намайәндилик өлчими : миллий һөрлүк күриши вә миллий трагедийә

нәбиҗан турсун (тарих пәнлири доктори)

(апторниң « 100 йиллиқ уйғур тарихи романчилиқида миллий сәлтәнәт вә миллий трагедийә» намлиқ монографийәсидин арийә)

19-әсир вә 20-әсирниң биринчи йеримидики уйғурларниң  сийасий қисмәтлири вә бесип өткән мусапилири уйғурлар изчил вә әң әһмийәт берип кәлгән һәм һазирму актип һалитидә туруватқан темидур. мәзкур мавзулар бойичә күчлүк вә қатму-қат сийасий сензора астида уйғур тарихи шаһитларниң хели көп сандики әслимилири, тәтқиқатчиларниң мәлум сандики мақалилири вә китаблири елан қилинди. шу қатарда йәнә тарихи романчилиқ уйғур әдәбийатиниң әң муһим салмиқини тәшкил қилди.

уйғур дийари вә оттура асийа районидики бир пүтүн һазирқи заман уйғур әдәбийатида романчилиқ қәдәмлири 20-әсирниң башлиридин етибарән ташланған болуп, таки һазирғичә нәшр қилинған уйғур йазғучилириниң қәләмлиригә мәнсуп барлиқ романларни 400 парчә әтрапида дәп тәхмин қилиш мумкин. әлвәттә, һазирғичә бир пүтүн уйғур әдәбийатидики романларниң омуми тизимлики рәсмий әдәбийатшунаслиқ методи билән түрләргә айрип, илми вә ениқ рәвиштә турғузулмиди. әмма һәр хил тизимлаш характеридики әмгәкләр қилинип, бәзи охшимиған вә һәр хил санлиқ мәлуматлар елан қилинди. дәсләпки қәдәмдә әнвәр һошур, 1974-2003-йиллири арисида нәшр қилинған романлардин 166 ни[1], садир турсуннийаз удунлуқ 2013-йилиғичә болған арилиқта нәшр қилинған 270 романни тизимлиған[2]. әмма, полат аманнури 2011-йилиғичә нәшр қилинған романларниң 250 парчидин ешип кәткәнликини көрсәтсә[3], абдурешит муһәммәдимин уйғур романлириниң 2011-йилиғичә 300 парчиға йәткәнликини қәйт қилиду[4].

қазақистан, қирғизистан вә өзбекистан қатарлиқ оттура асийа җумһурийәтлиридики уйғур әдиблири тәрипидин нәшр қилинған романларниң ениқ саниму турғузулмиған болуп, әлвәттә совет иттипақи дәвридә һәммә нәрсә һөкүмәтниң пилани вә чиқими бойичә нәшр қилинғанлиқи үчүн романларниң сани бәк көп болмиған, асасий җәһәттин совет иттипақи йимирилгәндин кейинки әркин йезиш вә нәшр қилиш дәвридә романларниң сани тез ашқан. мениң пәризимчә, сабиқ совет иттипақи дәври вә һазирқи мустәқил җумһурийәтләр дәвридә уйғур йазғучилириниң уйғур, рус, өзбек тиллирида тәхминән 80 әтрапида романиниң нәшр қилинғанлиқини пәрәз қилиш мумкин[5].

мәркизи асийа чеграсиниң икки қисмидики, асаслиқи алмута билән үрүмчини мәркәз қилған уйғур қәләмкәшлири , болупму уйғур йазғучилири өзлириниң әң надир вә әң салмақлиқ иҗадийәтлирини пәқәт әнә шу өз миллитиниң шанлиқ сәлтәнәт дәврлири, миллий азадлиқ күрәшлири билән униң паҗиәлик қисмәтлири, тарихи қәһриманлири, көчүш вә башқа мәзмунларға беғишлиған болуп, әнә шу нуқтидин уйғур дийарида нәшр қилинған 270 парчә әтрапидики роман ичидә тәхминән 70 парчиға йеқини тарихи роман һесабланса[6], қазақистан, қирғизистан вә өзбекистанларда нәшр қилинған романлар арисида 40 парчиға йеқини охшашла тарихи роман һесаблиниду[7].

тарихи мавзулар бир пүтүн уйғур әдәбийатидики даимлиқ интилишчан , муһимлиқи йуқири вә оқурмәнлири әң көп, хәлқни өз қисмәтлири һәққидә тәпәккур қилишқа йетәкләш әһмийитигә игә болуп кәлди. бу мавзулар һәққидә йезилған роман-повест , һекайә вә дастанларни санап, һәр бир әсәр һәққидә мәхсус тохтилиш әлвәттә айрим , системилиқ вә наһайити чоң әмгәкләрни тәләп қилиду.
тарихи мавзу 20-әсирниң башлиридин тартип таки һазирғичә болған уйғур әдәбийатида, болупму уйғур романчилиқида асасий салмақни игиләш билән биргә уйғур әдәбийатиниң әң надир нәмунилик әсәрлири мәзкур саһә арқилиқ тикләнгән иди. уйғур әдәбийатидики әң мәшһур намайәндиләрму өзлириниң тарихи романлири арқилиқ өзлириниң уйғур әдәбийати төри, уйғур оқурмәнлири вә хәлқиниң қәлбидики йүксәк орнини тиклигән иди.

тарихи романчилиқниң қисқичә мусаписи

шуни әскәртиш зөрүрки, 20-21-әсир заманиви уйғур әдәбийатида тарихи мавзуға әң бурун қәдәм ташлиғучи йәнила нәзәрғоҗа абдусәмәтоф (1887-1951) болуп, у өзиниң 1921-йили нәшр қилдурған «нузугум» қиссиси билән уйғур хәлқиниң азадлиқ күрәш тарихи қәһриманлириниң трагедийәсини молла билал назимниң классик дастанчилиқ йоли билән әмәс, бәлки әйни вақиттики идил-урал бойлири вә оттура асийада аллиқачан бих урған вә мевә беришкә башлиған түркий заманиви прозичилиқ услуби һәм еқимида йорутқан иди. «уйғур балиси», йәни нәзәрғоҗа абдусәмәтоф мәзкур «нузугум» қиссисиниң баш қәһримани нозугумниң азадлиққа вә әркинликкә интилиш күришини хусусән өзиниң әйни вақиттики сәпдашлири-абдулла розибақийеф ( 1899-1938), исмаил таһироф (1901-1938), абдулһәй муһәммәди ( 1901-1937), шуниңдәк һазирқи заман уйғур әдәбийатидики тунҗи реализмлиқ роман -« долқунлар арисида» ( 1933-йили)ниң аптори мөмин һәмрайеф (1907-1955 ), бир йүрүш повест вә шеир топламлириниң апторлири нур исрайилоф (1910-1937), турди һәсән (1909 -1938)вә башқа йүзлигән уйғур милләтпәрвәрлири, зийалийлири вә әдиблириниң «уйғуристан» азадлиқ ғайиси һәм уйғур миллий идеологийилик пикирлири билән органик һалда бирләштүрүвәткән иди. шуңа, нәзәрғоҗа абдусәмәтоф өз әсиридә нозугумниң трагедийәсинила әмәс, бәлки бир пүтүн уйғур хәлқиниң трагедийисини, нозугумниң өз иппити вә етиқадини қоғдаш һәм һөрлүк күрәшлиринила әмәс , бәлки мустәмликә астидики бир пүтүн уйғур хәлқиниң әркинлик күрәшлирини һәм бу күрәшләрдики ғәлибилири билән трагедийәлириниң сәвәб-амиллирини йорутуш шуниңдәк йәнә әйни вақитларда өзлирини «таранчи» йаки «қәшқәрлик» дегәндәк өз йурт кимлики билән вә йаки«мусулман» дәп атап, ортақ миллий идийиси техи шәкиллиниш вә раваҗлиниш басқучиға кирмигән хәлқни өзлириниң тарихтики сәлтәнәтлик бүйүк уйғур әҗдадлириниң роһини урғутуп, ортақ уйғур миллий идеологийиси астида миллий азадлиқ күрәшкә атландуруш муддиасиға йәтмәкчи болған иди. өткән әсирниң 20-30-йиллирида йәнә оттура асийа уйғур йазғучилири нузугум, садир палван қатарлиқларниң қәһриманлиқ образлирини драматоргийә саһәсигиму мувәппәқийәтлик елип чиққан иди.

