муһәммәд йүсүп
хушаллиқ беғишлаштин келиду
ғәрбниң вә шәрқниң пәйласоплири қәдимдин таһазирғичә көп нәрсиләрдә ихтилаплашқан, һәтта аллаһ тааланиң мәвҗутлуқидиму ихтилаплашқан, әмма бирла нәрсидә һәммиси бирликкә кәлгән. у болсиму, «әң чоң хушаллиқ беғишлаштин келиду» дегән һәқиқәттур.
башқиларға берәлигән, беғишлийалиған вә хушал қилалиған инсан һәқиқәтән бәхтлик инсандур. чүнки, алғандики хушаллиқ вақитлиқ болуп, узун давамлашмайду, әмма бәргәндики хушаллиқ давамлишиду вә бәргүчидиму, алғучидиму унтулмайдиған изларни қалдуриду. курийәдә мәлум бир гүл сетиш докининиң хоҗайини херидарлар буйрутқан гүлләрни өзи йәткүзүп беришни адәт қиливалған болуп, һәр күни өзи гүл тошуйдикән. бир күни ишчилиридин бири униңдин «хуҗайин! биз йәткүзүп бәрсәкму болмамду? сиз неманчә җапа тартисиз гүл тошуп?» дәп сорайду. хоҗайин: «җапа тартип дедиңизму? җапа тартмиса һалавәт боламду? мән гүлләрни кишиләргә йәткүзүп бәргән вақтимда, уларниң чеһридә барлиған хушаллиқ вә саадәттин бәһримә болуш үчүн шундақ қилимән. чүнки, мән һәр қетим херидарларниң чеһридики хушаллиқни көргинимдә өзүмдә чәксиз саадәт һес қилимән» дәйду.
бир бай хушаллиқ издәп һәммини қилип бақиду, дунйани сайаһәт қилиду, һәрәмгә бариду, йоқсулларға йардәм тарқитиду, мусапирларни меһман қилиду, һәтта әқлигә кәлгән йахшилиқларниң һәммисини қилип бақиду, әмма өзидә хушаллиқ йаки азрақму саадәт һес қилалмайду. күнләрниң биридә бир дости униң ғәмкин һалитини көрүп, униңға: «адаш сән хушаллиқ үчүн һәммини қилип баққан болсаңму йәнила һалиң өзгәрмиди. ‹беғишлашта хушаллиқ бар› дәйдигән. әгәр халисаңлар, палани мәһәллидики мейип балилар мәркизини зийарәт қилип, уларға еһтийаҗлиқ нәрсилирини елип бәрсәк қандақ?» дәйду. бай бу тәклипкә мақул келиду. шуниң билән улар мейип балиларға бирәрдин һарва вә кийим-кечәк елип берип, уларни зийарәт қилиду вә уларни бай өз қоли билән тарқитиду. бай әмдила қайтишқа интилип турғинида, бир бала униң алдиға келип, чирайиға синчилап қарап туриду. бай: «балам! бирәр һаҗитиң бармиди?» дәп сориғанда, бала: «йақ, әпәндим, бизниң һаҗәтлиримизни сиз рава қилдиңиз, қийамәт күни рәббимгә сизниң бизгә йардәм қилғанлиқиңизни дәймән. шуңа сизни обданрақ тунувалай дегән идим» дәйду. бай шу чағда үн селип йиғлап кетиду вә «һазир мән һайатимидики әң хушаллиқ ләһзилиримни йашаватимән, барлиқ йүклирим йәңгилләп қалди. мушу ләһзидики хушаллиқим үчүн пүтүн байлиқимни аташқа рази идим» дәйду.
