уйғур-ханим-қизлириниң мувәппәқийити

муһәммәд йүсүп
 
бүгүн 2024- йили 13- май, «сутуқ буғрахан илим вә мәдәнийәт вәқпи» тәрипидин орунлаштурулған уйғур ханим-қизлиримизниң «өзини тәрәққий қилдуруш» курсини тамамлап тиккүчилик кәси бойичә иш башлаш мурасимиға иштирак қилдим. мурасим наһайити йахши өтти. уйғур ханим- қизлиримизниң тиришчанлиқ роһидин интайин тәсирләндим.
 
айаллар һәрқандақ бир җәмийәтниң әң муһим тәркиби вә милләтни қуруп чиқидиған қелип болған аилиниң асасидур. ислам вә уйғур тарихида айаллар һәр саһәдә вә һәр мәйданда әрләрдин қелип қалмиған. ишләш ислам пәрзлиридин бири, айалларниң ишлиши тәқдирлиниду вә мәний қилинмайду. кәсп өгиниш вә кәсип билән шуғуллиниш һалал ризиқниң әң капаләтлик йолидур. пәйғәмбәр әләйһиссалам:«әң һалал йемәк өзи ишләп йегән йемәктур» дәп көрсәткән.
 
миллитимизниң һүнәр - кәсип маһаритини дунйаға тонуштуруш йүрәктин алқишлашқа әрзийдиған гүзәл бир хизмәттур. милләтниң мәвҗутлуқини сақлаш шу милләтниң диний етиқадини, тил-йезиқини, миллий әнәнисини вә һүнәр- сәнитини җан тикип қоғдаш билән әмәлгә ашиду. шуңа уйғур ханим- қизлирини биздә болған вә болмиған йахши кәсипләрни өгинип өзлириниң турмушини бейитиш билән биргә миллитимизниң һүнәр маһаритини намайан қилишини үмид қилимән . һүнәр -кәсип өз - өзигә хоҗа болуп, беши үстүн вә әзиз йашашниң, шундақла башқиларға мәнпәәт йәткүзүшниң йолидур. пәйғәмбәр әләйһиссалам «инсанларниң әң йахшиси кишиләргә мәнпәәтлик болғинидур» дәп көрсәткән. шуңа уйғур ханим-қизлиримизниң өзлирини испатлаш, башқиларға йүк болмаслиқ вә миллитимизниң җәңгиварлиқини намайан қилиш үчүн өзлиригә мунасип һүнәр-кәсипләрни өгинишини вә өгитишини үмид қилимән.
 
һәрқандақ бир һүнәрниң раваҗлиниши ихлас вә қетирқинишқа бағлиқтур. қетирқинип иш қилиш динниң үчинчи мәртивиси болуп, улар: иман, ислам вә еһсандур. еһсан - дин вә дунйалиқ һәрқандақ ишни қетирқинип вә берилип ишләш дегәнликтур. реал дунйаға қарайдиған болсақму, өз кәсипини һөрмәтлигән вә қетирқинип ишлигәнләр тәрәққий қилмақта, күнсайин күчләнмәктә. һүнәр-кәсип мәйли қандақ түрдикиси болсун, һәммиси шәрәплик вә муһимдур. өз кәспини сөйүш вә уни қизиқарлиқ билән орундаш наһайити муһимдур.
 
441153657_7932404536790340_3880248040105273339_n
 
(апторниң фейсбук һесабидин көчүрүп елинди)