әпсуски, йуқирида нами аталған 1920-1930-йиллар заманиви уйғур мәдәнийити вә әдәбийатиниң йирик намайәндилириниң көпинчиси 1937-1938-йилларда сталин түзүми тәрипидин рәһимсизләрчә тазилинип, оттура асийа хәлқлири арисида мәдәнийәт, әдәбийат-сәнәт саһәсидә авангарт күч сүпитидә кетиватқан уйғур әдәбийати вәйран қилинип, 30 йил әтрапида арқиға чекиниш вәзийити шәкилләнди. нәзәрғоҗа абдусәмәтофму сталин һакимийитиниң тазилишидин қечип, ғулҗа йенидики җағистайда өз һайатини өткүзүшкә мәҗбур болған иди.

уйғур әдәбийатини оттура асийа түркий хәлқләр әдәбийатидики авангарт дейишимизгә асас болидиған нуқтилардин бири шуки, һазирқи заман уйғур әдәбийатидики әйни дәвр реал һайатиға беғишланған тунҗи роман, йәни йазғучи мөмин һәмрайефниң романи«долқунлар арисида» (1933-йили) өзбек һазирқи заман әдәбийатидики тунҗи роман, йәни абдулла қадири җолқунбай тәрипидин йезилған«өткән күнләр»( 1925-1926-йиллири)дин 7 йил кейин, өзбек әдәбийатидики иккинчи роман «меһраптин чайан»(1929-йили)дин 4 йил кейин, әмма, һазирқи заман қирғиз әдәбийатидики тунҗи роман, йәни макай елибайеф тәрипидин йезилған «узун йол» ( 1936-йили) дин 3 йил бурун, қазақ һазирқи заман әдәбийатидики тунҗи әң тәсир қозғиған тарихи роман түсини алған нәмунилик әсәр, атақлиқ қазақ йазғучиси сабит муқаноф тәрипидин йезилған «ботакөз» (1938-йили)романидин бәш йил илгири дунйаға кәлгән иди.
уйғурлар дийаридиму 1930-1940-йилларда уйғур миллий идеологийәсини асас қилған уйғур мәрипәтвәрликидә вә уйғур әдәбийатида йултуз кәби чақниған абдухалиқ уйғур, қутлуқ шәвқи, мәмтили тәвпиқ, лутпулла мутәллип вә башқа йүзлигән зийалийлар, әдибләр шуниңдәк хоҗа нийаз һаҗи, сабит дамолла вә башқа миңлиған сийасий, дини әрбаблар, миллий азадлиқ һәрикәт авангартлири охшашла шең шисәй вә гоминдаң һакимийити тәрипидин җазалаш, йоқитиш нишаниға айланған иди. демәк, уйғурларниң қисмити һәр йәрдә охшаш болди халас!

20-әсирниң биринчи йеримида өткән әнә шу уйғур милләтпәрвәрлири, зийалийлири, әдиблири вә сәнәткарлири өз миллитиниң өтмүш сәлтәнәт дәври вә бүйүк мәдәнийәт нәмунилири билән 19-әсирдики азадлиқ үчүн елип барған күрәшлири шуниңдәк өз миллий қәһриманлирини хәлққә тонуштуруш вә уларниң роһини урғутушни өзлириниң асаслиқ паалийәтлири қатариға киргүзгән иди. шу вәҗидин оттура асийа вә шәрқий түркистан уйғур әдәбийати һәм драма сәнитидә тарихи мавзуларға даим мураҗиәт қилинди.
мәлумки, сабиқ совет иттипақи һөкүмранлиқидики оттура асийада 20-әсирниң 60 –йиллиридин тартип, бир қисим уйғур әдиблири тарихи мавзуларға алаһидә әһмийәт бәргән болуп, «совет уйғур әдәбийати » дәп нам берилгән совет иттипақиниң қазақистан, өзбекистан вә қирғизистан иттипақдаш җумһурийәтлирини база қилған әдәбийатниң мәшһур вәкиллиридин хизмәт абдуллин ( 1925-1989), зийа сәмәди ( 1914-2001), мәсимҗан зулпиқароф (1925-2012), җамал босақоф ( 1918-?) , турған тохтәмоф ( 1940-?) қатарлиқлар балдуррақ тарихи мавзуларға тутуш қилип, өткән әсирниң 60-80-йиллиридила тарихи мавзуларда көрүнәрлик нәтиҗиләрни йаратқан иди. тарихи мавзудики тунҗи уйғур романлири 1960-йилларда йәнила үрүмчидә әмәс, алмутада мәйданға кәлди. чүнки, бу вақитта уйғур дийаридики уйғур йазғучилири, зийалийлири хитайниң аталмиш «мәдәнийәт инқилаби»ниң боран чапқунлирида күрәшкә тартилип, азаб-оқубәт ичидә җан қайғусида йүргән болуп, 1944-1949-йиллиридики шәрқий түркистан җумһурийити вә миллий азадлиқ күрәшлири мәзгилидә җуш урған вә 1950-йиллирида раваҗлиниш басқучиға кириватқан уйғур әдәбийати вәйран қилинған иди.