башқиларға йахшилиқ қилған адәм уни өзигә қилған болиду
биз бериш арқилиқ өзимизгә йахшилиқ қилған болимиз. чүнки, бериштин вә беғишлаштин келидиған саадәтни аввал мушу дунйада йашаймиз, униң пайдисини дунйа вә ахирәттә көримиз. ﴿ оَмَнْ йَшْкُрْ фَإِнَّмَа йَшْкُрُ лِнَфْсِهِ оَмَнْ кَфَрَ фَإِнَّ аллَّهَ ғَнِйٌّ حَмِйдٌ﴾ « кимки шүкүр қилидикән, пәқәт өзи үчүн шүкүр қилған болиду, кимки куфрилиқ қилидикән, шәксизки, аллаһ һәммидин биһаҗәттур, мәдһийәгә лайиқтур» . йәни кимки башқиларға йахшилиқ қилиш арқилиқ немәтниң шүкрисини ада қилидикән, у өзигә йахшилиқ қилған болиду, кимки бехиллиқ қилидикән, у немәткә тузкорлуқ қилип, өзигә зийан салған болиду. инсанниң өзигә йахшилиқ қилғанлиқиниң бир ипадиси шуки, бәргән вә беғишлиған инсан бу арқилиқ алди билән өзини хуш қилиду, андин пул-мелидин бәргән болса бәрикәт тапиду, илимидин бәргән болса илими зийадилишиду, вақтидин бәргән болса ғәниймәтлик вақитларға еришиду. әгәр инсан пул-мелиға бехиллиқ қилса, униң бәрикитини көрәлмәйду, илимиға бехиллиқ қилса, илимидин мәрипәт булақлирини ачалмайду, вақтиға вә өмригә бехиллиқ қилса, вақтидин вә өмридин көзлигән нәтиҗиләрни қазиналмайду. чүнки, аллаһ таалаға беришкә бехиллиқ қилған һәрқандақ нәрсә бәрикәтсиздур. мәсилән: вақтиңиздин дин вә вәтән үчүн йахши ишларға азрақ болсиму чиқим қилмисиңиз аллаһ таала сизниң вақтиңизни шундақ бәрикәтсиз қиливетидуки, дохторда сақлаш, һәл болмиған ишиңизниң арқисидин меңиш, аддий бир ишларғиму көп вақтиңизни сәрп қилиш дегәндәк нәтиҗисиз ишлар билән вақтиңиз судәк еқип кетиду. авада аллаһ таала сизниң вақтиңизға бәрикәт ата қилса, аз вақит ичидә көп нәтиҗиләрни вә унтулмас утуқларни қолға кәлтүрәләйсиз. имам нәвәви, имам шафиий вә имам ғәззалий қатарлиқ өлималар вақтини вә өмрини аллаһ таалаға аташ арқилиқ йерим әсиргә йәтмәйдиған шу қисқиғинә өмри ичидә тақийамәткичә оқулидиған қиммәтлик әсәрләрни қалдуруш билән өзлириниң иккинчи өмрини йаратти.
бериш вә беғишлаш һәммә тәл болған кишиләрниңла иши әмәс
хәйр-сахавәт қилиш, моһтаҗларға йардәм қилиш, йетимләрниң бешини силаш, оқуғучиларниң хираҗитини бериш байларниңла иши болмиғандәк, кишиләргә йахши – йаманни билдүрүшму динда тошқан алимларниңла иши әмәс, шуниңдәк, вәтәнниң вә хәлқимизниң дәвасини қилиш тәшкилатларниңла йаки мәлум кишиләрниңла иши әмәс, бәлки йоқлуқта туруқлуқ бериш, аз бир нәрсә билсиму билдүрүштин айимаслиқ вә вақти қис туруқлуқ дин вә милләткә байдилиқ ишларға вақит чиқириш һәрбир виҗдан игисиниң ишидур. шуңа биз өзимиз моһтаҗ туруқлуқ беришни, аз нәрсә билсәкму билдүрүшни вә вақтимиз йоқ туруқлуқ вақит чиқиришни өзимизгә адәт қиливалған вә пәрзәнтлиримизниму шуниңға адәтләндүргән вақтимизда пәзиләтлик кишиләрдин болалаймиз. көп һалларда байниң бәргинидин өз турмушини аран қамдап келиватқан кишиниң бәргини пәзиләтлик болиду. шуниңдәк, бәзидә бирәр өлиманиң өгәткинидин аз бир нәрсә билсиму униңға толуқ әмәл қилидиған кишиниң өгәткини мувәппәқийәтлик болиду. бәзидә иши