мәшһур ислаһатчи алим абдуқадир дамоллам хатирисигә

 
алимлар өз илмини әтрапқа рийасиз тарқатса, уларниң һәрбир ләвзидин қәнт-шекәр тамса, аләм нурға толуп заманниң қараңғуси йорутти.
 
бу ғәпләт замани әмәс, ойғиниш заманидур.
 
абдуқадир дамоллам һекмәтлиридин
 
бүгүн 8-айниң 14-күни уйғур йеқинқи заман тарихидики мәшһур диний алим, җәдитчилик (йеңилиқчи, илғар) һәрикитиниң даһийси, җәдитзим идийәси билән уйғур йеңи маарипиға асас салғучи, милләтпәрвәр идийәси билән уйғурларниң иҗтимаий һайатиға вә йеқинқи заман тарихиға күчлүк тәсир көрсәткән мәшһур ислаһатчи абдуқадир дамоллам қәтл қилинған күнидур. абдуқадир дамолламниң қәтл қилиниши уйғур йеқинқи заман тарихидики әң зор йоқитиштур.
 
абдуқадир дамоллам 1862-йили атуш мәшһәттә, абдулварис исимлик оқумушлуқ кишиниң аилисидә дунйаға кәлгән. мәшһәт- қараханийлар ханлири арисида тунҗи қетим ислам динини қобул қилған хан – сутуқ буғрахан вә униң устази әбу нәсир саманий дәпнә қилинған мәшһур җайдур.
 
абдуқадир дамоллам башланғуч мәлуматини мәшһәттики «һәзрити султанийә» мәдрисидә алған. 15 йешида қәшқәрдики алий билим йурти болған ханлиқ мәдрисидә оқуған вә техиму йуқири оқуш үчүн бухараға берип бир қанчә йил илим тәһсил қилған. бухарадики вақитлирида ислам дунйасидики бүйүк алимлардин ибни тәймийә, ибни қәйум җәвзийи, җамалидин афғани вә шәйх муһәммәд қатарлиқ алимларниң әсәрлирини чоңқур тәтқиқ қилған. бухарадики җәдитчилик маарипи униң идийәсигә күчлүк тәсир қилған. 1900-йилларниң башлирида бухарадики оқушини тамамлап қәшқәргә қайтип келип, бир мәзгил мудәррислик қилған. 1906-йили һәҗ қилиш нийити билән сәуди әрәбистанға барған. һәҗ пәрзини ада қилип болғандин кийин, дунйа вәзийитини көзитиш үчүн истанбулға, андин мисирға барған. мисирдики вақтида даңлиқ мутәпәккур, ислам алими, сийасәтчи шәйх рәшидә риза, « әллива » гезитиниң қурғучиси, сийасәтчи, йазғучи вә гезитчи мустапа камил паша қатарлиқ затлар билән көрүшүп, шәрқи түркистанниң вәзийити вә уйғур хәлқиниң әһвалини тонуштурған. абдуқадир дамоллам билими мол, пикири өткүр, вәтән, милләт туйғуси күчлүк киши болғачқа һәрқайси әлләрдики тәрәққийпәрвәр, ислаһатчи кишиләр билән чуңқур мунасивәт шәкилләндүргән, милләтниң көзини ечиш үчүн йеңичә маарип болмиса болмайдиғанлиқини тонуп йетип, қәшқәргә қайтип кәлгән. униң «усули җәдит ваҗип» дегән тоғра пәтиваси вә йеңичә маарип һәққидики нутуқлири қәшқәрдики мутәәссипләрниң күчлүк қаршилиқиға учриған. җаһил күчләрниң чәткә қеқиши билән, абдуқадир дамоллам қәшқәрдә туралмай 1909-йили йәнә қоқан, ташкәнт, бухара тәрәпләргә чиқип, бирмәзгил оттура асийа ислаһатчилириниң җәдитчилик һәрикәтлири билән шуғулланғач «җәваһирул-һиқан», « мифтаһул-әдәп» қатарлиқ китабларни йезип нәшр қилдурған, шундақла гезитләрдә мақалиләр йезип, күчлүк тәсир қозғиған. абдуқадир дамоллам 1911-йили алмута арқилиқ ғулҗа шәһиригә кәлгән. ғулҗа тәрәққийат вә йеңичә маарипни йолға қуйуш җәһәттә шәрқи түркистандики шәһәрләрниң алди иди. бу йилларда ғулҗида ака-ука мусабайуфлар ачқан йеңичә мәктәпләр бар иди. абдуқадир дамоллам өзиниң җәдитчилик пикири бойичә бу мәктәпләргә дин билән пәнни бирләштүрүп оқутуш пикирини оттуриға қойуп, усули җәдитниң кона оқутуш усулидин көп илғар һәм үнүмлүк икәнликини чүшәндүриду. ғулҗида бир мәзгил туруп өзи билән пикирдаш кишиләр билән тонушуп чиқиду вә пикирлишиду. 1912-йили абдуқадир дамоллам йеңичә маарипни қәшқәрдиму җанландуруш мәқситидә қәшқәргә йитип келип, оқутуш усули, оқутуш мәзмуни вә оқутуш материйаллири һәққидә бир йүрүш ислаһатларни елип бармақчи болиду.
 
