тикучар һадисисидә өлгән рәиси: иран диний һакимийитиниң садиқ қоғдиғучиси

19-май йәкшәнбә күни, иран президенти вә иранниң әң алий рәһбириниң варислиридин бири дәп қаралған ибраһим рәиси тик учар һадисидә қаза қилди. әйни вақтта, рәиси иран-әзәрбәйҗан чегрисидики бир тосминиң ечилиш мурасимиға әзәрбәйҗан президетни алийиф билән биргә қатнашқан. тикучарда рәиси билән биргә иран ташқи ишлар министири абдуллаһийан вә башқа бир нәччә нәпәр әмәлдар бар болуп, тикучар чүшүп кәткәндин кейин, қутқузуш хадимлири оннәччә саәттин кейин андин айропилан қалдуқлири бар җайға барди. әтиси йәни 20-май андин уларниң өлгәнлики илан қилинди. 

иран ислам җумһурийитигә қарши турғучиларға қаритилған әң рәһимсиз бастурушларға қатнашқан мутәәссип шиә мусулман диний зат болған рәиси иранниң алий диний рәһбири айәтуллаһ әли һамининиң вә дөләтниң диний һөкүмранлиқини садиқ қоғдиғучисии иди.

рәиси вәзипә өтигән мәзгилидә иранда икки чоң вәқә йүз бәрди: бири 2022-йили ханим-қизлар башчилиқидики иран ислам җумһурийитигә қарши мәмликәт характерлик намайиш болуп, һөкүмәтниң бу һәрикәткә рәһимсизләрчә зәрбә бериши хәлқарада зор инкас қозғиди. ййәнә бири, оттура шәрқтә исраилийә билән давамлишиватқан йушурун һуҗумлар.

иранниң сийасий түзүмидә, ибраһим рәиси президент болуш сүпити билән йадро сийасити йаки район сийаситини түзүшкә қатнашмиған. әмма у вакаләтчи хәлқ әскәрлири тори арқилиқ район тәсирини муқим кеңәйтидиған һөкүмәткә вә америка йадро келишимидин чекинип чиққандин кейин тез сүрәттә қорал дәриҗисидә уран қуйуқлаштуруватқан йадро пиланиға варислиқ қилди.

рәиси һәр икки сийасәткә қошулиду вә қоллайду, уларни иранниң райондики тәсирини сақлап қелиш вә ғәрбкә бесим ишлитиштә интайин муһим дәп қарайду.

рәисиниң өлүми исраилийә 7-өктәбир хамасниң һуҗумидин өч елиш үчүн ғәззәгә һәрбий һуҗум қозғиғандин кейин, узун йиллиқ сайә уруши биваситә тиркишишкә айлиниватқан мәзгилгә тоғра кәлди.

у иранниң шәрқий шималидики шәһәр мәшһәдтики диний хадимлар аилисидә туғулған, дөләтниң даңлиқ қум илаһийәт институтида оқуған. 1979-йили, у 18 йаш вақтида, иран шаһни ағдуруп ташлиған ислам инқилабиға қатнашқан. аридин икки йил өткәндин кейин, рәиси йеңи қурулған ислам җумһурийитидә сотчи болди вә кейин қәдәмму қәдәм өсүп иран сийаситиниң әң йуқири сәвийисигә йәтти.

рәиси иранниң диний даһийси айәтуллаһ һаминий вә униңдин илгирики ислам инқилабиниң қурғучиси һумәйнигә охшаш, пәқәт «сәййидләр» йәни нәсәбини муһәммәд әләйһиссаламға бағлайдиғанлар кийгән қара диний сәллә кийгән.

伊朗政府提供的照片显示,2020年,莱希(中)向伊朗最高领袖哈梅内伊致意。两人中间戴白色头巾的是时任伊朗总统的鲁哈尼。

иран һөкүмити тәминлигән бусүрәттә, оттурида қара сәллә кийгән рәиси 2020-йили иранниң алий рәһбири айәтуллаһ әли һаминиға салам бәрмәктә. иккисиниң оттурисида ақ сәллә кийгән киши әйни вақиттики иран президенти һәсән руһани.

һаменей 85 йашта болуп, саламәтлики аҗиз болғачқа, иранниң алий рәһбириниң варислиқ қилиш мәсилиси техиму җиддий болуп қалди. йуқири дәриҗилик рәһбәрниң сайлиниши ениқки сийасий җәң вә талаш-тартишлар билән толған җәрйан. иранниң асасий қануниға асасән, алий рәһбәр диний хадимлардин тәшкил тапқан мутәхәссисләр кеңиши тәрипидин сайлиниду.

рәиси бу орунға намзат болуштики әң йуқири риқабәтчиләрниң бири дәп қарилип, қаттиқ қолларниң йақтурушиға еришти, хаменейниң оғли муҗтаба болса дадисиниң ишханисини башқурушиға йардәм беридиған тәсири күчлүк диний зат. рәисиниң өлүми маһийәттә кичик хаменейниң дадисиниң орниға чиқишиға йол ачти.

