(«зимистан» торида чиққан мушу тимидики мақалиниң қисқартилма тәрҗимиси)
көк байрақ, 2024-йили 18-ийул
сотсийалист жорналист рогәр миккәнзи (Roger McKenzie), мән 7 йилдин буйан уруқ-туғқанлирим билән телипондиму сөзлишиәлмәйватқан ана вәтиним шәрқи түркистанни зийарәт қилип кәлди вә әнгилийәдики « сәһәр йултузи» торида зийарәт хатириси елан қилди. хатириниң мавзуси: " мениң шинҗаңда көргәнлирим рәңдарлиқ, зулум әмәс" . мәқсәт-муддиа мавзудин ениқ болсиму мақалини сәврчанлиқ билән оқуп чиқтим.
аптор районда пикир әркинлики барлиқини базарға селип мундақ дегән: « мән көплигән кишиләр билән халий җайларда параңлишип бақтим, һичким вәзийәттин шикайәтчи әмәс... диний затларниң һичбиридин һөкүмәтниң диний зулумлирини тәнқид қилған бирәр еғиз гәп аңлап бақмидим» . қариғанда аптор, уйғурлар уни көргәндила зулумдин қахшап-йиғлап еқип кетшини йаки муштлирини түгүп вариқарп һөкүмәтни тәнқидлишини күткән болса керәк.
ениқки, һазир лагирда йетиватқан 3 милйондин артуқ уйғурниң аз бир қисми һөкүмәтни тәнқдилигәнлики үчүн җазаланған болса, мутләқ көпинчиси һөкүмәткә нарази болуш еһтимали сәвәпликла җазаланған. професор илһам тохти, бирәр зорванлиқ һәркити сәвәплик әмәс, дәл шу һөкүмәтни тәнқдиләнгәнлики үчүн муддәтсиз кесилгән. мушу вәзийәттики кишиләрдин учрашқан йеридә һөкүмәтни тәнқдиләшни күтүш қандақ бир мәнтиқ? қандақ бир әқилниң иши?!
аптор, районда 20 нәччә милйон мусулман барлиқини йезипту, әмма, шунчә көп мусулман бар йәрдики бирдин-бир ислам онверситики 1000 нәччә оқуғучини көрүп һайаҗанлинипту; мәсчитләрдә һөкүмәтниң тәшвиқатини аңлапту, әмма әҗәпләнмәпту; имамларниң мәсчиттә аллаһға әмәс партийгә һәмду-сана оқуватқинини нормал һесаплапту. бу қандақ һессийат?! бу қандақ сәмимийәт!
жорналистниң әң әқәллий өлчими, бир мәсилини тәкшүригәндә, мәсилигә четишлиқ һәр икки тәрәпниң сөзини тәң аңлаш, һәр икки тәрәп авазини әркин чиқиралайдиған муһитта сөзлишиш. бу тәләп бойичә, районни зийарәттин бурун муһаҗирәттики уйғур рәһбәрләрни вә лагир шаһидлирини зийарәт қилиши керрәк иди. ундақ қилмиған, бәлким булар апторниң сәп әр хираҗитини тәминләп берәлмәйдиған, үрүмчигә барғинида катта зийапәтләр билән күтүвалалмайдиған болғачқа болса керәк.
рогәр миккәнзи мақалисида баштин ахири хитайға қанчилик иштийақ билән муһәббитини изһар қилған болса, ғәрпкә қарира шунчилик ғәзәп нәпритини қистуруп маңған. демәкки, апторниң уйғур билән иши йоқ, пәқәт ғәрпкә болған нәпритини қусуш вә хитайни тәнқиддин қутулдуруш үчүнла хитайға барған. у бу реаллиқни йошуруш үчүн гәп ойнутуп мундақ дегән: « һес қилип туруптимән, мушу тапта бәзиләр ойлаватиду, вәзийәтни чоңқур тәкшүримәпсән йаки көзүңни пәрдә тосувапту , дәп. ишинимәнки һичкимниң ойуниға дәссәватқиним йоқ» . мениң бу ноқтида апторға дәйдиғиним шу: « пәрдә көзиңизгә әмәс, қәлбиңизгә тартилипту. хитайға болған муһәббәт, ғәрпкә нәпрәттин тоқулған бу пәрдә көзиңизниң реаллиқини көрүшигә имкан бәрмәпту. уйғурларда бир гәп бар "муһәббәтниң көзи кор" . демәкчиму муһәббәттин йүрики көйүватқан кишиниң әқли тәңпуңлуқини йоқитиду, тили алҗийду»
аптор, өзи зийарәт қилған йәрлик даириләрниң сөзлирини нәқил елип, китапханларни « қуруқ гәплләр»гә ишәнмәсликкә вә районни өз көзи билән көрүшкә дәвәт қипту. мениң дәйдиғиним шу: уйғур вәзийитини билиш үчүн районға беришниң һөҗҗити йоқ. хитайниң ашкариланған мәхпий һәҗҗәтлиридә, һазирғичә елан қилиған докилат вә хәвәрләрдә қирғинчилиқниң пакитлиири толуп-тешип турупту. әркин муһит йаралмай туруп районға барғанлар хитайға алдиниду йаки рогәр миккнзийдәк алҗийду...
әслидә ахбаратчи әмәс, сотсийалист паалийәтчилики бурунқи йазмилиридинму билинип турған рогәр миккәнзи, қариғанда сийасий ғайиси үчүн тола пайпаслап, инсан тәбиити, җәмийити қанунийити вә хәлқаара инсандарчилиқ қануни дегән уқумларни әстин чиқирип қойған болса керәк.
2024-йили 25-ийул