уйғур қирғинчилиқиниң иқтисадий саһәдики әкс садалири

(бүгүн " зимистан" торида чиққан мушу тимидики мақалиниң қисқартилмиси )
 
көк байрақ, 2024-йили 2-май
 
әрәп вәкилләр шәрқи түркистанни зийарәт қилип вә уйғур қирғинчилиқиниң ғәрп тәшвиқати икәнликигә қайиллиқлиқини билдүрүп икки һәптидин кейин, райондин ирқий қирғинчилиқиниң иқтисадий саһәдики әкс садалири аңлинишқа башлиди.
 
учур 1 , « йеримизни тартивалди, җенимизни қандақ бақимиз? бу дунйада адләт йоқму? бизгә игә чиқидиған бирәр дөләт , бирәр тәшкилат йоқму?!!»
 
диққәткә сазавәр ки бу садалар, уруш райони болсиму, пикир әркинлики бар болған пәләстин йаки украинийәдин әмәс, ахбарат әркинлики боғулған, миңларчә киши « сәлбий» учур тарқатқанлиқи үчүн кесилгән уйғур җәмийитидин келиватиду.
 
бу айалға бунчә чоң җасарәт , бунчә чоң тәвәккүлчилик нәдин кәлгән?! айал шикайитини мундақ давамлаштуриду: « җенимиздин тойдуқ, һөкүмәт күчлүк болғандикин бизни етиплавәтсә болмамду, қириплавәтсә болмамду?!! бунчә азап тарқандин өлгинимиз раһәт әмәсму?!»
 
мәнчә бу җүмлиләр, нәқ ирқий қирғинчилиқниң иқтисадий саһәдики әкс садалиридур.
 
учур 2, бир топ киши пәмидур күчити тарқитиватқан машининиң арқисдин йүгирәйду. бу көрүнүш афғанистанда америка айрипланиға әгишип йүгүрәватқан кишиләрниң көрүнишини әслитиду, әпсуски афғанларниң өзлири дуч кәлгән хәвптин қечишни синаш имкани бар, уйғулар үчүн уни тәсәвуур қилишму мүмкинсиз, чүнки улар төмүр қәпәзниң ичидә.
 
учур 3, көрүнүштә ишләватқанларниң һәммиси айал, демәк, аилидики әркәкләр түрмә вә лагирда.
 
учур 4 , соғуқ вә боранлиқ һавада етиз бешида, гаһ өмиләп , гаһ йәрдә йетип туруп ишләватқан айаллар ....
 
бу көрүнүшләрниң һич бири зийарәтчиләргә көрситилгини йоқ. райондики ул әслиһә қурулушлирини көрөп һайаҗанланған бир әрәп вәкил , бу тәрәққийатни " хәлққә майил " тәрәққийат дәп махтиди. хош, қайси хәлққә? уйғурғиму вә хитай көчмәнлиригиму? әлвәттә хитай бундақ пәрқләндүрүшни халимайду, чүнки у " җоңхуа миллити"дин ибарәт бирла милләт бәрпа қилиш билән алдираш. әмма өзгәрмигән бир реаллиқ бар: уйғур вә хитайлар, тили, дили, дини, келип чиқиши түптин пәрқлиқ болған, өзара йуғурулмайдиған, қочисиму қени қетилмайдиған икки айрим милләттур.
 
хитай бу реаллиқни йошуруш үчүн районға миңларчә зийарәтчиләрни тәклип қилди, кәздүрди, әмма , улар кәткәндин узун өтмәй, иҗтимаий таратқу дегән бу бәңваш қорал, хитайниң йошуриватқанлирини паш қилди. йуқурқи учурлкардин зийарәчиләргә бериливатқан сигнал шу: силәр көргән у нахша ейтиватқан, усул ойнаватқанлар уйғур җәмийитиниң кичиккинә бир қисми, бу җәмийәттә лагир вә түрмидә йетиватқан милйонларчә киши бар, уларниң қорқсақ ғемидә йашаватқан аилә әзалири бар, унтулдуриливатқан байрамлири бар. бизниң әһвалимизни растинла билмәкчи болсаңлар, һалимизға хитайниң мәйданида туруп әмәс, инсани мәйданда туруп қараңлар, хитайниң қанити астида келип әмәс, мустәқил тәкшүрүш гурупписи болуп келиңлар.....
 
әлвәттә бу садаар, ирқий қирғинчилиқиниң иқтисадий саһәсниң кичиккинә бир қисми ; булаң- талаң қилиниватқан йәрасти йәр үсти байлиқлар, монопол қиливелинған тиҗарий пурсәтләр қатарлиқ чоң саһәләрдики сада техи аңлинишқа пурсәт тапқини йоқ.