б д т ға әза дөләтләр тәвсийәләр тоғрисида бейҗиңға бесим ишлитиши керәк
кишилик һоқуқни көзитиш тәшкилати, 2024-йили 7-айниң 4-күни
һилари павер (Hilary Power)
б д т җәнвә мудири
бирләшкән дөләтләр тәшкилати кишилик һоқуқ кеңишидә бүгүн ахирлашқан вә дөләтләрниң кишилик һоқуқ хатирисигә бир-бирләп қарап чиқидиған универсал қәрәллик қарап чиқиш җәрйанида, хитай һөкүмити шинҗаң (шәрқий түркистан-т), тибәт, хоңкоң вә хитай қуруқлуқидики кишилик һоқуқ дәпсәндичиликлириниң ениқ дәлилләнгән испатлири алдида омумий инкар қилиш позитсийәдә болди вә бундақ зулумларға хатимә беришкә қарита тәвсийәләрни рәт қилди.
хитай һөкүмити б д т ниң 2022-йилидики шинҗаң тоғрисида чиққан тарихий доклатидики тәвсийәлирини иҗра қилишни рәт қилди. бу доклатта уйғурлар вә башқа мусулман гуруппиларға қарши елип берилгән зулумларниң инсанийәткә қарши җинайәтләр шәкилләндүрүши мумкинлики ениқ көрситилгән иди. хитай һөкүмити бу дәлил-пакитлиқ доклатни "қанунсиз вә қуруқ" дәп рәт қилди.
инсанийәткә қарши җинайәтләр үстидики әтраплиқ һәл қилиш чарисини тамамән рәт қилиш һәйран қаларлиқ бир иш әмәс, лекин бу бирләшкән дөләтләр тәшкилатиға әза барлиқ дөләтләргә чоң бир әндишә уйғутуши керәк.
хитай һөкүмити башқа еғир әндишиләргиму мәнситмәслик позитсийәсидә болди. бир қисим дөләтләрдин кәлгән кишилик һоқуқ паалийәтчилиригә қарши өч елишни тохтитиш, хоңкоңдики дөләт хәвпсизлик қанунини әмәлдин қалдуруш вә тохтитиш, шундақла халиғанчә бала чүшүргүзүш, мәҗбурий йоқ қиливетиш вә аһалиләрни назарәт қилишни тохтитиш тоғрисидики тәвсийәләрни рәт қилди.
бирақ, (хитайни) тәнқид қилмайдиған, лекин һоқуқларни қоғдашни тәләп қилидиған бир қанчә вастилик тәвсийәләр қобул қилинди. буниң ичидә гамбийә оттуриға қойған "мәдәний өзлүкини сақлашни тәшвиқ қилиш арқилиқ итник вә диний аз санлиқ гуруппиларниң һоқуқлирини муһапизәт қилишни күчәйтиш" тәвсийәси, һиндонезийә сунған "диний әркинлик йаки ишәнчни қоғдашни күчәйтиш" тәвсийәси вә естонийәниң "мәдәний җәмийәтниң һәммә әзалириниң хәвпсизлик вә қаршилиқ қилиништин қорқмай хәлқара инсан һоқуқлири механизмлири билән әркин һәмкарлишишини қоллаш" тәвсийәси бар.
бу дөләтләр мәзкур тәвсийәләрни көзитиши вә иҗра қилинишини үчүн бесим чүшүрүши керәк, лекин бу хитай һөкүмитиниң һазирқи сийаситини қарши йөнилиштә өзгәрткәнлик болиду.
қарап чиқиш ахирлашқандин кейин, әмди күчлүк ортақ из қоғлаш вақти кәлди.
бирләшкән дөләтләр тәшкилатиниң шинҗаң тоғрисидики 2022-йиллиқ доклатидин кейин тәхминән икки йил өтти, бирләшкән дөләтләр тәшкилатиниң кишилик һоқуқ али комиссари волкер түрк доклатниң иҗра қилиниш әһвали һәққидә ашкара учур бериши керәк. у тибәттики әһвалниң йаманлишиши һәққидә техиму көп ишларни ашкарә қилиши керәк.
һәрқайси районлардики дөләтләр бирликтә тиришип, б д т ниң 50 дин артуқ мутәхәссиси вә дунйаниң һәр қайси җайлиридин кәлгән йүзлигән һоқуқ тәшкилатлириниң хитай һөкүмитиниң җавабкарлиқни сүрүштүрүш тәклипини илгири сүрүши керәк, бу кишилик һоқуқ кеңишидә мәхсус музакирә елип бериш вә йәниму ичкириләп тәкшүрүлүп, еғир зийанкәшликкә учриғучиларни доклат қилиш қатарлиқларни өз ичигә алиду.
кишилик һоқуқниң универсаллиқини қоллайдиғанлиқини тәшәббус қилидиған барлиқ һөкүмәтләргә шуниси ениқ болуши керәк: һәр қандақ бир дөләт һәрқанчә күчлүк болсиму хәлқара қанундин үстүн әмәс.
2024-йили 8-ийул