балилиқ чағлиримда, мәктәпни көрүштин бурун анамниң қолида китабни көргән вә китаб дегән мушу икәндә, дегән идим. анам сәккиз балини қатарға қошуш, кийимлирини йуйуш, тамақлирини бериш, чоңлирини мәктәпкә йолға селиш, кичиклирини беқиш дегәндәк, айиғи үзүлмәйдиған вә түгимәйдиған аилә мәшғулати билән туруқлуқ, кичиккинә бош вақти чиқсила қолиға китаб алатти вә көңүл қойуп оқуйтти, көп вақитларда бизгә үнлүк оқуп берәтти, һәр җүмә күни әтигәндә, кәһф сүрисини оқушни қәтий тәрк қилмайтти. анам йәнә һечкимни тиллимайтти, бирәрсимизни бир қетимму тиллап баққинини билмәймән. хапа қилсақ қулиқимиздин тутуп әдәпләп қойатти, әмма йа бизгә йаки дадамға қәтий еғизини бузмайтти. дадам интайин пиринслиқ вә адил адәм болуп, наһәқчиликкә қәтий җим туралмайтти.
сизму әлвәттә ата-аниңиздин буниңдинму гүзәл хатириләрни әслийәләйсиз. ата-анимиз бизгә өгәткән вә биздә йетилдүргән қиммәт қарашлар уларниң «уни қил», «буни қилма» дегән буйруқлири йаки тәлқинлири билән әмәс, бәлки өз әмәлийити билән сиңдүргәнлири иди.
шуңа пәрзәнтлириңизниң алдида гүзәл әхлақ вә йүксәк қиммәт қараш билән иш көргиниңиз уларға миңларчә нәсиһәт қилғиниңиздин йаки тәрбийә китаблиридин йүзләрчисини оқуп бәргиниңиздин әвзәл вә үнүмлүктур. бир күни устазим вә оғли абдураһман үчимиз җамәгә иптарға кетип бараттуқ. йол бойида бир челәк суни тәсликтә көтүрүп келиватған бир бовайни көрүп қалдуқ. шу тапта абдураһман дәрһал бовайниң алдида берип, челәкни қолидин алди вә көтүрүп маңди. кейин биз җамәгә йетип барғинимизда, устазим униңға: «өзүңгә тушлуқ болмай, йоған бир челәкни көтүрүвалдиңғу?» девиди, у «дада әйна сизму қошнимиз тудахун бовайниң йоған бир тағар йүкини һарвидин елип өйигә әкирип бәргәнтиңизғу?» деди. устазим тәбәссум қилди вә гәп қилмиди. бәзидә әһвал буниң әксичә болиду. мәсилән: сиз балилириңизниң көзидә бирәр йаман ишни қилғиниңизда йаки әхлаққа тәсир йәткүзидиған начар сөзни сөзлигиниңиздә, уларға йешил чирақ йандуруп бәргән болисиз-дә, улар уни нормал ишлар қатарида қобул қиливалиду. айалини балилириниң алдида уридиған, тиллайдиған, харлайдиған адәмниң балилириму, айалини уридиған, тиллайдиған вә харлайдиған болуп чиқиду. балилириға қаттиқ қоллуқ билән муамилә қилидиған адәм уларни кишиләргә шәпқәтсизлик билән муамилә қилидиған, кәлгүсидә балилирини уридиған атилардин қилип қойиду.
шуңа балиларниң алдида хата иш қилиштин сақлиниш башлиқимизниң йаки әл аләмниң алдида хата иш қилиштин еһтийат қилғандин нәччә һәссә муһимдур. чүнки балилириңиз сиздин ирсийәтнила әмәс, бәлки әхлақиңизни вә қиммәт қарашлириңизниму алиду. биз хаталашмайдиған пәриштә әмәс. шундақтиму, бизниң бирәр хаталиқимиз вә бир еғиз йаман сөзимиз балиларниң хатирисидин йуйулуп кәтмәйду, сақлинип қалиду. күнләрниң биридә улар шундақ хаталиқни садир қилмақчи болғинида йаки еғизини бузғинида, дадамму шундақ қилған дәйду-дә, өзини һәқлиқ қилишқа тиришиду.
сиз турмушиңизда әмәлийләштүрмигән һәрқандақ нәзәрийә вә һәрқандақ тәҗрибә- савақ пайдисиздур. у йа сизгә йаки башқиларға пайда бәрмәйду. чүнки, мундақ қилиш дохтор буйруған дорини елип сақлап қойуп йемигәндәкла иштур. шуңа сиз һәр заман йахши ишларни қилиң, андин балилириңизға униң сәвәбини йаки муһимлиқини дәп бериң.
ибрәт
— алдида хата иш қилип селиштин еһтийат қилишиңизға тегишлик шәхс балиңиздур.
— әмәлий үлгә миңларчә нәсиһәттин йахшидур.
— айалини харлайдиған вә көзгә илмайдиған адәм айаллирини өй сирәмҗанлири қатарида көридиған балиларни йетиштүрүп чиқиду.