йоқ, вақти көп адәмләрниң қилған ишлиридин вақит ичидин вақит чиқиридиған, вақитни алтундинму қиммәтлик билидиған адәмләрниң қилған ишлири ғәлибилик болиду. чүнки, иши йоқ, вақти көп адәм әслидә иш қилмайдиған адәмдур. шуңа иш дунйасида «ишни иши көп адәмгә тапшурғин» дәйдиған пәлсәпә бар. чүнки, иши көп адәм вақитниң вә ишниң қиммитини билип қилиду. шуңа уларниң ишлири һәмишә утуқлуқ болиду. дунйада катта нәтиҗиләрни қазанғанларниң һәммиси иши көп, вақти қис адәмләрдур. буниң әксичә, ислам дунйасида, «ишим көп, вақтим йоқ» дәйған бир сәпсәтә бар. дунйада һәммә адәмниң иши бар, һәтта бикар тәләпләрниңму, тәййарға һәййарларниңму иши бар. у нме иш дегәндә, у бикар тәләплик вә ишлимәй тәййарға һәййар болуш ишидур. иши йоқ адәм гөрдила бар.
муһими, биз йоқлуқта туруп беришни, билгинимизни айимаслиқни вә вақит ичидин вақит чиқиришни, өзимизниңла әмәс, башқларниңму ғемини йейишни адәт қиливалған вә пәрзәнтлиримизгә өгәткән вақтимизда һәқиқий инсан болалаймиз. чүнки, мусулманлиқниң йоли инсанлиқтин өтиду. инсанлиқ нөлләрниң алдиға қойулған «1» дегән рәқәм болса, қалған пәзиләтләр вә артуқчилиқлар нөлләрдур. «1» дегән рәқәм болмиса нөлләрниң һәммиси бикардур.
беришкә мувәппәқ болуш аллаһниң инамидур
башқиларға бериш вә беғишлаш катта немәт болуп, аллаһ таала уни һәммила адәмгә несип қилмайду. шуңа бәзи адәмләр қарундәк байлиқи болсиму беғишлийалмайду. уйғурлар әзәлдин мәрд, сехий вә пидакар милләт болуп, әҗдадлиримиз өтмүшләрдә тапқини аз болсиму, өзи йемәй, ичмәй йиғип, кейинкиләр үчүн катта ишларни қалдуруп кәткән икән. буниңдин йүз йиллар бурун мәккә вә мәдинигә бериш несип болған уйғурлар тапқан булиға вәқип биналирини елип қойған болуп, һәрбир йурттин кәлгәнләр мәккә, мәдинә вә таиф қатарлиқ шәһәрләрдә өз йуртлириниң намида вәқипләрни тәсис қилип қойған икән. бу вәқипләрдин уйғурларниң йоқсуллириму вә байлириму пайдиланди, оқуғучиларму көп бәһримән болди. улар ашу намратлиқ, ашу йол азаби вә ашу қийинчилиқ ичидә туруп, кейинки әвладлирини ойлап, аллаһ йолида вәқипләрни қалдурған. әмма һазирқи вақитта бурунқилардин нәччә миң һәссә көп байлиққа игә болған, шараитиму толуқ нурғун кишиләргә бундақ йахши ишларни қилиш несип болмиди.
мән сәуди әрәбистанда туруш җәрйанимда, достлиримдин бириниң хотәндин һәҗгә кәлгән ташчилар (мийонерлар, һәтта милйардер)дин бәзиси билән көрүшкәнликини вә уларға миллитимиз үчүн бирәр йахши иш қилип қойуш тәклипини бәргәнликини вә уларниң «мақул» дәп қойуп қилмиғанлиқини билимән. әгәр улар бирәр вәқип бина қилип йаки вәтән үчүн бирәр катта хизмәт қилип қойайли десә иди, уларниң байлиқидин һеч нәрсә кемәймәйтти, һәтта бәзилириниң байлиқиға нисбәтән бирәр вәқип бина қилиш дәрйадин бирәр челәк су алғандәкла иш иди. лекин улар шунчилик ишниму қилмиди, тоғриси, аллаһ таала уларни өзлириниң бехиллиқи сәвәблик бундақ йахши ишқа мувәппәқ қилмиди. әмма хитай даирилири уларниң байлиқини пак - пакиз соғуруп алди вә уларни болса түрмиләрдә, лагирларда набут қилди.
