1950-йилларниң иккинчи йеримида түркийәдин айрилип, ғәрбий германийәгә барған йаш ғуламидин пахта бирқанчә йиллиқ тиришчанлиқ нәтиҗисидә мйунхендин аңлитиш бериватқан «азадлиқ радийоси» да йеңи бир сәһипә ачиду. ғуламидин пахтаниң тиришчанлиқи билән «азадлиқ радийоси» ниң «түркистан-1» бөлүмидә тәсис қилинған уйғурчә аңлитиш дәсләпки һәптидә 5 минутлуқ аңлитиштин кейинчә 15 минутқа, андин йерим саәткә тәрәққий қилиду. уйғурчә аңлитиш бөлүминиң хадимлириму дәсләпки бир кишидин көпийип, кейинчә полат қадири турпани, саттар булбул чобани, әркин алптекин, әнвәрҗан вә саадәтханни өз ичигә алған бир гуруппа кишигә айлиниду. шундақ қилип, «азадлиқ радийоси» да ечилған уйғурчә радийо аңлитиши, иккинчи дунйа урушидин кейинки соғуқ мунасивәтләр уруши дәвридә ғәрб дунйасида йаңриған тунҗи уйғурчә радийо аңлитиши болуп қалиду.
1950-йилларниң ахирилириға кәлгәндә ғәрбий германийәдә тәнһа йашаватқан йаш ғуламидин пахтаниң шәхсий турмушида муһәббәтлик аилә һайатиниң муқәддимиси ечилиду. 1949-йилидики һиҗрәт сәпиридә кәшмирниң сиринагар шәһиридики сафайи кадал сариға йеқин бир булақ бойида тасадипий учришип қалған он нәччә йашлиқ шәрқий түркистанлиқ гүзәл қиз гүлнар, аридин он йиллар өткәндә ғуламидин пахтаниң өмүрлүк һәмраһи болуп қалиду. уларниң той мурасими истанбулда өткүзүлиду. тойдин кейин айалини елип германийәгә қайтқан ғуламидин пахта узун өтмәйла һәрбий мәҗбурийәт өтәш үчүн түркийәниң әрзурум вилайитигә атлиниду…
қутлан тәййарлиди
2024.01.05
2024-йили 26-ийун