бир қанчә күн бурун бир нәрсә лазим болуп компийотурумдики материйалларни издәватсам 10 йил бурунқи бу сүрәт учрап қалди. шуниң билән узунғичә сүрәткә қарап, хийал сүрүп олтуруп бу әслимини йаздим.
2009 - йили 6 - айдин башлап «100 мәшһур уйғур» намлиқ 2 қисимлиқ китабни йезишни нийәт қилғандин кейин, чамимниң йетишичә издинип китаб вә торлардин мәнбә йиғишқа башлидим. у йилларда түркийәдә уйғурларниң китабханилири болмиғачқа материйаллар бәк аз иди. йиғқан материйалларниң көпи вәтинимиздики һәрқайси тор - мунбәрләрдин йиғқан материйал болуп, уйғурчә вә түркчә китаблар аз иди. түркийәниң китабхана вә күтүпханилирини издәп, бизгә мунасивәтлик тарих китабларни сүрүштүрүп тепиш вә сетивелишқа шараитимму, иқтисадимму йар бәрмәйти. шундақ болсиму үч йил мәнбә йиғқандин кейин, йиғилған мәнбәләрни көздин кәчүрүп, рәтләп, дәсләпки қәдәмдә 200 дин көпрәк даңлиқ шәхислиримизниң тизимликини турғуздум. шуниңдин кейин тизимликтики шәхсләрниң қисқичә тәрҗимиһалини бир баштин йезишқа башлидим.
мән буниңдин бурун китаб йезип бақмиған идим. шуңа бу китабни мувәппәқийәтлик йезип чиқалисам тунҗи китавим болатти. йазмақчи болған китавим болса тарихимизда өткән мәшһур шәхислиримизгә мунасивәтлик чоң һәҗимлик тарихи китаб иди. әмма мениң кәспим зәргәрлик иди. шуңа «зәргәрму китаб йазамдикән?!...» дәйдиғанлар чиқип, роһий зәрбигә учраш еһтималим бар иди. шуниң үчүн мушундақ әһвалларни көздә тутуп, китаб йезиватқанлиқимни һечкимгә демәй һәм мәслиһәтму салмай йаздим.
әмма мән китабни башлап техи бир йил болар - болмайла мәнбә кәмчиликидин қийнилишқа башлидим. әслидә мунчилик материйалға тайинип мундақ бир муһим китабни йезип чиққили болмайдиғанлиқини өзүмму баштин башлапла йахши биләттим. әмма мениң бир ишқа бәл бағлисам асанлиқчә ваз кәчмәйдиған, хели - хели қийинчилиқ вә тусалғуларға дуч кәлсәмму болди қиливәтмәйдиған миҗәзим бар иди. шуниң үчүн мушундақ қийинчилиқларға учрайдиғанлиқимни билгән болсамму йәнила қәтий қарарға келип йезишни башлиған идим. лекин дәсләпки қәдәмдә шәхсләрниң исим тизимликини турғузуп рәсмий йезишқа башлиғандин кейин, гәрчә идийә җәһәттин толуқ тәййарлиқим болсиму, мәнбә йетәрсизлики мениң ирадәмниму бесип чүшкидәк дәриҗидә өзини көрсәтти. шуниңдин кейин тонуш - билишләр арқилиқ бир қисим китабларни вәтәндин әкәлтүрдүм. бәзисини 2 - 3 айда тапшуруп алсам бәзисигә 5 - 6 ай кәтти. лекин әкәлтүргән китабларму, кечә - күндүз тор - мунбәрләрдин йиғқан вә йиғиватқанлиримму толуқ болмиди. әһвал шундақ болсиму алдиримай, өзүмни тутувелип, тапалиған шәхсләрниң тәрҗимиһалидин башлап йезишни давамлаштурдум.
