от йүрәк алим абдуқадир дамоллам 20- әсирдики бүйүк ислаһатчила әмәс, бәлки шәрқий түркистан тарихида алаһидә муһим орун тутидиған шәхстур. чүнки, дамоллам башлиған йеңи маарип сайисида дийаримизки мәктәп- мәдрисиләр конилиққа, қалақлиққа, қараңғулуққа «хәйр хош» дегән вә авам хәлқниң динни өгиниш йоли алаһидә оңайлашқан иди.
абдуқадир дамоллам шәрқий түркистанда әсирләрдин бери қалақлиқ вә җаһаләт ичидә қалған мәктәп- мәдрисиләрниң дәрсликлирини өсмүрләрниң сәвийәсигә вә заманниң тәқәззасиға мунасип һалда уйғурчә түзүп чиқиш, дәрсликләргә уйғур тили, қуран оқуш қаидиси, математика вә тәнтәрбийә қатарлиқ түрләрни киргүзүп йеңичә илғар маарипни бәрпа қилиш арқилиқ дәвр бөлгүч ислаһат елип барған шәхстур.
абдуқадир дамоллам йәнә ана тилида әсәр йезиш арқилиқ әсирләрдин бери давамлишип кәлгән кона адәтни өрүп ташлап, кейинкиләргә парлақ йол ечип бериш арқилиқ улуғ бовимиз йүсүп хас һаҗипниң ирадисигә варислиқ қилған үлгилик заттур. чүнки бурунқи уйғур өлималири әсәрлирини әрәбчә йаки парсчә йазидиған болуп, шу заманларниң тәқәззаси бойичә әрәбчә йаки парсчә болмиған әсәрләр әсәр һесабланмайдиған дәриҗидә иди. шу сәвәбтин уйғурчә йезилған диний әсәрләр йоқниң орнида иди.
абдуқадир дамоллам 1862-йили атушниң мәшһәт йезисида туғулған болуп, балилиқ вә өсмүрлүк йиллирини өз йуртидики мәктәпләрдә оқуш билән өткүзгән, униңдин кейин қәшқәр вә бухара мәдрисилиридә илим тәһсил қилған, андин шәрқий түркистанда хәлқни илим - мәрипәт билән ақартиш, вәтәнни қутқузуш йолида барлиқ әқил - параситини вә күч - қуввитини миллий маарипни ислаһ қилип, йеңичә оқутуш үчүн сәрп қилған вә бу йолға һайатини атиған бир шәхстур.
дамолламниң вәтән сөйгүси
бүйүк ислаһатчи алим абдуқадир дамолламниң таланти, көп қирлиқ иқтидари бухарада оқуватқан мәзгилидила оттуриға чиққан болуп, устазлири вә савақдашлири униңға қайил болған вә униң мол билим һасил қилғанлиқиға шаһит болған иди. шу сәвәбтин дамоллам бухарадики өзи оқуған мәдрисидә мудәррисликкә тәклип қилинған. әмма дамоллам өз хәлқини ғәпләт уйқусидин ойғитип, уларниң диллириға илим-мәрипәт көчәтлирини тикиш мәқсити билән өз йуртиға қайтишни қарар қилған. дамоллам шу чағдики вәтән сөйгүсини вә ана вәтәнгә болған күчлүк интилишини муну шеир билән ипадилигән:
бағриңға интилдим, әй ана вәтән,
қойнуңда йашашқа бастиммән қәдәм.
үмидим, болғанда хәлқим билимлик,
түгәйду қәлбимдә һәсрәту-әләм.
дамоллам бухарадики оқушини сәккиз йилда тамамлап, устазлирини һәйран қалдурарлиқ шәкилдә илим -ирпанға толуп ана вәтинигә қайтқанда, йуртидики мәдрисиләрниң қалақлиқи вә хәлқиниң наданлиқидин бәкму әпсусланған вә дәрһал ислаһ қилишниң йолини тутуп иш башливәткән. нәтиҗидә, дамоллам ачқан йеңичә мәктәпләрдин мәрипәт ғунчилири үнүп чиқишқа башлиған.
