, пән - техника вә һәрбий саһәдә көп тәрәққий қилди вә бүгүнки күнгә кәлгәндә дунйада иккинчи тәңдашсиз күч болуп мәйданға чиқти.
бу сәвәблик күнимиздә ғәрб билән шәрқ оттурисида үстүнлүкни талишиш күриши күчийип, "иккинчи йүз йиллиқ йеңи дунйа тәртип" тоқунуши қайтидин қозғалди. гәрчә хәлқара тәртипини турғузуш күриши охшимиған қутуплар оттурисидики күрәш болуп шәкилләнгән болсиму, әмма йеқинда америкидики хәлқаралиқ таратқулардин «қурулуш гуруһи» торида елан қилинған «ши җинпиңниң дунйа тәртипи идийәси» намлиқ мақалидә, хитайниң хитайчә демократийә арқилиқ йеңи дунйа тәртипи қурушни тәшәббус қиливатқанлиқи, ғәрб дөләтлириниң бу тәшәббус алдида аҗиз келиватқанлиқи вә дунйаниң сийасий йүзлинишини контрол қилалмайватқанлиқи көрситилгән. әмәлийәттиму хитайниң латин америкиси, оттура шәрқ вә априқа қатарлиқ җуғрапийәләрдики тәсириниң күчийиши, һәтта русийә билән окрайинә арисидики урушни тохтитиш үчүн тәклип лайиһәси сунуши, сәуди әрәбистан билән иран арисини килиштүрүштәк бир қатар хәлқаралиқ мәсилиләрдә йадролуқ рол елиши, хитайниң хәлқара вәзийәтни бәлгиләштики ролиниң күнсери ешип кетиватқанлиқиниң муқәррәр нәтиҗиси икәнликидин дерәк бериду.
ғәрб дунйаси әслидә хитайниң увусиниң чулуп кетишини халимайду. шуңлашқа улар хитайға қарши биваста уруш ачмайду. әгәр уруш сәвәблик хитайниң вуси чулуп кәтсә, дунйада көчмәнләр крзиси келип чиқидиғанлиқини, болупму дунйа иқтисадиниң зор талапәткә йолиқидиғанлиқини йахши билиду. шуниң үчүн улар бурундин тартип хитайни тинч йол билән парчилаш йаки демукратиләштүрүшкә күчәп кәлгән. лекин дунйа тиҗаритиниң аз дегәндә 40% тини өзигә қаритивалған хитай буниңға бой әгмәй тиркишип кәлмәктә, һәтта қонақ вә буғдай қатарлиқ ашлиқ записини монопол қилип, пүтүн дунйада ашлиқ баһасиниң ешип кетишини кәлтүрүп чиқармақта. игәллинишчә хитай өткән бир нәччә йил ичидә дунйа ашлиқ записиниң 50 % ттин көп қисмини йеғивалғанлиқи мәлум болмақта. хитайниң бу хил һәрикитидин техиму чөчигән ғәрб дунйаси, хитайни өз ичидин парчилап өзгәртиш пилани бойичә һәрикитини тезләтти. улар бу пиланини әмәлгә ашурушта алди билән бизгә охшаш хитайниң зораванлиқиға учриған, зулум көрүп, ғәзәп – нәприти ташқан милләт вә хәлқләрни қоллап, шу арқилиқ өзлириниң асаси мәқситигә йетишни мәқсәт қилиду. гәрчә бу бизгә нисбәтән йеңи дунйа тәртипигә тәққас қайта тирилишимизниң бишарәтчиси, болупму тарихимизда тунҗи қетим алтун тәхсидә сунулған алтун пурсәт. лекин шуни унутмаслиқимиз лазимки әгәр хитай өзлириниң хәлқарадики имтийаз үстүнликидин ваз кечип, ғәрбкә тәһдит шәкилләндүрмигән әһвал астида, ғәрб йәнә бизниң гипимизни қиламду? йаки бурунқидәк террурист елан қилип, хитайға сатамду? буни вақит бәлгиләйду!...
мәнбә: мәрипәт жорнили 40-сан.
(мақалидики көз-қарашлар апторға вәкиллик қилиду)