муһәммәд йүсүп, 2024-йили 9-ийул
һиҗрийә йилнамиси
һиҗрийә йилнамиси әрәбләрниң йил, ай вә күнләрни айниң һәрикити бойичә һесаблайдиған қәмәрийә йилнамиси асасида барлиққа келип, һиҗрәт (пәйғәмбәр әләйһиссаламниң мәккидин мәдинигә көч қилған) йилини биринчи йил қилған ислам йилнамисидур.
һиҗрийә йилнамисиниң келип чиқиши
әрәб йерим арилида ислам нури парлашқа башлап, ислам дәвити вә ислам һакимийити мустәһкәмләнгән һәмдә ислам дәвити чәт дөләтләргичә йетип барғандин кейин, иккинчи хәлипә һәзрити өмәр ибни хәттабниң дәвригә кәлгәндә, дунйада әң зор нопузға игә болған ислам дининиң өзигә хас рамизан, һәҗ вә башқиму ибадәтләрниң, динйи паалийәтләрниң вақитлирини һесаблайдиған, вәқәликләрни хатириләйдиған, пүтүн дунйа мусулманлири ортақ қоллинидиған мәхсус исламий йилнамиси болуши лазимлиқи һес қилинған вә бу пикир рәсмий оттуриға қойулған.
һиҗрийә йилнамисиниң таллиниши
ислам йилнамисида қайси вақитни йеңи йилниң башлиниши қилиш мәсилисидә түрлүк лайиһәләр оттуриға қойулған. бәзиләр муһәммәд әләйһиссаламниң туғулған күни 571- йилни ислам йилнамисиниң йил беши қилиш пикрини оттуриға қойса, бәзиләр муһәммәд әләйһиссалам пәйғәмбәр болған 610- йилни йил беши қилиш пикрини оттуриға қойған. көпчилик мусулманлар муһәммәд әләйһиссалам мәккидин мәдинигә һиҗрәт қилған 622- йилни ислам йилнамисиниң баш йили қилиш пикрини оттуриға қойған. шуниң билән ахирқи бу пикир қобул қилинған.
пәйғәмбиримиз һәзрити муһәммәд әләйһиссаламниң мәккидин мәдинигә һиҗрәт қилғанлиқ вәқәси ислам тарихида һәл қилғуч бурулушни һасил қилған улуғ вәқә иди. шуниң үчүн пәйғәмбиримиз һәзрити муһәммәд әләйһиссаламниң мәккидин мәдинигә һиҗрәт қилип барған йилини ислам йилнамисиниң баш йили қилиш вә бу йилнаминиң намини «һиҗрийә» дәп аташ пүтүн мусулман өлималарниң бирдәк иттипақи билән қарар қилинған. һиҗрийә йилнамиси 639- йилидин етибарән мусулманлар дин вә дунйалиқ пүтүн ишлирида һиҗрийә йилнамисини қоллинишқа өткән.
уйғурларниң һиҗрийә йилнамисини қоллинишқа өтүши
уйғурларниң һиҗрийә йилнамисини қоллинишқа өтүш тарихи уларниң ислам динини қобул қилған дәсләпки чағлириға берип йетиду. 9- әсирниң ахирлирида, ислам дини уйғурлар арисиға тарқалғандин кейин, болупму қараханийлар сулалисидин султан сутуқ буғрахан ислам динини қобул қилип, дөләт тәвәликини исламлаштуруп вә кейинчә ислам дини дөләт дини қилинип бекитилгәндин кейин, һиҗрийә йилнамиси пүтүн системиси бойичә уйғурлардики әнәниви йилнаминиң орнини елип, диний паалийәтләр һәм динға мунасивәтлик пүтүн ишлар, шундақла турмуш саһәлиридиму бу һиҗрийә йилнамиси қоллинилидиған болған. уйғурлардин чиққан алимлар – тарихчилар, тилшунаслар, әдибләр, пәйласоплар, тивиплар, нәғмә – сәнәтчиләрму өз әсәрлиридә вақитни һиҗрийә йилнамиси бойичә байан қилидиған болған. пәқәт йеқинқи заманға кәлгәндила, миладийә йилнамиси уйғур вә башқа милләтләр арисида тарқилип, асасий орунни игилигән болсиму, диний саһәләрдә, болупму рамизан вә һейт – айәмләрниң вақтини һесаблашта, йәнила һиҗрийә йилнамиси қоллинилмақта.
йеңи йил шүкүр қилиш вақтидур
нурғун кишиләр йеңи йил киргәнлики мунасивити билән хушаллиқ тәнтәниси қилишиду. әмәлийәттә йеңи йилда хушал болушқа тегишлик иш болса, дәл аллаһ тааланиң бизгә өмүр берип, тенимизни саламәт қилип, бизни мушу йеңи йилға йәткүзгәнликидур. буниңға хушал болушимиз вә аллаһ таалаға шүкүр қилишимиз бизниң миннәтдарлиқ бурчимиздур.
йеңи йилда мусулман адәмниң қилишқа тегишлик иши аллаһ таалаға шүкүр қилиш билән биргә өзидин өзи һесаб елишидур. чүнки әслидә йеңи йилниң киргәнлики бир тәрәптин бизниң сақ – саламәт мушу күнгичә йашиғанлиқимизға хушал болуш болса, йәнә бир тәрәптин өтүп кәткән бир йил ичидә аллаһ таалани рази қилғудәк вә өзимизни хушал қилғудәк қандақ йахши әмәлләрни қилдуқ, бу йил ичидә қандақ йаман ишларни қилдуқ вә қандақ кәмчиликләрни садир қилдуқ? буларни әқлимиздин бир-бирләп өткүзүп, йахши қилған ишлиримиз үчүн хушаллинип аллаһ таалаға шүкүр қилишимиз, йаман қилған ишлиримиз үчүн тәвбә қилип, аллаһ тааланиң рәһмитини үмид қилишимиз лазим. чүнки йеңи йил кирди дегәнлик өмримиздин бир йил қисқарди, әҗилимиз бир йил йеқинлашти дегәнликтур.
