америка-ислам мунасивити кеңиши (CAIR) америкиниң уйғур вә тибәтләргә қилинған дәпсәндичиликләр сәвәблик хитай әмәлдарлириға имбарго йүргүзгәнликини қарши алиду, исраилийә әмәлдарлириниң ғәззәдики ирқий қирғинчилиқиға җаза йүргүзүшкә чақириду.
2024-йили 15-ийул, CAIR
исмаил алисон
америкидики әң чоң мусулман пуқралар һоқуқи тәшкилати болған америка-ислам мунасивити кеңиши (CAIR) бүгүн америкиниң уйғур, тибәт вә башқа милләтләргә қаритилған кишилик һоқуқ дәпсәндичилики сәвәбидин хитай әмәлдарлириға қаратқан җазасини қарши алди. мәзкур тәшкилат йәнә байдин һөкүмитини исраилийә әмәлдарлириға ғәззә ирқий қирғинчилиқиға қарита җаза йүргүзүшкә чақирди.
америка аз санлиқ милләт топиға қаритилған кишилик һоқуқни дәпсәндә қилиш сәвәбидин хитай әмәлдарлириға виза чәклимиси қойиду. давамлишиватқан кишилик һоқуқ дәпсәндичилики «шинҗаңда давамлишиватқан ирқий қирғинчилиқ вә инсанийәткә қарши җинайәтләр, хоңкоңдики асасий әркинликниң бузулуши, тибәттә давам қиливатқан кишилик һоқуқ дәпсәндичилики вә дунйаниң һәрқайси җайлиридики дөләт һалқиған бастуруш» қатарлиқларни өз ичигә алиду.
америка-ислам мунасивити кеңишиниң һөкүмәт ишлири маслаштурғучиси шафиқул мушна (Shafiquil Muhshna) мундақ деди: «биз уйғур мусулманлирини нишан қилған ирқий қирғинчилиқ вә йоқитиш һәрикитигә вә башқа нурғун зийанкәшликләргә қатнашқан әмәлдарларға қаритилған җазани қарши алимиз. биз байдин һөкүмитиниң ғәззәдики ирқий қирғинчилиққа қатнашқан исраилийә әмәлдарлириниму җазалишини тәләп қилимиз».
у йәнә мундақ деди: америка-ислам мунасивити кеңиши йеқинда Scripps News[1] вә беллиңкат(Bellingcat[2])ниң йеңи доклатида исраилийәниң ғәззәдики ирқий қирғинчилиқ һәрикитиниң пәләстин мәдәнийитини йоқитиш үстидә издиниватқанлиқини көрсәтти.
у йәнә алдинқи айда америка-ислам мунасивити кеңишиниң бир уйғур мусулман айалниң өсмүрләргә қуран өгәткәнлики үчүн 14 йиллиқ қамақ җазасиға һөкүм қилинғанлиқини әйиблигәнликини тәкитлиди.
алдинқи айда, америка-ислам мунасивити кеңиши йәнә хитай даирилириниң шәрқий түркистанда йүзлигән уйғур мәһәллисиниң намини хитай коммунистик партийисиниң идиологийисини әкс әттүргән исимларға өзгәртиш арқилиқ уйғур мәдәнийитини «өчүрүш» һәрикитини әйибләп байанат илан қилди.
[1] Scripps News баш штаби җорҗийа шитатиниң атлантаға җайлашқан америка хәвәр қанили.
[2] беллиңкат голландийәдә турушлуқ тәкшүрүш ахбарат гурупписи болуп, у әмәлийәтни тәкшүрүш вә очуқ кодлуқ ахбарат билән шуғуллиниду.
2024-йили 17-ийул