сәвәб вә нәтиҗә мунасивити

муһәммәд йүсүп
 
дин вә дунйалиқ һәрқандақ бир ишни вуҗудқа чиқириш үчүн сәвәб қилиш шәрт. чүнки, аллаһ таала бу дунйада һәрқандақ бир ишни сәвәбкә бағлиған болуп, бизни сәвәб қилишқа буйруған вә сәвәбни динниң бир парчиси қилған. шуңа сәвәб қилиш ибадәт, сәвәб қилмаслиқ гунаһтур.
 
﴿ هُоَ алَّذِй җَعَлَ лَкُмُ алْأَрْضَ ذَлُолًа фَамْшُоа фِй мَнَакِбِهَа оَкُлُоа мِнْ рِзْқِهِ оَإِлَйْهِ алнُّшُорُ﴾ «у земинни силәргә бойсунидиған қилип бәргән заттур, әмди силәр (тирикчилик қилип) земинниң тәрәп _ тәрәплиридә меңип, аллаһниң (бәргән) ризқидин йәңлар, (һесаб бериш үчүн) тирилидиған җайиңлар аллаһниң дәргаһидур»[1]. бу айәттә, аллаһ таала ата қилидиған ризиқтин йейиш үчүн ишләш шәрт қилинған. әҗдадлиримиз буни «ишлигән чишләйду» дәп ихчамлиған. биз буниңға әгәштүрүп дәймизки, ишлигән күчлиниду, ишлигән тәрәққий қилиду, ишлигәнниң мустәқил дөлити болиду, ишлигән әзиз йашайду.
 
унтумаслиқ керәкки, аллаһ тааланиң икки қануни болуп, бири шәриәт қануни, йәнә бири тәбиәт қанунидур. шәриәт қануниға хилаплиқ қилғучилар қилмишиниң җазасини ахирәттә тартиду, әмма тәбиәт қануниға хилаплиқ қилғучилар қилмишиниң җазасини мушу дунйада тартиду. һазирқи мусулманларниң, җүмлидин биз уйғурларниң әһвали буниң мисалидур.
 
мумин адәмниң икки қорали болуп, бири, аллаһ тааладин йардәм тиләш, йәнә бири, сәвәб қилиштур. мумин адәмдики бу икки қорал қушлардики икки қанатқа охшаш болуп, уни мәнзилгә йәткүзиду. шуңа бу икки қоралниң бирини тутуп, биридин ваз кечишкә қәтий болмайду.
тоғра тәсәввур нишанға йәткүзиду
 
«һәрқандақ нәрсә икки қетим йаритилиду» дейилиду. чүнки, биз қандақла бир ишни қилмақчи болсақ, алди билән уни тәсәввур қилимиз, пиланлаймиз, андин шу пиланн бойичә ишқа киришимиз. тәсәввуримиз тоғра болса нәтиҗиму тоғра чиқиду, навада тәсәввуримиз хата болса нәтиҗиму хата чиқиду. мәсилән: пул тепишни мәқсәт қилған икки адәмниң бири, тоғра тәсәввур билән кәсип йаки тиҗарәткә охшиған йоллуқ ишни қилишқа тутунди вә тоғра нәтиҗигә еришти. йәнә бири, хата тәсәввур билән оғрилиқ вә қоймичилиқ қилиш дегәндәк хата йолни таллиди вә нәтиҗидә тутулуп түрмигә ташланди. чүнки, аввалқи адәм пул тепиш җәрйанини тоғра тәсәввур қилған, шуңа у тоғра нәтиҗигә еришти. әмма кейинкиси оңай йолни таллиған вә җаза, түрмә дегәнләрни ойлап олтурмиған, шуңа у зийан тартти.
 
