уйғур тарихи тәтқиқати билән тонулған профессор абдуләһәт қаһароф ташкәнттики өйидә өлтүрүлгән

уйғур тарихи саһәсидә муһим тәтқиқатларни елип барған 73 йашлиқ профессор абдуләһәт қаһароф туран ташкәнттики өйидә қаза қилған болуп, өзбекистан баш тәптиш мәһкимисиниң байанатида, 73 йашлиқ алимниң өлтүрүлгәнлики җәзмләштүрүлүп, тәкшүрүш башланғанлиқи билдүрүлди.

җәмийәтшунаслиқ пәнлири доктори пирофессор абдуләһәд қаһароф туран 18-ийул ташкәнтниң алмизар районидики туралғусида өлтүрүлгән.

ташкәнт вақт гезитииң 23-ийул хәвәр қилишичә, 18-ийул кәч саәт он әтрапида алмизар районлуқ даириләр мәрһумниң өйидин шавқун-сүрән авази аңланғанлиқи һәққидә мәлумат тапшурувалған. учурға асасән тәкшүрүш гурупписи вәқә йүз бәргән җайға йетип келип, өйниң ишикини ачқан болуп, өйниң балконида 73 йашлиқ пирофессор абдуләһәтниң бәдининиң бир нәччә йери кесилгән һалда һайатидин айрилғанлиқини байқиған.

вәқәдин кейин җинайәт гумандари тутулған болуп, җинайи ишлар қануниға асасән, қәстән адәм өлтүрүш җинайити бойичә әйибләнгән. нөвәттә җинайәт гумандариниң пирофессор абдуләһәтни өлтүрүш сәвәби дәсләпки қәдәмдә ениқланмақтикән.

нопузлуқ академик, җәмийәтшунаслиқ пәнлири доктори пирофессор абдуләһәд қаһароф туран һайат вақтида уйғур тарихи, мәдәнийти тәтқиқатида көплигән илмий әмгәкләрни сунған болуп, 2017-йили «шәрқий түркистандики қәдимий йипәк йолиниң сири»намлиқ китаби нәшр қилинғаниди.

җәмийәтшунаслиқ профессори абдуләһәт қаһароф өзбекистан ички ишлар министирлики академийисидә узун йил дәрс сөзлигән. түрк вә уйғур тарихи һәққидә чәклик тәтқиқатларни елип барған бу академик 2017-йили «шәрқий түркистанниң қәдимки йипәк йолиниң сири» намлиқ китабни йазған.

мәрһум бир нәччә йил бурун истиқлал телевизийәсиниң сөһбәт пирограммисиға қатнишип, «уйғур тарихий вә йипәк йоли» вә «оттура асийадики уйғурлар вә уйғур тарихи» темилирида тохталғаниди вә өзиниң һайати, хизмәтлири, тәтқиқатлирини тонуштуруп өткән. 

мәрһумниң истиқлал телевизийәси билән өткүзгән сөһбәтлири:

2024-йили 26-ийул