диний әркинлик асийаниң кәлгүсини бәлгиләйдиған бир амил

уйғур кишилик һоқуқ қурулушиниң иҗраийә рәиси өмәр қанат әпәнди йапонийәдә чақирилған хәлқара диний әркинлик башлиқлар йиғиниға қатнашқучилар арисида, токйо, 2024-йили 22-ийул. 

самуел бровнбәк (Samuel Brownback), катрина лантос свит (Katrina Lantos Swett)

корийә вақт гезити, 2024-йили 22-ийул

оттура шәрқ вә шәрқий йавропада уруш болуватқан вә африқа қитәсидә йүрәкни ечиштуридиған зораванлиқ вәқәлири йүз бериватқанда, дунйа әндишә билән асийаға бақмақта, кейинки чоң йәршари кризисиниң у йәрдә йүз беришидин қорқмақта.

бу тоқунушларда вә башқа җайларда пуқраларниң асасий һоқуқиға һөрмәт қилидиған дөләтләр билән һөрмәт қилмайдиған дөләтләр оттурисида кәскин бөлүнүш пәйда болиду. басқунчи һөкүмәтләр даим сәл қарайдиған негизлик һоқуқларниң ичидә дин йаки етиқад әркинлики һоқуқи бар.

мустәбит һакимийәтләр әзәлдин диний әркинликтин қорқиду, хитай буниң әң рошән мисали. хитай коммунистик партийисиниң етиқадчи кишиләрни өзиниң һөкүмранлиқиға тәһдит дәп қарайдиғанлиқи бир сир әмәс. һазир шинҗаң(шәрқий түркистан-т)дики уйғур мусулманлириға ирқий қирғинчилиқ йүргүзмәктә, хиристийанларға зийанкәшлик қилмақта, фалунгуң билән шуғулланғучиларға нәччә он йилдин буйан тәсвирлигүсиз вәһшийликләрни вә тибәт буддистлириға қарши сийасий зулумни давамлаштурмақта.

бәхткә қарши, хитай асийадики етиқад әркинлики һоқуқиға дәхли-тәруз қилған бирдинбир дөләт әмәс. бермидики роһингийалар бермини мәдәнийәт җәһәттә бай қилидиған миллий вә диний көп хиллиқни йоқитишқа бәл бағлиған пәскәш һәрбий һөкүмәтниң қолида ирқий қирғинчилиқ дәриҗисигә йәткән сансизлиған вәһшийликкә дуч кәлди.

шималий корийә дунйадики етиқадчилар үчүн әң хәтәрлик җайларниң бири болуп, ким сулалисигә болған вападарлиқ һәммә нәрсидин йәни виҗдан, сөзләш вә уйушушни өз ичигә алған әң асаслиқ һоқуқлардин үстүн туридиған бир дөләт.

мустәбит һөкүмәтләр сөз вә һәрикәтлири арқилиқ өзлириниң дин вә етиқад әркинлики һоқуқи билән тәң мәвҗут болуп туралмайдиғанлиқини көрсәтти. техиму муһими, бу һакимийәтләр өзлириниң залим системилирини чегра сиртиға чиқириш үчүн хизмәт қилиду, йеқин вә йирақ дөләтләрдә қечип йүргән диний аз санлиқларға паракәндичилик салиду вә зийанкәшлик қилиду. хитай иттипақдашлириға көзитиш техникиси експорт қилиш вә диний мусапирларни җазалаш үчүн хитайға қайтуруш арқилиқ бу йүзлинишкә йетәкчилик қилмақта.

ишинимизки, асийадики виҗдан әркинликини қоғдаш вә һимайә қилиш еһтийаҗи илгирикигә қариғанда техиму муһим. шу вәҗидин, биз пүткүл райондики әндишиләргә көңүл бөлүш үчүн йапонийидә хәлқара диний әркинлик (IRF) башлиқлар йиғини ечишни қарар қилдуқ.

хәлқара диний әркинлик башлиқлар йиғинидики шуаримиз «һәммә адәм, һәр җайда, һәр вақит диний әркинлик». дин йаки етиқад әркинлики дунйа кишилик һоқуқ хитабнамисиниң 18-маддисида қоғдилидиған кишилик һоқуқ болуп, у мувәппәқийәтлик демократик җәмийәтниң йадролуқ принсипи.