дамолламниң хәлқни ойғитиш һәрикәтлири
абдуқадир дамоллам әсәрлири, нутуқлири вә дәрслири арқилиқ һәмишә хәлқни ғәпләт уйқусидин ойғитишқа тиришатти, һәтта талиблириға буйруп, тәшвиқат варақчилирини тарқитатти. у тәшвиқат варақчилирида мундақ отлуқ хитаблар бар иди: «... бу дәвр илим мәрипәт дәвридур, җаһаләт вә наданлиқ дәври әмәстур. сәий вә ғәйрәт вақтидур, суслуқ - бикарчилиқ дәври әмәстур. башқа хәлқләр илим - мәрипәт көкидә учмақта, су тәктидә үзмәктә. бизләр болсақ техичә ғәпләт уйқусида ухлаватимиз. уйқу _ өлүмниң муқәддимисидур. бу тәрздә давамлиқ ухлимақ заваллиқ вә һалакәт демәктур. уйқудин бидар болайли, һелиһәм вақит вә пурсәт бардур...». дамоллам йәнә өзиниң «аммиға нәсиһәт» намлиқ әсиридики виҗданни ойғитидиған, адәмни тәпәккур қилишқа үндәйдиған, қиличтин өткүр сөзлири билән пурсәт тапсила хәлқни ойғитишқа урунатти. у йәнә талиблири билән бирликтә қәшқәр вә йәкән қатарлиқ шәһәрләрдә хиристийан динини күчлүк тәшвиқ қиливатқан швет вә рус миссийунерлириниң һәрикитигә қарши әмәлий күрәшләрни елип барған.
өз вақтидики вәзийәт
әйни йилларда дийаримизда қуран вә сүннәтниң йолидин чиқиш, йүсүп хас һаҗип роһидин йирақлишиш, түрлүк хурапатларни дин дәп қобул қилиш, раһибларчә тәркидунйалиқ тәрғибатиға әгишиш хаһиши баш көтүргәндин кейин, мәдрисиләр җанбақар қара қорсақларни йетиштүридиған, хәлқ бидәтләргә чөкүп кәткән бир вәзийәт шәкилләнгән иди. нәччә он йил оқупму динни чүшәнмәйдиған, шәриәт әһкамлирини билмәйдиған, пәқәтла «мәдрисидә оқуди» дегән атақни елип, ашу атақ билән җан бақидиған, «билмәймән» дейиштин номус қилип хата пәтиваларни чиқиридиған әһвалларму көпийип кәткән иди. хәлқниң билим булиқи болушқа тегишлик ашу мәктәп - мәдрисиләр интайин пассиплиқ ичидә җаһаләт қайнимиға айлинип қалған болуп, талиплар чүшәнмисиму йадлап оқушқа зорлинатти, улар өзлири чүшәнмигән текистләрни йадлаш билән йилларни өткүзәтти, йәттә-сәккиз йил әрәб грамматикисини йадлап оқупму бирәр айәткә йаки һәдискә мәнә ейталмайтти. шу чағда талиплар бу вәзийәтни муну қошақ билән ипадилигән иди:
зәнҗани китаб күндүзимизни кечә қилди,
алтәйлән идуқ, йәттилимизни гача қилди.
бу шеир талипларниң өзи чүшәнмигән текистләрни йадлап оқуши вә өз тилидин йатлишиши нәтиҗисидә устази билән бирликтә гачиға айлинип қалғанлиқини ипадиләйду.
у заманлардики мәктәп - мәдрисиләрдә талиплар шунчилик көп болған туруқлуқ, алим болуп чиққанларни бармақта саниғили болидиған дәриҗидә аз иди. йигирмә - оттуз йил мәдрисидә оқупму бир нәрсә билмәйдиғанлар көп болатти. демәк, өмүрни, вақитни исрап қилғанға тушлуқ һасилат йоқ иди. шуңа талиплар бу ечинишлиқ әһвални муну қошақ билән тәсвирлигән:
йәттә йилдур тиним тапмай оқуймизла-оқуймиз,
баби истинҗаға кәлди әмди бизниң дәрсимиз.
йеңичә маарип
дамоллам бухарадики оқушини пүттүргән һаман шәрқий түркистанда башлиған йеңичә маарип һәрикити мустәбит һакимийәтниң қаршилиқи вә диний тонға орунивалған җанбақарларниң «усули җәдит һарам, уни оқуш дәһрийлик» дәйдиған пәтивалири сәвәблик түрлүк тосалғулуқларға учриди. әмма дамоллам хәлқни ойғитиш вә маарипни ислаһ қилиштин ибарәт ирадисидин қәтий йанмиди.
