қуран кәримниң илмий мөҗизилири

 
1841. соал: қуран кәримниң илмий мөҗизилири қайсилар?
 
җаваб: қуран кәримниң илмий һәқиқәтләрдин хәвәр бәргән мөҗизилири интайин көп болуп, униң дәлиллиридин бәзиси төвәндикичә:
 
биринчи: тәбиий пән дәлиллири
 
(1) шамал вә булутларниң қозғилиши
 
булутларниң йөнилиши булутларни барлиққа кәлтүридиған вә уларни һәрикәтләндүридиған шамалларниң сәвәби билән болиду. тәтқиқатчи алимлар шамалларниң деңиз йүзигә көтүрүлгән су парлирини йуқириға көтүрүп булут һасил қилидиғанлиқи, шундақла шамалниң чаң ـ тозанларни вә бир қисим тупрақ данчилириниму йуқириға көтиридиғанлиқини байқиди. улар йәнә шамаллар көтирип йуқириға елип чиққан чаң ـ тозан, тупрақ данчилири, өсүмлүк уруқчилири вә туман қатарлиқларни деңиздин көтүрүлгән су парлириға арилаштуридиғанлиқини вә бу данчиларниң әтрапини су парлири орап аста ـ аста чоңийиши нәтиҗисидә еғир булут парчилириниң барлиққа келидиғанлиқини тонуп йәтти.
 
қуран кәрим булутниң шамаллар арқилиқ қозғилидиғанлиқини байан қилип мундақ дәйду: ﴿аллаһ шамаллани әвәтип булутни қозғайду, андин уни асманда халиғиничә тарқитиду﴾( ).
 
қуран йәнә, шамалларниң супарлирини һәйдәйдиғанлиқини, андин униңдин еғир булут һасил болуп, униңдин йамғур тамчилири чүшидиғанлиқини байан қилиду: ﴿биз йамғурни һәйдәйдиған шамалларни әвәттуқ. биз булуттин йамғур йағдуруп силәрни суғардуқ, силәр һәргиз уни сақлашқа қадир әмәссиләр﴾( ).
 
(2) асман җисимлириниң әслидә туман икәнлики
 
кишиләр асман җисимлириниң әслидә туман икәнликини билмәйтти. тәтқиқатчилар заманимиздики илим ـ пәнниң сайисида асман җисимлиридики қалдуқ түтүн маддилирини вә улардин йеңи планетларниң тәркиб боливатқанлиқини көрди вә асман җисимлириниң әслидә туман икәнликини байқиди. әмма қуран кәрим буһәқиқәтни мундин бурун қәйт қилған.﴿аллаһ андин асманни йаритишқа йүзләнди, һалбуки, у туман һалитидә иди﴾( ).
 
(3) ай нуриниң үчүрүлгәнлики
 
тәтқиқатчилар айниң әслидә қуйашқа охшаш йанидиған нурлуқ мадда болуп, кейин униң нури өчүрүлгәнликини вә кечидики ай нуриниң пәқәт қарши тәрәптики қуйашниң нуридин әкс әткән (қайтурған) йоруқлуқ икәнликини байқиди. һалбуки қуран кәрим буһәқиқәтни аллибурун елан қилған: ﴿кечә билән күндүзни икки аламәт қилдуқ, кечиниң аламитини (йәни нурини) көтиривәттуқ﴾( ).
 
қуран кәрим йәнә қуйашни йанғучи чирақ, айни йоруқлуқ бәргүчи дәп тәриплигән: ﴿асманда буруҗләрни, йенип туридиған чирақ(қуйаш)ни вә нурлуқ айни йаратқан аллаһниң бәрикити бүйүктур﴾( ).
 
бу айәтләрд, айниң йоруқлуқни қуйаштин қобул қилидиғанлиқи ениқ оттуриға қойулған. аллаһ тааланиң қуйаш билән айни "икки чирағ" дәп тонуштурмастин, қуйашни " чирағ", айни "нурлуқ" дәп сүпәтлигәнлики буниң дәлилидур. шуни онутмаслиқ керәкки, қуран кәримдики һәр бир сөзниң өз орниға шундақ кәм – зийадә қилинмастин, интайин мукәммәл һалда орунлаштурулғанлиқи һәргизму мәқсәтсиз әмәс. әрәб тилиниң зәвқини тетиғанлар буни әлвәттә билиду.
 
