сипрус тинчлиқ һәрикитиниң 50 йиллиқи: тарихи көрүнүш вә һазирқи әһвал

шу вақттики түркийә баш министири бүләнт әҗәвит (оңда) вә муавин баш министири нәҗмәттин әрбакан.

түркийәдә бүгүн бундин 50 йил бурун елип берилған бир һәрбий һәрикәт вә буниң нәтиҗисидә оттура деиздики сипрус арилиниң шималида қурулған «шималий сипрус түрк җумһурийити» хатириләнди. җуғрапийәлик орни сәвәблик истиратегийәлик әһмийити йуқири болған бу арал 300 йил османиларниң һүкүмранлиқида турған болуп, 19-әсирниң ахирлиридин башлап аста-аста әнгилийәниң қолиға өтүп кәткән. 1960-йили мустәқиллиқини җакарлиған болсиму, лекин аралдики түркләр билән грекләр арисида миллий зийддийәт күчәйгән вә 1974-йили шу вақттики түркийә һөкүмити һәрбий һәрикәт қоллиниш қарари чқирип, аралниң шималиға әскәр чиқарған вә нәтиҗидә һазирқи пайтәхти ләфкоша(гирикчә: никозийә) оттуридин иккигә айрилип, шималий түркләрниң, җәнубий болса гирикларниң пайтәхти болған. 

сипрусниң қисқичә тарихи:

сипрус оттура деңиздики үчинчи чоң арал болуп, истратегийилик орни сәвәбидин тарихтики нурғун һакимийәтләрниң диққитини қозғиди. сипрус арили әслидә асурийанларниң зимини болуп миладидин илгирики 10-әсирләрдә гириклар көчүп келип олтурақлашқан, миладидин кейин бу йәр шәрқи рим импирийисиниң бир қисми болған.7-әсирләрдә әрәп импирийиси бу җайни бойсундуруп икки әсирдин кейин чекинип кәткән, 1192-йили сипростики гириклар мустәқил падишаһлиқ қуруп 1489-йили вентсийә тәрипидин ишғал қилинған. 1571-йили османийлар импирийиси сипрус арилини истила қилған. бу арал османли империйиси астида 300 йилдин көпрәк вақит турди. 1878-йили әнгилийәгә иҗаригә берилгән сипрус 1914-йили әнгилийә тәрипидин ишғал қилинди.

1974-йилдин бурунқи әһвал:

1960-йили сипрус җумһурийити мустәқиллиққа еришкәндин кейин, гретсийәликләр билән түркләр оттурисида миллий тоқунуш башлиниду. сипрустики гретсийәликләрниң 1963-йили қозғиған һуҗумлири нәтиҗисидә сипрус түрклири нурғун қийинчилиқларға дуч келип, йалғуз қалиду. 1974-йили, президент макариос гретсийә қоллиған сийасий өзгириш вә бу аралниң гретсийәгә қошулушини тәшәббус қилидиған еносис (Enosis) намлиқ һәрикәт тәрипидин ағдурулиду. бу әһвал сипрус түрклириниң бихәтәрликигә тәһдид селип, түркийәниң арилишишини муқәррәр һаләткә кәлтүриду.

сипрус тинчлиқ һәрикити вә хәлқара инкаслар:

шу вақттики баш министир бүләнт әҗәвит билән муавин баш министир нәҗмәттин әрбакан арисида һәрикәтни башлаш пәйти һәққидә кичик ихтилаплар бар иди. бүләнт әҗәвит әнгилийәгә зийарәткә бариду вә дипломатик йоллар арқилиқ хәлқараниң бесимини әң төвән дәриҗигә чүшүрүшкә тиришиду. нәҗмәттин әрбакан болса, тез һәрикәт башлашни тәшшәббус қилиш билән биргә, аралдики хәлниң миллий кимликини алдинқи орунға қойушқа тиришиду.

нәтиҗидә, 1974-йили 7-айниң 20-күни, түркийә кепиллик шәртнамисигә асасән сипрусқа арилишип, тинчлиқ һәрикитини қозғайду. бу һәрикәтниң мәқсити болса сипрустики түркләрни қоғдаш вә аралниң тинчлиқиға капаләтлик қилиш иди. түркийә илгири кейин болуп аралға 40 миң әскәр чиқириду. 

түркийәниң бу арилишиши хәлқара сәһнидә охшимиған инкасларни кәлтүрүп чиқириду. нурғун ғәрб дөләтлири бу һәрикәтни әйибләйду, шуниң билән биргә, түркийәниң кепиллик һоқуқи вә сипрус түрклириниң бихәтәрликини қоғдайдиған дөләтләрму бар.

һазирқи әһвал вә хәлқарада етирап қилиниш әһвали:

сипрус 1983-йили шималий сипрус түрк җумһурийитиниң қурулуш хитабнамиси билән иккигә айрилди. шималий сипрус түрк җумһурийити пәқәт түркийә тәрипидин етирап қилинған болуп, хәлқарада асасән йетим қалған. аралниң җәнубиға һөкүмранлиқ қилидиған җәнубий сипрус болса йавропа иттипақиниң әзаси, хәлқарада сипрус җумһурийити дәп етирап қилинған. бу арал һәл қилинмиған район мәсилиси сүпитидә йәнила мәвҗут.

сипрусниң нөвәттики нопуси вә көлими:

шималий сипрус түрк җумһурийити:

нопуси: тәхминән 326,000 (2023-йилғичә)

көлими: 3,355 квадрат километир

җәнуби сипрус һөкүмити:

нопуси: тәхминән 1 милйон 215 миң (2023-йилғичә)

көлими: 5895 квадрат километир

50 йиллиқини хатириләш мурасими

KKTC'deki Barış ve Özgürlük Bayramı geniş katılımla kutlandı

шималий сипрус түрк җумһурийитиниң рәиси әрсин татар мурасимда әскәрләрниң салимини қобул қилмақта.

бүгүн, сипрус тинчлиқ һәрикитиниң 50 йиллиқи вә 20-ийул тинчлиқ вә әркинлик күни мунасивити билән шималий сипрус түрк җумһурийитидә мурасим өткүзүлди. түркийәдин мурасимға президент рәҗәп таййип әрдоған, түркийә бүйүк миллий мәҗлисиниң башлиқи нуман қуртулмуш, әң чоң өктичи партийә болған җумһурийәт хәлқ партийәсиниң рәиси өзгүр өзел вә башқа сийасий партийәләрниң рәһбәлири, шундақла нурғун парламент әзалири қатнашти.

erdoganozel

мурасимға қатнашқан әрдоған билән өзгүр өзәл арисидики сөһбәт түрк медийалириниң қиззиқ нуқтиси болди. 

сипрус тинчлиқ һәрикитиниң 50 йиллиқи бу тарихи вәқәни вә униң тәсирини бүгүнгә қайта баһа бериш пурсити билән тәминләйду. тинчлиқ вә бихәтәрлик намида елип берилған бу арилишиш сипрус түрк тарихидики муһим бурулуш нуқтиси сүпитидә әслиниду.

2024-йили 20-ийул