сүрәттә, шәрқий түркистан өлималар бирликиниң мәрһум һәққидики тәзийәнамиси.
бүгүн мубарәк җүмәкүни 45 йиллиқ сәпдишимиз әлихан һаҗимдин айрилип қалдуқ.
әлихан һаҗим акимиз истанбулда бирқанчә йилдин бири дин сәвдаси, вәтән ишқида йашаватқан болуп, пүтүн дәрди вәтән мустәқиллиқи, муқәддәс исламниң раваҗи иди.
әлихан һаҗим вәтәндә йаш вақтидинла хитайниң зәрбиси, үзлүксиз тәқипи асида йашиған. 1978-79 йиллири хотән шәһридә мәрһум муһәммәд ибраһим һаҗим долниң өйидә (мәхпи мәдрисә) оқуватқан вақтимиз иди. миниң йешим 12-13 әтрапида болса керәк, мәрһум әлихан һаҗим 30-35йашларда болса керәк. биз оқуватқан өйдә биз билән биргә йетип-қопуп бирқанчә ай турған иди. кейин уқсам хитайниң зулми, тутуп кетишидин қорқуп қағилиқта туралмай хотәнгә кирип йошурнуп турғаникән.
мәрһум әлихан һаҗим йаш вақтидинла диндар киши болуп, хотәндики мәрһум абдуләһәд мәхсум һаҗим, қағилиқтики абдулһәким мәхсум һаҗимларға охшаш рәббани өлималар билән һәмсөһбәт болуп өткән, барлиқини дини, вәтини вә миллитигә ативәткән муҗаһид киши иди.
вәтәндә 80-йиллардин та вәтәндин айрилғучә пүтүн кучи билән тәлим-тәрбийә, диний дәвәт хизмәтлиригә актип қатнишип киечини күндүзгә улап хизмәт қилған мубарәк киши иди.
мәрһумға аллаһтин рәһмәт вә мәғфирәт тиләймән, қериндишим муһәммәд әмин қарим вә мәрһумниң барлиқ аилисигә сәбри җәмил тиләймән.
инна лиллаһ вә инна иләйһи раҗиувн!!!
билал әзизи
2024-йили 3-май