тәвһид тәсәввурни түзитиду
 
тәвһид һәммә ишниң аллаһ тааланиң илкидә икәнликини, аллаһ тааланиң бизгә йардәм беришкә қадир икәнликини вә биз қандақла бир нәтиҗә қазансақ, у әлвәттә өз тиришчанлиқимиз билән биргә аллаһ тааланиң йардими билән болидиғанлиқини өгитиду. биздә мушу әқидә рошән болмиғанда, бизниң тәвһид әқидимиз дурус болмиған болиду. чүнки, тәвһид бизниң тәсәввуримизни тоғрилайдиған мизандур. навада биз һәрқандақ бир ишни вуҗудқа чиқиришта аллаһ таалани унтуған һалда, пәқәтла күчимизгә йаки пулимизға йаки йүз-абруйимизға тайансақ, сәвәбкә чоқунған болуп қалимиз. сәвәбкә чоқунуш ширик даирисигә кирип қалиду. ширик бизниң тоғра сәввуримизни бузуп қойиду. нурғун кишиләр буниңға диққәт қилип кәтмәйду. ﴿оَмَа йُؤْмِнُ أَкْثَрُهُмْ бِаллَّهِ إِлَّа оَهُмْ мُшْрِкُонَ﴾ «уларниң толиси аллаһқа ишәнмәйду, ишәнгәндиму (аллаһқа) шерик кәлтүриду»[2].
 
ейтилишичә, леванлиқ бир милйардер өзиниң қәбрисини наһайити һәшәмәтлик йасиған болуп, униңға бир милйондин көпрәк америка доллири хәҗлигән. аилә әзалиридин бири буниңға наразилиқ билдүрүп, «навада өлүм сизгә башқа бир дөләттә келип қалса, сиз бу қәбридә йаталмисиңиз қандақ болиду?» дәп сориғанда, милйардер һакавурлуқ билән тәрини түрүп: «пулум бар, айропиланим бар, нәдә өлсәм мәйли, бәрибир мени қәбрәмгә елип келиду» дәйду. йиллар өткәндин кейин, милйардерниң шәхсий айропилани вәқәгә учрап деңизға чүшүп кетиду. қутқузуш әтрити айропилан һәйдигүчиниң җәситини тапиду, әмма милйардерниң җәситини шунчә издәпму қәтий тапалмайду. шуниң билән милйардер өзи йасатқан һәшәмәтлик қәбрисидә йаталмайду.
 
америкилиқ бир ички кесәлликләр дохтори күндилик йүгүрүшни адәт қиливалған болуп,у күнлүк йүгүрүшини йигирмә километирға чиқириду. йүгүрүшниң тән сақлиқиға болған пайдиси вә уни адәт һалиға кәлтүрүш усуллири һәққидә көплигән лексийәләрни сөзләйду. бир лексийәсидә «мән пат-пат өзүмни тәкшүртүп келиватимән. әзалирим кичик балиниңкидәк ишләп туруватиду. шуңа мән узун өмүр көримән, асанлиқчә өлмәймән» дәйду. әмма у бир әтигини йүгүрүп кетиватқанда йүрики тохтап қелип өлүп кетиду. бу докторниң йүгүрүшни адәт қиливалғанлиқи вә кишиләргә уни тәвсийә қилғанлиқи наһайити йахши иш. әмма у йүгүрүшкила ишинип, аллаһ таалани унтуп қалған. пирәвнниң өз мәнсипигә, қарунниң мал-дунйасиға, әбу җәһлниң абруйиға ишәнч қилип, аллаһ таалани унтуп кәткәнликиниң ибрәтлик җазаси та қийамәткичә ғапилларни ойғитишқа йетәрликтур.
 
навада биз қандақла бир нәрсимизгә ишәнч қилип, аллаһ таалани унтуп қалсақ, аллаһ таала чоқум бизни әдәпләйду вә өзиниң қудритини көрситип қойиду. шуңа бизниң әқлимиз вә пут-қолимиз сәвәб қилиш билән, қәлбимиз вә ишәнчимиз аллаһ таала билән болуши лазим. шундақ қилғандила биз нәтиҗә қазиналаймиз.
тәвһид мәсулийәттин биһаҗәт қилмайду
 