йәнә мәккидә мән вәтәндин бери обдан билидиған икки бай бар иди. уларниң бириниң пәрзәнти йоқ, пули көп, бикарлиқ тамақни сақлап йейиш сәвәблик тола дохтурда йетип қалидиған, өзигә йаки башқиларға бирәр тийин чиқим қилиштин дозахтин қорққандәк қорқидиған бай иди, йәнә бири аилиси вәтәндә қалған болуп, пәрзәнтлиригә қәтий бәрмәйдиған, мәккидә алған айалиға бир нанниң пулини беришкә чидимайдиған, һәтта бир рийалға бир нан елип келип, айалиға арқисини қилип олтуруп, униң йеримини әтигәндә, йәнә йеримини кәчтә йәйдиған, бикарлиқ тамақ издәп йүридиған бай иди. (мән буларниң исимлирини ейтишни халимидим). һәр иккилиси мәккидин бина алған вә шу биналарниң кирасини йәп йататти. уларниң иккилиси харлиқ вә йалғузлуқ ичидә өлди. алдинқисиниң җиназиси чүшүрүлмәй туруп, униң уйғур кепили (иқамитини елип берип, униңға һөкүмәт алдида кепил болған адәм) бинасини еливалди. йәни мәрһумниң айалини чиқириветип, бинаға қолуп селивалди вә өзиниң қиливалди, чүнки һөкүмәтниң рәсмийитидә бина кепилниң намида иди.
иккинчиси өлгән һаман униң кепили таифтин кирип, униң намизи оқулуштин бурун бинаға қулуп селивалди. бирәр йилдин кейин, униң оғли вәтәндин келип, дадисиниң бинасини қайтуруп елиш үчүн, мәһкимигә әрз сунди. буни аңлиған кепил сақчиларға пул берип, у балини олтурған йеридин сөрәп, һәтта көңләкчан елип кетип, бир- икки һәптә солап қойуп вәтәнгә йолға селивәтти.
бу икки байға мәккидики достлиримдин бири пул-мелидин вәқип қилип қойушини йаки вәтәнгә пайдилиқ ишқа атап қойушини ейтқанда, улар унимиған иди. булар мән шаһит болған трагедийәләрниң бир қисмидур, халас. аллаһ тааланиң улар тоғрулуқ ﴿ оَмَнْ йَбْхَлْ фَإِнَّмَа йَбْхَлُ عَнْ нَфْсِهِ﴾ «кимки бехиллиқ қилидикән, бехиллиқниң зийини униң өзигила болиду» дегән. айәттики бехиллиқ пул-мал сәрп қилишқа бехиллиқ қилғанларни өз ичигә алғандәк, өзиниң илимигә вә вақтиға, һәтта тәбәссумға бехиллиқ қилғучиларниң һәммисини өз ичигә алиду.
