америка билән сабиқ советлар иттипақини мәркәз қилған икки лагер оттурисидики соғуқ уруш әвҗигә көтүрүлгән 1960-йилларда, германийәниң мйунхен шәһиридин аңлитиш беридиған «азадлиқ радийоси» ниң уйғурчә программилириму барғансери җанлиниду. дәл мушу йилларда ғуламидин пахта «азадлиқ радийоси» тәрипидин нйу-йорктики баш шитабқа әвәтилип, оттура асийа хәвәрлирини аңлитидиған мухбирлиққа тәйинлиниду.
ғуламидин пахта аилисини елип, нйу-йорк шәһиригә йәрләшкән 1966-йилида, пүткүл америкада аран икки нәпәр уйғур мәвҗут иди. әнә шуниңдин башлап ғуламидин пахтаниң америкадики һайати башлиниду. у бу җәрйанда «азадлиқ радийоси» ниң нйу-йорктики баш шитабидин башқа йәнә, «пан-америка һава йоллири» да, «америка авази» ниң өзбекчә бөлүмидә қошумчә хизмәт қилиду.
шу йилларда у йәнә актип сийасий паалийәт елип бериватқан «америка түркистанлиқлар бирләшмиси» ниң муавин рәисликини үстигә елип, шәрқий түркистанниң ай-йултузлуқ көк байриқини нйу-йоркниң кочилирида ләпилдитиду. «түркистан бирлики авази» журнилиниң баш муһәррирликини өтәйду.
дунйаниң қайси җайида уйғурлар вә оттура асийа темисида йиғинлар йаки паалийәтләр өткүзүлсә, шу йәргә учуп берип қатнишиду. қисқиси, 1980-йилларниң иккинчи йеримидин башлап америкада оқуш үчүн келишкә башлиған уйғур оқуғучилар пәйда болғанға қәдәр, у уйғурларниң авазини америка һөкүмити вә хәлқигә аңлатқан йеганә киши болуп кәлгән иди.
- қутларн
мәнбә: әркин асийа радиоси
2024-йили 30-май