түркийә вә малайсийаниң кесәк алтун дөләтлиригә қошулуштики йеқинқи тиришчанлиқи бу иқтисадий тәшкилатниң күнсери күчийиватқан йәршари тәсирини гәвдиләндүрди вә күнтәртипкә елип кәлди. төвәндә бу тәшклатни, қурулуш мәқсити, механизми вә дуч келиватқан хирисларни тонуштуруп чиқимиз.
қурулуши вә орни
кесәк алтун дөләтлири биразилийә, росийә, һиндистан, хитай вә җәнубий африқа қатарлиқ бәш чоң гүллиниватқан иқтисадниң ингилизчә дөләт намлириниң баш һәрпиниң қисқартилмиси. BRIC дегән бу аталғуни голдман сачис пул-муамилә гороһиниң иқтисадшунаси җим онел (Jim O'Neill ) тунҗи болуп 2001-йили иҗад қилип, бу дөләтләрниң иқтисадий йошурун күчини гәвдиләндүргән. тунҗи кесәк алтун дөләтлири башлиқлар йиғини 2009-йили ечилған болуп болуп, җәнубий африқа 2010-йили бу гуруппиға қошулған. буниң билән билән җәнубий африқиниң дөләт наминиң баш һәрипиму қошулуп BRICS болған. бу дөләтләр нопуси, йәр мәйдани вә иқтисадий ишләпчиқиришта дунйаниң муһим бир қисмиға ортақ вәкиллик қилиду.
кесәк алтун дөләтлириниң асаслиқ нишани
кесәк алтун дөләтлириниң тунҗи рәсмий башлиқлар йиғини 2009-йили росийәниң йекатеринбургда өткүзүлүп, бу гуруппиниң рәсмий қурулғанлиқидин дерәк бәрди. кесәк алтун дөләтлириниң тәсәввури дунйа иқтисадиниң техиму тәңпуңлишиши үчүн әза дөләтләр оттурисидики һәмкарлиқни илгири сүрүш, хәлқара пул-муамилә вә сийасий органларни ислаһ қилип, 21-әсирдики реаллиқни техиму йахши әкс әттүрүш вә өз-ара тәрәққийатни қоллашни мәркәз қилған.
тинчлиқ, бихәтәрлик вә тәрәққийатни илгири сүрүш: кесәк алтун дөләтлири ортақ тиришип, сиҗил тәрәққийатқа пайдилиқ тинч хәлқара муһит бәрпа қилишни мәқсәт қилиду.
иқтисадий һәмкарлиқ: әза дөләтләр оттурисидики сода, мәбләғ селиш вә иқтисадий һәмкарлиқни күчәйтиш.
йәр шари аппаратлириниң ислаһати: бирләшкән дөләтләр тәшкилати, хәлқара пул фонди тәшкилати вә дунйа банкиси қатарлиқ йәр шарини башқуруш қурулмисидики ислаһатни тәшәббус қилип, йеңидин гүлләнгән иқтисадий гәвдиләрниң мәнпәәтигә техиму йахши вәкиллик қилиш.
имканийәтлик сиҗил тәрәққийат: әза дөләтләр вә дунйа миқйасида имканийәтлик сиҗил иқтисадий , иҗтимаий вә муһит тәрәққийатини илгири сүрүш.
ғәрб билән болған мунасивәт
кесәк алтун дөләтлири ғәрб дөләтлири вә органлири билән мурәккәп мунасивәтни сақлайду. һәр қайси саһәләрдә һәмкарлиқ мәвҗут болсиму, кесәк алтун дөләтлири йәнә ғәрб рәһбәрликидики дунйави органларниң һөкүмранлиқ орниға җәң елан қилип, техиму көп қутуплуқ дунйа тәртипини тәшәббус қилиду. бу уларниң хәлқара пул-муамилә органлирида ислаһат елип бериш вә йеңи тәрәққийат банкиси (NDB) ға охшаш таллашларни орнитип, ғәрбниң тәсиридин мустәқил һалда тәрәққийат түрлирини мәбләғ билән тәминләшкә чақирди.
һәрбий амиллар
кесәк алтун дөләтлири асаслиқи иқтисадий вә сийасий гуруппа болсиму, әмма униң әзалири арисида һәрбий вә истратегийилик һәмкарлиқ амиллири бар. бу төвәндикиләрни өз ичигә алиду:
мудапиә диалоги: даимлиқ мудапиә диалоги вә бихәтәрлик мәсилисидики һәмкарлиқ.
бирләшмә маневир: бирләшмә һәрбий маневирға қатнишиш вә һәрбий техникини ортақлишиш, болупму хитай, росийә вә һиндистан оттурисида.