сийаси тәһлилчиләрниң қаришичә, хаменейниң сийаситини садиқ йолға қойғучи болуш сүпити билән, рәиси ислам инқилаби қоғдиниш әтритиниң иранниң сийасий вә иқтисадий саһәлиридә күнсери күчийишигә йол қойди.

рәисиниң қоллиғучилири, җүмлидин дөләт таратқулиридики мутәәссип мутәхәссисләр уни қаттиқ диний вә иҗтимаий қаидиләрни қайтидин йолға қойғанлиқи, охшимиған пикирләрни йеқиндин көзитип, иранниң сийаситини ғәрбтин йирақлаштурувәткәнлики вә росийә вә хитай билән болған мунасивәткә техиму йеқинлашқанлиқини махтиди.

рәиси 2016-йилдин 2019-йилғичә, һамений контроллуқидики күчлүк, милйард долларлиқ диний гуруһ астан қудс раззави тәшкилатиниң башлиқи болған вә бу хаменейниң әң муһим байлиқ мәнбәлириниң бири дәп қаралған.

2019-йили, рәиси иран әдлийә органлириниң башлиқи болған, у вәзипә өтигән мәзгилдә охшимиған пикирдикиләрни әң рәһимсиз бастурушқа рийасәтчилик қилған. 2019-йили нойабирда, мәмликәт миқйасида нефит баһасиниң өсүшигә қарши намайишта кәм дегәндә 500 адәм қаза қилди. әдлийә тармақлири паалийәтчиләр, журналистлар, адвокатлар вә қош дөләт тәвәлики бар пуқраларни қолға алди.

у 2021-йили президентлиққа сайланған, әмма бу сайлам асаслиқ рәқиблири лайақәтсиз болғанлиқтин, униң ғәлбисигә капаләтлик қилиш үчүн тәшкилләнгән дәп қаралған.

рәиси сайлам җәрйанида чирикликкә қарши туруш байриқини егиз көтүргән, әмма һөкүмәткә қарши паалийәтчиләр вә хәлқара кишилик һоқуқ тәшкилатлириниң әйиблиши астида президентлиққа сайланған. кишилик һоқуқ тәшкилатлириниң көрситишичә, рәиси төт кишилик бир гуруппиниң бир қисми болуп, 1988-йили иран-ирақ уруши ахирлашқанда 5000 өктичини сотсиз өлүм җазаси иҗра қилишқа буйруған. рәиси бу һәйәтниң әзаси икәнликини рәт қилмиған вә сөзидә өзиниң алий рәһбәр тәрипидин бу вәзипигә тәйинләнгән төвән дәриҗилик әмәлдар икәнликини ейтқан. 

тәһлилчиләрниң көрситишичә, рәиси иран тарихидики әң мустәбит мәзгилләрдә, болупму 2009 вә 2022-йиллиридики һөкүмәткә қарши намайишқа зәрбә бериштә рол ойниди.

рәиси вәзипигә олтурғанда «қаршилиқ дипломатийиси» ни йолға қойушқа вәдә бәргән болуп, бу ғәрб күчлирини байқут қилиду, әмма сөһбәткә очуқ, болупму америка билән йадро келишимигә қайтип, җазани бикар қилмақчи. әмма 2021-йили күздә, бир нәччә ай давамлашқан сөһбәт мәғлуб болди, байдин һөкүмити билән һазирғичә һечқандақ келишим һасил қилинмиди.

рәисиниң президентлиқ вәзиписидики әң муһим дипломатик мувәппәқийәтләрниң бири униң алдинқиларниң әзәлдин әмәлгә ашуралмиған нишани: иранниң кона район рәқиби сәуди әрәбистан билән болған мунасивәтни әслигә кәлтүрүш. 2023-йили икки дөләт бейҗиңда дипломатик мунасивәтни әслигә кәлтүрүш тоғрисида келишим имзалиди. гәрчә бу келишим асасән символлуқ болсиму, әмма у икки дөләт оттурисидики район риқабитини пәсәйтишниң ачқучи дәп қарилиду.

рәиси ғәрбтин йирақлишип, русийә вә хитай билән техиму қойуқ мунасивәтни алдинқи орунға қойди, һәмдә иран йадро келишими йимирилгәндин кейин америка вә йавропаға ишәнмәйдиғанлиқини ейтти.

рәиси һөкүмити хитай билән 25 йиллиқ универсал иқтисадий, бихәтәрлик вә һәрбий келишим һасил қилди: иран хитай ширкәтлириниң ирандики нурғун саһәгә салған 400 милйард доллар мәблиғи бәдилигә бейҗиңға етибар баһада нифит сетишқа қошулди.

2024-йили 21-май