уйғурлар вә кишилик һоқуқ тәшкилатлири ши җинпңниң франсийә зийаритигә инкас қайтурди

хитай дөләт рәиси ши җинпиң алдимиздики һәптә йавропадики үч дөләттә бәш күнлүк зийарәттә болидиған болуп, кишилик һоқуқ тәшкилатлири униң зийаритидин бурун кишилик һоқуқ вә инсанийәткә қарши җинайәтләрни тәкитлиди.

хитай ташқи ишлар министирлиқиниң билдүрүшичә, хитай рәиси ши җинпиң 6-майдин 10-майғичә фирансийә, сербийә вә венгирийәдә зийарәттә болиду. бу униң йеқинқи бәш йилдин бери йавропаға қилған тунҗи зийарити һесаблинидикән.

игилинишичә, ши җинпиң дүшәнбә, сәйшәнбә күнлири франсийәдә рәсмий зийарәттә болиду. бу униң үчинчи қетим франсийәдә зийарәттә болуши икән.

франсийә таратқулириниң хәвәр қилишичә, җүмә күни, франсийәдики уйғурлар ши җинпиңниң президент еммануел макронни зийарәт қилишини уйғурлар қарита бир «шапилақ» дәп атиди.

йавропа уйғур институтиниң қурғучиси вә франсийә пуқраси дилнур ханим өзиниң вә башқиларниң хитай рәһбириниң зийаритидин биарам болғанлиқини оттуриға қойған.

у ши җинпиңни «уйғур хәлқиниң җаллити» дәп тәсвирләп мундақ дегән: «бу президент макронниң бизгә бир шапилақ салғанлиқидин дерәк бериду, болупму франсийәдики уйғурлар үчүн».

france

 дилнур рәйһан ханимниң билдүрүшичә, улар 3-май күни мәзкур намайиш һәққидә мәхсус мухбирларни күтүвелиш йиғини ачқан. мәзкур йиғинда дилнур рәйһан, лагер шаһиди гүлбаһар хативаҗи, сабиқ парламент әзаси андре гаттолин (André Gattolin) вә фирансийәниң мәтз шәһиридики уйғурлар үчүн тәшкилләнгән йашлар коллектипиниң мәсули антони анстет (Anthony Anstett) қатарлиқлар мухбирларниң соаллириға җаваб бәргән.

фирансийә пирезиденти макронниң ши җинпиңни күтүвелиши һәққидә ишләнгән хәвәрләрдә фирансийә уйғурлириниң бу күтүвелишқа болған наразилиқиға кәң орун берилгән. «мадөлән» мәйданида елип берилған намайишқиму фирансийәдики көплигән таратқулар топланған. 

 иҗтимаий таратқуларда мәзкур намайиш һәққидә берилгән видийоларға қариғанда, уйғурларниң бу тинч намайиши хитай милләтчилириниң һәр хил шәкилдики паракәндичиликигә учриған.

бирләшмә агентлиқиниң билдүрүшичә, ши җинпиңниң йавропа иттипақи билән хитай оттурисидики мунасивәтләр җиддийлишиватқан бир пәйттә қилидиған бу зийаритидә, украина уруши, сода вә мәбләғ селиш мәсилилири күнтәртиптики нуқтилиқ темилар болидикән. бирақ кишилик һоқуқ тәшкилатлири бу қетимқи зийарәттә фирансийә пирезиденти макронниң ши җинпиңға хитай һөкүмити уйғурларға қарита садир қиливатқан «‍инсанийәткә қарши җинайәт» ниң бәдилини агаһландурушини тәләп қилмақта.

кишилик һоқуқни көзитиш тәшкилати 3-май байанат елан қилип, ши җинпиңниң зийарити макрон үчүн хитай һөкүмитиниң еғир кишилик һоқуқ дәпсәндичиликини күнтәртипкә қойушниң пурсити икәнликини, шуңа макронниң хитай һөкүмити садир қиливатқан «инсанийәткә қарши җинайәт вә еғир дәпсәндичиликниң бәдилини оттуриға қойуши керәклики» ни билдүргән.

байанатта, кишилик һоқуқни көзитиш тәшкилати хитай бөлүминиң мувәққәт директори майа ваң «пирезидент мокрон ши җинпиңға хитай һөкүмити садир қиливатқан инсанийәткә қарши җинайәтләр хитайниң фирансийә билән болған мунасивәтлиригә бәдәл болидиғанлиқини ениқ ейтиши керәк» дегән.

2024-йили 5-май