елон маск хитайда: толуқ аптоматик һәйдәш йумшақ детали тәстиқланған

йеқинқи бир нәччә ай ичидә, мәйли сийасионлар болсун йаки сода саһәсидикиләр болсун, рәсмий йаки ғәйрий рәсмий учришишлар үчүн хитайни зийарәт қилидиғанларниң айиғи үзүлмиди. америка малийә министириниң төт күнлүк хитай зийарити, америка ширкәтлириниң баш иҗраийә әмәлдарлириниң хитайда йиғинға қатнишиши вә өткән һәптә америка ташқи ишлар минситир антони билинкинниң үчүн күнлүк хитай зийаритидин кейин, дунйадики даңлиқ токлуқ аптомобил ишләпчиқириш ширкити тесланиң баш иҗраийә әмәлдари елом маск хитайда зийарәттә болған.
 
игилинишичә, аләм қатиши саһсидә паалийәт елип беиватқан Space X вә токлуқ апомобил ширкити тесланиң баш иҗраийә әмәлдари елон маск 28-април хитайда қисқа бир зийарәттә болған. у зийаритидә хитай баш министири ли чийаң билән бейҗиңда көрүшкән болуп, хитайдин пүтүн аптоматик һәйдәш йумшақ деталини йолға қойуш иҗазити алған.
 
елон маскниң һәптә ахиридики бу зийарити алдин илан қилинмиған болуп, у йәкшәнбә күни X һесабида хитай баш министири билән көрүшкән рәсимини һәмбәһирлигән. игилинишичә, хитай даирилири теслаға ширкәтниң «толуқ аптоматик һәйдәш» (FSD) йумшақ детал иқтидарини йолға қойуш пиланини вақтинчә тәстиқлиғанлиқини билдүргән.
 
мәнбәләрдә дейилишичә, америка токлуқ машина ишләпчиқириш карханиси болған тесла хитайниң бәйду ширкити тәминлигән хәритә вә йол башлаш асасида аптоматик һәйдәш мулазимитини ишлитидикән.
 
хәвәр қилинишичә, елон маск хитай баш министири билән көрүшүш җәрйанида, тесла хитай билән чоңқур һәмкарлиқ орнитип, «техиму көп тәң пайда елиш нәтиҗисини қолға кәлтүрүш» ни халайду, дегән. хитай баш министири болса хитай базириниң «чәтәл ширкәтлиригә һәр вақт очуқ» икәнликини ейтқан. 
 
санлиқ мәлуматларда көрситилишичә, хитай тесла ширкитиниң дунйадики иккинчи чоң базири икән. 
 
2024-йили 29-април