1970-йилларниң ахирлириға кәлгәндә, америка билән совет иттипақини мәркәз қилған икки чоң лагер оттурисидики соғуқ уруш техиму йуқири пәллигә көтүрүлиду. америка совет иттипақи билән болған ис-түтәксиз соғуқ урушта коммунист хитайни өз йениға тартиду.
1979-йили хитай компартийәсиниң иккинчи әвлад рәһбири дең шйавпиңниң америка зийарити һарписида, америка һөкүмити хитайниң тәлипи бойичә германийәдин аңлитиш беридиған «азадлиқ радийоси» ниң уйғурчә аңлитишини әмәлдин қалдуриду. бу йилларда америкада тәнһа паалийәт елип бериватқан ғуламидин пахта германийәдики сәпдашлиридин әркин алптекин қатарлиқлар билән бирликтә тәрәп-тәрәптин һәрикәт қилип, уйғурларниң ғәрб дунйасидики бирдин бир авазини сақлап қелиш үчүн күрәш қилиду.
1980-йилларға кәлгәндә ғуламидин пахта америка университетлиридики оттура асийани тәтқиқ қилидиған илим адәмлири билән һәмкарлишип, уйғурларниң мәдәнийәт вә тарихини тонуштуридиған илмий паалийәтләрдә болиду, шундақла «америка түркистанлиқлар җәмийити»дә муһим вәзипиләрни өтәйду.
1991-йили сабиқ советлар иттипақи ғулап, оттура асийадики түрк җумһурийәтлири арқа-арқидин мустәқил болғандин кейин, ғуламидин пахта америкаға келишкә башлиған уйғур йашлири билән мәслиһәтлишип, америкада уйғур тәшкилати қурушниң тәййарлиқ хизмәтлиригә киришиду.
1992-йили истанбулда ечилған шәрқий түркистан миллий қурултийиға қатнишип, шу вақитта һайат йашаватқан миллий инқилаб шаһитлиридин абдурәуп мәхсум, зийа сәмәди, йүсүпбәг мухлиси, һашир ваһиди қатарлиқ шәхсләр билән һәмсөһбәттә болиду.
1998-йили америкадики уйғурларниң тунҗи тәшкилати болған америка уйғур бирләшмиси қурулғанда, ғуламидин пахта җамаәтни тәшкилләш, җәмийәт низамнамисини түзүш вә җәмийәтниң идарә һәйитини турғузуш ишлирида муһим рол ойнайду.
2000-йиллардин кейин ғуламидин пахта әпәнди йашинип қалғанлиқиға қаримай, америкадики уйғурларниң барлиқ паалийәтлиридә актип рол ойнайду. кейинчә «алтун оқ» уйғур китаблири тор бетини тәсис қилип, өмүр бойи йиғқан китаб-материйаллирини бу тор бәткә қойуп, оқурмәнләрниң пайдилинишиға суниду. һазир 90 йашқа киргән ғуламидин пахта һелиһәм йирақтики вәтини шәрқий түркистанға болған сеғиниш вә униң кәлгүсигә болған арзу-үмидлири билән нйу-йорқта йашимақта.
«әсиргә созулған вәтәнсизлик» намлиқ бу һөҗҗәтлик филимниң 6-қисми, йәни әң ахирқи қисмидур.
- қутлан
мәнбә: әркин асийа радиоси
2024-йили 30-май