(4) һава бошлуқида оксегинниң кәмлики
 
кишиләр һазирқи илим ـ пән барлиққа келиштин бурун, биз нәпәс еливатқан оксегинни һаваниң йуқири қатламлиридиму бар, дәп гуман қилишатти. айропилан иҗад қилинип кишиләр асманға өрлигәндин кейин, һаваниң йуқири қатламлирида оксегинниң кәмликини, бу сәвәбтин у җайларда нәпәсниң сиқилидиғанлиқини билди. әмма қуран бу һәқиқәтни мундин бурун елан қилған: ﴿аллаһ кимни һидайәт қилмақчи болса, униң көксини ислам үчүн ачиду, аллаһ кимни аздурмақчи болса, униң көксини шунчә тарайтиветидуки, (иман ейтиш) униңға гойа асманға чиқиштинму қийин туйулиду﴾( ).
бу айәттә, иман ейтиш қийин кәлгәнликтин көкси тарайған киши һава бошлуқиға чиққанда оксегинниң кәмликидин нәписи сиқилған кишигә охшитилған. бу айәттә, һава бошлуқида оксегинниң кәмликидин нәпәс елишниң қийинлиқиға ишарәт қилинған.
 
(5) һәр шәйиниң җүп икәнлики
 
тәтқиқатчилар өсүмлүкләрниңму худди җанлиқларға охшаш җүп икәнликини, һәтта җамадатлар(қаттиқ җисимлар)ниңму җүп икәнликини испатлиди. қуран кәрим мундақ дегән: ﴿пүтүн шәйиләрни җүп йаратқан, земиндин үнүп чиқидиған нәрсиләрни, уларниң өзлирини вә улар билмәйдиған нәрсиләрниң һәммисини җүп йаратқан аллаһ барчә ноқсанлардин пактур﴾( ).
 
(6) сезимниң теридә икәнлики
 
тиббий мутихәссисләр ағриқни һес қилиш пәқәт теридә икәнликини испатлап чиқти. бәдәнгә окул селинғандиму окул теридин гөшкә өтүп болғичә ағриқ һес қилиниду. әмма окул гөшкә өтүп болғандин кейин ағриқ һес қилинмайду. көйүкму шундақ. қуран кәрим бу илмий һәқиқәтни өз вақтидила елан қилған: ﴿шүбһисизки, бизниң айәтлиримизни инкар қилғанларни дозахқа киргүзимиз, уларниң терилири пишип түгигән чағда азапни тетитиш үчүн орниға башқа терә йәңгүшләймиз﴾( ). чүнки терә күйүп болса, азаб һес қилинмайду, шуңа терә йеңилинип турғандила азаб давам қилалайду.
 
(7) деңизниң ички долқунлири
 
кишиләр деңизларниң су үсти долқунлиридин башқа ички долқунларниңму барлиқини билмәйтти, шундақла су үсти долқонлириниң йуқиридин чүшкән йоруқлуқни тосувелип, су тегидә қараңғулуқ пәйда қилидиғанлиқини билмәйтти. һазирқи пән ـ техника буни испатлиди. әмма қуран әң аввал буни испатлиған иди: ﴿деңизни қатму қат долқунлар вә долқунларниң үстидики қара булутлар қаплап туриду﴾( ).
 
(8) тағларниң қозуқ икәнлики
 
археологлар тағларниң йәр астидики қисми йәр үстидики қисми билән охшаш болуп, худди қеқилған қозуққа охшайдиғанлиқини, униң йәр тәврәшниң алдини елиш йаки йәр тәррәшни аҗизлаштурушта муәййән рол ойнайдиғанлиқини оттуриға қоймақта. қуран кәримдә мундақ дейилгән: ﴿(земинниң тәврәп кәтмәслики үчүн) тағларни қозуқ қилмидуқму?﴾( ), ﴿йәр тәврәп уларниң хатирҗәмсиз болмаслиқи үчүн, биз земинда тағларни йараттуқ﴾( ).
 
(9) йәршариниң айлиниш қанунийити
 
қуран кәримдә аллаһ таала мундақ дәйду: ﴿күн бәлгиләнгән җайиға қарап сәйр қилиду. бу ғалип аллаһ тааланиң алдинала бәлгилигән ишидур. айға сәйр қилидиған мәнзилләрни бәлгилидуқ. һәрбири пәләктә үзүп йүриду﴾( ).
 
