қорқмайдиған адәм туғулуп бақмиди

муһәммәд йүсүп

қорқуш вә әндишә қилиш тәбиийдур. әмма қорқуш билән әндишиниң һөкүмранлиқи астида қелиш тәбиий әмәс. чүнки, қорқунч, әндишә вә давамлиқ ғәмкин йүрүш һайатиңизниң бир қисмини мәшғул қилипла қалмастин, көңүл арамиңизни бузиду, тәпәккуриңизни чечиветиду. ишәнмисиңиз, тор дунйасидин издәнсиңиз қорқунчниң вә ғәмкинликниң әқил, роһ вә тән сақлиқиға қанчилик зор хәтәрлик икәнликини, йүрәкни аҗизлаштуруп, бәдәнниң еммунитет күчини төвәнлитидиғанлиқини билип қалисиз. шуңа хатирҗәмлик әң катта немәтләрниң бири болуп, аллаһ таала өз вақтидики қурәйш капирлириға бу немәтни әсләткән. « қурәйшләргә оңайлаштурулғанлиқи — уларниң қишлиқ вә йазлиқ сәпири оңайлаштурулғанлиқи (ға миннәтдарлиқ билдүрүш) үчүн, улар өзлирини ачлиқтин тойғузған, қорқунчтин хатирҗәм қилған бу өй (кәбә)ниң рәббигә ибадәт қилсун!»[1].

әндишә қилишни тәләп қилидиған сәвәбләр билән әндишә қилишни тәләп қилмайдиған еһтималларниң пәрқини айривелиш керәк. мәсилән: балилириңиздин бирәрсиниң хәтәргә учришиға сәвәб болидиған амил билән сизниң хизмитиңиздин айрилиш еһтималиңиз оттурисида асман- земин пәрқ бар. сиз буниң пәрқини биливалғандин кейин, әмәлийәттә әндишә қилишқа вә әнсирәшкә тегишлик ишларниң интайин азлиқини вә әндишә қилмисиму болидиған ишларниң наһайити көплүкини билип қалисиз.

франсийәдә елип берилған тәтқиқат нәтиҗисигә көрә,психика мутәхәссислири 24000 кишидин «һайатиңизда учриған әң чоң мусибәт қайси?» дәп сориғанда, биринчи орунда «хизмитимдин айрилип қелиш» дегән җаваб, андин «җорамдин аҗришип кетиш», андин «йеқин кишимниң вапати» дегән җаваб кәлгән.

буниңға охшиған әһваллар һайатимизда бир йаки икки қетим болуши мумкин болсиму, булар вақитлиқ мусибәт йаки өткүнчи көңүлсизликләрдур. әмма бу ишлар үстидә көп ойлиниш, давамлиқ ғәм-әндишә қилиш һайатимизни набут қилишқа йетәрликтур. шуниму унтумаслиқ керәкки, биз йүз бериду дәп қорққан вә әндишә қилған ишларниң 90% йүз бәрмәйду, йүз бәргән тәқдирдиму биз ойлиғандин йеник болиду.

қорқуш вә әндишиниң инсан һайатиниң бир парчиси икәнликини һечким инкар қилмайду. лекин инсанларниң мусибәтләргә вә қийинчилиқларға тақабил туруш күчи пәрқлиқ болғанлиқтин, бәзи кишиләр болмиған вә болуш еһтимали төвән болған ишлар үчүнму өзини упритиду, көп ойлиниш, зийадә ғәм қилиш арқилиқ өзиниң тән саламәтликигә зийан йәткүзиду. мутәхәссисләрниң йәкүнлишичә, бизниң қорқунчлиримизниң 90% и еһтимал дәриҗисидики қорқунчлар болуп, йүз бериш нисбити интайин аз йаки һеч йүз бәрмәйдикән.

корона заманида көрдуқки, корона вирусидин қаттиқ қорқуп кәткән кишиләрниң толиси қорқунч сәвәблик кесәл болған болсиму, корона вируси билән йуқумлиниш нисбити йоқниң орнида болған. шуңа йүз бериш еһтимали болған хапилиқлардин қорқуп тола ойлинишниң орниға униң тәдбирини елиш билән биллә ишларниң ақивитини аллаһқа тапшуруш ақиланилқтур.

ибрәт:

—    бизниң қорқунчлиримиз кичик ишлар үчүнму йоған сайиларни ташлайду.

—    қорқунчни 100% тосидиған ретсип йоқ, әмма иҗабийлиқ вә тәҗрибиләр қорқунчлиримизниң 90%ни төвәнлитиду.

—    сизниң қорқидиғиниңиз келәчәктә йүз бериш еһтимали болған ишлардур. әһвал шундақ турса, сиз немә үчүн техи болмиған, бәлки һеч болмайдиған ишларни ойлап бүгүниңизни матәмгә айландурисиз?

[1] қурәйш сүриси.

2024-йили 22-авғуст

муһәммәд йүсүп ислам билимлири тори