шуниңдин кейин, дамоллам һәҗ сәпиригә атлиниш вә шу арқилиқ дәвәт йолида техиму үнүмлүк тәҗрибиләрни һасил қилишни ойлап, мәккә – мәдинәгә йолған чиқти, һәҗ ибадитини орунлап болғандин кейин, мисирда зийарәттә болди вә қаһирә шәһиридә икки ай туруп, шу заманлардики илғар пикирлик өлималар билән учрашти, әлламә муһәммәд рәшид риза, «әллива» мәҗмуәсиниң саһиби вә мудири мустафа камил, мәдрәсә тәһзирийәниң мудири сәййид муһәммәд әпәнди қатарлиқлар билән хәлқни ойғитиш, мәдрисиләрни ислаһ қилиш вә башқа муһим мәсилиләр үстидә тәпсилий сөһбәтләшти, дамолламниң натиқлиқи вә есил пәзилити уларни қайил қилди. шуниңдин кейин, дамоллам истанбул, қазан, уфа, бухара, ташкәнт, алмута, ғулҗа арқилиқ қәшқәргә йетип кәлди. дамоллам бу қетимлиқ сәпиридә ислам дунйасини ойғитиш вә мустәмликичиләргә қарши туруш һәрикитиниң байрақдарлири болған җамалиддин афғаний, муһәммәд рәшид риза, муһәммәд абдуһ, түрк қәвмлири ичидә тунчи болуп, «йеңичә маарип»ни оттуриға чиқарған татар алими исмаил ғәспиралий қатарлиқ кишиләрдин тәсират алған иди. бу қетим у, қәшқәргә қайтиштин бурун бухараға берип, у җайдики устазлири вә катта өлималардин «усули җәдит ваҗип, уни оқуш зөрүрдур» дегән пәтивани елип кәлди.
дамоллам дийаримизда әсәрләрни әрәбчә вә парсчә йезиштин ибарәт әнәнигә айлинип қалған кона адәтни бузуп ташлап, әсәрлирини өз миллитиниң тили болған уйғур тилида йезип тарқитишни йолға қойди. шуниң билән бир вақитта йеңичә мәдрисиләрни ечип, мәдрисиләрниң дәрсликлиригә уйғур тили, математика, тәнтәрбийә қатарлиқ дәрсликләрни киргүзди вә дәрслик материйалларни өзи бир қоллуқ тәййарлап чиқти. буниңдин башқа йәнә аммибап әсәрләрни уйғур тилида йезип чиқип, мәдрисиләрдә оқутти вә кәң хәлқ аммисиға тарқатти. дамолламниң «зөрүр әқидиләр» намлиқ рисалиси интайин ихчам, мәзмунлуқ, йадлаш қолай, оқуған - оқумиған һәрқандақ бир уйғур пайдилиналайдиған соал - җаваблиқ әсәр болуп, бир мусулманға йетәрликтур. «қираәт илми» намлиқ әсәр уйғур тилида йезилған тунҗи әсәр болғанлиқтин, нами (тҗойд тркй) дәп аталған. «ислам ибадәтлири» намлиқ әсири исламда буйрулған ибадәтләрни наһайити чүшинишлик вә ихчам һалда соал - җаваблиқ байан қилған әсәр болуп, һәрбир мусулманға зөрүрдур.
йеңичә маарипқа қарши чиққан қара қорсақларға дамоллам өзиниң өткүр нутуқлири билән кәскин җаваб берәтти. бир күни қәшқәрниң катта байлиридин һәмраһбай бир сорунда дамолламниң мәдрисиләрни ислаһ қилишниң зөрүрлүки тоғрисидики нутуқидин кейин: «бизниң қәшқәрниң ›саний бухара› дәп нами бар, униң мәктәп - мәдрисилиридин мәрипәт нүрлири чечилип туриду. шундақ туруқлуқ, униң үстигә йәнә қәвәтләшниң немә һаҗити? ‹һәсәлни көп йесә әмән тетийду› дегәндәк, бу қилғанлири тетиқсизлиқ болуп қалармикин!» дәп дамолламға астирттин тәһдит салғанда, дамоллам улар чүшинәләйдиған аддий тилда җаваб берип: «мәсилини ақиланә чүшиниш керәк, қисқиси 15 йил, узуни 20 йил мәдрисидә оқуған бир талипни шу тапта түзүк бир парчә салам хәт йазалайду йаки дуканда һесабат дәптири туталайду, дейиш қийин болуп қалди. мусундақ қатмал һаләттин қутулуш үчүн йеңичә мәктәпләр ечип, қабил катипларни, уста боғалтирларни йетиштүрүп чиқиш йуртимизниң арзуси, шуниңдәк силиниңму еһтийаҗлири. шундақ қилсақ, буниң немә зийини бар?» дегән.