терорлуққа қарши туруш: терорлуққа қарши туруш тиришчанлиқи вә бихәтәрлик тәһдити тоғрисидики учурларни ортақлишиш.
қандақла болмисун, кесәк алтун дөләтлири һәрбий иттипақ әмәс, шималий атлантик әһди тәшкилатиға охшаш коллектип мудапиә механизми йоқ. бу гуруппиниң муһим нуқтиси һәрбий маслишишни әмәс, бәлки иқтисадий һәмкарлиқ вә сийасий сөзлишишни асас қилиду.
түркийә вә малайсийаниң қошулуш арзуси
түркийә кесәк алтун дөләтлиригә қошулушни халайдиғанлиқини билдүрүп, көп хиллашқан йәршари иттипақиниң муһимлиқини тәкитлиди. түркийә президенти әрдоған 2018-йили җәнубий африқида чақирилған башлиқлар йғиниға меһман сүпитидә қатнашти. түркийә ташқи ишлар министири хакан фиданниң йеқинқи дипломатик алақиси түркийәниң кесәк алтун дөләтлири билән техиму қойуқ маслишиш арзусини гәвдиләндүрүп, техиму зор иқтисадий вә истратегийилик һәмкарлиқ издәватиду. бу қизиқиш түркийәниң иқтисадий алақисини күчәйтиш вә ғәрб органлириға тайинишни азайтиш арзусиниң түрткисидә оттуриға чиққан.
хақан фидан бу ай ичидә хитай вә росийәдә зийарәттә болди. росийә зийаритидә путин түркийәниң бу гуруппиға қатнишишни «пүтүнләй қоллайдиғанлиқини» билдүрди.
баш министир әнвәр ибраһим дәвридә малайсийаму кесәк алтун дөләтлиригә қизиқидиғанлиқини көрсәтти. бу малайсийаниң йәршари иқтисадиниң изини ашуруш вә кесәк алтун дөләтлириниң тәрәққийат малийә пурситидин пайдилиништики техиму кәң истратегийисиниң бир қисми. хәвәр қилинишичә, малайсийа баш министири әнвәр ибраһим 18-ийун хитай ахбарат таратқуси гуәнчаниң зийаритини қобул қилғанда, һөкүмитиниң йеқинда бу гуруппиға қатнишиш мусаписини башлайдиғанлиқини ейтқан.
кесәк алтун дөләтлиригә дуч келиватқан хирислар
көп хил иқтисадий вә сийасий түзүлмә:
кесәк алтун дөләтлириниң хитайниң дөләт игиликидики иқтисадидин һиндистанниң арилашма иқтисади вә биразилийәниң базарни асас қилиш системисиғичә болған иқтисадий қурулмиси вә сийасий түзүлмиси көрүнәрлик пәрқлиниду.
җуғрапийилик сийасий җиддийлик
әза дөләтләр арисидики җуғрапийилик сийасий тоқунушлар зор тосалғуларни пәйда қилиду. мәсилән, хитай билән һиндистан оттурисидики узундин буйан давамлишип келиватқан чегра маҗираси пат-пат күчийип, кесәк алтун дөләтлиридики икки тәрәплик мунасивәт вә һәмкарлиққа тәсир көрсәтти.
иқтисадий пәрқ
кесәк алтун дөләтлириниң әзалириниң иқтисадий ипадиси вә тәрәққийат сәвийиси охшимайду. хитай вә һиндистан иқтисади тез тәрәққий қиливатқан бир вақитта, биразилийә, росийә вә җәнубий африқа иқтисадиниң ешиш сүрити аста вә иқтисадниң давалғушиға дуч кәлди. бу охшимаслиқ тәсирдә тәңпуңсизлиқ пәйда қилип, колликтип иқтисадий истратегийигә тосалғу болиду.
орган аҗизлиқи
башқа хәлқаралиқ тәшкилатларға охшимайдиғини, кесәк алтун дөләтлириниң рәсмий түзүм қурулмиси вә тәдбир бәлгиләш вә йолға қойушниң ениқ механизми кәмчил. бу тәдбир бәлгиләшниң аста болуши вә ортақ тәшәббусларни үнүмлүк иҗра қилишта қийинчилиқларни кәлтүрүп чиқириду.
ташқи бесим
кесәк алтун дөләтлири қурулған дунйави күчләр вә хәлқаралиқ органларниң көрүнәрлик ташқи бесимиға дуч кәлмәктә. ғәрб пул-муамилә системисиниң, болупму америка доллириниң һөкүмранлиқ орни кесәк алтун дөләтлириниң башқа пул-муамилә механизмини илгири сүрүш вә ғәрбниң иқтисадий қурулмисиға тайинишни азайтиш тиришчанлиқиға хирис қилди.
2024-йили 18-ийун