биз йашаватқан йәр шариниң орни қуйаштин 93 милйон мил йирақлиқта болуп, у өз оқида 24 саәттә бир қетим айлиниду вә қуйашниң әтрапини 365 күндә бир қетим айлинип болиду. земин шар шәкиллик болуп, униң бир саәтлик айлиниши миң мил (1500 километр) дур. униң қуйаш әтрапидики бир саәтлик айлиниши 65 миң милдур. әгәр йәр шари өзиниң һазирқи шәкли вә һәҗмидин чоң йаки кичик болған болса, земиндики һайатлиқ башқичә болған болатти. чүнки йәр шариниң шәкли билән һәҗми униң тезлики вә айлинишиға мунасиптур. әгәр униң айлиниш сүрити бир саәттә миң мил болмастин, униңдин кәм йаки зийадә болған болса йәнә һайатлиқ башқичә болған болатти. мәсилән: униң айлиниш сүрити һазирқидин зийадә болуп йүз миң мил болған болса, күндүзниң узунлиқи 120 саәткә созулуп кетип, зираәтләр көйүп кәткән вә җанлиқларму һалак болған болатти. әгәр кәм болуп йүз мил болған болса, күндүзниң вақти аран 1саәт 20 минутқа қисқирап кетип, зираәтләр пишмиған болатти. шуниңдәк, әгәр йәршариниң қуйаш әтрапидики йиллиқ айлиниши һазирқидин кәм йаки зийадә болған болса, дунйадики 4 пәсилдә җиддий өзгириш болуп, йамғурниң йеғиш низами бузулған болатти. шундақла, әгәр йәршариниң қуйаш билән болған мусаписи һазирқи миқдаридин йеқин болған болса, йәршаридики инсан, һайван, дәл – дәрәх, өсүмлүк в зираәт һәммиси көйүп күл болған болатти, әгәр бу иккисиниң мусаписи һазирқи миқдаридин йирақ болған болса, йуқириқиларниң һәммиси тоңлап набут болған болатти. демәк, бу ишларниң һәммиси аллаһ тааланиң чәксиз илми вә пухта пилани билән әзәлдә шундақ бекитилгән қанунийәтләрдур.
 
(10) зәрридин кичик нәрсиләрниң барлиқи
 
қуран кәрим мундақ дәйду: ﴿асман- земиндики зәррә (атом) чағлиқ нәрсә вә униңдин кичик йаки чоң нәрсә болсун, һеч қайсиси аллаһ тааланиң билишидин чәтнәп қалмайду. уларниң һәммиси аллаһ тааланиң китабида хатирләнгән﴾( ). бу айәт әң кичик нәрсә - атомла әмәс, бәлки атомдинму кичик нәрсиләрниң барлиқидин хәвәр бәргән. материйализмчилар 19- әсиргә кәлгүчилик әң кичик нәрсә атом дегән сөзидә чиң туруп кәлгән. һазирқи заман илмий тәтқиқатчилири атомдин кичик нәрсиләрниң барлиқини испатлап чиқти. атомниң кичик парчилири протон, неитрон вә електрондин ибарәт.
 
(11) һәр нәрсиниң өлчәмлик йаритилғанлиқи
 
аллаһ таала мундақ дәйду: ﴿йәр йүзини йейип кәң қилдуқ. униңға тағларни орнаттуқ. йәр йүзидә һәр хил тәкши өлчәмлик өсүмлүкләрни йараттуқ﴾( ). дунйадики барлиқ мәвҗудатларниң һайати үчүн һәр нәрсә мәлум миқдарда өлчәмлик болуши керәк. мәсилән: оксигенниң миқдари %21 болмай % 50 болған болса, дунйадики мәвҗудатлар әң кичик бир шамал билән һалак болған болатти. дунйадики җанлиқлар оксигендин нәпәс елиш арқилиқ һайат кәчүриду. улар оксигендин нәпәс елип, карбун4 оксидини сиртқа чиқириду. зираәтләр, өсүмлүкләр вә дәл- дәрәхләр карбон 4оксидини сүмүрүш арқилиқ өзлиридики сап оксигенни сиртқа чиқириду. әгәр бу қанунийәт әзәлдин мушундақ орунлаштурулмиған болса еди, җанлиқлар вә җансиз өсүмлүкләр йашимиған болатти. бу айәттики ﴿өлчәмлик﴾дегән сөзниң мәниси «нисбәтниң баравәрлики» дегәнликтур. һазирқи заман хемийә алимлири зираәтләрдики барлиқ маддиларниң әң назук өлчәмдә тәңпуңлашқан нәрсиләрдин мурәккәп болидиғанлиқини испатлимақта.
 
(12) бармақ излириниң охшаш әмәслики
 
аллаһ таала қуран кәримдә: ﴿биз уларниң бармақлириниму охшаш қилишқа қадирмиз﴾( ) дегән. бир инсандики орган йәнә бир инсандикисигә охшайду. мәсилән: көз көзгә, қулақ қулаққа, қол қолға, бурун бурунға охшайду. бирақ, бармақларниң сизиқлири һәргизму бир- биригә охшаш чиқмайду. бәлки һечбир адәмниң бармақ изи йәнә бирсиниң бармақ изиға охшимайду. аллаһ таала бу айәттики ﴿бармақлириниму охшаш қилишқа қадирмиз﴾ дегән сөзи арқилиқ инсанларниң бармақ излириниң бир- биригә охшимайдиғанлиқидин хәвәр бәргән. бу һәқиқәт 1884- йили кәшп қилинип, шундин бери бармақ излири инсанларни бир- биридин пәрқләндүрүш үчүн қоллинилмақта.
 
