канаданиң хитайдики баш әлчиси өткән һәптә шәрқий түркистанда зийарәттә болған вә б д т кишилик һоқуқ алий комиссарлиқиниң доклатида оттуриға қойулған кишилик һоқуқ дәпсәндичиликлири һәққидики әндишилирини ипадилигән.
канада ташқи ишлар министирлиқиниң 23-ийун йәкшәнбә илан қилған бир байанатида ейтилишичә, канаданиң бейҗиңда турушлуқ баш әлчиси җенифер мей (Jennifer May) 19-ийундин 22-ийунғичә шәрқий түркистанда зийарәттә болған вә кишилик һоқуқ һәққидики әндишилирини йәрлик әмәлдарларға бивастә йәткүзгән.
2024-йили 23-ийун - онтарийо оттава - канада йәршари ишлири министирлиқи
канада йәршари ишлири министирлиқи бүгүн канаданиң хитайда турушлуқ баш әлчиси җеннифер мййниң 2024-йили 6-айниң 19-күнидин 22-күнигичә хитайниң шинҗаң уйғур аптоном райониға қилған зийарити тоғрисида төвәндикидәк байанат елан қилди:
«баш әлчи мейниң шинҗаңдики зийарити канаданиң хитай әмәлдарлири билән дипломатик алақисиниң бир қисми болуп, канаданиң кишилик һоқуқ вәзийитигә болған әндишисини шинҗаң рәһбәрликигә биваситә йәткүзүш пурсити сүпитидә хизмәт қилди.
«баш әлчи мей зийарити җәрйанида шинҗаң парткоминиң секретари ма шиңрүй вә шинҗаң районлуқ һөкүмәтниң башқа йуқири дәриҗилик әмәлдарлири билән көрүшти.
«баш әлчи мей шинҗаңда уйғур вә башқа мусулман аз санлиқ милләтләргә тәсир көрсәткән системилиқ кишилик һоқуқ дәпсәндичилики һәққидики ишәнчилик доклатлар, җүмлидин б д т мутәхәссислири вә б д т кишилик һоқуқ алий комиссарлиқи ишханиси оттуриға қойған доклатлар һәққидики әндишсини ипадилиди. у канаданиң уйғур тили маарипиниң чәклиниши вә уйғур балилириниң йаталиқ мәктәпләргә зорлап орунлаштурулишиға болған әндишисини оттуриға қойди.
«баш әлчи май йәнә канаданиң хитайни бирләшкән дөләтләр тәшкилатиниң мустәқил мутәхәссислириниң шинҗаңни өз ичигә алған барлиқ районлириға чәклимисиз зийарәт қилишиға йол қойушини тәләп қилди.
«канада йәршари ишлири бу зийарәттин илгири асаслиқ диаспора вә пуқралар җәмийити алақидар тәрәплири билән мәслиһәтләшти».