бехиллар әң әхмәқ кишиләрдур
чүнки бехиллар өзиниң болмиғанни җенини тикип қоғдайдиған, униңдин тәқдир қилинғандин башқисини йейәлмәйдиғанлиқини вә тапқанлириниң һәммисидин һесаб беридиғанлиқини билип туруп, һалал-һарам демәй пул топлайдиған вә униң һәққини ада қилмайдиған әхмәқләрдур. чүнки, ризиқ — бизниң тапқанлиримиз әмәс, бәлки бизниң пайдиланғанлиримиздур. аллаһ тааланиң ﴿ аллَّهُ йَбْсُطُ алрِّзْқَ лِмَнْ йَшَаءُ мِнْ عِбَадِهِ оَйَқْдِрُ лَهُ إِнَّ аллَّهَ бِкُлِّ шَйْءٍ عَлِймٌ﴾ «аллаһ ризиқни бәндилиридин өзи халиған кишигә кәң қилип бериду, (халиған кишигә) тар қилип бериду. аллаһ һәқиқәтән һәр нәрсини билип турғучидур» дегән сөзи буниңға ишарәт қилиду. өлималар дәйдуки, аллаһ тааланиң бирәр бәндисиниң ризқини кәң қилғанлиқи уни тапқанлиридин кәң пайдилинишқа несип қилғанлиқи, униң ризқини тар қилғанлиқи тапқанлиридин өз еһтийаҗиға тушлуқ пайдилинишқа несип қилғанлиқидур. айәтниң «аллаһ һәқиқәтән һәр нәрсини билип турғучидур» дегән қисми аллаһ тааланиң бәндилириниң барлиқ еһтийаҗини вә уларға неминиң пайдилиқ икәнликини толуқ билидиғанлиқини ипадиләйду. демәк, бәндә қанчилик көп ишлисун вә қанчилик көп пул тапсун, у бәрибир аллаһ тааланиң тәқдир қилғинидин башқисини йейәлмәйду, ишлитәлмәйду.
ривайәт қилинишичә, наһайити бехил бир адәм болуп, у тапқанлиридин башқиларни бәһримән қилиш уйақта турсуб, һәтта өзи ишлитишкиму бехиллиқ қилидикән вә тапқанлирини сақлайдикән, һеч чиқим қилмайдикән. бир күнләрдә у «сениң байлиқиңни искәндәрийәдики әһмәд йәйду» дәп чүш көридикән. дәсләптә у чүшкә анчә көңүл бөлүп кәтмәйдикән. әмма бу чүшни арқа-арқидин үч күн көргәндин кейин байлиқидин әнсирәшкә башлайдикән. шуниң билән у чоң бир ташниң ичини уйуп, йиғқан алтун, күмүшлирини униң ичигә салидикән. андин ташниң әтрапини рәңлик ташларни чаплаш билән зиннәтләп деңизға ташлайдикән. шуниңдин кейин, байлиқимни һечким йейәлмәйду, дегән ишәнч билән хатирҗәмлик ичидә өтидикән. чүнки, у байлиқидин йа өзи йаки башқилар пайдиланмиғанлиқи үчүн толиму хатирҗәм икән. бир қанчә йилдин кейин, у бехил адәмниң сәпири искәндәрийәгә чүшүп қалидикән вә шәһәр айлинип йүрүп, өзи деңизға ташливәткән һелиқи ташни бир дуканниң үстидә көрүп һәйран қалидикән, андин дуканчиға: «аву ташниң сиздә немә иши бар?» дәйдикән. дуканчи «деңизчилар тепип кәлгән икән. қарисам зиннәтләнгән чирайлиқ бир таш икән. шуңа уни сетивелип дукинимниң үстигә орнаштуруп қойған идим» дәйдикән. бехил дуканчиға: «дәрһал уни чүшүрүң» дәйдикән. дуканчи ташни чүшүргәндин кейин, бехил ташни парчилап ичидики алтун, күмүшләрни чиқиридикән. андин: «мән аллаһниң тәқсиматиға ишәндим. бу байлиқ маңа несип болмиди, әслидә сизниң ризқиңиз икән» дәп униңға бериветидикән.