мундин башқа қуран кәрим алдин хәвәр бәргән нурғунлиған илмий һәқиқәтләр заманимизда, илим ـ пән сайисида испатланди вә нурғунлириниң йеқин келәчәктә испатлинишиға ишинимиз.
 
иккинчи: археологийилик дәлилләр
 
(1) тупан вәқәси
 
қуран кәримдә вә башқа самавий китабларда нуһ (Noah) әләйһиссалам вә униңға иман кәлтүргәнләр үчүн йасалған кемә һәққидики қиссә байан қилинған. нуһ әләйһиссалам 950 йил өмүр сүргән болуп, у өмүр бойи қәвмини аллаһқа иман кәлтүрүшкә чақирған болсиму, униңға әгәшкәнләрниң сани наһайити аз еди. аллаһ уни кемә йасашқа буйруйду. нуһ әләйһиссалам кемини аллаһ буйриған шәкилдә йасап болуп, униңға әгәшкәнләрни вә һәр җанлиқтин бир җүптин кемисигә алиду. бир муддәттин кейин шиддәтлик бир йамғур йеғип «аллаһниң азаби нәдә? уни көрсәтмәмсән?» дәп нуһ әләйһиссаламни мәсхирә қилғанларниң һәммиси суда ғәрқ болуп түгишиду.
 
бу вәқә һәққидә дунйаниң һәрқайси җайлирида 68 парчидин көпрәк дастан йезилған. буларниң һәммиси әйни вәқәликни сөзлигән. заманимизда археологийә илми сайисида бу вәқә шәк қобул қилмайдиған дәриҗидә испатланған. йеқинқи йиллардики археологийә дәлиллириға асасланғанда бу һадисиниң пүтүн йәршариға омум болғанлиқ еһтимали күчлүктур.
 
1960 ـ йиллирида америкилиқ икки археолог тәрипидин мексика қолтуқида елип берилған тәтқиқат нәтиҗисигә көрә, бу җайдики җанлиқ микроорганизм маддилириниң қәдимки заманларға аит қалдуқлири икәнлики испатланған. мийами университетидинCesare вә Rodhe исимлик икки археолог, исланд университетидин James Kannet вәкамбрҗ университетидин Nicolas лардин тәшкилләнгән тәтқиқатчилар гурупписи тәрипидин тәтқиқ қилинған мексика қолтуқидики бир тузлуқта драмматик бир чоң өзгириш байқалған. бу болсиму, мундин 11600 ـ 12000 йиллар бурун мексика қолтуқиниң татлиқ су һуҗумиға учриғанлиқи еди. самавий китабларда бу вәқәлик «тупан сүйи» дәп атилип кәлгән.( )
 
(2) ад, сәмуд қәвмлириниң шәһәрлири
 
ад, сәмуд қәвмлириниң шәһәрлириниң барлиқи қуран кәримдә сөзләнгән болсиму, йеқинғичә буларниң бар икәнликини йавропалиқлар рәт қилип кәлгән еди. пән - техникиниң сайисида археологийилик қезишларниң нәтиҗисидә, бу шәһәрләр оттуриға чиққан. сәмуд қәвми чоң ад қәвминиң бир бөлүки болуп, булар мәккидин синағичә һөкүмранлиқ қилатти. сәмуд қәвми қуранниң «әраф», «һуд», «һиҗр» вә «қәмәр» сүрилиридә тилға елинған. «патлаймус тарихи» намлиқ қәдимки заманларға аит тарихий әсәр тепилғандин кейин, қезишлар буниңға асасән башланған вә әмәлийәттә бу қәвмләрниң шәһәрлири тепилған.
 
сәуди әрәбистанниң пайтәхти рийад университети әдәбийат факултетиниң мудири, асарә әтиқә алими доктур абдураһман әнсарий тәрипидин әрәбистанниң ғәрбий шималидики «мәдаини салиһ» дегән йеридә елип берилған қезишта, сәмуд қәвминиң шәһәрлири байқалған. бу шәһәр миладийидин бурунқи 2000 ـ йилларға аит болуп, униңдин қум дөвиси астида қалған, таштин йасалған катта сарайлар вә шу вақиттики сәмудийә йезиқлири билән йезилған тарихий вәсиқиләрму тепилған( ).
 
(3) ирәм шәһири
 
ирәм шәһиридә һуд әләйһиссалам вә униң қәвмлири йашиған болуп, қуран кәримдә һуд қәвминиң аллаһқа иман кәлтүрүштин баш тартип, купри ـ залаләт вә инсанларға зулум қилиш билән өткәнлики, уларниң ирәм шәһиридә өткәнлики вә ахирида уларниң «сәрсәр» дәп аталған күчлүк бир боран билән бир кечидила һалак қилинғанлиқи сөзләнгән. ﴿пәрвәрдигариңниң ад қәвмини, йүксәк биналири билән охшиши йаритилип бақмиған ирәм шәһирини, вадиқурада( ) ташларни кесип (өйләрни бина қилған) сәмуд қәвмини қандақ җазалиғанлиқини көрмидиңму?﴾( ).
 