сәвәб қилмаймән дегән адәм аллаһ таалаға қарши чиққан вә униң бекиткән қанунийитини көзгә илмиған болиду. шуңа бир адәм «мән аллаһ тааланиң чәксиз қудритигә ишинимән, у һәммини қилалайду, һәммә иш униң илкидә, шуңа мән ишлимисәмму, сәвәб қилмисамму, дуалирим билән у мени мурадимға йәткүзиду» дәп сәвәб қилмиса, у аллаһ тааланиң ﴿оَأَнْ лَйْсَ лِлْإِнْсَанِ إِлَّа мَа сَعَи﴾ « инсан пәқәт өзи қилған ишиниңла нәтиҗисини көриду»[3] дегән қанунийити билән зитлашқан болиду вә мурадини һасил қилалмайду. заманимиздики мусулманларниң тәлим-тәрбийәдә, пән-техникида вә түрлүк тәрәққийатта арқида қалғанлиқиниң, аҗизлиқиниң, беқиндилиқиниң вә нурғунлириниң мустәмликидә қелишиниң асаслиқ сәвәблиридин бири сәвәб қилмаслиқ, ишлимәслик, динни вә ибадәтни хата чүшинивелип, хата тәсәввур билән иш көргәнликидур.
қаза вә қәдәр мәсулийәттин биһаҗәт қилмайду
 
мусулманлар өзлириниң хаталиқини қаза вә қәдәргә дөңгәп қойуш арқилиқ мәсулийәттин қутулуш һийлисидин ваз кәчмигичә һәргиз тәрәққий қилалмайду вә аллаһ тааланиң йардимигә лайиқ болалмайду.мәсилән: бизгә охшаш мустәмликидә қалған бир милләт өзиниң хаталиқлирини түзитип, вәтинини қутқузуш үчүн қолидин кәлгиничә ишләшниң орниға: «бизниң мустәмликидә қелишимиз аллаһниң ирадиси, бизгә аллаһниң нусрити кәлгәндә ишимиз оңшилиду» дейиш өзиниң хаталиқини вә нәпсанийәтчиликини қаза вә қәдәргә дөңгәп қойғанлиқтур. чүнки, аллаһ таалал бизни мустәмликидә йашаңлар, дәп буйримиди, қаза вә қәдәр бизни мустәмликидә қелишқа зорлимиди. әксичә, бизни күчлүк болушқа буйриған. ﴿оَأَعِдُّоа лَهُмْ мَа асْтَطَعْтُмْ мِнْ қُоَّةٍ оَмِнْ рِбَаطِ алْхَйْлِ тُрْهِбُонَ бِهِ عَдُоَّ аллَّهِ оَعَдُоَّкُмْ оَآَхَрِйнَ мِнْ дُонِهِмْ лَа тَعْлَмُонَهُмُ аллَّهُ йَعْлَмُهُмْ﴾ «(дүшмәнгә тақабил туруш үчүн) уларға қарши қолуңлардин келишичә күч, җәң ети тәййарлаңлар. буниң билән аллаһниң дүшминини, өзүңларниң дүшминини вә улардин башқа силәр тонумайдиған, (лекин) аллаһ билидиған дүшмәнләрни қорқутисиләр»[4]. аллаһ таала қуран кәримдә өзиниң хаталиқини қаза вә қәдәргә артип қойуп, қутулушни хам -хийал қилған әхмәқләрни қаттиқ әйиблигән. ﴿сَйَқُолُ алَّذِйнَ أَшْрَкُоа лَоْ шَаءَ аллَّهُ мَа أَшْрَкْнَа оَлَа آَбَаؤُнَа оَлَа حَрَّмْнَа мِнْ шَйْءٍ﴾ «мушриклар: ›әгәр аллаһ халиса иди, бизму, ата _ бовилиримизму (аллаһқа) шерик кәлтүрмигән вә һеч нәрсини һарам қиливалмиған болаттуқ› дәйду»[5].
 
шуниңдәк, 120 дә меңиш бәлгиләнгән йолда 180 дә меңиш арқилиқ қатнаш вәқәси чиқирип кишиләрниң өлүмигә сәвәб болған шопур йәрлик қанун органлириниң җазасидин: «бу аллаһниң тәқдири билән болған иштур» дәп қутулалмиғандәк, аллаһ тааланиң җазасидинму қутулалмайду. бу худди бир адәмни қәстән өлтүрүветип, андин «бу аллаһниң тәқдири билән болған» дегән қатилниң әхмиқанә җавабиға охшайду. демәк, өзиниң хаталиқини, һурунлуқини, тириктаплиқини тәқдиргә дөңгәп қойидиғанлар аллаһ таалаға төһмәт қилғучилардур. мәлумки, аллаһ таалаға төһмәт қилғучилар гунаһкарлардур.
 
