америка-ислам мунасивити кеңиши хитайниң уйғурларни 4 милйон 400 миң йиллиқ қамақ җазасиға һөкүм қилғанлиқи һәққидә байанат илан қилди

америкидики әң чоң мусулман пуқралар һоқуқи вә тәшвиқат тәшкилати болған америка-ислам мунасивити кеңиши (CAIR) бүгүн хитай һөкүмитиниң йале университетиниң ирқий қирғинчилиқ тәтқиқат программисиниң доклатида ейтилғинидәк шинҗаң(шәрқий түркистан-т)дики уйғурларни 4 милйон 400 миң йиллиқ қамақ җазасиға һөкүм қилғанлиқини уйғур мәдәнийитини йоқитишқа урунуш дәп қарайду.

доклатниң ахирида мундақ дейилгән: «ахирида, доклатта хәлқара җәмийәтниң "мустәбит қанунлаштурулған ирқий қирғинчилиққа" қарши туруш үчүн җиддий вә қәтий һәрикәт қоллинишниң зөрүрлүки оттуриға қойулди, бүгүнки ирқий қирғинчилиқниң алдини елишниң үлгисиниң әтә башқилириниң алдини елишта узун муддәтлик үнүм елип келидиғанлиқи көздә тутулди».

CAIR һөкүмәт ишлири бөлүминиң мудири роберт маккав байанатида мундақ деди:

«уйғурларниң җәмий 4 милйон 400 миң йиллиқ қамақ җазасиға һөкүм қилиниши ноқул қанунсизлиқтин һалқип кәтти. бу бир хәлқни тарихниң вақит җәдвилидин өчүрүшкә урунуштур.

бу йеңи доклат америка һөкүмити вә хәлқара җәмийәтниң дәрһал вә әтраплиқ тәкшүрүшини тәләп қилиду, һәр бир уйғур бу наһәқ түрмидин қутулуп, уйғур вә башқа түрк аз санлиқ милләтләрни нишан қилған ирқий қирғинчилиқ ахирлашқучә, хитайға қаритилған җаза күчәйтилиши керәк».

мушу айниң бешида, америка-ислам мунасивити кеңиши америкиниң уйғурмәҗбурий әмгикигә арилашқанлиқи сәвәбидин бәш хитай ширкитини импорт қара тизимликигә киргүзгәнликини қарши алған иди.

2024-йили 22-авғуст