хитай уйғурларниң топлинишидин нимә үчүн йәнила қорқиду?

( бүгүн «зимистан» торида чиққан мушу тимидики мақалиниң хуласә җүмлилири)
 
көк байрақ, 2024-йили 22-май
 
отниң сиртида көйүш, ичидә көйүштин йаман, шуңа америкида йашаватқан сәһибә сайрамоғли бөрталадики иниси қуддусҗан абдувелиниң тутулғанлиқини аңлиғандин кейин, униң бу гөзәл дөләттики һайатиниң тәми қачти. у қолидин келидиғинини қилиш-әһвлани хәлқаараға йийиш арқилиқ, һәм инисиниң дәрдигә чарә, өзиниң қәлбигә мәлһәм издиди. сәһибәниң бу кичиккинә һәркити хитайниң дөләт органлирини хели патпарақ қилди. хитай әлчиханиси униңға хәт йезип , тивиттирики учурни өчүриветишни тәләп қлди, сәһибә рәт қилди. арқидин хитай дөләт бихтәрлик күчлири телипонда тәһдит селип уни еғизини йумушқа буйруди, сәһибә йәнә йолдин йанмиди. улар гаһ алдап бақти, гаһ ата-анисини ариға селип вастилиқ тәһдит салди.
 
аридин 11 ай өткәндә, мушу айниң 10 ‏-күни қуддусҗан абдувәли « қанунсиз топлунуш» билән әйиплинип 5 йил 4 айлиқ кесилиди.
 
хош, дунйаға хоҗа болимән дәп пайпаславатқан бир дөләт тивиттирдики бир парчә учурдин нимә үчүн шунчә қорқиду?
 
‏ хитай 3 милйондин артуқ уйғурни түрмә вә лагирға солап болупму , йәнә нимә үчүн уйғурларниң топлунушидин қорқиду?
 
бу қорқуш мустәмликичиликиниң тәбиитидики худүксүрәштин келиватамду йаки районда иҗра қилиниватқан ирқий қирғинчилиқниң алақзадиликидинму? йаки бу қорқуш әмәс, зийадә көпәйтилгән вә бикар қалған сақчи күчлириниң өзилиригә қилидиғанға иш издишиму? ! йаки бу, икки милләт арисида миң йиллардин бери толплунуп қалған өч-адавәт зәһириниң еқип чиқишиму? йаки бу сайламдин өтмигән бир реҗимниң өзигә болған ишәнчсизликиму вә йаки дәврләрдин бери бойун әгдүрәлмәй кәлгән йәрлик хәлқ- уйғурларға қарита ишәнчсизликниң аламитиму?
 
бу соалларниң җаваби сосйолог вә тарихчиларниң ойлунушиға һавалә. мән бу йәрдә пәқәт кишилик һоқуқ дунйасиниң сәмигә шуни салмақчимән.
 
хитай намрат вә диктатор дөләт вәкиллирини уйғур зиминида кәздүрүп уларниң қоллишиға еришкән, һәтта " қирғинчилиқ йоқ икән" дегүзгән болсиму, йәнила уйғур вәзийитиниң дунйаға билинишидин әндишә қиливатиду. гәрчә ғәрп дөләтлириниң һәммиси дегүдәк, һәтта б д т бихәтәрлик кеңишидики 5 һәйәтниң үчи уйғур вәзийитини қирғинчилиқ дәп тонуп болған вә хитайға бәлгилик бесим шәкилләндүргән болсиму, хитай пәйлидин вә қәдимидин йанғини йоқ.
 
қуддусҗан абдувәли, шу бир қетимлиқ «қанунсиз» топлунушта тутқун қилинған 60 нәччә кишидин пәқәт бирси вә һәдиси сәһибә чәтәлдә болғанлиқи үчүнла ашкариланғини. демәк, тутқун тохтиғини йоқ, түрмә вә лагирлардин җәсәтләр тохтимай чиқиватиду, уларниң орни қуруқ қеливатқини йоқ, бир милләт үн-тинсиз қириливатиду.
 
сәһибәләрниң авази йалғуз һесдашлиқ әмәс, әмәлий һәркәтләрни тәләп қиливатиду.....