BBC түркчә: хитай-түркийә мунасивити вә уйғур мәсилсии

BBC түркчә 20-авғуст хитай-түркийә мунасивити вә уйғурлар һәққидә «хитайниң түркийәдики мәвҗутлуқи күнсери күчийиватамду, уйғур мәсилиси күн тәртипидин чүшүп қалдиму?» сәрләвһилик бир мақалә елан қилди.

мақалидә алди билән хитай дөләт рәиси ши җинпиң 2013-йили «бир бәлвағ бир йол» қурулушини оттуриға қойғандин буйан түркийәгә салған мәбләғлириниң ешиш әһвалиға қарап чиқилған. арқидин уйғур мәсилисиниң түркийәдики әһвали анализ қилинған болуп, б б с ға сөз қилған анализчилар, уйғур сийасий паалийәтлириниң мәркизиниң түркийәдин америкиға йөткәлгәнликини илгири сүргән. 

мақалидә оттуриға қойулған асаслиқ темилар төвәндикичә: 

бир бәлвағ бир йол вә оттура каридор

гәрчә түркийә билән хитайниң мунасивәт тарихи техиму узунға созулсиму, 2013-йили түркийә вә дунйадики нурғун дөләтләр үчүн хитай билән болған мунасивәттики абидә дәп қарилиду.

чүнки шу йили, хитай президенти ши җинпиң бир бәлвағ бир йол тәшәббусини елан қилди.

бу бәлвағ хитайни оттура асийа арқилиқ йавропаға, шундақла җәнубий асийа вә шәрқий җәнубий асийаға туташтуридиған қуруқлуқ йолини көрситиду. йол болса хитайни асийа арқилиқ африқа вә йавропаға тутишидиған асаслиқ портларға тутишидиған деңиз тори.

у вақитта, түркийәниң бу түрдә муһим рол ойнайдиғанлиқидин үмид бар иди, әмма бу толуқ әмәлгә ашмиди.

атилим университетиниң дотсенти нилгун әликүчүк йилдирим мундақ деди: «йипәк йоли бәлбеғи тәшәббуси елан қилинғанда, түркийә пиланланған қуруқлуқ йолиниң бир қисми иди. қандақла болмисун, бу йолниң бир қисми түркийәниң шәрқий җәнуб чеграсиға сүрийә вә иран арқилиқ кирип оттура асийаға тутишидиған интайин турақсиз йол иди.бу қәғәз йүзидә қалди, униң қәғәз йүзидә қалидиғанлиқи ениқ иди».

мутәхәссисләрниң сөзигә қариғанда, 2015-йили иқтисадий мунасивәтни күчәйтидиған муһим тәрәққийат йүз бәргән.

түркийә оттура каридор дәп атилидиған түрни бир бәлвағ бир йол билән маслаштурушни оттуриға қойди.

бу қурулуш 2008-йили селинған баку-тиблис-карс төмүр йоли түри болуп, түркийәни грузийә вә әзәрбәйҗанға туташтуруп, әзәрбәйҗан арқилиқ каспий деңизи арқилиқ оттура асийа дөләтлиригә тутишиду.

2015-йили 20 дөләт гуруһи башлиқлар йиғинида икки дөләт оттурисида маслишиш тоғрисида чүшиниш әсләтмиси имзаланди.

хитайниң йеқинқи йилларда түркийәгә салған мәбләғлири

түркийәдә һазир Chery қатарлиқ хитайда ишләнгән машинилар йолларда техиму көп көрүлүдиған болди.

шйавми вә хуавей маркилиқ йанфонлар чоң шәһәрләрдә вә анадолуниң төт булуңида алқишқа еришти.

«бүгүнки хтиай» журнилиниң түркчә нусхиси һөкүмәткә йеқин болған туркуваз ахбарат гуруһи тәрипидин нәшр қилинған. түркчә хитай ахбарат ширкити CGTN радио тарқитидиған тилларниң бири.

хитай банкиси ICBC түркийәдә тиҗарәт қилиду.

2015-йили, хитайдики бир бирләшмә мәбләғ селиш ширкити истанбулниң авҗилар районидики амбарли қумпорт порт башқуруш ширкитиниң %65 пейини сетивалған.

униңдин кейин, хитай адана йумурталиқтики хунутлу иссиқлиқ електр истансисиға мәбләғ салған болуп, соммиси бир милйард 700 милйон доллар.

хитай йәнә баликсирниң бандирмадики бор карбон завутиға мәбләғ салған.

