таможна беҗи: америкида «хитайда йасалған» дәвриниң ахирлишиши

америкиниң әрзан баһалиқ «хитайда ишләнгән» дәври ахирлишиду, әмма немиләр күтүватиду?

21-әсирниң алдинқи 20 йилида, американиң дукан тәкчисидики нурғун истемал мәһсулатлири әрзанлашти.  хитай вә башқа йеңидин гүлләнгән иқтисадий гәвдиләрдин импорт долқуни син ойуни контрол суписи, майка, тамақ үстили, аилә електр сайманлири вә башқа мәһсулатларниң тәннәрхини төвәнлитишкә йардәм бәрди.

бу импорт қилинған мәһсулатлар америкиниң бир қисим завутлириниң тақилип қелишини вә бир милйондин артуқ ишчиниң ишсиз қелишини кәлтүрүп чиқарди. валмарт вә амазон қатарлиқ етибар баһалиқ дуканлар вә торда парчә сатқучилар чәтәлләрдә әрзан баһалиқ таварларни сетип нурғун пул тапти. әмма сайлиғучилар исйан көтүрди. завутларниң тақилиши, санаәттики чүшкүнлүк вә иш һәққиниң узун муддәт тохтап қелишиниң түрткисидә, америкилиқлар 2016-йили содида хитайға қарши күрәш қилидиғанлиқи тоғрисида вәдә бәргән президентни сайлиди. төт йилдин кейин, улар йәнә бирни таллиди.

сабиқ президент трамп билән президент җо байдин охшаш һәрикәтләрни қоллинип, хитай таварлирини сетивелиш тәннәрхини өстүрүп, америка завутлирини гүлләндүрүш вә қоғдашқа урунди. чәйрәк әсирдин буйан ичи бошитилған кийим-кечәк вә електр сайманлири қатарлиқ әнәниви кәсипләрдин тартип қуйаш енергийәлик батарейә тахтиси қатарлиқ хитай билән болған дунйави риқабәттә тәрәққий қилишта қийниливатқан йеңидин гүллиниватқан кәсипләргичә болған импортқа баҗ қошулди.

байденниң  трамп йолға қойған таможна беҗини қанунға киргүзүш вә күчләндүрүш қарари америкиниң  билән болған содини вә әрзан баһалиқ мәһсулатларниң пайдисини көзләйдиған, әкисчә җуғрапийәлик мәркәзләшкән йасаш кәспигә сәл қаралған нәччә он йилға созулған бир дәврни ахирлаштурғанлиқиниң рошән бәлгиси. бир дәврниң ахирлашқанлиқини пәқәт бирла таможна беҗи нисбитидә көргили болиду: хитайниң башлиниш баһаси 10 миң долларғиму йәтмәйдиған, дунйаниң һәрқайси җайлиридики сетиш дуканлирини қаплап кәткән, әмма һөкүмәтниң америка базири үчүн қойған тосиқидин өтүши тәс болуватқан токлуқ машинилириға 100% таможна беҗи қойулди.

демократчилар билән җумһурийәтчиләр партийиси бир вақитлар қолму қол бейҗиң билән иқтисадий җәһәттин йеқинлашти. уларниң нәзәрийиси шуки, америка төвән баһада мәлум мәһсулат ишләпчиқиралайдиған дөләтләргә сиртқа һөддигә бериш арқилиқ нәпкә еришиду, буниң сәвәби, у дөләтләрдики ишчиларға төвән мааш берилиду. иқтисадшунаслар бәзи америкилиқ ишчиларниң хизмитидин айрилидиғанлиқини билиду. әмма улар истемалчиларни әрзан баһалиқ тавар билән тәминләш вә карханиларниң америкиниң йеңилиқ йаритиш әвзәллики бар йуқири қиммәтлик кәсипләргә мәбләғ селишиға йол қойуш арқилиқ омумий иқтисадниң пайда алидиғанлиқини оттуриға қойди.

һазир һәр икки тәрәп хитай билән болған алақини үзүш үчүн бәслишиватиду. парламент әзалири хитайниң әмгәк адити, чәтәл ширкәтлириниң билим мүлүк һоқуқини оғрилаш вә хитай истемалчилирини тәминләйдиған завутларға сехий толуқлима бериш мәсилисидә барғансири қаттиқ позитсийә тутти.

бу сийасий риғбәтләндүрүшниң қандақ йеңи дәврни барлиққа кәлтүридиғанлиқи, байдин услубидики истратегийилик санаәт сийаситиму, трампниң өз-өзигә тайинишчан дөләт ичи иқтисадиға өтүшму йаки пүтүнләй охшимайдиған башқа бир ишму ениқ әмәс.

