муһәммәд йүсүп
инсан әқиллиқ мәхлуқ болғанлиқи үчүн, униң йахшилиққа иқтидари болғандәк, йаманлиққа болған һийлилири наһайити көптур. инсанларниң һәммиси пәриштидәк пак вә гунаһсиз туғулсиму, уларниң нурғуни йиртқучларға айлинип инсан җинсиға зийанкәшлик қилиш йолини талливалиду. шуңа адәттә биз йиртқучлардин қачимиз, әмма инсанлардин қачмаймиз. чүнки, биз уларниң ичидики йиртқучлуқларни билмәймиз. шуңа «һайван алиси тешида, адәмниң алиси ичидә» дегән мақал қалдурулған.
мәлумки, кишиләрниң роһийитигә һуҗум қилидиған, сәлбий вә начар сөзлири билән уларниң дилиға азар беридиған вә шәйтанниң әқлиға кәлмәйдиған һийлә, нәйрәңлири билән улани мәқсәт-ғайилиридин адаштуридиғанлар шәйтан мисали йиртқуч инсанлар болуп, улар интайин зийанлиқтур. шуңа сәлбий роһийәттики, шум инсанлардин йирақ туруш әлвәттә бихәтәр вә һекмәтлик иштур. инсанларни тонушму алаһидә бир илим болуп, у парасәтниң бир түридур. «инсанларни мәсҗидләрдә әмәс, муамилидә тонуң» дәйдиған һекмәт бар. йуқириқиларниң әксичә, иҗабий вә бәрикәтлик инсанларму көп болуп, улар өзлиридики иҗабийлиқ, меһрибанлиқ вә көйүмчанлиқтин ибарәт инсаний хислити билән адәмгә худди қуйаштәк ениргийә бериду, тоғра мәслиһәт бериду, йол көрситиду. бундақ кишиләр билән һәмсөһбәт болған адәм өзини бәхтлик һес қилмай туралмайду.
мәслиһәт селиш
дин вә дунйалиқ ишларда башқиларға мәслиһәт селиш вә ишларни кеңәш билән қилиш наһайити йахши. мундақ қилиш динимизниң әмридур. чүнки, аллаһ таала бизниң үлгимиз вә йолбашчимиз һәзрити муһәммәд әләйһиссаламға (оَшَаоِрْهُмْ фِй алْأَмْрِ) «ишта улар билән кеңәш»[1] дп буйруш арқилиқ уни саһабилири билән бамәслиһәт иш қилишқа буйруған.
мәслиһәтни кимгә селиш керәк?
мәслиһәтни ишәнчлик вә биз мәслиһәт салмақчи болған мәсилини әтраплиқ билидиған кишиләргә селиш вә һәммила адәмгә салмаслиқ лазим. шуңа мәслиһәтни мәслиһәт селишқа лайиқ кишиләргә селиш вә тола иккиләнмәслик лазим. (фَإِذَа عَзَмْтَ фَтَоَкَّлْ عَлَи аллَّهِ) «бир ишқа бәл бағлисаң, аллаһқа тәвәккүл қилғин»[2] дегән айәт буниңға буйруйду.
мәслиһәт салғандин кейин немә қилиш керәк?