ривайәт қилинишичә, иккинчи хәлипә өмәр ибни хәттаб рәзийәллаһу әнһуниң алдиға бир оғрини елип кириду. сорақ үстидә өмәр рәзийәллаһу әнһу оғридин «немә үчүн оғрилиқ қилдиң?» дәп сориғанда оғри «аллаһ тәқдир қилғаникән шуңа оғрилиқ қилдим» дәп җаваб бериду. буниң билән өмәр рәзийәллаһу әнһу оғрини 30 қамча уруп андин кейин қолини кесишкә буйруқ бәргәндә, саһабиләрдин бири өмәр рәзийәллаһу әнһудин «немә үчүн бир оғрилиқ җинайитигә икки җаза берилиду?» дәп сорайду, өмәр рәзийәллаһу әнһу униңға: «аллаһқа йалғандин төһмәт қилғанлиқи үчүн 30 қамча урушқа, оғрилиқ қилғанлиқи үчүн қолини кесишкә буйрудум» дәп җаваб бериду.
 
қаза вә қәдәр билән сәвәбниң мунасивити
 
қаза вә қәдәр билән сәвәбниң мунасивити мундақ:
 
1. инсанларниң бешиға кәлгән кесәллик, дәрд ـ әләм, балайиапәт, йоқсуллуқ вә җапа ـ мушәққәтләрниң һәммини аллаһ тааланиң тәқдири вә ирадиси билән болиду, дәп ишиниш билән биргә булардин қутулуш үчүн қолидин кәлгән сәвәбләрниң һәммисини қилиш, аллаһ таалаға уларни көтүрүветишини тиләп дуа қилиш вә буларниң сәвәбидин (йәни йуқириқи күлпәтләрниң сәвәбидин) тартқан җапаларниң бәдилигә аллаһ тааланиң саваб беридиғанлиқиға ишиниш иманниң җүмлисидиндур. бирақ, келәчәккә аит ишларни «аллаһниң тәқдиридә немә болса шу болидиғу», дәп ишлимәстин, сәвәб қилмастин «үҗмә пиш ағзимға чүш» дәп олтурувелиш нә мусулманлиқниң, нә инсанлиқниң шәнигә йарашмайдиған тәййартаплиқ вә инсанлиқ һөрмәтниң һесабиға ишләнгән кәчүргүсиз җинайәттур.
 
2. инсанларға йәткән кесәллик, аҗизлиқ, йоқсуллуқ вә мустәмликидә қелиш қатарлиқларни«аллаһниң тәқдириғу», дәп қутулуш үчүн сәвәб қилмаслиқ еғир гунаһтур. чүнки, аллаһ таала йуқириқи күлпәтләрни йаратқан болса, инсанда әқил билән ирадиниму йаратти. инсанниң аллаһ таала бәргән бу әқил, ирадә билән сәвәб қилишиму иманниң җүмлисидиндур. «тәқдир билән кесәл болдумғу » дәп сәвәб қилмастин өлүш йаки «тәқдир билән оғри болуп қалдимғу» дәп оғрилиқ қилиш аллаһ таалаға төһмәт қилғанлиқтур. чүнки, аллаһ таала қандақла бир кесәлликни йаки дәрдни йаратқан болса, әлвәттә униң шипасини йаратқан. инсан өзидики ирадә вә әқил билән сәвәб қилиш арқилиқ униң шипасини тепишқа буйрулған. аллаһ таала йаманлиқни йаратқан болса, униң дунйа вә ахирәттики ечинишлиқ ақивәтлири вә җазалиридин инсанларни агаһландуруп, уларни униңдин йирақ болушқа буйриди вә бундақ йаман ишларни қилиш йаки улардин йениш ихтийариниму инсанниң өзигә бәрди.
дуаниң өзила сәвәбтин биһаҗәт қилалмайду
 
сәвәб билән дуа икки қушниң икки қанитиға охшаш әһмийәтлик болуп, бу икки дурус болғанда нәтиҗиләрму ғәлибилик болиду. мәсилән: оғлиңизниң қизитмиси өрләп кәтти, дәп пәрәз қилайли, бу чағда, сиз сәвәб қилмай, дуа қилипла олтурсиңиз, аллаһ таалаға асийлиқ қилған вә оғлиңизға зийанкәшлик қилған болисиз. шуңа у чағда, оғлиңизни дәрһал дохторға апириш билән бир вақитта, чин қәлбиңиздин «йа шафий! йа аллаһ!» дәп, аллаһ таалаға илтиҗа қилишиңиз зөрүр.
 