2013 - йилиға кәлгәндә тизимликтики шәхсләрни қайта - қайта көздин кәчүрүп, йеңидин қошуп, чиқирип, таллап дәсләпки қәдәмдә 124 шәхсниң йүзәки болсиму тәрҗимиһалини тәййарлидим. әмма ичимдә соаллар көп иди. китаб тарихимизда йезилған бу хил китаблар ичидики тунҗи китаб болатти. мениң миҗәзим бәлким кәспимниң тәсиридин болса керәк, бәзи ишларға алаһидә әһмийәт беридиған, интайин инчикә ойлайдиған, пәқәт сәл қаримайдиған, һәтта бир ишқа бәл бағлисам киришип қалидиған миҗәзим бар иди. җүмлидин тарихимизғиму, тарихимизни йезиш җәрйанида ишлитилгән исим, сөз вә җүмлиләрниң қурулмисиғичә ихтийарсиз һалда сәзгүрлүк билән диққәт қилаттим. йезилған тарих һәм тәрҗимиһали гәрчә қисқичә болсиму оқуған кишигә тәсир көрситәлигидәк бир қәдәр ихчам вә чүшинишлик йезилиши керәк иди. шуңа чамимниң йетишичә издинишни давамлаштурдум.
шундақ қилип 2013 - йили дәсләпки қәдәмдә 124 шәхсниң йүзәки болсиму тәрҗимиһалини тәййарлиғандин кейин, ойлинип уйғур академийәсидикиләргә китаб һәққидә әһвални ейтип уларниң пикир вә мәслиһәтини елип беқиш қарариға кәлдим.
у йилларда уйғур академийәсиниң башлиқи абләт туран иди. мән абләт туран билән телефонда көрүшүп, вақит бәлгилигәндин кейин 124 шәхсниң тәрҗимиһалиниң айрим - айрим һалда компийотурдин бесип чиқирилған ворд нусхисини елип, таксимдики ишханисиға берип көрүшүп әһвални аңлаттим. абләт туран әһвални уққандин кейин китабқа йеқиндин әһмийәт берип, өзиниң бәзи тәклип - пикирлирини бәрди. аридин мәлум вақит өткәндин кейин абләт туран, уйғур академийәсидин дохтур әхмәтҗан полат вә мән қатарлиқ 4 киши топқепидики бир чайханида олтуруп сөһбәтләштуқ. елип барған 124 кишиниң тәрҗимиһалини оттуриға қойдум. улар бир баштин көрүп өз пикрини билдүрди.
шуниңдин кейин абләт туран, дохтур әхмәтҗан полат, абдүшкүр муһәммәтләр қоллап, мәслиһәт берип турди. абдуҗелил туран, һәмраҗан амрақлар бәзи материйаллар билән тәминлиди. достум абдушүкүр абдурешит инглизчә вә немисчә материйалларни, абдурахман идиқут хитайчә материйалларни, турмуһәммәт һашим йапончә материйалларни давамлиқ тәрҗимә қилишип бәрди. мәнму китаб, материйаллардин башқа бир қисим кишиләр билән пат - пат көрүшүп, бәзи тарихи вәқә вә шәхсләр һәққидә сөһбәтлишип турдум. һәр қетимлиқ көрүшүш, һәр қетимлиқ сөһбәтләрниң аз болсиму пайдиси болатти. шундақ сөһбәтләрдин кейин шәхсләрниң тизимликигә бир йаки икки шәхс қошулатти йаки тизимликтә өзгириш болатти.
аридин бир қанчә ай өткәндә абләт туран 2014 - йили истанбулда уйғур академийәсиниң бир йиғини ечилидиғанлиқи, бу йиғинға америкида туруватқан пешқәдәм инқилабчилардин ғуламидин һаҗим (ғуламидин әхмәт пахта)ниңму келидиғанлиқини ейтти. ғуламидин һаҗим 1949 - йили муһәммәд имин буғра вә ийса йүсүп алиптекинләр башчилиқида вәтинимиздин һиндистанға һеҗрәт қилған һиҗрәт карвинидики бир һайат гуваһчи иди. ғуламидин һаҗим карван билән һиндистанға һиҗрәт қилған вақитта 16 йашларда болуп, дадисиниң исми әхмәт пахта иди. әхмәт пахта вәтәнпәрвәр һәм уқумушлуқ киши болуп, 1933 - йили қурулған шәрқий түркистан ислам җумһурийитиниң қурғучи әзаси һәм дәсләптә қурулған «истиқлал җәмийити»ниң 15 нәпәр әзасиниң бири иди.