қәшқәр гәрчә тарихта илим-мәрипәт бөшүки сүпитидә дунйаға тонулған болсиму, кейинки дәврләрдә җаһил сопиларниң паракәндичилики вә таҗавузчи мәнчиң һакимийитиниң зулуми түпәйлидин хараблишип, хурапатлиқ патқиқиға петип кәткәниди. абдуқадир дамоллам наданлиқ, қуллуқ асаритидә йашаватқан хәлқиниң әһвалиға қарап чәксиз ечиниду, уларниң көзини ечиш үчүн башлатқан йеңичә маарип һәрикити йәнә қаршилиққа учрайду.
 
абдуқадир дамоллам 1918-йили оттура асийаға йәнә бир қетим сәпәр қилиду.бу сәпәр җәрйанида үч йилдәк оттура асийа өлкилиридә тәкшүрүш вә тәтқиқ қилиш билән шуғуллиниду, милләтниң тәқдири үстидә җиддий ойлиниду, 1921-йили қәшқәргә қайтип келиду. бу қетим абдуқадир дамолламниң тәсири билән қәшқәрдә « йаш қәшқәрликләр» намида бир түркүм җәдитчи роһтики зийалийлар барлиққа келиду. бу арилиқта абдуқадир дамоллам өзиниң даңлиқ әсири «нәсиһәти амма» ни йезип, бастуруп тарқитиду. бу әсәр идийәсиниң илғарлиқи, тилниң аммибаблиқи билән уйғурларниң заманиви пикир вә әдәбийат тарихидики тунҗи вәкиллик әсәр болуп қалиду. бу әсәрниң тәсирдә кишиләрдә миллий аң ойғинишқа башлайду. абдуқадир дамоллам хәлқ ичидә әң мөтивәр затлардин болуп тонулушқа башлайду. униң паалийәтлириниң тәсирдә қәшқәрдә мәниви җәһәттә җанлиниш пәйда болиду. униң җәдитчилик паалийәтлири қәшқәрдила әмәс , бәлки пүтүн шәрқи түркистанда тәсир қозғайду, кишиләр өзиниң кимлики вә истиқбалини тонушқа башлайду. қәшқәрдики җаһил күчләр абдуқадир дамолламниң хәлқ ичидә күнсайин ешиватқан тәсири вә нопузи алдида тәмтирәп, униңға ашкара қарши чиқишқа петиналмайду.
 
1924-йили абдуқадир дамоллам қәшқәрдә талипларни тәшкилләп кәң көләмлик намайиш елип берип, мисйонерларниң тәшвиқат материйаллирини көйдүрүп, басма машинилирини пачақлап ташлайду. қәшқәрдики әнглийә, шивет, рус консулханилири буниңдин қаттиқ биарам болиду. улар қәшқәр дотийигә абдуқадир дамоллам үстидин шикайәт қилиду вә униң паалийәтлирини чәкләш тоғрулуқ бесим қилиду. қәшқәр дотийниң пиланлиши билән, сатқин мунапиқ әһмәд мәзин абдуқадир дамолламни 1924-йили 8-айниң 14-күни бамдат вақтида 54 йешида қәстләп өлтүриду.
 
абдуқадир дамолламниң шеһит қилиниши уйғур хәлқи үчүн зор бир йоқутуш болуп, бу қанлиқ вәқә пүткүл оттура асийаниму зилзилигә салған. бу күн уйғурлар тарихидики әң қабаһәтлик бир күн. биз бу күнни абдуқадир дамолламни чоңқур йад етиш ичидә хатириләймиз вә роһиға дуа қилимиз. бүгүнки күндиму уйғурлар ичидә абдуқадир дамолламниң йеңичә маарип идийәсини йақтурмайдиған моллилар бар. шу дәврдики қәшқәрниң җаһил күчлири бүгүнки күндиму йоқалғини йоқ. улар йеңилиқни, тәрәққийатни қобул қилмайду, қуран билән һәптийәк йадилаштин башқини илим һесаблимайду, инсан роһийитигә сағлам озуқ беридиған нахша-музикиларни һарам дәп чалвақайду. каллиси миң йилдиму дашқал пети туридиған бундақ уйғурлар әһмәд мәзин дегән мунапиққа охшаш надан, җаһил, сәпра, әхмәқ вә гол. ислам дини буларниң қолида әң йиргинчлик нәрсигә айлиниду. тарихтин ибрәт алған вақтимизда, тарихни бүгүн үчүн әйнәк қилишниму унтуп қалмаслиқимиз керәк.
 
өтмүшни бүгүн үчүн хизмәт қилдуримиз дәйдикәнмиз, абдуқадир дамолламниң ислаһатчилиқ, мәрипәт роһини давамлиқ җанландуришимиз, әһмәд мәзиндәк қара җаһил, пичақчи сопиларниң әрваһини сүр- тоқай қилишимиз керәк.
 
 
2024-йили 14-авғуст