бехилниң гелидин өзиниңкиси өтмәйду
ривайәт қилинишичә, бир әма тиләмчи бар болуп, у тиләмчилик қилип пул йиғидикән, әмма қәтий хәҗлимәйдикән, башқилар бәргән таам билән күн өткүзидикән. тапқан пулини бир мазарлиққа көмүп сақлайдикән. бир күни бир адәм униң пул көмгәнликини көрүп қелип, уни елип кетидикән. тиләмчи пулиниң оғриланғанлиқини билип қаттиқ дад- пәрйад қилидикән. әтиси, униң пулини еливалған адәм уни синаш үчүн, йениға келип уни ашханиға тәклип қилидикән. тиләмчиниң алдиға мезилик таамлар кәлтүрүлгәндин кейин, уни раса йәп тойунмақчи болидикән. тиләмчи таамни еғизиға селип уни қәтий йуталмайдикән вә дәрһал һелиқи кишигә: «һәй оғри! пулумни сән оғрилапсән, пулумни бәр» дәп варқирап униң гелидин боғидикән. һелиқи адәм: «немә болди, сизниң пулиңизни ким еливапту?» дегәндә, тиләмчи: «бу мениң пулумға елинған таам икәнғу, шуңа гелимдин өтмәйватиду. чүнки мениң гелимдин өзүмниңкиси зади өтмәйду-дә» дәйдикән.
аллаһ бехилниңкини қобул қилмайду
аллаһ таала бехиллиқни адәт қиливалғанларниң қилған йахшилиқлирини қобул қилмайду. бир күни әнсарлардин сәләбә ибни һатиб дегән киши пәйғәмбәр әләйһиссаламниң һузуриға келип, «йа рәсулуллаһ! маңа аллаһниң байлиқ бериши үчүн бир дуа қилған болсиликән» дәйду. пәйғәмбәр әләйһиссалам: «исит саңа, и сәләбә! көпкә шүкүр қилалмиғандин көрә азға шүкүр қилиш йахши» дәйду. сәләбә йәнә бир қанчә күндин кейин келип, йәнә шу тәләпни тәкрарлайду. бу чағда пәйғәмбәр әләйһиссалам униңға: «җеним илкидә болған аллаһниң нами билән қәсәмки, әгәр тағларниң алтун вә күмүш болушини тилисәм әлвәттә болиду» дәйду. сәләбә бир қанчә күндин кейин, йәнә келип охшаш тәләпни тәкрарлайду вә «йа рәсулуллаһ! өзлирини һәқ дин билән әвәткән аллаһниң нами билән қәсәм қилимәнки, әгәр аллаһ маңа пул- мал ата қилса, барлиқ еһтийаҗ игилиригә тегишликини беримән» дәйду. бу чағда, пәйғәмбәр әләйһиссалам: «и аллаһ! униңға пул-мал ата қилғин» дәп дуа қилиду. шуниңдин кейин сәләбәниң пул-мели көпийишкә башлайду, нурғун чарвилири болиду. у дәсләптә пешин вә әсир намазлирини пәйғәмбәр әләйһиссалам билән биллә оқуп, қалған намазларни чарвилириниң йенида оқуйтти. кейинчә, пәйғәмбәр әләйһиссаламниң йенида җүмәдин башқа намазларни оқумайдиған болиду. чарвилири көпәйгәнсери җүмәниму оқумайдиған, җамаәткиму йолимайдиған болуп кетиду. бир күни пәйғәмбәр әләйһиссалам: «сәләбә немә қиливатиду?» дәп сорайду. саһабиләр: «у бәк бай болуп кәтти, чарвилири вадиға патмай қалди» дәйду. пәйғәмбәр әләйһиссалам: «исит сәләбәгә! исит сәләбәгә! исит сәләбәгә!» дәйду.