1982 ـ йили калифорнийилик бир тәкшүрүш гурупписи намини бир ингилиз җасусидин аңлиған қәдимий шәһәр йоллирини тәкшүрүп чиққан болсиму, булар нәтиҗигә еришәлмигән. кейинчә улар мәхсус радарларни ишқа селип сәуди әрәбистани вә омман чөллиригә тарқилиду. әң аввал улар қәдимий шәһәр йоллирини тепип чиқиду. нәтиҗидә улар, иккинчи әсирдә өткән «патлаймус» дегән тарихчи байан қилған ирәм (тарихчи ирем дәп атиған) шәһирини 12 метир қелинлиқтики қумлуқниң астидин тепип чиқиду. 4800 йиллиқ тарихқа игә болған бу шәһәрниң тепилғанлиқи «чөлләрниң атлиси» (Atlantic of the Sandُ) сәрләвһиси астида америкиниң «Times» вә «Newsweek» гезитлиридә елан қилинған( ).
 
йуқириқи шәһәрләрни вә бу шәһәрләрниң қәвмлирини кәрим чүшкән вақитлардиму һечким билмәйтти. биринчи болуп қуран кәрим уларниң шәһәрлиридин, әһвалидин вә ақивәтлиридин хәвәр бәргән.
 
(4) пирәвнниң җәсиди
 
аллаһ қуран кәримдә мундақ дәйду: ﴿биз исраил әвладлирини деңиздин өткүздуқ. уларни пирәвн вә униң қошуни зулум вә зораванлиқ билән қоғлиди. пирәвн ғәрқ болидиған вақтида « исраил әвладлири иман ейтқан илаһтин башқа һәқ илаһ йоқ икәнликигә иман ейттим. мән мусулманлардинмән» деди.(униңға ейтилдики,) «(һайаттин үмид үзгиниңдә) әмди (иман ейтамсән?) илгири аллаһқа асийлиқ қилған вә бузғунчилардин болғанидиң. сәндин кейинкиләргә ибрәт болушуң үчүн, бүгүн сениң җәсидиңни қутқузимиз»﴾( ).
 
әсирләр өткәндин кейин, инглизләр тәрипидин қизил деңиз бойидики «җәбәләйн» дегән җайдин пирәвнниң җәсиди тепилип, әнгилийигә елип кетилгән. бу җәсәтниң өмрини билиш үчүн, җәсәтләрниң өмүрлирини билиштә қоллинилидиған һәртүрлүк методларниң һәммиси қоллинилғанниң сиртида, карбон 14 методиму ишқа селинған. әҗәплинәрликки, бу җәсәт 3000 йиллиқ болуп чиққан болсиму, униң тирисила чүрүгән, әмма органлири бузулмиған. униң үстигә, бу җәсәд мумийа қилинмиған икән. чүнки мумйа қилинған җәсәтләрниң ички органлири елип ташлиниду. һалбуки, пирәвнниң җәсидиниң органлири җайида еди. һазир бу җәсәт әнглийә музейида көргәзмигә қойулмақта.
 
үчинчи: техникилиқ дәлилләр
 
(1) ембириологийә (төрәлмәшунашлиқ илми) билән мунасивәтлик тәтқиқатларни елип барған франсийә тиббий институтиниң профессори доктор (Maurese) заманиви тиббий аппаратлар арқилиқ ана қорсиқидики бала һәққидә елип барған тәтқиқат нәтиҗисиниң, қуран кәримдә әсирләр бурун билдүрүлгән һәқиқәтләрниң әйниси болуп чиққанлиқиға һәйран қалған вә йавропаниң әң көп тиражлиқ гезит, журналлирида (the Quran and Modern science) «қуран вә заманивий медитсина» мавзу астида көплигән илмий мақалиларни елан қилған.
 
қуран кәримдә мундақ кәлгән: ﴿аллаһ силәрни анаңларниң қарнида бир һаләттин йәнә бир һаләткә тәрәққий қилдуруп, үч қараңғулуқ (йәни үч қат пәрдә) ичидә йаритиду﴾( ). бу айәттики үч қат пәрдә - бала һәмраһиниң пәрдиси. балайатқу вә аниниң қорсиқидин ибарәт үч қат пәрдидур. йеқинқи заман медитсина вә тәбиәт мутәхәссислири бу үч қат пәрдини тәтқиқ қилип көруп, уларға алаһидә исимларни қойған. улар «минбари», «хорбун», «ләфаифи» дәп атилиду.
 