әлвәттә, 1960-1990-йиллири арисида оттура асийа уйғур әдәбийатида мәйданға кәлгән уйғур миллий тарихи вә күрәш тарихи қисмәтлириниң тәсвирлири зийа сәмәди, хизмәт абдуллин, мәсимҗан зулпиқароф, җамал босақоф қатарлиқларниң қәләмлири астида уйғур оқурмәнлиригә өз өтмүш бәтлири һәққидә ойлиниш вә йеңидин қәләм тәвритишләргә елип кәлгән болуп, йүсүп илйас, турған тохтәмоф, әхмәтҗан һашири, хәмит һәмрайеф вә башқилар илгирикиләрниң излирини чоңқурлитип, өз әсәрлириниң надир нәмунилирини уйғур тарихи мусапилириға беғишлиған иди. уларниң әсәрлиридә шанлиқ йирақ вә йеқинқи сәлтәнәтлик өтмүшләр, миллий мәвҗудийәт үчүн күрәшләр, иҗтимаий-сийаси сәвәбләрни арқа көрүнүш қилған көчүшләр, тарихий қәһриманлар вә мәдәнийәт намайәндилириниң шанлиқ сәһипилири һәм трагедийилири гирәлишип кәткән иди.

әлвәттә, тарихи тема уйғурларниң ана дийаридики уйғур әдәбийатидиму изчил әң әһмийәт берилип кәлгән мавзудур. бир қисим уйғур әдиблири өткән әсирниң 40-йиллирида, болупму 1944-1949-йиллиридики миллий азадлиқ инқилаб дәвридә тарихи мавзуларға тутуш қилип, миллий қәһриманлар вә азадлиқ күрәшлирини баш тема қилған бәзи поезийә вә проза әсәрлирини мәйданға кәлтүргән иди. 1950-йилларда болса зийа сәмәди 1944-1949-йиллардики миллий азадлиқ инқилаб темисидики«или дәрйаси бойида» мавзулуқ кино повестини йезип нәшр қилдуруп, уйғур әдиблиригә тарихи мавзуларға йүрүш қилиш йоли ачқан болсиму, әмма 1958-йили башланған йәр милләтчиликкә зәрбә бериш һәрикити нәтиҗисидә тарихи мавзуларда , болупму миллий азадлиқ күрәш тарихи темилирида әсәр йезишқа һечкимму җүрәт қилалмиди. тарихи мавзу бойичә қәләм тәвритиш, болупму тарихи романчилиқ қәдими 1980-йилларда ташлинип, униң дәсләпки нәтиҗилири оттуриға чиқти.

бир қисим уйғур әдиблири 1980-йиллардин тартип һазирғичә уйғур хәлқиниң қәдимки вә оттура әсирләрдики сәлтәнәтлик дәвридин тартип, 19-вә 20-әсирләрдики күрәш дәврлиригичә болған пүтүн мусапиләр бойичә зор бир санда тарихи роман вә повестларни нәшр қилдурди. бу йәрдә һәммини санимисақму, бирақ һазирқи заман уйғур әдәбийатидики тарихи романчилиқ саһәсиниң вәкиллири абдуреһим өткүр ( 1923-1995) , зордун сабир (1937-1998) , абдулла талип (1925-2005), турди самсақ (1923-1992) , хевир төмүр(1922-1992), сәйпидин әзиз(1915-2003), абдурахман қаһар, пәрһат җилан , мәмтимин һошур, йасинҗан садиқ, абдувәли ели, мирзаһит кәрими вә башқиларниң исимлирини атап өтүш мумкин .

булар арисида сәйпидин әзиз өзиниң«сутуқ буғрахан» (1987-йили) романи арқилиқ уйғурларниң қараханийлар сулалисиниң ислам диниға етиқад қилған тунҗи хақани султан сутуқ буғраханниң қараханийлар сулалиси һакимийитини игиләп, уни пүтүн тарим вадиси, или ,йәттису вадилири вә оттура асийаға кеңәйгән қудрәтлик дөләткә айландуруш йолидики һәрбий-сийасий һайатини тәсирлик вә тарихи чинлиққа уйғун шәкилдә йорутқан болса, пәрһат җилан өзиниң тарихи биографик әсири«мәхмут қәшқәрий» (1994-йили) романида охшашла қараханийлар сулалиси мавзуси бойичә әнә шу дәврниң бүйүк мәдәнийәт намайәндиси мәхмут қәшқәрийиниң һайат кәчүрмишлирини , йәнә бир пешқәдәм йазғучи мирзаһит керими икки томлуқ« йүсүп хас һаҗип» (2000-йили) романи арқилиқ қараханийлар сулалисиниң йәнә бир бүйүк намайәндиси йүсүп хас һаҗипниң биографийәсини йаритиду. уйғур тарихи романчилиқида йәнә уйғурлар сәлтәнәт дәврлири сүпитидә һун империйәси, орхун уйғур қалғанлиқи, турпан идиқутлуқи, қараханийлар сулалиси чағатай ханлиқи, сәйидийәләр ханиданлиқи муһим иҗадийәт салмиқини тәшкил қилған болуп, бу мавзуда адил абдулла бәгйарниң«батур тәңриқут» (2007-йили), мирғийас йақупофниң«оғузхан» (2013-йили), пәрһат җиланниң«орхун шәҗәриси» (2000-йили), хизмәт абдуллиниң«отлуқ чәмбәр» (1988-йили), абдувәли садирофниң«уйғур қағаниниң өлүши» (2016-йили), әхмәтҗан һашириниң«идиқут» (2003-йили) вә«барчуқ арт текин» (2013-йили), мирзаһит кериминиң«сәйидхан» (1997-йили),«султан абдурешитхан» (2000-йили), йасинҗан садиқниң алтә томлуқ«баһадирнамә» , абдувәли елиниң үч томлуқ «туғлуқ төмүрхан» , турсун йунусниң«мәликә аманниса хеним» (1996-йили) , хәмит һәмрайефниң«хоҗиларниң вәзиписи» (2016-йили) вә башқиларни мисал қилиш мумкин. бу романларниң көпинчиси һәм биографик характергә һәм омуми дәврни йорутуш алаһидиликигә игидур.
булардин башқиму йәнә бир қисим апторлар, мәсилән, нур рози, айшәм әхмәт, йақуп исмаил, турсун йунус, турсун йасин, мәмтимин һошур вә башқилар 2000 –йиллардин илгири вә кейин бир қисим пүтүн милләткә ортақ вә омумлашқан қәһриман вә мәдәнийәт намайәндилири һәм район характеригә игә тарихий шәхсләр һәққидә бир қисим тарихи биографик романларниму нәшр қилдурған болуп, буларниң ичидә абдувәли елиниң үч томлуқ «бәдөләт» (1997-йили) тарихи романи 19-әсирниң 60-70-йиллиридики уйғур қатарлиқ хәлқләрниң азадлиқ күрәш қисмәтлиригә мунасивәтлик сийасий вәқәләргә беғишланған болса, турсун йасинниң «садир палван» (1997-йили) романи 1864-1867-йилидики или қозғилиңиниң батур сәркәрдиси садир палванға беғишлиниду.