абдуқадир дамоллам әсәрлири
1. «зөрүр әқидиләр» (عқад ضрорй).
2. «қираәт илми» (тҗойд тркй).
3. «ислам ибадәтлири» (عбадат асламйة).
4. «морфологийә вә синтаксис» (عлм алصрф оалнحо).
5. «әдәбийат ачқучи» (мфтаح алأдб).
6. «сәбийләргә тәлим» (тعлйм алصбйан).
7. «йаш - өсмүрләргә нәсиһәт» (нصаح ллأطфал).
8. «һесаб илми» (عлм алحсаб).
9. «муталиә һидайәт» (мطалعة هдайة).
10. «иман җәвһәрлири» (җоаهйр алإйқан).
11. «аммиға нәсиһәт» (нصйحة عамة).
дамолламниң әсәрлириниң көпинчиси сап уйғур тилида йезилған болуп, дийаримизниң һәрқайси җайлиридики мәктәп - мәдрисилиридә дәрслик қилип оқутулған. дамолламниң «әдәбийат ачқучи» намлиқ әсири бухара мәдрисисидә талиплиқ чеғида йезилған қиммәтлик әсәр болуп, өз вақтида бухара мәдрисилиридә дәрслик қилип оқутулған. өз вақтида дамолламниң «җоаهйр алإйқан» намлиқ әсирини оқуған өлималар «буни чоқум шам йаки мисирниң алий билимгаһлирида оқуған бир алим йазған болуши керәк» дәп тәхмин қилишқан икән. дамоллам қазанда нәшр қилинған «шура», «вақит» вә «тәрҗиман» қатарлиқ гезит – журналларни муталиә қилип туратти вә муһим мақалиләрни чиқирип туратти. «шура» журнилиниң 1915 - йиллиқ 23 - санида дамолламниң «байани һәқиқәт» намлиқ илмий мақалиси нәшр қилинғанда, шура идарисидикиләр дамолламниң мол билимигә қайил болғанлиқини билдүрүшкән икән.
дамолламға созулған қара қоллар
әпсуски, һәрқандақ бир һәқиқәтниң вәһәрбир пәйғәмбәрниң дүшмәнлири болғинидәк, дамолламниңму дүшмәнлири болған болуп, бири өз қенидин, өз миллитидин болған һәсәтхор, надан, қалақ вә җаһил дүшмәнләр болса, йәнә бири, мустәмликичи һакимийәттин ибарәт әшәддий дүшмән иди. шу сәвәбтин, дамоллам башлиған бу йарқин мәрипәтчилик өз тәрәққийатида тарихий, иҗтимаий, сийасий чәклимиләр вә тосқунлуқларға көп учриди.
тосқунлуқ алди билән мустәмликичи һакимийәттин кәлгән болуп, мустәмликичи һакимийәт шәрқий түркистан хәлқини җаһаләт- наданлиқта қалдуруп идарә қилиш сийаситини йүргүзгәнликтин , хәлқниң ойғинишини, илим - мәрипәт өгинип дунйаға көз ечишини қәтий йақтурмайтти. шуңа мустәмликичи һакимийәт дамоллам башлиған йеңичә маарипқа чиш – тирниқи билән қарши турди. буни аз дегәндәк, қәшқәрдики швет консулханисидикиләрму дамолламға қарши иди. йеңичә маарип таза гүллиниватқан бир пәйттә шу чағдики қери мустәмликичи залим йаң зеңшин бир туташ буйруқ чиқирип, һәрқайси җайлардики йеңичә мәктәпләрни тақивәтти.
иккинчи тосқунлуқ диний тонға орунивалған һәсәтхор, хурапатчи, бидәтчи җанбақарлардин кәлгән болуп, улар йеңичә маарипқа җан - җәһли билән қарши туруп, түрлүк йоллар билән тосқунлуқ вә бузғунчилиқ қилди. һәтта хәлқни бу йеңичә маариптин узақлаштуруш үчүн, «усули җәдит һарам, уни оқутуш дәһрийликтур» дәйдиған сәпсәтиләрни пәтива сүпитидә тарқитип йүрүш арқилиқ мустәмликичи һакимийәткә қолчомақ болди. улар буниң биләнла тохтап қалмиди, бәлки ички- ташқи дүшмәнләр, һәтта қәшқәрдики әҗнәбий күчләр бирлишип, бу мәрипәт йултузини өчүрүвәтти. 1924 - йили 14 - авғуст мәлум бир хаин қол абдуқадир дамолламға узиди, шуниң билән дамоллам арман билән шеһит болди.