мәслиһәттин кейин истихарә қилиш әвзәлдур. стихарә _ аллаһ тааладин йахшилиқ сораш демәктур. бирәр ишниң хәйрлик болуп_ болмаслиқи тоғрулуқ аллаһ тааладин мәниви бишарәт елишни халиған адәм икки рәкәт намаз оқуп, аллаһ таалаға дуа қилиду. җабир рәзийәллаһу әнһудин ривайәт қилинидуки: пәйғәмбәр әләйһиссалам бизгә истихарә қилишни худди қуран өгәткәндәк өгитәтти вә мундақ дәйтти: «силәр бирәр ишқа атланмақчи болғанда, икки рәкәт нәпли намаз оқуп болуп, муну дуани оқуңлар{аَллَّهُмَّ إِнِّй أَсْтَхِйْрُкَ бِعِлْмِкَ оَأَсْтَқْдِрُкَ бِқُдْрَтِкَ оَأَсْأَлُкَ мِнْ фَضْлِкَ алْعَظِйْмِ фَإِнَّкَ тَқْдِрُ оَлаَ أَқْдِрُ оَтَعْлَмُ оَлаَ أَعْлَмُ оَأَнْтَ عَлَّамُ алْғُйُобِ аَллَّهُмَّ إِнْ кُнْтَ тَعْлَмُ هَذَа алْأَмْрَ хَйْрًа лِй фِй дِйнِй оَмَعَашِй оَعَақِбَةِ أَмْрِй оَ عَаҗِлِهِ оَآҗِлِهِ фَақْдُрْهُ лِй оَйَсِّрْهُ лِй ثُмَّ бَарِкْ лِй фِйهِ аَллَّهُмَّ َإِнْ кُнْтَ тَعْлَмُ أَнَّهُ шَрٌّ лِй фِй дِйнِй оَмَعَашِй оَعَақِбَةِ أَмْрِй عَаҗِлِهِ оَآҗِлِهِ фَаصْрِфْهُ عَнِّй оَаصْрِфْнِй عَнْهُ оَақْдُрْ лِйَ алْхَйْрَ حَйْثُ кَанَ ثُмَّ рَضِّнِй бِهِ} "и аллаһ! сениң чәксиз илмиңгә сиғинип сениңдин йахшлиқ сораймән, сениң қудритиңгә сиғинип сениңдин күч ـ қуввәт тиләймән, сениң улуғ пәзлиңдин сораймән. сән һәқиқәтән һәр нәрсигә қадирсән, мән аҗизмән. сән һәммини билисән, мән билмәймән. сән пүтүн ғәйбләрни билгүчисән. и аллаһ! мениң бу иш (һаҗитини ейтиду) мениң диним, дунйалиқим вә ахирәтликим үчүн һазирда вә келәчәктә йахши болидиғанлиқини билсәң, уни маңа тәқдир қилғин вә маңа уни асан қилғин, андин униңда маңа бәрикәт ата қилғин. әгәр бу иш мениң диним, дунйалиқим вә ахирәтликим үчүн һазирда вә келәчәктә зийанлиқ болидиғанлиқини билсәң, уни мәндин йирақ қилғин вә мениму униңдин йирақ қилғин, нәдила болмисун маңа йахшилиқни нәсиб қилғин. андин мени униң билән мәмнун қилғин». андин аллаһтин һаҗитиңларни сораңлар"»([3]).
көп мәслиһәт селиш зийанлиқтур
тәҗрибиләр суни испатлидики, бирәр иш тоғрулуқ мәслиһәт салғиниңизда, әтрапиңиздикиләрдин, һәтта дост вә хизмәтдашлириңиздин %90 пирсәнт киши сизни қилмақчи болған ишиңиздин совутидиған йаки сизни бошаштуридиған тәклипләрни бериду. уларниң бәзиси сәмимий болмиған һалда қоллап қойиду, бәзиси бу ишниң ақивити һәққидә вәһимиләрни сөзләйду, йәнә бәзиси бу ишниң қийинлиқини ейтип сизни үмидсизләндүрүшкә уруниду. улар буни сизни йаман көргәнликтин әмәс, пәқәт сизниң мувәппәқийитиңиз уларниң мәғлубийити кәби билинип кәткәнликтин шундақ қилиду. чүнки, уларму сизгә охшашла утуқ қазиниш үчүн тиришиватқан кишиләр әмәсму?!
әмма сиз мәслиһәт салған кишиләрниң %10 пирсәнти сизгә шундақ күчлүк мәдәт беридуки, беғишлиған енергийәси билән сизни дәс турғузиду вә мувәппәқийәткә йеқинлаштуриду. мубада мушундақ иҗабий достлириңиз вә хизмәтдашлириңиз болса, шүкүр қилиңки, сиз һәқиқәтән тәләйлик икәнсиз.