нур розиниң «әнҗанбай» (2003-йили), романи билән йақуп исмаилниң «немәт хәлпәт»(2007-йили) вә абдурахман қаһарниң«тозумас гүл»(2011-йили)романлири 1940-йиллардики миллий азадлиқ инқилаб дәвридики үч тарихи реал шәхс, йәни 1930-1940-йиллардики миллий инқилаб һәрикәтлиригә актип иштирак қилған шаир вә хәлқчил зат немәт хәлпәт, 1945-1946-йиллири қәшқәр районида гоминдаңға қарши күрәшләрниң батур җәңчиси әнҗанбай вә 1945-йилидики миллий инқилабниң батур җәңчиси, 1945-йили һәрәмбағ урушида һайатидин айрилған шәпқәт һәмшириси ризвангүлниң биографийәлиригә беғишланған иди. омумән, тарихи биографик романлар уйғур тарихи романчилиқидики асаслиқ салмақни игилигән болуп, мундақ биографик романларниң бир қисмини тарихтики уйғур сәлтәнәтлик дәврини тиклигүчи хақанлар вә намәйәндиләр, мутләқ көп қисмини йеқинқи вә һазирқи заман тарихидики уйғурларниң миллий азадлиқ вә һөрлүк күрәшлиридики батур, қәһриман, йетәкчи , милләтпәрвәр, хәлқпәрвәр вә даһий характерлик шәхсләргә беғишланған романлар игиләйду.

уйғур әдәбийатидики үч намайәндә

әлвәттә, абдуреһим өткүр, зийа сәмәди вә зордун сабирдин ибарәт үч әдибниң мәркизи асийаниң икки қисмидики уйғур оқурмәнлири бирдәк һалда сөйүшкә вә етирап қилишқа сазавәр болған 20-әсир бир пүтүн уйғур әдәбийатидики вәкил характерлик тарихи бәдиий романларниң апторлири икәнликини, йәни һазирқи заман уйғур әдәбийатидики йүксәк намайәндиләр икәнликини әсләтмәй мумкин әмәс.
җәзм қилишимчә, мәркизи асийаниң икки қисмидики уйғур әдиблири өз хәлқи ичидә пәқәт әнә шу өз миллитиниң миллий күрәш тарихи вә униң ғәлибилири билән мили сийасий трагедийәлирини йезиш җәһәттики йезиқчилиқ таланти вә қабилийәтлири биләнла даң чиқиралайду һәм хәлқ тәрипидин етирап қилишқа еришәләйду.

бу йәрдә мисал үчүн алди билән зийа сәмәдини көрситип өтүш мумкин. 1962-йили өз вәтинидин айрилип совет қазақистанини йашаш макани қилип таллиған вә «қазақистан хәлқ йазғучиси» намиға сазавәр болған йазғучи, драматорг зийа сәмәди өзиниң бир томлуқ тунҗи романи-«майимхан» тарихи романини 19-әсирдики уйғурларниң чиң империйисигә қарши азадлиқ һәрикәтлиригә, җүмлидин қәһриман уйғур қизи майимханниң трагедийәсигә беғишлиған болса, «йиллар сири» (1967-1971-1989-йиллири) тетралогийәсини 20-әсирниң 30-йиллиридики азадлиқ күрәш вә сийасий қисмәтләр сәһипилиригә, «әхмәт әпәнди» (1994-йили)дилогийәси вә «ғени батур» романлирини 1944-1949-йиллиридики или ,тарбағатай вә алтайни база қилған шәрқий түркистан җумһурийитини қурған миллий азадлиқ инқилабиға беғишлап, өз романчилиқ иҗадийитини инқилаб рәһбәрлиридин әхмәтҗан қасими қатарлиқларниң трагедийәлири билән ахирлаштурди.

зийа сәмәдини «майимхан» ( 1965-йили) романи пүтүн совет иттипақиниң әдәбийат сәһниси төригә елип чиққан , һәтта мәзкур роман асасида бәдиий һекайә филим – « әҗдиһа йили» ишлинип, зийа сәмәдила әмәс бәлки пүтүн уйғур әдәбийатиниң шөһрити ашурулуш пурситигә еришилгән болса, «йиллар сири» (1967-1971-1989-йиллири)  тетралогийәси униң иҗадийитиниң камаләткә йәткәнлики вә иҗадийәт мевисиниң моллуқи билән уйғур тарих романчилиқини әң дәсләпки бошлуқлар билән толдурди.
омумән, зийа сәмәди пүтүн әдәбий иҗадийитини уйғур хәлқиниң 19-әсирдин башлинип, 1930-1940-йилларғичә давамлашқан миллий азадлиқ һәрикәтлириниң ғәлибилири билән трагедийәлирини бир гәвдигә айландурди.

үрүмчидә йашап иҗад қилған мәшһур уйғур йазғучиси вә алими абдуреһим өткүрниң ( 1923-1995) 20-әсирниң 10-30-йиллиридики уйғурларниң азадлиқ һәрикәтлири, җүмлидин өлкиниң сийасий вәқәлиригә аит «из» (1985-йили ), «ойғанған земин»( 1988-1994-йиллири нәшри) намлиқ тарихи романлири 1912-йили қумулда партлиған төмүр хәлипә қозғилиңидин таки 1937-йиллириғичә болған арилиқтики хоҗа нийаз һаҗи ,сабит дамолла, муһәммәд имин буғра, мәхмут муһити, абдунийаз камал қатарлиқлар вәкилликидики азадлиқ һәрикәт ғәлибилири билән трагедийәлирини , җүмлидин миллий азадлиқ һәрикәт рәһбәрлириниң хусусий трагедийәлирини бир сизиқ үстигә тизған иди.

«ойғанған земин» трилогийәси абдуреһим өткүр иҗадийитиниң кулминатсийәсини бәрпа қилиш билән биргә романни оқуған һәр бир уйғурға өз қәһриманлириниң ғәлибилири вә трагедийәлири ,җүмлидин өз миллий өтмүшиниң ғәлибә бәтлири билән мәғлубийәт бәтлириниң қандақ ишқа ашурулғанлиқи вә қандақ пүтүлгәнлики һәққидә чоңқур әпсуслиниш, тәпәккур қилиш, үн-тинсиз йиғлаш вә йаки ашкара нәрә тартиш роһи ата қилди.

абдуреһим өткүрниң«ойғанған земин» трилогийәси билән зийа сәмәдиниң тетралогийәси«йиллар сири» романи үстидә селиштурма тәһлил йүргүзгәндә, бу икки әсәрниң тәсвирлигән дәври охшаш болуп, һәр иккила аптор өзлири шаһит болған вә йаки аңлиған вәқәләрни, өзлири көргән вә йаки һәмсөһбәт болған шәхсләрни , өзлири йашиған сийасий, иҗтимаий-иқтисадий вә мәдәнийәт муһитини йазиду. шуңа һәр иккила апторниң романлирида 1930-йилларниң қәһриманлири, хаинлири вә җаллатлири асасән дегүдәк бирдәк тәсвирлиниду.