(2) франсуз су тәтқиқати алими Jac Cousteau ақ деңиз билән атлантик окйанни бирـ биридин айрип туридиған«җәбәлитариқ» боғузида (көзгә көрүнмәйдиған)бир су тосмисиниң барлиқини, икки пәрқлиқ иссиқлиққа вә тузлуқ ораниға игә болған бу деңиз сүйиниң бир ـ биригә арилишип кәтмәстин, бири татлиқ, йәнә бири аччиқ һалити бойичә, бир ـ биригә йеқин еқиватқанлиқини байқалған. әдән қолтуқини қизил деңиздин айрип туридиған мәндәб боғузидиму су тосмисиниң барлиқи байқалған. бу қетимқисини германийиликләр тепип чиққан. дунйаниң көп мәмликәтлиридә су тосмисиниң барлиқи байқалған. мәсилән: бенгал, берма вә һиндистандиму бу түрдики су тосмилири болған деңиз, дәрйаларниң барлиқи кейинки йилларда байқалған.
 
йуқириқиларни Cousteau дости профессор M.Bukail ға ейтип бәргәндә, у, бу һәқиқәтниң әмдила мәйданға кәлгән һәқиқәт әмәсликини вә өзиниң бурунла қуран кәримдин буларни оқуғанлиқини сөзләп берип муну айәтни тилавәт қилиду: ﴿у, икки деңизни (бири татлиқ, бири аччиқ қилип) аққузиду. улар учришиду. уларниң арисида тосма болуп, бир ـ биригә қошулуп кәтмәйду﴾( ).
 
төтинчи: астрономийилик дәлилләр
 
(1) йултузларниң һәрикити
 
аллаһ таала мундақ дәйду: ﴿қуйаш бәлгиләнгән җайиға қарап сәйр қилиду, бу, ғалиб, һәммини билгүчи аллаһниң алдинала бәлгилигән ишидур. айға сәйр қилидиған мәнзилләрни бәлгилидуқ, у (ахирқи мәнзилгә йетип барғанда) хорминиң қуруп қалған шехиға охшаш болуп қалиду. күнниң айға йетивелиши, кечиниң күндүздин ешип кетиши мумкин әмәс, һәрбири пәләктә үзүп йүриду﴾( ).
 
бу ибариләр илгирики инсанларниң нәзиридиму анчә һәйран қаларлиқ ибариләр әмәс иди. чүнки улар йултузларниң һәрикәтлирини, бәзи вақитларда орунлириниң йирақлашқанлиқини көруп туратти. лекин һәр бир йултузниң айлинидиған пәләкиниң немә икәнликини билмигәндәк, қуйашниң һәрикити һәққидиму һечнәрсини билмәйтти.
 
қуран кәримниң бу айитиниң шу әсирләрдә тонулмиған йеңи мәрипәтләр билән кәлгәнлики униң инсанларниң сөзи болмастин бәлки аллаһ тааланиң сөзлири икәнликигә очуқ далаләт қилиду.
 
доктур моррис бокай бу айәт һәққидә мундақ дәйду: «қуран кәрим земинниң мәркизий ноқта икәнлики, қуйашниң униң әтрапида айлинидиғанлиқидин ибарәт пәләк һәққидики кона чүшәнчини байан қилмастин бәлки қойаш, ай, йултузларниң һәр бириниң бәлгиләнгән муәййән пәләклири ичидә сәйр қилидиғанлиқини йеңи дәври илмигә уйғун һалда байан қилмақта»( ).
 
у йәнә мундақ дәйду: «қуран кәрим һәр бир йултузниң бәлгиләнгән пәләк ичидә айлинидиғанлиқидин ибарәт илгирики әсирләрдә тонулмиған йеңи бир чүшәнчини тәқдим қилди. қуран кәрим сөзлигән қуйашниң айлиниши-йеңи илим испатлиғандәк- қуйашниң секонтиға 250 кило метир тизлик билән өз оқи әтрапида айлинидиғанлиқидур».
 
доктур моррис бокай йәнә сөзигә давам қилип мундақ дәйду:« йунан пәлсәпилири, рим қанунлири, һиндистан һекмәтлири, әристутил вә әплатунниң нәзирийилиридин йирақ, илим-мәрипәттин мәһрум қалған җаһаләт ичидики бир қәвмниң арисида, қақаслиқ сәһра һайатида үсүп йетилгән бир затниң каинат низамлири һәққидә 20- әсирниң маарип сәвийисигә уйғун һалда бәдиий ибариләр билән сөзлигәнлики инсанни һәқиқәтән һәйран қалдуриду. буниңға нәзәр салған инсан, у затниң сөзлириниң илмий тәрәққийат әсиридин бир қанчә әсир илгирики мәрипәтләрни қошумчә қилиш билән биргә, илгирки пәлсәпиләрдин келип чиққан хата қарашларға түзүтүш бәргәнликини көрәләйду.
 