мән бу хәвәрни аңлиғандин кейин абләт туранға, ғуламидин һаҗим билән көрүшүш арзуйимниң барлиқини, вәтән дәп оттуриға чиқип вәтәндин айрилип, узун йиллар вәтән һәсрити билән йашаватқан мундақ пешқәдәм инқилабчимизни өйүмгә тәклип қилип, һеч болмиса бирәр пийалә чай болсиму сунувелиш нийитимни ейттим. бу мән үчүн һәқиқәтән тепилғусиз пурсәт иди. мениң ғуламидин һаҗимдин һал сораш билән биргә, шу банида бәзи соаллиримни биваситә сорап һайат гувачиниң өз ағзидин аңлаш пурситим болатти. абләт туран пикримгә қошулди.
аридин бир йилға йеқин вақит өтүп, 2014 - йили 10 - айда уйғур академийәсиниң йиғини ечилди. бу вақитта мән мәнбә издәймән дәп, һәддидин зийадә компийотурға қаравәргәнликтин бир көзүм хирәлишип (Katarakt) қалғачқа апиратсийә қилдуруп арам еливатқан вақтим иди. шуңа йиғинға баралмай абләт туранға телефон қилип:
- ғуламидин һаҗимни елип кәлсәңлар, келишкә 5 - 10 минут қалғанда хәвәр қиливетиңлар, мән пәскә чүшүп сақлап турай, дедим. чүнки, бизниң өй 5 - қәвәттә болуп лифит йоқти. ғуламидин һаҗим болса йашинип қалған киши болуп, шу вақитта 82 йашларда иди. шуңа мән ғуламидин һаҗимни өзүм һапаш қилип, көтүрүп елип чиқмақчи идим.
у күни мән һечнимидн хәвәрсиз өйдә олтураттим, ишик чекилди. берип ишикни ечип дәмаллиққа турупла қалдим. чүнки академийәдикиләр маңа хәвәр қилмайла ғуламидин һаҗимни елип чиқипту. меһманларни көрүп һәм хош болдум, һәм җиддийлишип өйгә башлидим.
бу сүрәт шу күни, 2014 - йили 10 - айниң 11 - күни (қурбан һейтниң 8 - күни шәнбә) бизниң өйдә тартилған. сол тәрәптин 1 - киши уйғур академийәсиниң башлиқи абләт туран. 2 - киши ғуламидин һаҗим (ғуламидин әхмәт пахта). 3 - киши мән. 4 - киши дохтур әхмәтҗан полат. 5 - киши батур қараханли. бу сүрәтни тартқучи абдулезиз бәштоғрақ.
меһманлардин һал сораш, тонушуш вә чайдин кейин әркин сөһбәтлишип олтурдуқ. мән кейин ғуламидин һаҗимдин сорайдиған соаллиримни бир баштин сорашқа башлидим:
1 - муһәммәд имин буғра вә ийса йүсүп алиптекин башчилиқидики карван вәтинимиздин, «көкарт» чеграсидин һиндистанға қандақ өтти? чеградин өтидиған вақитта немә ишлар йүзбәрди?
2 - ийса йүсүп алиптекин зади қандақ адәм иди? немә дәп баһа беримиз?
3 - шу йиллардики вәтинимизниң сийасий вәзийити, хәлқимизниң идийәси, чүшәнчә вә пикирлири қандақ иди? ...
дегәндәк соалларни соридим. академийәдикиләрму бәзи соаллар сориди. ғуламидин һаҗим барлиқ соалларға алдиримай олтуруп җаваб бәрди (бир қисим сөһбәт җәрйани вә җаваблири 100 мәшһур уйғур намлиқ китабтики ийса йүсүп алиптекинниң тәрҗимиһалида). сөһбитимиз көңүллүк йахши болди. кейин меһманларни узитип қойдум.