«йиллар сири» билән «ойғанған земин»ниң композитсийәлик қурулмилирини селиштуруп тәһлил қилғанда, һәр иккила романда асасий сийужет линийиси вә тармақ сийужетларға әһмийәт берилгән. һәр иккила романдики мәркизи, йәни асасий сийужет линийиси қумул қозғилиңидин тартип таки хоҗа нийаз һаҗи башчилиқидики қозғилаңчиларниң қәшқәргә келип,«шәрқий түркистан ислам җумһурийити »билән бирлишиши вә униң тармар болуши һәм хоҗа нийаз һаҗиниң шең шисәй билән һәмкарлишип, үрүмчигә келип муавин рәис болуш вә ахирида паҗиәлик қисмәткә йолуқуштин ибарәттур.

һәр иккила роман йәнә көплигән тармақ вә қошумчә сийужетлардин тәркиб тапқан болуп, зийа сәмәди вә абдуреһим өткүр бу тармақ сийужетларни орунлаштурушта өз алдиға йол тутқан . мәсилән, «йиллар сири»дики асасий сийужет линийиси хотән әмирлики, қәшқәр вә илидики маарип ақартиш һәрикити, мәхмут муһитиниң қәшқәрдики паалийәтлири ,инглиз җасуслириниң һәрикити, үрүмчидики шең шисәй һакимийитиниң қилмишлири вә башқилардур[8].

зийа сәмәдиниң«йиллар сири»дики тармақ вә қошумчә сийужетлар абдуреһим өткүрниң«ойғанған земин» романидикидин мол вә кәңрәк болған. бу һәм мәзкур икки романниң һәҗим пәрқи билән мунасивәтлик болуп,«йиллар сири»ниң төт томлуқ,«ойғанған земин»ниң үч томлуқ болушидин ибарәттур.

зийа сәмәди билән абдуреһим өткүрниң йуқирида исми аталған бир қатар тарихи шәхсләрниң роһи қийапити, миҗәз хулқи, идийиви пикирлири һәм башқа тәрәплиригә аит тәсвирлири асаси җәһәттин бирдәкликкә вә йаки йеқинлиққа игидур. чүнки мундақ болуши улар ашу өзлири тәсвирлигән шәхсләрниң көпчилики вә дәвр шараити һәққидә чоңқур билимгә вә чүшәнчигә игә болуп, худди венгрийәлик йәһудийлардим келип чиққан мәшһур пәйласоф вә әдәбийат нәзәрийәчиси георгий лукач ейтқандәк бир йазғучиниң мәлум бир дәвр һәққидики билими қанчә чоңқур һәм тарихийлиққа игә болидикән. у өзиниң тема даириси ичидә шунчә әркин һәрикәтлинәйләйду [9].

охшаш дәвр вә охшаш миллий азадлиқ һәрикәт мусапилиридики ғалибийәт вә трагедийәләрни, хоҗа нийаз һаҗиға охшаш шу дәвр қәһриманлириниң ахирқи ечинишлиқ паҗиәсини чоңқур уһ тартиш билән охшаш һессийатта йезип чиққан мәзкур икки йазғучи өзлири йашаватқан дөләт түзүлмисиниң охшимиған сийасий сензориси астида болғанлиқи үчүн улар мәлум җәһәттә бир-биригә охшимайдиған әркин қәләм тәвритишкә , йәнә өз нөвитидә мәлум җәһәттә бир –биридин пәрқлиқ қаттиқ чәклимигә учриған иди. мәсилән, зийа сәмәди сабит дамолла, мәхмут муһити , абдунийазбәг вә башқиларни йүксәклик дәриҗисигә көтүрүп әркин тәсвирлийәлигән, болупму сабит дамоллам, мәхмут муһитини иҗабий җәһәттин мукәммәлләштүрәлигән иди. әмма, совет иттипақиниң җаллат шең шисәйни йөләп турғузуп, ахирида хоҗа нийаз һаҗи, сабит дамолла вә башқа миңлиған қозғилаң рәһбәрлири вә иштиракчилириниң шең шисәйниң қоли билән тазилиниши һәмдә москваниң уйғурларниң азадлиқи, мустәқиллиқини халимиғанлиқи вә бу хилдики күрәшләрни һәм идийәләрни мәхсус сийасий вә һәрбий җәһәттин йоқитиш ролини ойниғанлиқидин ибарәт қараңғу тәрәпләрдин даҗип өтүшкә мәҗбур болған. чүнки, әсәр совет иттипақиниң леонид брежнев дәвридә башлинип, бираз әркинләшкән михайил горбачев дәвридә тамам болған иди. һәр иккила мәзгилдә совет иттипақини қарилаш әсла мумкин әмәс иди. вәһаләнки, абдуреһим өткүр болса, хитай һөкүмити тәрипидин қара тамға бесилған сабит дамолла, мәхмут муһити вә башқиларниң образини иҗабий җәһәтләрдин көп вә әркин тәсвирләштә қисилип, маһир методларни издәшкә мәҗбур болған иди. әмма у совет һөкүмити, җүмлидин сталин һөкүмитиниң хоҗа нийаз һаҗи билән шең шисәйни йараштуруш вә миллий азадлиқ инқилабни тунҗуқтуруп, советпәрәс шең шисәй һакимийитини бәрпа қилғанлиқидин ибарәт җәрйанларни бир қәдәр дадил йоруталиған, чүнки китаб йезилғанда совет иттипақи йимирилгән һәм хитайму сталин вә башқа кейинки совет рәһбәрлириниң хитайға , хитай компартийәсигә қарита йүргүзгән сийасәтлириниң бир қисмини паш қилиш һәм қарилаш хаһишлири күчийивататти[10].

абдуреһим өткүр излирини давамлаштурғучи атақлиқ йазғучи, ғулҗада туғулуп өскән зордун сабир (1937-1998) гәрчә 1944-1949-йиллиридики миллий азадлиқ инқилаб дәвридә техи башланғуч мәктәп йешидики өсмүр болсиму, әмма униң өсмүрлүк қәлби мәзкур инқилаб вә уйғур хәлқиниң бәш йил болсиму өзини- өзи идарә қилған мустәқиллиқ дәвридики миллий маарип идийиси билән суғурулғанлиқи үчүн өз иҗадийитиниң әң йирик қисмини мәхсус әнә шу 1944-1949-йиллиридики қайнам ташқинлиқ миллий азадлиқ инқилабиға атап, «ана йурт» (2000-йили)намлиқ үч томлуқ тарихи романини йоруққа чиқарған иди.

