авустралийәдә уйғурлуқниң утуқи

абдувәли айуп
 
авустралийәниң аделәйд шәһридә үчинчи майдин йәттинчи майғичә төт күнлүк зийарәттә болдуқ. ата аналарниң ана тил оқутушиға болған баһасини, арзу үмидини, тәнқидини сорудуқ. оқутқучилардин оқутушта дуч кәлгән қийинчилиқларни, риқабәтләрни вә мувәппәқийәтләрни игилидуқ. омақ балилардин ана тилни қандақ өгәтсәк техиму қизиқарлиқ, нәтиҗилик, җәлипкар болидиғанлиқини, биздин күтүлидиған тәләпләрни сорап биливалдуқ.
 
майниң раһәтбәхш һавасида, қериндашларниң миһирлик дастиханида болуш көңүллүк иди. уларниң әвлатларниң кәлгүси, милләтниң истиқбали, ана тилниң мәвҗутлуқи һәққидә сүргән қайғуси вә қилған хизмәтлиридин вақип болуш бизгә йеңи йеңи үмидләрни бәхиш әтти. уларниң қизғинлиқи биллә вуҗутқа чиқиридиған, һәмкарлишидиған йеңичә пиланларни ата қилди.
 
аделәйд уйғурниң муһаҗирәттә ғәлибә қазанған мәһәллиси икән. у йәрдә уйғурлар қурған, 32 йилдин буйан тақалмиған ана тил мәктәп бар икән. уйғурниң үч әвлат биллә йашайидиған һойла арамлиқ, тонур, гүлзарлиқ өйлири бар икән. уларниң қурулуш ширкәтлири, дукан, ашхана вә мәсчити бар икән. көпчилик мәшрәпләрни биллә ойнайдикән, һейит байрамни вәтәндикидәк қизитип қойидикән. кишилиримиз итиқатлиқ, ғәйрәтлик, параңчи, қизғин икән.
 
аделәйдтә башқа йәрләрдә кәм тепилидиған үч әвзәллик бар икән. бири нопус әвзәллики болуп, миң икки йүздин артуқ уйғур бир шәһәрдә, бир әтрапта йашайдикән. йәнә бири иқтисад әвзәллики икән. бу йәрдики қериндашлар арисида милйунирлар хели көп икән. һайаттин, иқтисаттин ғәм йигән кишини көрмәк тәскән. үчинчиси мәдәнийәт әвзәллики икән. кишиләр уйғур мәдәнийитини сақлап қелишқа керәклик мәктәп, мәшрәп вә уйғур өйигә охшайдиған йиғилиш сорунлириға игә икән.
 
аделәйдтә әң үмитлик әһвал вәтәндин чиққан 50-йилларда йетишкән биринчи әвлат рәһбәрләр билән вәтәндә 80-йилларда йетишкәнләр вә муһаҗирәттә йетишкән, йетишиватқан иккинчи әвлат мунәввәрләр ортақ хизмәт қилидикән. вәтән сиртида туғулған үчинчи әвлат аллиқачан даваға кирип бопту.
 
ана тил мәктәптә вәтәндин чиққан биринчи әвлатниң қолида тәрбийәләнгән иккинчи әвлат оқутқучи бопту. бәзи аиләләрдә үчинчи әвлат уйғурлар балиларни ана тил мәктәпкә берипту. демәк, ана тилниң мәвҗутлуқи муһаҗирәттә үчинчи әвлатта түгәйду, дегән нәзәрийәни аделәйдтики уйғурлар әпсанәгә айландурупту.
 
дунйаниң башқа йәрлиридики уйғурлардин пәрқлиқ һалда төтинчи әвлат уйғурлар ана тилни мәктәптә өгинишкә башлапту. ата анисиниң уйғурчә сәвийәси йәтмигән нәвриләргә бова вә момалар уйғурчә өгитип савадини чиқарғили турупту. улар чирайлиқ уйғурчә сөзләп, көк байрақни көтүрүп намайиш қилип, уйғурчә мурасимларни қизитип, уйғур усули ойнийалайдиған бопту.
 
аделәйдкә кәлгән тунҗи әвлат мусапирлар уйғурлуқни 80-йилларда авустралийә тупрақлириға тиккән икән. шуларниң йол көрситиши билән вәтәндин кәлгәнләр уйғурлуқни пәрвиш қилип көклитипту. мөрини мөригә тиригән пидакарлар уйғурниң мәвҗутлуқини барғанчә барақсан қилип бүгүн бир чаһарбағни бәрпа қилип чиқипту.
 
авустралийәниң аделәйд шәһридә қириқ йиллиқ муһаҗирәт уйғурни еритип йоқ қилмапту, күчәйтипту, тоқ қипту, бай қипту. мәшрәп уйғурниң мәнивий мустәқиллиқини, өмлүкини, тәшкилчанлиқини бәрпа қипту, мәктәп балиларниң қәлбигә ана тилни, ана мәднийәтни, уйғурлуқ роһини тикипту, уйғур өйигә охшаш йиғилиш соруни уларниң мурасимлирини, өрүп адәтлирини сақлапту, қәлбини җәм қипту. мәнчә бу утуқни үлгә қилишқа, кеңәйтишкә, өгинишкә әрзийду, муһаҗирәттә мәвҗутлуқниң ачқучи йәнила һәр қайси әлләрдә йашайдиған уйғурларниң өз қолида икән. аделәйдтики уйғурлар қилғанни мәнчә һәммәйлән қилалаймиз.
 
2024-йили 8-май
 
(апторниң фесбук һесабидин әйнән көчүрүп елинди.)