мениң әслидә, биз немишқа мәғлуп болдуқ? ... қатарлиқ сорайдиған башқа соаллиримму бариди, әмма сорийалмидим. чүнки, ғуламидин һаҗим йашинип қалғанлиқиға қаримай меһманлар билән 5 - қәвәткә меңип чиқипту. мән бу әһвалдин кейин, ғуламидин һаҗимниң тасадипий миҗәзи өзгирип қалса сәвәбчиси мән болуп қалармәнму?... дәп ойлап, бәк җиддийлишип кәткәчкә бәзи соалларни сораш әқлимгә кәлмәпту.
йиллар өтмәктә иди. мән болсам пүтүн зеһнимни китаб йезишқа мәркәзләштүргән идим. пайдилинай десәм бу хилдики башқа китаб болмиғачқа давамлиқ мәнбә издәшкә мәҗбур идим. шунчә җапалар билән мәлум бир шәхсниң һәр хил мәнбәләрдин болуп 40 - 50 бәтлик тәрҗимиһалини йиғсам, уларни рәтләп рәсмий йезишни башлиғанда, шунчә йиғқан мәнбәләр у кишиниң мән көңлүмни тохтатқидәк 5 - 6 бәтлик тәрҗимиһалиғиму йәтмәй нәччә йәрдә тохтап қалаттим. шундақ болсиму қаттиқ сәбир - тақәт билән бир тәрәптин йезип, бир тәрәптин издинишни давамлаштурдум. чоңқурлап издәнгәнсери бу саһәдә наһайити чоң бошлуқ барлиқини һес қилишқа башлидим. мисал бәрсәм:
1 - алп әртуңа, тумарис, ширақ қатарлиқ хақан, падишаһ, батурлиримизниң ривайәт түсини алған тәрҗимиһали вә һекайилиридин башқа пайдиланғидәк тәрҗимиһаллирини тапалмидим.
2 - тунйуқуқниң йашиған дәври уйғурчә мәнбәләрдә 648 - 725 - йиллири (77 йаш), 664 - 780- йили, 688 - 780- йиллири дәп пәрәз қилинған. түркчә мәнбәләрдә, туғулған вақти ениқ әмәс, вапат болған йили 726 - йилиға тоғра келиду, дегәндәк йезилған.
3 - қутлуқ билгә қағанни уйғурчә вә түркчә мәнбәләрдә 734 - йили вапат болған, 747 - йили вапат болған дәп икки хил йезилған. һәр икки мәнбәдә, «уйғур дөлити қутлуқ билгә қаған тәрипидин 744 - йили қурулған» дәп йезилған. әгәр 734 - йили вапат болған болса, қутлуқ билгә қаған өзи дөләт қуруштин 10 йил бурун вапат болған болмамду? ...
4 - билгә көл қарахан «уйғурлар»да 880 - йиллири вапат болған, башқа мәнбәләрдә 883 - йили һәтта 893 - йили вапат болған дәп йезилған. әмма туғулған вақти йезилмиған.
5 - сәккакиниң тәрҗимиһали һәйран қаларлиқ дәриҗидә қалаймиқан. түркчә вә башқа мәнбәләрдә йезилған сәккакиларниң тәрҗимиһаллири, туғулған чайи, йиллири пәрқлиқ болуп, бизниң алмалиқта өткән сәккакини һечким билмәйду.
6 - ипарханниң тәрҗимиһалиму һәр хил йезилған.
7 - тәҗәллиниң 2012 - йили 2 - айниң 25 - күни әркин асийа радийосида елан қилинған, чирай - шәкли, бәдән - қурулушиниң тәсвиригә дәл чүшидиған сүрити билән ғази әмәт тәрипидин тәтқиқ қилинип сизилған даңлиқ ресими тамамән охшимайду.
8 - төмүр хәлипини мән тапалиған барлиқ китаб вә мәнбәләрдә 1891 - йили туғулған, дейилгән. қәбрә тешида болса 1871 - йили туғулған дейилгән, дәл 20 йаш пәрқлиқ. ...