йуқириқилардин кейин: «қуран кәрим муһәммәд әләйһиссаламниң иҗадийити йаки илгирики инсанларниң тәлимати» дейиш әқилға сиғамду?.
 
әгәр қуран кәрим муһәммәд әләйһиссаламниң иҗадийити болса иди, муһәммәд әләйһиссалам шу әсирниң илим -мәрипәтлири бойичә сөзлигән болатти, әлвәттә. һалбуки, муһәммәд әләйһиссалам у әсирниң илим -мәрипәтлиридин хәвәрсиз иди, сөзлигән вақитта у әсирниң илим- мәрипәтлириниң әксичә сөзләтти, у әсирдики хаталиқларни паш қилатти.
 
мана бу һәқиқәтләр бизни "қуран кәрим инсанийәтниң тәлимати вә иҗадийәтлири болмастин, бәлки асман вә земинни йаратқучи, йошурун вә ашкарини билгүчи, аллаһ тааланиң сөзидур" дейишимизгә мәҗбур қилиду»( )
 
(2) земинниң шар шәкиллик икәнлики
 
қуран кәрим кичә, күндүз һәққидә һечким инкар қилалмиғидәк наһайити очуқ чүшәнчиләрни оттуриға қойған болуп, у муһәммәд әләйһиссаламға чүшкән вақиттики хәлқниң илим – мәрипәт вә әқил-сәвийисигә тамамән уйғун кәлгәндәк, земинниң шар шәкиллик икәнлики вә униң айлинип туридиғанлиқидин ибарәт илгирики әсирләрдики инсанлар байқийалмиған көплигән илимий һәқиқәтләрниму өз ичигә алған һалда чүшкән.
 
аллаһ таала қуран кәримдә мундақ дәйду: ﴿аллаһниң кечини күндүзгә вә күндүзни кечигә киргүзидиғанлиқини, күн билән айни бойсундуридиғанлиқини көрмәмсән? (қуйаш билән айниң) һәрбири муәййән муддәткичә (өз пәликидә) сәйр қилиду﴾( ).
 
﴿шүбһисизки, силәрниң пәрвәрдигариңлар асманларни вә земинни алтә күндә йаратқан, андин әрштә қарар алған, кечини турмастин өзини қоғлайдиған күндүзгә киргүзүп, (униң қараңғулуқи билән) күндүзни йапқан, қуйашни, айни вә йултузларни әмригә бойсундурған аллаһтур﴾( ).
 
﴿аллаһ асманларни вә земинни һәқ асасида йаратти. аллаһ кечини күндүзгә киргүзиду вә күндүзни кечигә киргүзиду, аллаһ күн билән айни (бәндиләрниң мәнпәәтигә) бойсундуруп бәрди, уларниң һәрбири муәййән вақитқичә сәйр қилиду﴾( ).
 
бу айәтләр инсанларға күндүздин кийин кечиниң, кечидин кийин күндүзниң келишиниң сирини ечип бириду.
 
өтмүштикиләр кечә билән күндүзниң алмишип туридиғанлиқидин ибарәт бу адди һәқиқәтни биләтти, шуниң үчүн улар бу айәтләрдин анчә һәйранлиқ һес қилмиған. әмма һазирқи инсанлар бу айәтләрдә земинниң айлинидиғанлиқи вә униң шар шәкиллик икәнликидин ибарәт илгирики инсанлар байқийалмиған илмий һәқиқәтләрниң барлиқини тонуп йәтти. инсанлар бу һәқиқәтләрни пәқәт йеңи әсирдила байқиди.
 
йуқириқи ﴿аллаһ кечини күндүзгә киргүзиду вә күндүзни кечигә киргүзиду﴾ дегән мәнидики айәтләрни тәпәккур қилип, чүшинип оқуғинимизда, бу айәтләрниң земинниң һәрикити вә униң айлинип туридиғанлиқи һәққидә наһайити очуқ ишарәт бериватқанлиқини чүшинип йетәләймиз.
демәк, күндүзни йошуруп, кечини изһар қилиш үчүн бу йәрдә күндүз кечиниң ичигә киргүзилиду. кечини өчүрүп, күндүзни изһар қилиш үчүн кечә күндүзниң ичигә киргүзиветилиду.
 
бу икки киргүзүшниң оттурисида шар шәкиллик бир җисимниң һәрикәт қилидиғанлиқини тәсәввур қилимиз, әнә шу җисим кечә билән күндүзни бир - бириниң ичигә киргүзиду, бирини йәнә биридин йошуриду. бириниң йәнә бирини йепиши адәттики түз шәкиллик җисим билән һасил болмайду, бу пәқәт шар шәкиллик бир җисимниң һәрикитидин һасил болиду.
 