буниңдин башқа, кейинки йилларда бир қисим мәбләғләр хусусий игилик арқилиқ селинди, мәсилән әли бабаниң Trendyol пейиниң зор бир қисмини сетивелиши дегәндәк.

BYD ниң мәбләғ селиши қанчилик муһим?

бу йил 7-айда , елон маскниң тесла ширкити билән токлуқ машина сетишта биринчиликни талишиватқан хитайниң BYD ширкити билән түркийә санаәт вә техника министирлики арисида келишим имзаланди.ширкәт түркийәгә тәхминән 1 милйард доллар мәбләғ селиш пиланланди.

дотсент нилгүн әликүчүк йилдирим бу мәбләғниң муһимлиқини тәкитләш билән биргә мунуларни билдүргән: «әмәлийәттә, түркийәдә қурулмақчи болған завут бәлким венгирийәдикиниң аз бир қисми болуши мумкин. чүнки бу тәхминән бир милйард долларлиқ мәбләғ. BYD ниң венгирийәгә салған мәблиғи тәхминән 20 милйард йавро».

мармара унверсититиниң оқутқучиси профессор чағдаш үнгөрниң сөзигә қариғанда, бу түркийә үчүн һәм әвзәллик һәм тәвәккүлчи бир мәбләғ селиш:

«йавропа иттипақи вә америкидики хитайниң токлуқ машинилириға қойулған таможна вә башқа чәклимиләр давамлишиватқан америка-хитай техника уруши билән бирлишип, BYD ниң түркийәгә салған мәблиғиниң узун муддәтлик ақивәтлирини ениқсизлаштурди. бу мәбләғ селиш ишқа орунлишиш, техника йөткәш, тәминләш зәнҗирини тәрәққий қилдуруш қатарлиқларни өз ичигә алиду. у түркийәни мәсилиләрдә әвзәллик билән тәминлиши мумкин, әмма бу йәр шаридики тиркишишниң қәйәргә елип баридиғанлиқиға бағлиқ».

ташқи сийасәттики йеңи издинишләр хитай билән йеқинлишишни елип келәмду?

ундақта, икки дөләтниң мунасивити пәқәт иқтисадни асас қилған һалда тәрәққий қиламду?

профессор үнгөр йәнә йеқинлишиштики хәлқара сийасәт саһәсигә диққәт тартиду. у икки параллел тәрәққийатниң барлиқини байан қилди.

униң сөзигә қариғанда , «буларниң бири хитайниң 90-йиллиридин буйан давамлишиватқан қәд көтүрүши вә униң иқтисадий вә җуғрапийилик сийасий саһәдә ғәрбниң орнини елиштики орни. йәнә бири түркийәниң америка вә йавропа дөләтлири билән болған мунасивитиниң ахирқи он йили. униң 15 йилдин буйан изчил җиддий һаләттә турғанлиқи».

ахирида, профессор ғәззә кризисиниң икки дөләтни йеқинлаштуридиған бағлиниш икәнликини оттуриға қойди. у мундақ деди: «икки дөләт америкиниң исраилийәни қоллайдиған ташқи сийаситигә қарши һәрикәт қиливатиду, бу узун муддәтлик йүзлиништәк қилиду».

профессор үнгөрниң қаришичә, түркийәниң шималий атлантик әһди тәшкилатиға әза болуши икки дөләт мунасивитидики муһим амил.

2013-2015-йиллири бу җәһәттә көрүнәрлик тәрәққийат болди.

түркийә узун мусапилик башқурулидиған бомба системиси үчүн хитай билән сөһбәтни башлиди, америка вә шималий атлантик әһди тәшкилати бу әһвалға инкас қайтурди.

бу җәрйан ахирлашқандин кейин, түркийә хитайдин башқурулидиған бомба сетивелиштин ваз кечип, херидар чақириш бикар қилинған.

уйғур сийасий паалийәт мәркизи америкиға йөткәлди

көп йиллардин буйан, түркийә билән хитай оттурисидики әң қийин мәсилиләрниң бири уйғур мәсилиси дәп қарилип кәлди.

дотсент нилгүн ханимниң ейтишичә, 2000-йилларниң бешиғичә дунйадики уйғур сийаси паалийәтлириниң мәркизи түркийә болған, әмма бу дәврдә у америкиға йөткәлгән.

мутәхәссисләрниң қаришичә, түркийә йеқинқи йиллардин буйан хитай билән болған мунасивәтниң чоңқурлишишиға әгишип, уйғур мәсилисидики тәнқид дәриҗисини төвәнләткән.

2024-йили 20-авғуст