тәтқиқатлар шуни испатлидики, диний көп хиллиқ вә һәр бир кишиниң иззәт-һөрмитигә һөрмәт қилиш муқимлиқ вә кишиниң ишәнгүси кәлмәйдиған иқтисадий йошурун күчни кәлтүрүп чиқириду. биз бу сийасәтни ташқи сийасәт арқилиқ актиплиқ билән илгири сүрүш арқилиқ, һөкүмәтләрниң чәклимиси астида езилгән йүргән милйонлиған кишиләрниң авази болушқа вә диний бастурушниң кеңийишигә қарши қорған болушқа тиришимиз.

биз дүшәнбә күни токйода болимиз, өткән йили күздә тәйвәндә өткүзүлгән районлуқ башлиқлар йиғинида әйни вақиттики тәйвәнниң муавин президенти вилйам ләй өзиниң диний әркинликни қоғдаш вә илгири сүрүш үчүн давамлиқ тиришидиғанлиқиға вәдә қилди. һазир болса биз тәйвән президентиниң бу йиллиқ IRF асийа башлиқлар йиғинида сөз қилидиғанлиқини хушаллиқ билән җакарлидуқ.

гәрчә биз һәмишә һоқуқни айрилмас йаки туғма дәп атайдиған болсақму, тарих демократик дөләтләрниң бу һоқуқларни қоғдаш вә илгири сүрүшкә йетәкчилик қилидиған вә үлгә көрситип йетәкләйдиған интайин муһимлиқини көрситип бәрди. бу асийада алаһидә муһим болиду. етиқад әркинлики мәсилисигә кәлсәк, биз йапонийәниң әр-айалларниң өз виҗданиниң буйруқи бойичә йашаш иқтидарини қоғдаш күришидә техиму чоң рол ойнишини чин дилимиздин үмид қилимиз. бу райондики алдинқи қатардики демократийә болуш сүпити билән, йапонийәниң асийадики асасий кишилик һоқуқни қоғдашқа йардәм бериш мәҗбурийити бар. бу һечқандақ алаһидә дин йаки мәзһәп һәққидә әмәс. нурғун қатнашқучиларниң илаһийәт мәсилисидә бир-биригә охшимайдиған көз қарашлири бар. бәлки у бир-биримизни һөрмәтләш вә етиқадимизниң көплүкини өз ичигә алиду. әгәр биз өзимизниң әркинликигә һөрмәт қилинишини халисақ, ундақта башқиларниң әркинликигә һөрмәт қилишимиз керәк.

йапонийә диний әркинлик ишлирини илгири сүридиған демократик дөләтләр бирләшмисигә қатнишиш арқилиқ техиму маһийәтлик рәһбәрлик ролини үстигә елишта муһим қәдәм ташлийалайду. 38 дөләт хәлқара диний әркинлик йаки етиқад иттипақиниң әзаси, әмма йапонийә йаки корейә буниң ичидә әмәс. әксичә, улар иттипақниң «дости» қилип бекитилди, әмма толуқ әза әмәс. бу иттипақ демократик дөләтләрниң дипломатийә сийаситидә диний кәң қорсақлиқни илгири сүридиған асаслиқ вастиси, йапонийә вә корейә қатарлиқ муһим демократик шерикләрниң болмаслиқи диққәт тартиду.

токйодики йиғилиш район дуч келиватқан һалқилиқ мәсилиләргә көңүл бөлди вә техиму көп һәрикәткә өтүшкә, болупму диний әркинликниң байрақдари болған демократик дөләтләрниң шундақ қилишиға илһам бәрди. бизниң бу паалийәтни токйода өткүзүшимиз мувапиқ, чүнки йапонийә асийа демократик дөләтлири ичидә бу йадролуқ кишилик һоқуқни илгири сүрүштики башламчи орунға игә. биз йапонийәниң нурғунлиған муһим саһәләрдә йол башлиғучи болуштәк әнәниси билән бу пурсәттин пайдилинип асийадики техиму парлақ әркинлик чириғи болушини үмид қилимиз.

самуел бровнбак (Samuel Brownback), 2018-йилдин 2021-йилғичә америкиниң хәлқара диний әркинлик баш әлчиси болған вә IRF башлиқлар йиғининиң бирләшмә рәиси.

катрина лантос свит (Katrina Lantos Swett) лантос кишилик һоқуқ вә адаләт фондиниң рәиси, америка хәлқара диний әркинлик комитетиниң сабиқ рәиси.

2024-йили 23-ийул