йеңи йил бу тәрәптин ейтқанда хушаллиқ әмәс, өзини силкиш, ғәпләттин ойғиниш пәйтидур.
йеңи йил өтүп кәткән йил йаки йилларни ғәпләт билән өткүзүвәткән болсақ, алдимиздики йилларни мәнилик вә нәтиҗилик өткүзүш үчүн бәл бағлаш пәйтиду.
йеңи йил өтүп кәткән йил йаки йилларда аллаһ таалани рази қилғудәк, инсанларни мәмнун қилғудәк, виҗданимизни раһәтләндүргүдәк йахши ишларни қилалмиған болса, алдимиздики йилларда бу ишларни қолдин бәрмәслик үчун өзимизгә өзимиз вәдә бериш пәйтидур.
йеңи йил өтүп кәткән йил йаки йилларда аилимиздикиләрниң, хизмәтдашларниң, қошниларниң вә уруқ- туғқанларниң қәдрини билмигән вә уларға унтулмас хушаллиқларни тәқдим қилалмиған болса, алдимиздики йилларда бу ишларни вуҗудқа чиқириш үчүн нийәт қилиш пәйтидур.
йеңи йил өзимиздин өзимиз һесаб алидиған вә өзимизгә баһа беридиған вақиттур. әгәр биз өзимиздин өзимиз һесаб елип, кәмчил тәрәплиримизни толуқлап, гунаһлиримизға тәвбә қилип турсақ, бизниң йүкимиз йәңгиллишип қалиду, аллаһ тааланиң алдида һесаб беришимизму оңайлишиду.
бурунқи үлгилик мусулманлар вақитниң, өмүрниң қәдрини наһайити йахши билгән болуп, өмриниң һечбир саитиниң мәнисиз, саваблиқ әмәлсиз өтүп кетишигә қәтий рази болмайдикән. әлламә һәсән әл бәсри «бизниң аримиздики кишиләр өзиниң өмрини вә вақтини алтун –күмүштинму қиммәтлик билиду» дегән икән.
йеңи йилда һайатиңизму йеңилансун
дунйада көплигән нәрсә өзликидин йеңилинип туриду. күнләр, пәсилләр, дәл_дәрәхләр вә башқилар турмастин өзгирип вә йеңилинип туриду. пәқәт инсан һайатила тиришчанлиқ болмастин өзликидин йеңиланмайду вә өзгәрмәйду.
ислам мутәпәккур әлламә муһәммәд ғәззали «һайатиңизни йеңилаң» намлиқ әсиридә мундақ дәп йазиду: «инсан өз һайатида йеңи бир бәт ечишни халайду. әмма толирақ бу йеңилиқни әһвалиниң йахшилиниши йаки башқа бир җайға йөткилиши дегәндәк мәҗһул вақитларға тапшуруп қойуп уни күтиду. бәзиси бу йеңилиқни мәлум бир пәсилгә йаки туғулған күнигә охшаш муәййән күнгә йаки йеңи йилниң киришигә бағлайду. шуниң билән күн өтиду, вақит өтиду. көп һалларда бу һайаҗан йоқап кетиду. у мушундақ кичиктүрүш арқилиқ гойа ғәйбтин бир күч келип уни бир дәмдила өзгәртип қойидиғандәк йаки туйуқсиздин һайати йеңилинип қалидиғандәк күтиду. бу пәқәт хам хийал вә алдиништур, халас. чүнки һайатни йеңилаш пәқәт инсанниң өз ичидин кәлгән тиришчанлиқ билән болиду. бирәр ишқа мустәһкәм ирадә вә чидам билән алдини қилған адәмни оңайсизлиқлар вә тосалғулар баш әгдүрәлмәйду вә ирадисидин қайтуралмайду. бу худди йәрниң аситидики уруқчиниң қаттиқ тупрақни тешип чиққинидәк барлиқ тосқунлуқларни йеңип чиқиду. инсан өзидики чәклик қудрәт, чәклик вақит вә чәклик пурсәттин пайдилинип һайатини йеңидин қуруп чиқалайду. ишларни кечиктүрүшкә өзүр йоқтур».
йеңи йилда өзиңиз вә аилиңиз үчүн пилан түзүң, күнлүки қанчә парә қуран оқуш, қанчилик һәдис йадлаш, қанчә бәт китаб оқуш, бурун пиланлап қилалмиған ишларни пүттүрүш қатарлиқларни йезип җәдвәлләштүрүң. пиланлиқ иш қилишта иш аз-аздин болсиму, көзгә көрүнмәй нурғун ишлар әмәлгә ешип қалиду. мәсилән: күндә он айәт йадлашни пиланлап шу бойичә маңған адәм бир айда 300 айәт йадлап болиду, йәни «қуран кәрим»дики әң узун сүрә— бәқәрә сүрисини йадлап йәнә ал имран сүрисидин он нәччә айәт йадлап болиду. бу һәргизму кичик иш әмәс, әмма җапалиқ ишму әмәс. башқа пиланларниму шундақ аз-аздин ройапқа чиқарғили болиду. һәр күни биз аллаһ таала бизгә ата қилған 24 саәтлик вақитни пиланлиқ өткүзәлисәк, нурғунлиған йахши ишларни қиливалалаймиз вә һайатимизни әң бәрикәтлик өткүзгән болимиз.
2024-йили 16-ийул