америка аммисиниң 40 йилдин буйанқи әң тез пул пахаллиқидин қутулуп, өткүнчи азабқа бәрдашлиқ берәләйдиған-берәлмәйдиғанлиқиму ениқ әмәс.

массачусетс санаәт институтиниң иқтисадшунаси давид отер(David Autor) : «кона ортақ тонуш бузулди, йеңи ортақ тонуш техи шәкилләнмиди» дәп көрсәтти. у 2000-йилларниң бешидики аталмиш ​​«хитай зәрбиси» гә қарита бөсүш характерлик тәтқиқат елип барған, әйни вақитта хитайниң дунйа сода тәшкилатиға кириши тәрәққий тапқан дөләтләрдә йасимичилиқ иш орунлириниң кәң көләмдә йоқилишини кәлтүрүп чиқарған.

әмма у истемалчилар вә сайлиғучиларниң «һәр иккисигә бирақла еришкили болмайду» дәп агаһландурди. «сиз чоқум таллаш елип беришиңиз керәк. пүтүн дунйа сода пурсити йаритиду. әгәр америкиниң бу техникиларда рәһбәрлик орнини сақлап қелишини вә әслигә кәлтүрүшини үмид қилсиңиз, техиму көп бәдәл төлишиңиз керәк. һәтта буниң биләнму болмаслиқи мумкин».

байдин билән трамп һәр иккиси һәр хил шәкилдики қоруқчилиқни қоллиған болсиму, иккинчи қетимлиқ сайлам тәшвиқат паалийитидә , бу икки киши сайлиғучиларға америка иқтисадиниң хитайға қандақ муамилә қилиши тоғрисида түптин охшимиған көз қарашларни оттуриға қойди.

трамп дунйадики икки чоң иқтисадий гәвдиниң сода көврүкини чеқип, содини омумий җәһәттин қаттиқ чәклимәкчи. у ниң барлиқ импортидин елинидиған таможна беҗини өстүрүп, клинтон һөкүмитиниң ахирқи мәзгилидә парламентниң хитайға беришни қарар қилған «әң әвзәл дөләтлик» сода орнини бикар қилидиғанлиқи вә бир қисим хитай таварлирини пүтүнләй чәкләйдиғанлиқи тоғрисида вәдә бәрди. у дунйаниң һәрқайси җайлиридин кәлгән барлиқ импортларға йеңи баҗ қойиду.

тирамп таможна беҗи өстүрүшниң бәдилини америка истемалчилири әмәс, бәлки ниң төләйдиғанлиқини очуқ оттуриға қойди, тәпсилий иқтисадий тәтқиқатлар болса зиддийәтлик йәкүнләргә еришти. әмма униң сабиқ сода вәкили роберт литхайзер(Robert Lighthizer)ниң тирампниң сода музакирисидә йәнила тәсири күчлүк болуп, өткән йилиниң ахирида «нйу-йорк вақит гезити» мухбириға мундақ дегән: «техиму йуқири истимал баһасини йасимичилиқ саһәсидә иш орунлириниң көпийиши үчүн алмаштурушқа әрзийду.

умундақ деди: «бәзи кишиләр истемални мәқсәт дәп қарайду. мениң демәкчи болғиним, ишләпчиқириш мәқсәт, бихәтәр вә бәхтлик җәмийәт мәқсәт. сиз буниң үчүн бәдәл төләшни халайсиз».

байдин трампниң пиланини рәт қилип, униң бәк кәң даирилик вә бәдилиниң бәк йуқири икәнликини ейтти. у таможна беҗи вә башқа бәлгилимиләрдин пайдилинип, пакиз енергийә вә йерим өткүзгүч қатарлиқ истратегийилик кәсипләрни чөридигән һалда мудапиә қорғини бәрпа қилишни үмид қилиду. байдин йәнә бу кәсиптики ширкәтләргә милйард доллар толуқлима бәрди, буниң ичидә пул пахаллиқини азайтиш қануни арқилиқ йешил енергийә техникисиға бәргән толуқлимиму бар.

ақсарай дөләтлик иқтисад кеңишиниң директори лаел брайнард пәйшәнбә күнидики сөзидә мундақ деди: «мәбләғ селиш чоқум сода иҗрачилири билән маслаштурулуп, биз пүтүн мәмликәттә көрүватқан әслигә келишниң хитайниң намувапиқ төвән експортиниң тәсиригә учримаслиққа капаләтлик қилиш керәк. биз өтмүштин өгәндуқ, америкида иккинчи қетим хитай зәрбиси болмайду».

нйуйок вақт гезитидә 20-май илан қилинған «байдинниң таможна беҗи: америкида "хитайда йасалған" дәвриниң ахирлишиши» (Biden’s China Tariffs Are the End of an Era for Cheap Chinese Goods) мавзлуқ мақалә қисқартип тәрҗимә қилинди.

2024-йили 23-май