йавропа лоңқиси путбол мусабиқиси дунйадики әң көп көрүлидиған тәнтәрбийә паалийәтлириниң бири. бу мусабиқә һәр төт йилда бир қетим өткүзүлидиған болуп, йавропаниң әң күчлүк миллий командилирини бир мәйданға йиғиду. 2024-йиллиқ йавропа лоңқиси путбол мусабиқиси (Euro 2024) германийәдә өткүзүлүватқан болуп, икки йиллиқ бир шаллаш мусабиқисидин кейин таллинип чиққан 24 дөләт командиси алтә гуруппиға бөлүнүп мусабиқиләшти. мусабиқә қаидиси бойичә бу командилардин 16 күчлүк команда таллап чиқилиду. арқидин бу командилар арисидин 8 команда таллинип йерим һәл қилғуч мусабиқә ойнайду. һазир 16 күчлүк командиниң мусабиқиси өткүзүлмәктә.
бу йилқи мусабиқә, нурғун йаш путболчиларниң тунҗи қетим өз дөләт командилирида мусабиқигә қатнишиши, бәзи даңлиқ путбол чолпанлириниң ахирқи қетим мәйданға чүшүши вә бәзи дөләтләрниң тарихида тунҗи қетим бу мусабиқигә қатнишиш пурситигә еришиши қатарлиқ йеңилиқлири билән кишиләрни җәлп қилди. гәрчә өзлириниң мустәқил дөлити вә миллий командиси болмисиму, нурғун уйғурлар башқа дунйа милләтлиригә охшаш бу мусабиқини зор қизиқиш билән көрди вә көзәтти.
бу йилқи мусабиқигә түркийәдин арда гүләр, испанийәдин ламин йамал, германийәдин җамал мусйала вә әнгилийәдин җуд бәллингем қатарлиқ йеңи тонулуватқан йаш путболчилар тунҗи қетим қатнашти. 39 йашлиқ дунйаға даңлиқ путбол чолпини кристийано роналд 6-қетим мусабиқигә қатнишип рекорт йаратти. кродийәлик 38 йашлиқ путбол чолпини лука модирич бу мусабиқидә топ чүшүргән әң чоң маһир болуп қалди. тунҗи қетим бу мусабиқигә қатнашқан грузийәниң 16 күчлүк арисиға кириши көпчиликни һәйран қалдурди.
испанийәниң ханлиқ мадрид командисида топ ойнайдиған 19 йашлиқ түрк путбол чолпини арда гүләр йавропа лоңқиси путбол мусабиқиси гуруппа мусабиқисидә, 2024-йили ийун.
уйғурлар әң көп йашайдиған дөләт түркийә 2008-йилидин буйан тунҗи қетим гуруппа мусабиқилиридин чиқип 16 күчлүк команда қатариға кирди. буниңға қошулуп йаш путбол чолпини арда гүләр пүтүн түрк хәлқигә илһам болди. бу әһвал уйғурларниңму диққитини тартип, уларниң кәлгүсидә өз вәкиллириниң хәлқара сәһнидә парлишиға болған үмидини күчәйтти. нурғун уйғур ата-анилар пәрзәнтлириниң кәлгүсидә тәнтәрбийә вә путбол саһәсидә йуқири пәллигә чиқишини үмид қилиду.
түркийәниң мусабиқилиридә ай йултузлуқ қизил рәңлик түркийә байриқиниң арисида көзгә челиқип қалған шәрқий түркистанниң ай йултузлуқ көк байриқи мусабиқигә диққәт қиливатқан уйғурларни һайаҗанға чөмдүрди. германийә шәһәрлиридә һәр қайси дөләтниң путбол мәстанилири өз дөләтлириниң байриқи билән кочиларни толдурған вақтларда, буларниң арисида уйғурларниң байриқиму җәвлан қилди. бу вәқәләр йавропа лоңқиси путбол мусабиқисиниң пәқәт тәнтәрбийә паалийитила әмәс, бәлки һәр хил милләт вә мәдәнийәтләрниң өзини ипадиләш сәһниси икәнликини көрсәтти.
түркийә дөләт телевизийәсидә нәқ мәйдандин тарқитилған түркийә вә чех җумһурийити командилири арисидики гуруппа мусабиқисидә көзгә челиққан шәрқий түркистанниң ай йултузлуқ көк байриқи.
хитай гәрчә күчлүк путбол дөлити болмисиму, бәзи хитай ширкәтлири йавропа лоңқисиға мәбләғ селиш арқилиқ өзлириниң хәлқаралиқ тәсирини күчәйтишкә урунмақта. мәсилән, BYD ширкити мусабиқиниң рәсмий һамийлиридин бири болди, униң електир машинилири мусабиқә мәйданлирида көрүнәрлик орунға қойулди. AliPay болса рәқәмлик төләш саһәсидә һәмкарлиқ орнатти, мусабиқә җәрйанида өзиниң төләш системисини тәшвиқ қилди.
хитай пул төләш суписи AliPay сәккиз йиллиқ тохтам имзалап, 2018-йилдин 2026-йилғичә йавропа путболчилар бирләшмиси әрләр путбол мусабиқилириниң рәсмий мәбләғ салғучиси болған болуп, бу мусабиқиләр 2020, 2024 йиллирдики йавропа лоңқисини талишиш мусабиқилири вә йавропа дөләт командилириниң йиллиқ мусабиқилирини өз ичигә алиду.
бирақ, бу ширкәтләрниң қатнишиши хәлқарада бәзи тәнқидләргә учриди. кишилик һоқуқ тәшкилатлири бу ширкәтләрниң шәрқий түркистандики мәҗбурий әмгәк билән мунасивити барлиқини оттуриға қойди. улар бу ширкәтләрниң уйғурларға қаритилған бесим вә зулумға түрткә болуватқанлиқини билдүрди. бу әһвал хәлқарада чоң муназирә қозғиди вә бәзи тамашибинларниң наразилиқини кәлтүрүп чиқарди.
бу вәзийәт, дунйави спорт паалийәтлири билән сийасәт вә инсан һоқуқлири арисидики мурәккәп мунасивәтни көрситип бәрди. бир тәрәптин путбол дунйани бирләштүрүш ролини ойниса, йәнә бир тәрәптин у хәлқаралиқ муназирә вә күч синашниң сәһнисигә айланмақта.
-дилшат султан
2024-йили 30-ийун