навада оғлиңиз өгиниш қилмиди, имтиһанға тәййарланмиди, әмма ибадәтлирини җайида орундиди вә көп дуа қилди, лекин имтиһандин өтәлмиди, дәп пәрәз қилайли. бу әһвалда кәмчилик ибадәттә йаки дуада әмәс, бәлки сәвәб қилмаслиқта. шуңа оғлиңизға «өгинишни обдан қил, имтиһанға пухта тәййарлиқ қил, андин аллаһқа тәвәккүл қил» дейишиңиз лазим.
 
сәвәбкә һөрмәт қилиш мусулманниң әхлақидур
 
инсанниң әң муһим нәрсиси униң тән сақлиқи болуп, тән сақлиқи җайида болғандила дин вә дунйалиқ ишларни елип барғили болиду. аллаһ таала тән сақлимиз үчүнму мукәммәл низам бәлгилигән болуп, биз ашу низам бойичә иш көрүш арқилиқ өзимизни һәрхил кесәлликләрдин сақлап қалалаймиз. шуңа әгәр дохтор сизгә: «туз истемал қилишни тохтитиң!» десә, сизниң дәһал уни тохтитишиңиз вә дохторниң тәвсийәсигә һөрмәт қилишиңиз өзиңиз үчүн пайдилиқтур. чүнки, бәдәндә туз миқдари ешип кәткәндә, у бәдәндики суйуқлуқниң һәрикитини тосувалиду, суйуқлуқниң һәрикити тосулуп қалса, қан бесими өрләп кетиду, қан бесими өрләп кәтсә баш ағрийду. мәлумки, қан бесими аста-аста адәмни һалак қилидиған қатилдур. әгәр сиз «мән аллаһқа тәвәккүл қилимән, дуа қилимән, шуңа дохторға һаҗитим йоқ» дәп дохторниң тәвсийәсигә әмәл қилмисиңиз наданлиқ қилип, өз һайатиңизни һалакәткә елип барған болисиз.
 
навада, бирәр мусулман адәм мевини йуйумастин йесә вә «‹бисмиллаһ› десәк купайә қилиду» десә, бу сөзни илмий дегилиму, диний дегилиму болмайду. бу аллаһ таала бекиткән қанунийәтни билмәйдиған адәмләрниң гепидур. чүнки, «бисмиллаһ» дәп йейиш зөрүр болғандәк, йуйуп йейиш микробтин сақлиниш үчүн техиму зөрүр.
 
аввал сәвәб андин тәвәккүл
 
һәрқандақ бир ишни әмәлгә ашуруш үчүн аввал қолдин келишичә вә имканийәтниң йар беришичә сәвәбләрни қилиш, андин униң нәтиҗисини аллаһ таалаға тапшуруп, униңға тәвәккүл қилиш динимизниң көрсәтмисидур. мәсилән: аддий бир деһқан алди билән йәрни һәйдәп йумшитиду, униңға йетәрлик уруқ вә оғутларни чачиду, суни вақтида берип туриду, буниңдин башқа деһқанчилиқниң пүтүн шәртлирини толуқ орунлайду. шуниңдин кейин зираәтниң саламәт үнүп чиқиши вә мол һосул беришини аллаһ таалаға тапшуруп тәвәккүл қилиду. тәвәккүл қилиш сәвәб қилиштин кейин келиду. чүнки, пәйғәмбәр әләйһиссалам бир адәмниң: «йа рәсулуллаһ! төгәмни аллаһқа тәвәккүл қилип, андин бағлайму йаки бағлап болуп, андин аллаһқа тәвәккүл қилайму?» дегән соалиға пәйғәмбәр әләйһиссалам униңға: «аввал бағлиғин, андин аллаһқа тәвәккүл қилғин»[6] дәп җаваб бәргән.
 
(устазниң фейсбук һесабидин көчүрүп елинди)