«ана йурт» трилогийәси охшашла зордун сабир иҗадийитиниң әң йуқири пәллисидин ибарәт болуп, талантлиқ әдиб кона әвлад уйғурларға өзлири басқан вә йаки көргән дағдуғилиқ 1944-1949-йиллар излиридин пәхирлиниш вә әпсуслиниш роһи ата қилған болса, йеңи әвладларға әҗдадлириниң қәһриманлиқ мусапилирини қайтуруп бәрди. кона -йеңи әвладларға шанлиқ өтмүшкә бирликтә қайтип, трагедийиниң қайта тәкрарлинишиға, хаталарниң қайта садир болушиға туған селиш психикиси бәхш әтти. қәһриманниң трагедийиси, йәни җәңләрдә тавланған, очуқ җәңләрдә дүшмәнлириниң оқи тәгмигән баш қәһриман нуриниң ахири ғайиб оқтин йиқилиши билән ахирлашқан ғалибийәтлик һайат, нури вә униңға охшаш азадлиқ үчүн болған җәңләрдики шир йүрәк, ғалип батурларниң көзлигән ахирқи толуқ ғәлибә нишани, йәни өз хәлқиниң азадлиқи нишаниға йетәлмәстин ,көрүнмәс дүшмәнниң алдинала тәййарлиған әҗәллик зәрбә тозуқиниң қурбанлириға айланғанлиқидин ибарәт кулминатсийәси, йәни ениқ қилип ейтқанда 1944-1945-йиллири қолға кәлгән инқилаб ғәлибә мевисиниң йошурун сийасий мәнпәәт тоқунушлириниң қурбаниға айлинишидин ибарәт «ана йурт» трагедийиси оқурмәнләргила әмәс, бәлки ашу батурларниң ғәлибә шадлиқи билән аччиқ һәсрәтлик нидалири йалдама болған «ана йурт»ниң кейинки әвладлириға тәсвирлигүсиз азаблиқ туйғуларни ата қилди. бәлки, әнә шу һәсрәтлик надамәт сәвәбидин болса керәк , һәр бир оқурмән «ана йурт» тики җумһур рәиси әлихан төридин тартип, ғени батур вә әхмәтҗан қасимиғичә болған барлиқ реал қәһриманларниң һәр бир сөзлирини ойлиниш ичидә әслиридә сақлаш һәтта өзлирини ашу қәһриманлар билән биргә йашиғандәк туйғуларға ғәрқ қилди. рошәнки, «ана йурт» ноқул тарихи романла әмәс, бәлки күчлүк трагедийилик драма вә йаки тәсирлик трагедийилик симфонийәдин ибарәт болуп, зордун сабирниң йүрики әсәрни тамамлаш билән тәң тохтиған иди.

йәнә бир йазғучи мәсимҗан зулпиқароф әң бурун, йәни 1969-йили от йүрәк шаир «лутпулла мутәллип» һәққидә биографик романини нәшр қилдуруп, йазғучи абдулла талипниңму бу темиға тутуш қилип, лутпулла мутәллипниң пүтүн һайат мусаписи, болупму униң ақсудики иҗади вә күрәш һайати һәм ахирқи тиниқи қалғучә дүшмән билән елишип, һайатидин айрилған қисмәтлирини оқурмәнләргә әң тәсирлик рәвиштә тәсвирләп беришигә түрткә болған иди. абдулла талипниң «қайнам өркиши» (1982-йили) намлиқ романида йәнә лутпулла мутәллип билән бир сәптә күрәш қилип, бир мәйданда хитай гоминдаң һөкүмранлири тәрипидин өлтүрүлгән 20-әсир уйғур сийасий – мәдәнийәт тарихидики, җүмлидин ақсу дийарида паалийәт қилған башқиму зийалийларниң күрәшчан образлири көз алдимизда пәйда болиду.

мәсимҗан зулпиқароф «йанар тағ»( 1985-1994-1995) мавзулуқ 19-әсирдики или қозғилиңи вә или уйғур султанлиқиниң мәвҗутлуқ күрәш мусаписини йорутушқа беғишлиған үч томлуқ тарихи романидин кейин тохтап қалмастин, өмриниң ахирини пүтүн уйғур 20-әсир сийасий паҗиәләр тарихиға беғишлиған «сәррап » (2001-,2005-) трилогийисини йоруққа чиқиришқа атиған иди.

йазғучи хевир төмүрму 1980-йилларда тарихи проза иҗадийитигә киришип, икки парчә биографик роман-«балдур ойғанған адәм»( 1987-йили) вә«абдуқадир дамолла һәққидә қиссә»(1990-йили) нәшр қилдуруп, айрим-айрим һалда 20-әсирниң башлириғичә йашиған мәшһур алим абдуқадир дамоллам билән мәшһур милләтпәрвәр уйғур шаири абдухалиқ уйғурниң иҗади һайати вә трагедийилик қисмәтлири тәпсилий вә тәсирлик байан қилған иди.

абдурахман қаһар өзиниң икки томлуқ «или долқунлири» (1982- 1986), турди самсақ өзиниң«ахирәттин кәлгәнләр» (1985-йили) романлири арқилиқ тунҗилардин болуп, 1944-1949-йиллардики миллий азадлиқ инқилабини тәсвирләп, тарихтин бихәвәр қалған йеңи әвладларни ашу қайнам ташқинлиқ инқилаб дәвригә, миллий армийиниң күрәшлиригә қайтуруп кәлди.

әскәртиш зөрүрки, зийа сәмәди, абдуреһим өткүр, мәсимҗан зулпиқароф, абдулла талип, турди самсақ, хевир төмүр қатарлиқлар өзлириниң 20-әсирниң биринчи йеримиға беғишлиған тарихи әсәрлиридә тәсвирлигән һәрбир персоназһ билән дәврдаш болупла қалмастин бәлки һәтта улар билән биваситә тонуш һәм сәпдаш иди. улар өзлири көплигән вәқәләргә, шәхсләрниң һайат мусапилиригә шаһит болған иди. шуңа, улар һәр бир шәхсниң теқи- турқидин тартип, миҗәз хулқи, йүрүш -туруши, иш һәрикити вә идийиси билән йеқиндин тонуш болғанлиқи үчүн уларниң қәлими астидики персоназһлар вә улар тәсвирлигән вәқәләрниң чинлиқ , әмәлийлик, тарихи реаллиққа уйғунлуқ дәриҗиси йуқири болди. бу һәм тарихи һөҗҗәтлик әһмийитигиму игә иди.

уйғур тарихи романлири вә уйғур оқурмәнлири

ундақта уйғур тарихи романлири өзлириниң бәдиий җәһәттики күнсайин пишип йетилиш, раваҗлиниш вә тәкәммуллишиш нәтиҗилиридин башқа йәнә әң асасий тәрәп болған өз уйғур оқурмәнлиригә, җүмлидин һазирқи заман уйғурлириға немиләрни ата қилмақчи вә қандақ мәқсәтләргә йәтмәкчи болди дегән соал туғулуши мумкин. рошәнки, һәр қандақ бир әсәрниң йорутмақчи болған түп нишани болиду һәм у мәлум бир идийиви асасқа вә йаки шу апторниң өзигә хас болған пикирлири асасиға қурулиду.