9 - мәлум бир тарихчи, тәтқиқатчи йаки йазғучи мәлум бир шәхсниң тәрҗимиһалини йазған болса, башқилар униң тоғра йаки хатлиқини тәкшүрүп, башқа мәнбәләр билән селиштуруп көрмәй әйнән көчүрүпла ишлитидиған ишлар еғир икән. мәсилән; билгә көл қараханни мусулманлаштуруп билгә көл қадирхан дәп йазса, ғаз байни мусулманлаштуруп ғази бай дәп йазса, мушунчилик ишларму тәкшүрүлмигән. һәтта төмүр хәлипиниң тәрҗимиһалиму тәкшүрүлмигән. һечким төмүр хәлипә 1891 - йили туғулған болса 1913 - йили шеһит қилинған вақтида 22 йаш болидиғанлиқи, қәбрә тешида йезилғандәк 1871 - йили туғулған болса 42 йешида шеһит қилинған болидиғанлиқиғиму диққәт қилмиған, тәкшүрмигән. шуниң билән дәсләптә йезилған хатани һәммиси шу бойичә әйнән көчүрүп ишлитивәргән. ...
мушундақ һәр хил қийинчилиқ вә әһвалларға учравәргәндин кейин, таки китаб пүткүчә болған бир қанчә йил җәрйанида фәйсбук вә вәтәндики ана тупрақ, кәң сай, бағдаш қатарлиқ торларға бир қисим шәхсләрниң рәсим, сүрәтлирини вә тәрҗимиһаллирини йоллап, инкас арқилиқ көпчиликниң пикир - чүшәнчилирини аңлап бақтим. әмма анчә пайдиси болмиди.
шундақ қилип кечә - күндүз демәй йиллап тартқан җапалирим, нәччә қетимлап айлинип кәткәнлирим, ағзи - бурнумдин қан келип йиқилип қалғанлирим, һәптиләп һошумни йоқитип ағрип йетип кәткәнлирим, һәй. кечә - кечилип аллаһқа йиғлап, йалвирип қилған дуалирим ахир иҗабәт болдимикин, 2014 - йилиниң ахири истанбул зәйтинбурнуда - бизниң мәһәллидә қутадғу билик китабханиси ечилди. мән 2015 - йилидин башлап бу китабханида ишлидим. 2016 - йили сутуқ буғрахан китабханиси ечилди. мән бу китабханида ечилған күнидин башлап 2018 - йилиниң ахириғичә ишлидим. «100 мәшһур уйғур» намлиқ 2 қисимлиқ китабим мән мушу китабханида ишләватқан вақитта, 2017 - йили 12 - айда мувәппәқийәтлик нәшрдин чиқти.
китаб чоң һәҗимлик болуп, 1450 бәт әтрапида иди. әмма иқтисади әһвалим йар бәрмигәчкә, униң үстигә, бу китаб исми җисмиға лайиқ раврус китаб болсун, дәп қаттиқ ташлиқ һәм барлиқ бәтлирини рәңлик қилип тәййарлиғачқа нәччә адәмдин қәрз алсамму бастурушқа пулум йәтмиди. шуниң билән китабни йәнә қайта түзитип, хәт чоңлуқини 14 номурдин 13 номурға кичиклитип, бәт санини 1167 бәткә чүшүрүп 1000 йүрүш бастурдум. шуниң билән мәтбәгә беридиған пул миң доллар азийип, бир йүрүш (2 қисим) китабниң баһаси 20 доллардин тохтиди. мән шу бойичә 20 долларға тоғрилап баһа чиқардим. уйғур академийәсидин вә башқа әһвалдин хәвири барлар бу әһвални уқуп, мениң билән көрүшүп:
- мәмәт турсун бу немә қилғанлири? илимни айағ - асти қилишқа болмайду. мундақ тарихий китабниң баһаси башқа роман, һекайә китаблардин қиммәт болиду. униң үстигә китаб дегән бирдин, бирдин сетилиду, бастурушқа төлигән пуллирини йиғишқа нәччә йил кетиду. бу җәрйанда бир қисим китаблар амбарда бесилип туруш җәрйанида кардин чиқиду. сили бу китабни 8 йерим йилда йезип чиқла, тартқан шунчә җапалирини лайиқида баһалап һәққиллирини беридиған дөлитимиз йоқ. униң үстигә нәччә адәмгә қәрз болуп бастурла. шуңа һеч болмиса 8 - 10 доллардин болсиму пайда елишлири керәк. бу силиниң һәққиллири... дәп мәслиһәт бәрди. мән уларға рәһмәт ейтип:
- болди, дәрдни мәнла тартай, хәлқимизгә еғир келип қалмисун, - дедим.
