дунйа уйғур қурултийи қурулғанлиқиниң 20 йиллиқини хатириләш паалийәтлири башланди

дунйа уйғур қурултийи қурулғанлиқиниң 20 йиллиқини хатириләш паалийәтлири дунйаниң һәр қайси җайлиридин кәлгән вәкилләрниң иштираки билән 3-май германийәниң мийунхен шәһиридә башланди.

мәлум болушичә, 3-май кәчқурун башланған рәсмий хатириләш мурасимиға, 24 дөләттин кәлгән уйғур паалийәтчиләр вә тәшкилат вәкиллири билән биргә, германийә вә йавропа иттипақи парламеинтлириниң әзалири вә уйғурларни қоллап келиватқан шәхләр иштирак қилған. 

д у қ иҗраийә комитетиниң рәиси өмәр қанат әпәнди ечилиш мурасимиға рийасәтчилик қилған болуп, у дунйа уйғур қурултийиниң бу хатирә күнигә кәлгән меһманларни қизғин қарши алидиғанлиқини билдүрди.

өмәр қанат әпәндиниң ечилиш нутқидин кейин, д у қ ниң сабиқ рәиси әркин алиптекин әпәнди сөзгә тәклип қилинди. у сөзидә дунйа уйғур қурултийиниң қурулуш сәвәби, җәрйани вә нишанлири һәққидә өзиниң әслимилирини аңлитип өтти.

440607851_946283004172259_3779715857219759378_n

gmrfiwnw8aa0gd_

хатириләш мурасимиға уйғурлардин сирт йәнә, нурғунлиған чәтәллик меһманларму иштирак қилғаниди. йиғинда германийә баварийә парламентиниң муавин рәиси маркус райндерейспакер (Markus Rinderspacher) , чех парламенти кеңәш палата әзаси җири оберфалзер (Jiri Oberfalzer) вә тибәт сүргүн һөкүмитиниң пирезиденти пенпа сериң (Penpa Tsering) қатарлиқларму айрим-айрим сөз қилди.

438274997_946283730838853_3849337769251994607_n

һәр саһәдин кәлгән меһманларниң нутуқлиридин кейин ечилиш мурасими уйғурларниң мәдәнийәт паалийити билән қизғин кәйпийат ичидә давам қилди.

мурасимдин бурун намайиш өткүзүлди

3-май җүмә күни чүштин кейин, мйунхендики хитай консулханиси алдида хитайниң ирқий қирғинчилиқ җинайәтлиригә вә ши җинпиңниң йавропа зийаритигә қарши зор көләмлик бирләшмә намайиш өткүзүлди.

6aa89b87-b43c-4256-a008-8402a69cc702

бу намайишқа һәрқайси әлләрдин кәлгән көп сандики уйғурлар қатнашти. д у қ рәиси долқун әйса әпәнди намайишта қилған сөзидә, бу намайишниң мәқситиниң хитай консулханиси арқилиқ уйғурларниң авазини бейҗиңға йәткүзүш икәнликини тәкитлиди.

2024-йили 4-май