мәслиһәтниң қурбани болуп кәтмәң
кишиләрни ғайисидин адаштуруш, қилмақчи болған ишидин совутуш бәзи инсанларниң һийлиси болуп, улар буни наһайити устилиқ билән қоллиниду. шуңа уларниң һийлә-микирлиригә алдинип кәтмәслик лазим.
«һайат әнә шундақ» дегән китабта бир адәм мундақ бир қиссини байан қилиду: «мән келәчики бар, базири йахши бир тиҗарәтни башлимақчи болуп, бир қанчә кишигә мәслиһәт салдим. улардин бири, бу ишниң келәчеки қараңғулуқ икәнликини вә бундақ ишқа мәбләғ селишниң йахши әмәсликини ейтип, мени совутти. йәнә бири, өзиниң бу ишни таза билип кәтмәйдиғанлиқини, әң йахшиси алдирап қарар бәрмәсликимни ейтти. йәнә бири, мениң у ишни қилалмайдиғанлиқимни ейтти. шуниң билән каллам гаңгирап қалди вә тохтап қалдим. бир қанчә айдин кейин қарисам, маңа бу ишниң келәчекиниң қараңғулуқ икәнликини ейтип, мени униңдин совутқан достумниң шу ишни башлап обданла йолға селивалғанлиқини көрдүм».
истанбулда бир қериндишим өзиниң бешидин өткән мундақ бир қиссини сөзләп бәргән иди: «буниңдин он нәччә йил илгири биз достлар билән бирликтә динимиз вә хәлқимиз үчүн мәнпәәтлик болған йахши бир ишни башлимақчи болуп, пешивалиримиздин бир устазға мәслиһәт салған идуқ. устаз бу ишниң наһайити йахши икәнликини билдүрүп болғандин кейин, униң башлинип болғанлиқини, қайта қилишниң вақитни исрап қилғанлиқ болидиғанлиқини ейтип бизни униңдин совутти. шуниң билән биз у ишни унтуп кәттуқ. әмма әпсуски, «башлинип болди» дейилгән бу иш һазирғичә ройапқа чиқмиди.
йәнә бир қериндишимиз мундақ дәйду: «биз диний илимләр саһәсидә әмдила оқуш пүттүрүп, мәшһур чоң әсәрләрдин бирини уйғур тилиға тәрҗимә қилиш нийитигә келип, шу әсәр тәрҗимә қилинип болған йаки болмиғанлиқини сүрүштә қилиш үчүн илмий хизмәт қиливатқан устазлар билән учраштуқ. уларниң көп санлиқи бизни күчлүк қоллиди вә һазирғичә бу әсәрниң тәрҗимә қилинмиғанлиқини ейтти. пәқәт бир-икки киши у әсәрниң тәрҗимә қилинип болғанлиқини вә йеқинда нәшрдин чиқидиғанлиқини ейтти. шуниң билән биз башқа әсәрләргә тутуш қилдуқ. әпсуски, буниңдин 16 йил илгири ‹нәшрдин чиқиду› дейилгән шу әсәрниң нәшр қилинғанлиқини көрмидуқ. арида уни сориған болдуқ. алған җавабимиз ‹тәһрирлиниватиду› дегәнликтин ибарәт болди».
бундақ қиссиләр күндилик турмушимизда хели учрап туриду, шуңа мәслиһәтни өзимиз ишәнч қилидиған, парасәтлик кишиләргә селишимиз вә уларниң сиртидики инсанларға шундақ мәқситимиз барлиқиниму демәсликимиз һекмәттур. чүнки, һайатта йахши ишларни қоллайдиғанлар болғандәк, бузидиғанларму көптур.
ибрәт:
мәслиһәт селиш билән истихарә қилиш динимизниң әмри вә сағлам иш қилишниң йолидур.
мәслиһәт ишәнчлик вә алим кишигә селиниду.
көргәнла адәмгә мәслиһәт селиш вә көп иккилиниш зийанлиқтур.
муһәммәд йүсүп ислам билимлири тори
[1] ал имран сүриси: 159- айәт.
[2] ал имран сүриси: 159- айәт.
([3]) бухари ривайити.