алим өлди аләм өлди
бүйүк ислаһатчи алим абдуқадир дамолламниң вақитсиз аләмдин өтүши мәрһумниң қолида ечилған мәрипәт ғунчилирини йалғузлуқта тәрк әткән иди. улар техи ғунчә иди, уларниң дамолламға зор еһтийаҗи бар иди, улар техи дамолламдәк мәрипәт булиқидин ичип қанмиған иди, дамолламдин айрилип қалармиз дәп ойлапму бақмиған иди. «шум хәвәр тез йейилиду» дегәндәк, дамолламниң өлүм хәвири бир пәстила шәһәр - йезиларға пур кәтти. қәшқәрдики мудәррис - алимлар, йаш талиплар, һүнәрвән - касиплар, йеқин әтраптики йезилардин киргән деһқанлар вә йетим - йесирларниң һәммиси чәксиз қайғу - һәсрәткә чөкти, хәлқниң йиға - зари асман - пәләккә көтүрүлди, һейтгаһ мәйдани адәм деңизиға айланди, пүтүн әл - йурт мәрипәт асминидин вақитсиз еқип кәткән бу йолчи йултуз (қутуп йултузи) ға тәзийәбилдүрди !...
хәлқ аммиси өзлириниң бу данишмән алимини йадлап, униң шәнигә мундақ қошақларни тоқуп чиқти :
тағу - ташлар тәвринип,
қаттиқ чақмақ чаққанму?
түмән дәрйа сулири,
бугүн тәтүр аққанму?
ай тутулмас дәптимиз,
күн тутулмас дәптимиз .
дамолламға дәйүзләр,
қәст қилалмас дәптимиз .
дамоллам шеһит болди,
йатар җайи беһиш болди .
дамолламға қәшқәрлик,
көп йиғлап биһуш болди.
бу қошақлар мәйданға келип аридин анчә узун өтмәйла қуштәк қанат чиқирип тәңритеғиниң җәнуби вә шималиға кәң тарқилип кәтти .
хатимә
һәммә адәм чоқум өлиду, әмма бәзи әзимәтләр өзиниң иккинчи өмрини йаритип болғанлиқи үчүн, хәлқиниң қәлбидә қәтий өлмәйду вә мәңгүгә һайат қалиду. улуғ ислаһатчи алим абдуқадир дамоллам әнә шундақ әзимәтлиримизниң биридур. чүнки, дамоллам хәлқини җаһаләт, асарәт вә харлиқтин қутқузуш йолида барлиқини атиған вә һайатини тәқдим қилған әзимәттур. дамолламниң хәлқни ойғитиш вә ақартиш һәрикити дийаримизда қанчилик муһим орун тутқан болса, мәрһумдин айрилиш орнини толдуруш мумкин болмиған чоң бир бошлуқни қалдуруп кәтти.
абдуқадир дамолламниң паҗиәлик өлүми вә хәлқимизниң бешиға кәлгән харлиқлар бизгә өз йолбашчилирини қоғдийалмиған милләтниң йетәкчисиз қалидиғанлиқини вә харлиққа мәһкум болидиғанлиқини көрситип бәрди. бу аччиқ һәқиқәттин ибрәт елип, өзини оңшимиғанлар үчүн тарихниң қайтилинидиғанлиқи муқәррәр.
дамолламниң һәқиқәтни җакарлаштики от йүрәклики, өз ирадисидин йанмаслиқтики қәтийлики вә һәқ йолида хейим-хәтәрдин қорқмайдиған хислити бизгә көп нәрсиләрни өгитиду.
һәқиқәттә чиң туруп, аллаһ йолида өлүш өлүмләрниң әң шәрәплики вә һәрбир муминниң тиликидур. абдуқадир дамолламниң һайат мусаписи һәрбир мумин вә һәрбир вәтәндаш үчүн өчмәс үлгә болуп, бизгә һәқиқий диндарлиқ, вәтән сөйгүси, хәлқпәрвәрлик, пидакарлиқ қатарлиқ алийҗанап хисләтләрни өгитиду. абдуқадир дамолламниң образиға һәммидин бәк моһтаҗ болуватқан мушу заманда мәрһумни чоңқур сеиғиниш вә һәсрәт билән әсләймиз.
муһәммәд йүсүп
2024-йили 14-авғуст
муһәммәд йүсүп ислам билимлири тори