кейинчә, закат пәрз болуп, ﴿ хُذْ мِнْ أَмْоَалِهِмْ صَдَқَةً тُطَهِّрُهُмْ оَтُзَкِّйهِмْ бِهَа﴾ «(и пәйғәмбәр!) сән уларниң пул _ маллириниң бир қисмини сәдиқә һесабида алғинки, униң билән уларни (гунаһлиридин) паклиғайсән вә (йахшилиқлирини) көпәйткәйсән» дегән айәт назил болиду. пәйғәмбәр әләйһиссалам закат топлашқа икки адәмни әтиду вә «сәләниң вә бәни суләйм қәбилисидики палани адәмниңму йениға бериңлар» дәйду. улар сәләбәниң йениға берип, закат беришини тәләп қилғанда, сәләбә: «бу җизийәниң өзи йаки шуниңға охшайдиған бир селиқ икәнғу! болди, мән пул-мелимни йиғип болғанда келиңлар» дәйду вә закатни бәрмәйду. улар бәни суләйм қәбилисигә берип, уларниң закитини йиғиду. андин улар сәләбәниң йениға йәнә бариду. бу қетим сәләбә: «бу бир җизийә йаки җизийәгә охшайдиған бир селиқ икән. силәр қайтиңлар, мән ойлап көрәй» дәп закатни йәнә бәрмәйду. улар пәйғәмбәр әләйһиссаламниң йениға берип, әһвални байан қилғандин кейин, пәйғәмбәр әләйһиссалам суләйм қәбилисидики адәмгә бәрикәт тиләп дуа қилиду, сәләбә үчүн «исит саңа, и сәләбә!» дәйду. аллаһ таала шу мунасивәт билән муну айәтни назил қилиду: ﴿ оَмِнْهُмْ мَнْ عَаهَдَ аллَّهَ лَِнْ آَтَанَа мِнْ фَضْлِهِ лَнَصَّдَّқَнَّ оَлَнَкُонَнَّ мِнَ алصَّалِحِйнَ . фَлَмَّа آَтَаهُмْ мِнْ фَضْлِهِ бَхِлُоа бِهِ оَтَоَлَّоْа оَهُмْ мُعْрِضُонَ . фَأَعْқَбَهُмْ нِфَақًа фِй қُлُобِهِмْ إِлَи йَоْмِ йَлْқَоْнَهُ бِмَа أَхْлَфُоа аллَّهَ мَа оَعَдُоهُ оَбِмَа кَанُоа йَкْذِбُонَ﴾ « уларниң арисидин бәзиләр: ‹әгәр аллаһ бизгә өз пәзлидин (байлиқ) ата қилса, биз әлвәттә сәдиқә берәттуқ, әлвәттә йахшилардин болаттуқ› дәп аллаһқа вәдә бәрди. аллаһ уларға өз пәзлидин (байлиқ) ата қилған чағда, улар бехиллиқ қилишти, (аллаһқа итаәт қилиштин) йүз өрүп (вәдисидин) йенивалди. улар (сәдиқә қилимиз дәп) аллаһқа бәргән вәдисигә хилаплиқ қилғанлиқи, (өзлирини мусулман дәп) йалғанчилиқ қилғанлиқи үчүн, аллаһниң алдиға баридиған (қийамәт) күнигә қәдәр уларниң диллириға мунапиқлиқниң давамлиқ турушини аллаһ уларниң (қилмишиниң) ақивити қилди» .
бу айәт назил болғандин кейин, сәләбәниң йеқинлиридин бири униң йениға берип, һәққидә айәт назил болғанлиқини ейтиду. шуниң билән сәләбә пәйғәмбәр әләйһиссаламниң һузуриға келип, закат беридиғанлиқини вә уни қобул қилишини тиләйду. әмма пәйғәмбәр әләйһиссалам униңға: «аллаһ мени сениң закитиңни қобул қилиштин мәни қилди» дәйду. пәйғәмбәр әләйһиссалам һайатиниң ахириға қәдәр сәләбәниң закитини қобул қилмайду, кейин әбу бәкри рәзийәллаһу әнһуниң хәлипилик дәвридә, сәләбә закитини елип келиду, әмма әбу бәкри рәзийәллаһу әнһуму қобул қилмайду вә «пәйғәмбәр әләйһиссалам қобул қилмиғанни мән қандақ қобул қилай?» дәйду. иккинчи хәлипә өмәр рәзийәллаһу әнһуму шундақ дәп қобул қилмайду. сәләбә осман рәзийәллаһу әнһуниң хәлипилик дәвридә аләмдин өтиду, униң закитини һечбир хәлипә қобул қилмайду . бу йәрдә қуран кәримниң бир мөҗизиси намайан болмақта. у болсиму, аллаһ таала қобул қилмиғанни һечкимниң қобул қилмиғанлиқидур.
(муһәммәд йүсүп устазниң фесбук һесабидин әйнән көчүрүп елинди)
2024-йили 18-ийун