аңлаш сәнити

 
бирав сөз қиливатқанда уни қолақ селип аңлаш вә сөзлигүчидин диққитини башқа йаққа буримаслиқ гүзәл әхлақ қатаридин саналғандин башқа, мәдәнийликниң ипадисидур.
 
кувейтта чиқидиған« әл муҗтәмә»журнилиниң 2012-йили 2-ийун санида, доктор сулайман әлиниң қәлими билән йезилған« аңлаш сәнити»дегән темида бир мақалә елан қилинған болуп, униңда мундақ дәп йезилған:« аңлаш алаһидә чоң бир маһарәт болупла қалмастин гүзәл әхлақниң бир парчисидур. аңлаш сәнити төвәндикиләрни өз ичигә алиду:
 
1. сөзгә қолақ селиватқанлиқиңизни билдүрүң.
 
сизниң қарши тәрәпниң сөзини көңүл қойуп аңлаватқанлиқиңизни чоқум униңға « һәә» йаки «тоғра» дегәнгә охшаш сөзләр билән йаки баш лиңшитиш билән униңға билдүришиңиз лазим. билдүргәндә әқлиңиз башқа йақта турсиму йалғандин баш лиңшитип қойуш билән йасалмилиқ қилсиңиз бу қилиқиңиз тизла билинип қалиду вә сизниң образиңизға тәсир йетиду. сәмимий болуң вә баш лиңшитиштә растчил болуң.
 
2. қарши тәрәпниң сөзини кәсмәң.
 
сизгә сөзливатқан адәм қанчилик узун сөзләп кәткән болсимуз, униң сөзини кәсмәң. сәврчан болуп, униң сөзини ахирғичә аңлаң. униң сөзигә қарита соалиңиз йаки пикриңиз болса, сәвр қилип олтуруп унин сөзи түгигәндин кейин, ейтиң.
 
3. қарши тәрәпниң райини сораң.
 
қарши тәрәп сөзини түгәткәндин кейин, униң сөзини ихчамлиған һалда, униңға «сиз мундақ, мундақ дейишни мәқсәт қилдиңизму? »дәң. әгәр « һәә»десә, сиз сөзиңизни башлаң. әгәр униң җаваби «йақ» болса, униңдин чүшәнчә беришини сораң. қарши тәрәпни хата чүшинип қалмаслиқ үчүн бу йахши чаридур.
 
4. қарши тәрәпниң сөзини шәрһлимәң.
 
сиз қарши тәрәпниң сөзини өзиңизниң көз қариши бойичә шәрһлимәң. әгәр униң сөзини шәһлимәкчи болсиңиз у оттуриға қойған мәсилигә сизниң көз қаришиңиз билән әмәс, бәлки униң көз қариши билән муамилә қилиң.
 
5. қарши тәрәпкә ойғунлишишқа тиришиң.
 
сизгә сөзләватқан кишиниң писхикий һалитигә мувапиқлишишқа тиришиң. әгәр у қаттиқ ғәзәбләнгән һаләттә болса, уни аччиқидин йенишқа чақирмаң. бәлки сиз униң сөзини сукут билән йахши тиңшаң. сизгә сөз қиливатқан адәм әгәр қаттиқ қайғу ичидә болса, униң қайғусиниң немә үчүн икәнликини сораң. чүнки бәлки у шу һаләттә сизниң тәсәллий беришиңизни үмид қилиду.
 
шуни унутмаслиқ керәкки, әгәр биз башқиларни чүшәнмәкчи болсақ, алди билән уларниң сөзигә қолақ селишимиз лазим. сиз башқиларниң сөзигә әһмийәт бәрмисиңиз башқиларму сизниң сөзиңизгә әһмийәт бәрмәйду вә сөзиңизни аңлимайду. икки тәрәп оттурисидики ихтилапни һәл қилишниң әң өнүмлүк чариси« бәлки мән хаталашқан болушум мумкин» дегән сөзни ейтиштур.
 
6. қарши тәрәпниң сөзини қизиқарлиқ билән аңлаш.
сиз биравниң сөзини аңливатқан вақтиңида, көңлиңиз очуқ, көксиңиз кәңри болсун. сөзлигүчиниң сөзини аңлашта сәврчан болуң вә зерикмәстин аңлаң. навада униң сөзидин зериккән болсиңизму һәргиз уни чандурмаң вә билдүрмәң.»