йәнә шуни әскәртиш зөрүрки, йазғучи билән оқурмән биваситә алақә қилидиған , бир-биригә еһтийаҗлиқ икки гуруппидур. йазғучиниң қарши елиниши, қәдирлиниши, һөрмәткә сазавәр болуши вә етирап қилиниши униң оқурмәнлири тәрипидин бәлгилиниду. әркин базар игилики көз қаришидин алғанда, оқурмән йазғучини бай қилиш йаки кәмбәғәл қиливетиш иқтидариға игидур. әмма әдәбийат-сәнәтни өз идеологийә машисиниң бир муһим вентисиға айландуридиған әлләрдә болса, йазғучини бай қилидиған, кәмбәғәл қилидиған , һәтта йоқитидиған күч оқурмән әмәс, һакимийәт машинисиниң өзидур. әмма, оқурмәнниң еһтийаҗи, тәлипи, қизиқиши, қәлби вә роһиға маслишалиған вә шулардин чиқиш қилған йазғучи оқурмәнләр билән биргә йашийалайду ,у өлсиму , әмма униң әсири һечқачан өлмәйду. дунйа әдәбийатида буниң мисаллири наһайити көп, шуниңға охшаш уйғур оқурмәнлириниңму өз еһтийаҗи, қизиқиши, тәлипи , қәлби вә йазғучини өз қәлб төригә мустәһкәм орнитиш өлчими бар. бир уйғур йазғучисиниң бәдиий қабилийитиниң интайин үстүнлүки, йезиқчилиқ талантиниң нәқәдәр йуқирилиқи, образ йаритиш , кишилик вә инсани әхлақ пәлсәписини йуғуруш вә башқа нурғун җәһәтләрдә дунйави әдәбийатниң йуқири өлчәмлиригә йәткән болсиму, әмма у йазғучи уйғур оқурмәнлириниң өзлириниң ортақ вә бирдәк өлчимигә чүшмәй қелиши, өз оқурмәнлириниң сөйүшигә, әтиварлишиға еришәлмәслики мумкин. у йазғучи бәлки өлсә һечқачан хәлқниң вә оқурмәнниң қәлбигә дәпнә қилиналиши натайин. чүнки, һәқиқий йазғучиға һәқиқий шәрәпни бир сийасий түзүлмә машиниси әмәс, бәлки хәлқ вә оқурмән өзлири тәқдим қилиду вә өз қәлбидә униң үчүн абидә тикләйду, хәлқ қәлбидики бу абидә ашу хәлқ билән биргә қәд көтүриду һәм һәр қандақ бир дәврдиму қәд көтүрүп турувериду, һәр қандақ шиддәтлик боран –чапқунлардиму йиқилмайду. шуңа көпчилик уйғур тарихи роман йазғучилириму алди билән өз әсирини уйғур оқурмәнлири үчүн йазидиғанлиқини чүшәнгәнлики үчүн қандақ қилғанда өз оқурмәнлириниң қәлбидин орун елишни биринчи орунға қойиду, шуңлашқа өз оқурмәнлириниң еһтийаҗи вә тәлипини чүшинишқа тиришиду. әнә шу уйғур оқурмәнлириниң тәлипи, еһтийаҗидин чиқиш қилалиған, уларниң өлчимигә йәткән уйғур йазғучиси алди билән өз хәлқиниң ишқи –муһәббәт вә кишилик турмуш һекайилирини әң мувәппәқийәтлик йаритип, дунйа йаки өзи туруватқан дөләт әдәбийат мукапатлириға еришкән йазғучи әмәс , бәлки өз хәлқиниң һөрлүк, азадлиқ күрәшлиридики қәһриманларни, өз хәлқиниң ғәлибилири билән трагедийәлирини әң мувәппәқийәтлик йоруталиған йазғучидур.

омуми җәһәттин алғанда, һазирқи заман уйғур тарихи роман апторлириниң һәммиси бу өлчәмләргә толуқ йетәлмисиму, лекин бир қисим әдибләр мәзкур өлчәмләрниң мутләқ көп қисмигә муйәссәр болалиди. әлвәттә, улар туруватқан мурәккәп шараит вә идеологийилик рамка ичидә һәддидин зийадә мукәммәлликниң болушиму мумкин әмәс. лекин, шундақ болушиға қаримай, бир қисим уйғур әдиблириниң тарихи романчилиққа қәдәм ташлап, қолға кәлтүргән нәтиҗилири чоқум иҗабий баһалиниши керәк. чүнки ,уларниң мәйли қандақ нәтиҗигә еришишидин қәтийнәзәр, өз хәлқиниң сәлтәнәтлик дәврлири вә трагедийәлири үстидә чоңқур ойлинип вә издинип, ашу муәййән тарихи дәврләрниң картисини сизип чиқиш билән биргә тарихи шәхсләрниң күрәшлири , һайат мусапилири вә трагедийәлириниң сәвәб амиллирини бәдиий йол билән оқурмәнләргә билдүрүш һәм чүшәндүрүшни өз мәсулийити дәп билгәнликиниң өзи қәдирләшкә тегишлик иштур.

хуласә орнида

һазирқи заман уйғур тарихи романчилиқида абдуреһим өткүр, зийа сәмәди вә зордун сабирдин ибарәт үч әдибниң мәркизи асийаниң икки қисмидики уйғур оқурмәнлири тәрипидин бирдәк һалда сөйүшкә вә йүксәк дәриҗидә етирап қилишқа сазавәр болғанлиқи рошән бир һөкүм болса керәк. улар 20-әсир бир пүтүн уйғур әдәбийатидики вәкил характерлик тарихи бәдиий романларниң апторлирилиқ дәриҗисидин һалқип,20-әсир вә һазирқи дәвримиз уйғур тарихи романчилиқиниң намайәндисилик салаһийитигә сазавәр болған иди.
ундақта, уларниң уйғур хәлқи тәрипидин етирап қилинған һазирқи заман уйғур әдәбийатидики, болупму уйғур тарихи романчилиқидики намайәндилик орни қандақ қолға кәлди? җәзм қилиш мумкинки, мәркизи асийаниң икки қисмидики уйғур әдиблири өз хәлқи ичидә пәқәт әнә шу өз миллитиниң миллий трагедийәлирини йезиш җәһәттики йезиқчилиқ таланти биләнла етирап қилишқа еришәләйду. өз хәлқиниң шанлиқ ғәлибилири билән ечинишлиқ миллий вә сийасий трагедийисини тәсвирләштә оқурмәнләрниң қәлбини ләрзигә салалмиған, өз оқурмәнлирини өтмүш ғәлибилиридин роһландуруш вә үмидләндүрүш билән биргә өтмүш паҗиәлириниң сәвәб-амиллири һәққидә чоңқур ойлинишқа һәм азаблинишқа башлийалмиған, трагедийәләрни кәлтүрүп чиқарған сиртқи дүшмәнләр билән ички сатқунларниң маһийити маһирлиқ билән йорутуп , нәпрәт билән муһәббәт туйғуси бәхш етәлмигән йазғучи уйғур әдәбийатиниң һәммә бирдәк етирап қилған намайәндисигә айлиналмайду. чүнки, йирақ өтмүш тарихи сәһипилири шанлиқ вә сәлтәнәтлик бәтләр билән пүтүлгән болушиға қаримай, кейинки қисмәтлири паҗиәләр билән толған вә бу паҗиәләрни өзгәртип, өз мәвҗутлуқи һәм өз кәлгүсиниң йеңи паҗиәләр билән әмәс, бәлки йеңи шанлиқ ғәлибиләр билән җулалиниши йолида аччиқ толғуниватқан, издиниватқан вә йоруқлуққа тәшна пәрванә кәби силкиниватқан бир хәлқ үчүн «ләйли- мәҗнун» вә«таһир –зөһрә» ләрниң сеһирлик ишқи-муһәббәт лирикилиридин мәсхуш болуш дәври аллиқачан ахирлашқан иди.

