хақан фиданниң үрүмчи, қәшқәр зийарити вә инкаслар

түркийә ташқи ишлар министири хақан фиданниң бу қетимқи хитай зийаритиниң давамида үрүмчи вә қәшқәрни зийарәт қилиши хәлқаралиқ таратқуларниң вә уйғурларниң диққитини тартти. 2012-йили шу вақттики түркийә баш министири вә һазирқи дөләт рәиси рәҗәп таййип әрдоған чоң бир өмәк билән үрүмчидә зийарәттә болған иди. өткән бу 12 йилда, түркийә билән хитайниң иқтисадий вә техника саһәлиридики һәмкарлиқи вә алақиси изчил күчәйди. вәһаләнки, уйғурлар йеқинқи заман тарихидики йәнә бир зулмәтлик дәврни баштин өткүзди вә бу ғәрб дөләтлири тәрипидин «ирқий қирғинчилиқ» дәп аталди. бу сәвәбтин, түркийә ташқи ишлар министириниң зийаритигә қарита уйғурлар иһтийатчан позитсийдә болди. уйғур тәшкилатлири түркийәдин күтидиған тәләплирини оттуриға қойди. аммиви таратқуларда көпчилик уйғурлар бу зийарәткә йа сүкүт қилди йаки болмиса гуманий нәзәр билән соаллар қойди. 

хақан фидан 3-ийун күни рәсмий зийарәт үчүн хитайға йетип барған болуп, хитай ташқи ишлар министири ваң йи билән көрүшүп, район характерлик вә хәлқаралиқ мәсилиләр үстидә пикир алмаштурған. учришиш ахирлашқандин кейин мухбирларға байанат бәргән хақан фидан, түрк вә мусулманларниң шәһири болған үрүмчи билән қәшқәрни зийарәт қилидиғанлиқини ейтқан.

у мундақ дегән: «һөрмәтлик мухбирлар, мән үрүмчи билән қәшқәрни зийарәт қилмақчимән, бу икки шәһәр хитайниң мәдәний байлиқлириға төһпә қошқан икки қәдимий түрк вә ислам шәһиридур. хитай билән түрк дунйаси вә ислам дунйаси оттурисида көврүклүк роли ойнаватқан бу шәһәрләр тарихий достлуқимиз вә қошнидарчилиқимизниң символлиридур

түркийә миллий истихбарат идариси(MIT)ниң сабиқ башлиқи, һазирқи ташқи ишлар министири хақан фиданниң бу қетимлиқ хитай зийаритидә үрүмчи билән қәшқәргә меңиштин бурун бәргән байанати түркийәдә қизиқ темиға айланди. униң қәшқәр вә үрүмчини түрк-ислам шәһәрлири дәп атиши алқишқа еришкән болсиму, лекин уйғурларниң вәзийити һәққидики очуқ позитсийә билдүрмәслики тәнқидкә учриди. 

дунйа уйғур қурултийи бу тоғрилиқ X дә бәргән байанатта мундақ дейилгән: «биз дунйа уйғур қурултийи болуш сүпитимиз билән, түркийә җумһурийәти ташқи ишлар министири хақан фиданниң бейҗиңда бәргән байанатида, үрүмчи вә қәшқәр шәһириниң түрк вә ислам шәһири икәнликини тәкитлиши тарихий һәқиқәтни оттуриға қойуш җәһәттин зор тарихий әһмийәткә игә дәп қараймиз. биз һөрмәтлик хақан фиданниң хитайға елип бериватқан зийарити җәрйанида, уйғурлар дучар болуватқан инсанийәткә қарши җинайәт вә кишилик һоқуқ дәпсәндичиликини оттуриға қойушини тәләп қилимиз. хақан фидан башчилиқидики түркийә өмикиниң хитайниң йалған тәшвиқатиға васитә болуп қалмаслиқини тәләп қилимиз.»

түркийәдики хәлқара шәрқий түркистан тәшкилатлар бирлики хақан фиданниң шәрқий түркистан зийаритидин бурун байанат илан қилип, униңдин күтидиған үмид вә тәләплирини оттуриға қойған. 

 түркийә ташқи ишлар министири хақан фидан хитай зийаритиниң ахирқи күни шәрқий түркистанни зийарәт қилған. у бу зийарити билән түркийә пирезиденти рәҗәп таййиб әрдоғандин кейин шәрқий түркистанни зийарәт қилған түркийәниң әң йуқири дәриҗилик рәһбири болуп қалған. у үрүмчи вә қәшқәргә барған болуп, йүсүп хас һаҗипнң қәбрисиниму зийарәт қилған. 

«күндилик сабаһ» гезитиниң бу һәқтики хәвиридә ейтилишичә, у һәмраһлири билән бирликтә ноғай мәсчити вә хәлқара чоң базарға барғанда бу җайдики көргәзмә залини, парчә сетиш дуканлирини, йемәк-ичмәк боткилирини, шуниңдәк уйғур бинакарлиқиниң өрнәклирини көргән.

һалбуки түркийә радийо-телевизийә ширкити (TRT) ниң бу һәқтики видийо хәвиригә қариғанда хақан фидан бу қетим үрүмчидики уйғурлар топлишип олтурақлашқан җайларда буниңдин 12 йил бурун түркийә пирезиденти рәҗәп таййип әрдоған көргәндәк топ-топ уйғурларни йаки сетиқчиларни көрмигән. әксичә адәмсиз кочилар, шалаң херидарлиқ дуканлар вә өзи билән учрашқан һөкүмәт хадимлири зийарәттики асаслиқ мәзмун болуп қалған.

95aac3db-81ab-49bd-a131-a8f3ee775b0d

шу күни хақан фидан йәнә уйғур аптоном районлуқ һөкүмәтниң рәиси әркин тунйаз вә партийә секретари ма шиңруй билән мәхсус сөһбәтләшкән. сөһбәттә ма шиңруй нуқтилиқ қилип нөвәттики «шинҗаңни идарә қилиш истратегийәси», «җуңхуа ортақ кимлики чүшәнчисини омумлаштуруш һәрикити», шуниңдәк «мәркизий һөкүмәтниң шинҗаңға иқтисади җәһәттә қандақ йардәм бериватқанлиқи» һәққидә вәз ейтқан. әмма уйғур дийаридин хитайға тошулуп кетиливатқан ғайәт зор нефит, тәбиий газ, көмүр вә башқа байлиқлар һәққидә сөз қилмиған. хақан фидан буниңға җавабән өзиниң «бу җайдики җәмийәт тәрәққийатидин мәмнун болғанлиқи, шундақла миллий мәдәнийәт вә тилларниң йахши сақлиниватқанлиқини көргәнлики», түркийә-хитай мунасивитиниң кәлгүсидин техиму үмидвар икәнликини билдүргән.

мәлум болушичә, түркийә-хитай мунасивити йеқинқи йилларда барғансери йүксиливатқан болуп, буниң бир ипадиси 2023-йили чеңду шәһридә түркийәниң хитайдики төтинчи консулханини тәсис қилишида әкс әткән.

түркийә ташқи ишлар министири хақан фидан 3-ийун күни хитай компартийәси сийасий бийуросиниң әзаси, сийасий-қанун комитетиниң секретари чен венчиң билән көрүшкән иди. чен венчиң-5айниң 22-күнидин 26-күнигичә үрүмчи, қәшқәр, қорғас қатарлиқ җайларда хизмәт тәкшүргәндә, районда «террорлуққа қарши туруш» ни «даимлаштуруш» вә «нормаллаштуруш» ни тәләп қилған иди.

2024-йили 6-ийун