китаб нәшрдин чиққандин кейин мән ойлап бақмиған бир қисим гәпләр чиқти. мисал:
1 - бу китабни мәмәт турсун йазмиған, мәлум киши йаки кишиләр йезип, мәлум мәқсәт билән мәмәт турсунниң намида нәшр қилдурған, дегән гәп. бу гәп әң йеқинлирим тәрипидин чиқти.
2 - китаб нәшрдин чиққандин кейин тәрәп - тәрәптин хәт йезип, телефон қилип; мәмәт турсун китавиңларни оқуп бақай дегән, п д ф нусхиси барму? електиронлуқ нусхиси барму? әвәтип бәрсәңлар. ворд нусхисини әвәтип бәрсәңлар торға қойай дегәнтим, дегән гәп.
3 - мәмәт турсун, китавиңлардин манда бирәр икки нусхидин һәдийә қилмамсилә, манда оқуп беқип, оқуғидәк йери болса башқиларғиму тәвсийә қилип қойимиз, дегән гәп.
4 - мәмәт турсун һаҗим силиму китаб йазлима? зәгәрму китаб йазалайдикән, - һә? дегән гәп.
5 - һей мәмәт турсун, уйғурдинму мәшһур шәхсләр чиқиптикәнма?! кимкән у?! немиш қиптикән?! мән би аңлап бақай?! дегән гәп.
6 - мәмәт турсун, мушу китабиңларниму пулға сатамсилә? - һә, 20 доллар?! - қиммәткән! лазим боп қалса әтә, өгүн тордин уқармиз - җума?! дегән гәп.
«100 мәшһур уйғур» намлиқ китаб тоғриси билән, хатаси билән, артуқчилиқи билән, камчилиқи билән нәшрдин чиқти. бу китабниң нәшрдин чиқиши мушу саһәдә, дәсләпки қәдәмдә тарихимиздики бир бошлуқни толдурди.
2023 - йили түркийә, түркийә җумһурийити қурулғанлиқиниң 100 йил болғанлиқини тәбриклиди. һазир түркийәниң нопуси 85 милйондин ашти. 200 дин көп университет, он миңларчә алим, перофессор, доктор, тарихчи, тәтқиқатчи вә йазғучилири бар. әмма 100 йиллиқ түркийәдә, һазирғичә түрк тарихида өткән шәхсләр рәткә турғузулуп, сүпәт вә сәвийәси бу китабтәк келидиған «100 мәшһур түрк» дәп йезилған бирәр китаб көрмидим. бу әһвални көздә тутсақ, бәлким дунйада өз миллитини вә тарихидики мәшһур шәхислирини тонуштуруп бу китабтәк йезилған китаби йоқ хели көп дөләт вә милләтләр болуши мумкин.
«100 мәшһур уйғур» намлиқ икки қисимлиқ китабим нәшрдин чиққандин кейин, хийалимда; бу китаб һеч болмиса чәтәлдики вәтәнпәрвәр алим, перофессор, доктор, тарихчи, тәтқиқатчи вә йазғучилиримизниң диққитини қозғайду. бәлким академиклиримиз көңүл қойуп, қайтидин тәһрирләп, өлчәмлик академик сәвийәгә йәткөзүп, дунйадики асаслиқ тиллардин бир қанчә хил тилларға тәрҗимә қилиду. китаб тәрҗимә қилинғандин кейин бәлким уйғурларниң дунйада тонулушиға, дунйа хәлқиниң биз уйғурларни чүшинишигә вә мустәқиллиқ көришимизниң тәрәққий қилишиға бәлгилик тәсир көрситиши мумкин, дәп ойлиған идим. әмма ундақ болмиди. китаб нәшрдин чиққандин кейин хәлқимиз тәрипидин қарши елинди. әмма немишқикин атақлиқ алим, академиклиримиз ипадә билдүрмиди. һазир 7 йил болған болсиму улар тәрипидин китаб һәққидә һәтта бир, икки парчә мақалиму йезилмиди.
