таһир һамут изгил вә абдувәли айуп хәлқаралиқ мукапатларға еришти

уйғур шаир вә йазғучи таһир һамут изгил билән уйғур паалийәтчи вә тил тәтқиқатчиси абдувәли айуп икки хәлқаралиқ орган тәрипидин мукапатланди. таһир һамут изгил «кишилик һоқуқ фонди» тәрипидин тарқитилидиған «васлав хавел хәлқара иҗадий өктичилик мукапати» ға лайиқ көрүлгән. абдувәли айуп болса «хәлқаралиқ тил һоқуқи бирләшмиси» ниң 2024-йиллиқ «тил һоқуқини қоғдиғучилар мукапати» ға еришкән. 

игилинишичә, мәркизи нйу-йорк шәһиридики «кишилик һоқуқ фонди» тәрипидин тарқитилидиған «васлав хавел хәлқара иҗадий өктичилик мукапати» (Václav Hav el International Prize for Creative Dissent) 1989-йили шәрқий йавропада коммунизм лагериға хатимә берилгән мәзгилдә чех җумһурийитиниң демократийәлишиши үчүн зор һәссә қошқан шундақла чех җумһурийитиниң коммунистик түзүми ғулиғандин кейинки тунҗи пирезиденти болған васлав хавелниң хатириси үчүн 2012-йилидин бери тарқитилип кәлгән.

кишилик һоқуқ фонди қурғучиси тсор халворсен (Thor Halvorssen) бу һәқтики байанатида мундақ дегән: «һәр йили хавел мукапати җасарәт вә иҗадчанлиқ билән зомигәрликләрни ашкарилап кәлгәнләргә берип кәлди, уларниң хизмити пәвқуладдә җасарәт вә әқил-парасәтниң испати».

мәзкур орган таһир һамут изгил һәққидики байанатида, униң «көзгә көрүнгән уйғур шаири, филим ишлигүчи вә паалийәтчи икәнликини, 90-йилларда иҗадийити сәвәблик хитай түрмисидә үч йиллиқ қамақ җазасиға учриған таһир һамутниң, 2017-йили башланған зор көләмлик тутқундин қутулуп чиққан аз сандики уйғур зийалийлириниң бири икәнликини» байан қилған.

улар йәнә, таһир һамут изгил әпәндиниң әслимә китаби «‹кечидә тутқун қилинишни күтүш› ниң уйғурларға қаритиливатқан ирқй қирғинчилиқни дунйаға ашкарилашта рол ойниған аз сандики гуваһлиқларниң бири икәнликини муәййәнләштүргән.

бу мукапат 4-ийун күни, норвегийәниң осло шәһиридә өткүзүлидиған 2024-йиллиқ осло әркинлик мунбири (OFF) дә өткүзүлидиған мурасим арқилиқ саһиблириға тарқитип берилидикән.

бу мукапатқа таһир һамут изгил әпәнди билән биргә, иранлиқ сәнәткар томаҗ салиһи вә венезуелалиқ пианино маһири, сәнәткар габриела монтеро қатарлиқлар лайиқ көрүлгән.

images_2

«хәлқаралиқ тил һоқуқи бирләшмиси» (Global Coalition for Language Rights) 22-май күни 2024-йиллиқ «тил һоқуқини қоғдиғучилар мукапати» (2024 Language Rights Defenders Award)ға еришкүчини елан қилған. мәзкур орган тил вә кишилик һоқуқ бирләштүрүлгән тәшкилатлар бирләшмиси болуп, бу йиллиқ мукапатини уйғур тилини қоғдаш вә раваҗландуруш үчүн тиним тапмай издиниватқан тилчи, йазғучи вә сийасий паалийәтчи абдувәли айуп әпәндигә бәргән.

«хәлқаралиқ тил һоқуқи бирләшмиси» ниң мәзкур мукапат һәққидә бәргән байанатида мундақ дейилгән: «хәлқаралиқ тил һоқуқи бирләшмиси абдувәли айупниң ‹тил һоқуқини қоғдиғучилар мукапати›ниң саһиби болғанлиқини мәмнунийәт билән җакарлайду. абдувәли айуп уйғур паалийәтчи, йазғучи вә тилшунас. у һәм хитайда һәм муһаҗирәттә уйғур тилини қоғдаш вә раваҗландуруш үчүн күрәш қилған. у бир тәрәптин муһаҗирәттики уйғур җамаити билән һәмкарлишип изчил ана тил маарипини тәрәққий қилдурушқа һәссә қошқан; йәнә бир тәрәптин, хәлқара мунбәрләрдә уйғур мәсилисини аңлатқан.

абдувәли айуп ана тил тоғрисида нурғун мақалиләрни йазған, ана тил дәрсликлирини түзгән. уйғур тили өгитиш программилирини тәшкиллигән вә йетәкчилик қилған. һөкүмәт органлирида тил һоқуқини тәшәббус қилған вә һәр хил иҗтимаий таратқулар арқилиқ һармай-талмай ана тилни қоғдаш тәшвиқат паалийәтлирини елип барған. у йәнә тәшвиқат, һөҗҗәтләштүрүш вә инсанпәрвәрлик йардәм тәшкилати болған уйғурйар ‹Uyghur Help› ни қурған.

абдувели айуп бу җәрйанда түрлүк қийинчилиқларға дуч кәлгән болсиму, бу хизмәттин ваз кәчмигән. у. уйғур ана тил маарипини күчләндүрүшкә теришқанлиқи үчүн, 2013-йилдин 2014-йилғичә хитайда наһәқ һалда түрмигә ташланған. түрмидин қутулуп чиққандин кейин, ана йуртидин айрилишни таллиған вә һазир норвегийәдә йашимақта. хәлқаралиқ тил һоқуқи бирләшмиси бу мунәввәр тил һоқуқини қоғдиғучиниң хизмәтлиригә һөрмәт билдүриду. биз униң ана тилини қоғдаш үчүн елип барған күрәшлириниң техиму көп кишиләрни тил һоқуқи күришигә қатнишишқа илһамландурушини үмид қилимиз, һәмдә кишиләрни бирликтә тиришип, дунйаниң һәр қайси җайлирида тил һоқуқи үчүн күрәш қилидиған күчлүк һәрикәт бәрпа қилишқа чақиримиз.»

2024-йили 29-май