уйғур оқурмәнлириниң талантлиқ лирик шаирларниң миңлиған қәлбләрни титрәткән ишқи-муһәббәт лирикилирини унтуп кетип, пәқәт уларниң муқәддәс ана вәтән вә әркинлик сөйгүлирини йадро қилған наһайити азғина җәвһәрлирини әстин чиқармиғанлиқи һечкимгә сир болмиса керәк. шуниңға охшаш 20-21-әсир бир пүтүн уйғур заманиви әдәбийатида бир қанчә миңлиған баллада- дастанлар , һекайиләр, повестлар, романлар мәйданға кәлгән болсиму, әмма абдуреһим өткүр, зордун сабир, зийа сәмәдиләрниң 20-әсир уйғур миллий қисмәтлиригә беғишлиған романлири кона вә йеңи әвлад уйғур оқурмәнлириниң китаб ишкаплиридики қиммәтлик әсәрләр орнини изчил сақлап кәлмәктә.

һөкүм қилиш тәс әмәски, абдуреһим өткүр билән зордун сабирға заманиви уйғур әдәбийатиниң әң мәшһур намайәндисилик орнини уларниң ахирқи әсәрлири- «ойғанған земин» билән«ана йурт» трилогийәлири ата қилса, зийа сәмәдигә «майимхан » билән«йиллар сири» тетралогийәси бәхш әтти. әлвәттә, бу салаһийәтни уларға алди билән әдәбийатшунаслар, тәқризчиләр йаки йазғучилар җәмийити әмәс, бәлки кәң уйғур оқурмәнлири тәқдим қилған иди. чүнки, улар өзлириниң мана шу йуқирида қәйт қилинған миллий трагедийә әсәрлири билән һәр бир оқурмәнниң қәлб төридики намайәндилик абидисини тикләшкә мувәппәқ болалиған иди. абдуреһим өткүр вә зордун сабир 20-әсирниң 30-40-йиллиридики уйғур миллий сийасий қисмәтлирини бәдиий вә чинлиқ җәһәттин әң мукәммәл йорутуп, оқурмәнләргә өз әсәрлиридики қәһриманлар билән биргә йашаш, ашу ғәлибә вә трагедийиләрдин тәң һузурлиниш вә тәң азаблиниш туйғуси ата қилалиған иди.

омумән, абдуреһим өткүр, зийа сәмәди, зордун сабир қатарлиқларниң әсәрлири оқурмәнлири әң көп вә әң сөйүлгән, уйғур әдәбийатиниң надир тарихи әсәрлири болуп һесаблиниду. улар өзлириниң бәдиий тарихи романлири билән оқурмәнләргә бәдиий зоқ берипла қалмастин бәлки йәнә уйғурларниң өз өтмүш мусапилирини чүшиниши вә өз қисмәтлири һәққидә ойлинишида бәлгилик рол ойниди.

изаһатлар

[1] . әнвәр һошур тәййарлиған: «1974-йилидин 2007- йилиниң ахириғичә нәшр қилинға романлар тизимлики». www.intil.biz тори. 2012.4.22.

[2] . .садир турсуннийаз удунлуқ. уйғур романлири изаһлиқ луғити. шинҗаң университети нәшрийати. үрүмчи . 2-бәт

[3] . полат аманнури. «бизгичә йетип келәлмигән романлар». уйғурлар тори. 2011.1.7.

[4] . абдурешит муһәммәдимин. уйғур әдәбийатиниң 2011-йили,» шинҗаң йазғучилар тори».2013.2.16

[5] . қазақистанлиқ уйғур әдәбийатшунас рәһмәтҗан йүсүпоф тәхминән 60 әтрапида романни тилға алса, йәнә бир уйғуршунас руслан арзийеф тәхминән

50 парчидин артуқ дәйду. лекин улар асаслиқи қазақистаннила нәзәргә алғандәк. улар билән алмаштурулған пикир,2017-йили,20-нойабир күни.

[6] . һәбибулла абдусалам 2003-йили тарихи романлардин 53 ни тизимлиған: «шинҗаңдики милләтләрниң тарихий роман иҗадийити һәққидә қисқичә

мулаһизә» шинҗаң иҗтимаий пәнләр тәтқиқати. 2005 -йил 1 –сан. мән бу санниң 14 йил ичидә көпийишини җәзм қилип, тарихи

романларниң 70 кә йеқинлашқанлиқини пәрәз қилдим.әмма, тарихи романларниң 60 тин ашқанлиқи һәққидиму мәлуматлар бар.

[7] . асаслиқи қазақистан, аз бир қисми қирғизистан вә өзбекистандики уйғур йазғучилириниң уйғурчә, русчә, өзбекчә нәшр қилдурған романлири мән

тәхминән 80 әтрапида дәп һесаблидим вә уларниң арисидики 36 парчә романни тарихи роман сүпитидә тизимға алдим.

[8] . нәбиҗан турсун. «100 йиллиқ уйғур тарихи романчилиқида миллий сәлтәнәт вә миллий трагедийә «

2017-йили, ( нәшргә тәййарланған монографийә). 152-168-бәтләр

[9] . Lukacs, Georg. The Historical Novel. Penguin Books. 1969: p.15–29.

[10] . нәбиҗан турсун. » 100 йиллиқ уйғур тарихи романчилиқида миллий сәлтәнәт вә миллий трагедийә». 2017-йили, ( нәшргә тәййарланған

монографийә. 152-168-бәтләр.

мәнбә: уйғур академийиси