2018 - йили 7 - айниң 22 - күнидин башлап истанбулда шәрқий түркистан маарип вә һәмкарлиқ җәмийитиниң «10 - қетимлиқ дунйа шәрқий түркистанлиқлар қериндашлиқ учришиши» йиғини ечилди. бу йиғинға чоң бир зийалийму кәпту. мән бу зийалий билән бурундин тартип тонушидиған болуп, мән әң һөрмәт қилидиған зийалийлардин бири иди.
мән йиғин җәрйанида бу зийалийниң китабқа болған көз қариши вә пикрини билип бақмақчи болдум. бир күни биз иккимиз айрим олтурғанда мән у зийалийдин:
- силидә мениң йүз мәшһут уйғур дегән китабим барму? дәп суридим.
зийалий: бар, деди.
мән: оқуп бақлиму? дедим.
зийалий көзүмниң ичигә қарап туруп, кәскинлик билән:
- сениң унваниң барму? деди.
мән: йоқ, дедим.
зийалий көзүмниң ичигә тикилип қарап туруп:
- мән унвани йоқ адәмниң китабини оқумаймән, деди.
әгәр мундақ биркитаб башқа дөләт, башқа милләтләрниң алим йаки тарихчилири тәрипидин йезилған болса, йаки бизниңму вәтинимиз мустәқил болған болса мениң һайатимда бәлким чоң өзгириш болуши мумкин иди. әмма мән бу китабни 8 йерим йилда йезип нәшр қилдурғандин кейин, һайатимда әксичә өзгириш болуп, тапқан пулум қәрз қайтурушқа йәтмәй, ичидиған дорилиримниң сани 6 - 7 хилға йетип, дохтурханидин келәлмәйдиған болуп, дәл әксичә һайатим тәтүргә өзгирип кәтти.
аллаһқа шүкри, китаб нәшрдин чиққандин кейин икки йил әтрапида қәрзлиримни қайтуруп болдум. 1000 йүрүш китабтин 7 йилда 780 нусха сетилған бопту. һазир 220 йүрүш әтрапида бар. инша аллаһ, бу китаблар сетилса пулиға йәнә йезиватқан китаблиримни бастуруш үмидим бар.
бу әслимә шунчә диққәт қилсамму узирап кетип қалди. шундақ болсиму йәнә икки еғиз гепимни қистуруп қойай. биздә «қазанда немә болса чөмүшкә шу чиқиду» дегән мақал - тәмсил бар. демәкчи болғиним; бу китаб қандақтур бирдәмлик һессийат билән мундақчила йезилип қалған китаб әмәс. йуқирида йезилғандәк әқлимниң вә имкан - шараитимниң йетишичә диққәт қилип әң зор тиришчанлиқ билән йаздим. бәзи һайат гувачилар вә бир қисим кишиләр билән йүзтуранә көрүшүп пикрини алдим. көп қетим сөһбәт өткүзүп пикирләштим. китабтики һеч бир шәхсниң тәрҗимиһалиға сәл қаримидим, һәр бир абзас, һәр бир җүмлә һәтта бәзи сөзләргичә әқлимниң йетишичә диққәт қилдим. әмма бу мениң тунҗи йазған китавим болғачқа, унваним болмиғачқа, һәм сәвийәм чәклик болғачқа, униң үстигә чоң һәҗимлик тарихий китаб болғачқа әлвәттә хаталиқ вә кәмчиликләрдин, әйиб - нухсанлардин хали әмәс. шундақ болсиму һазирқи шараитимизда кәң хәлқимизниң оқуп пайдилиниши үчүн йахши материйал болалайду, дәп ойлаймән. шуңа бу әслимини йезиш мунасивитим билән, бу китабни һазирғичә оқумиған барлиқ хәлқимизниң бир қетим оқуп чиқишини тәвсийә қилимән.
2024-05-26
(апторниң фесбук һесабидин әйнән көчүрүп елинди)
2024-йили 28-май