демәк, қуран кәримниң айәтлири йеңи дәвр илим әһлилири ишинип, баш әгкән илмий һәқиқәтләрни ечип берип, өзиниң илмий һәқиқәтләр билән һәргизму зитлишип қалмайдиғанлиқини йәнә бир қетим испатлап бәргән болди.
 
мана бу һәқиқәтләрни өз ичигә алған қуран кәримниң инсанийәтниң иҗадийити болиши мумкинму?
 
йуқириқи илмий һәқиқәтләрни 14 әсир бурун қуран кәрим сөзлигән икән, немә үчүн мусулманлар буларни шу вақиттила елан қилип, һазирқи әсирдикигә охшаш һәммә киши қобул қилидиған һалға кәлтүрмигән? буниң җаваби мундақ: қуран кәрим та қийамәткичә һәрқандақ заманларниң илим сәвийиси вә әқил қабилийитигә уйғун келидиған йеганә китаб. қуран кәрим сөзлигән илмий һәқиқәтләр өтмүшләрдикиләрниң әқли вә илим сәвийисигә мувапиқлашқан вә улар билән қуран кәрим оттурисида һечқандақ зитлиқ йүз бәрмигәндәк, һазир испатланған илмий кәшпийатлар биләнму тамамән маслишиду, та қийамәткичә шундақ маслишиду. қуран кәримдики һазирқи инсанларниң илим сәвийиси вә әқил – қабилийити идрак қилалмиған илмий һәқиқәтләр кейинки заманларда чоқум оттуриға чиқиду.
 
бәшинчи: тиббий дәлилләр
 
(1) һәсәлниң шипалиқ икәнлики
 
аллаһ таала қуран кәримдә: ﴿һәсәл һәрисиниң қарнидин инсанларға шипалиқ болидиған хилму хил рәңлик ичимлик (һәсәл) чиқиду. буниңда чүшинидиған қәвм үчүн ибрәт бар﴾( ) дәйду.
 
тарихтин бири инсанлар һәсәлниң шипалиқ икәнликини узун йиллиқ әмәлий тәҗрибилири билән испатлиған болсиму, күнимиздики заманивийлашқан медитсина илми сайисида уни қәтий шәк қобул қилмайдиған илмий һәқиқәткә айландурған. һәсәлниң шипалиқ тәрәплири наһайити көптур. қисиқиси, дохтурлар уни көплигән һәрхил кесәлләрниң истемал қилишини тәвсийә қилмақта. һәсәлдә мекробларға қарши маддиму болғачқа уни көйүкләргә, йариларға сувашниң пайдилиқ икәнликиниму сөзлимәктә. мундин башқа бовақларниң әт елиши вә тән сақлиқини сақлиши үчүнму уларға һәсәл йегүзүшни тәвсийә қилмақта. тиббий мутәхәссислири тәрипидин бир җүп икки кезәкниң биригә күндә мәлум миқдарда һәсәл истемал қилдуруш билән елип берилған тәҗрибә нәтиҗисидә, икки айлиқ муддәт ичидә күнлүки мәлум миқдарда һәсәл истемал қилған бовақниң еғирлиқи, һәсәл истемал қилмиған бовақниң еғирлиқидин 2 кило артуқ кәлгән.
 
(2) боваққа ана сүтини әң аз икки йил емитиш лазим икәнликини дәсләп қуран кәрим сөзлигән. техи 5 ـ 10 йил бурунла өзлири йасап чиққан сүний сүтни махтап, «әмди ана сүтиниң керики йоқ» дәп давраң салған йавропалиқлар, әмдиликтә, пән – техникиниң йардими арқисида бу һәқиқәтни чүшинип, бовақларға ана сүтини әң аз дегәндә 1ـ 2 йил беришниң зөрүр икәнликини тәкитлимәктә.
 
(3) тазилиқ, пакизлиқ мусулманларда миладийә 6 ـ әсирниң башлиридин бири әң муқәддәс санилип кәлгән бир әнәнә болса, йавропада техи 1800 ـ йиллириға кәлгичә тәрәтхана, мунча дәйдиған нәрсиләрниң йоқ икәнлики тарихлардин мәлум. 1500 ـ йили шәрқни кәзгән бәзи йавропалиқлар мусулманларниң тазилиққа алаһидә әһмийәт беридиғанлиқини вә һәр бир өйниң мәхсус тәрәтханиси, мәхсус мунчиси барлиқини көрүп, шәрқ тоғрулуқ иҗабий әсәрләрни йазған икән.
 
әмма мусулманлар қуранниң тәрбийиси билән, пәйғәмбиримиз һәзрити муһәммәд әләйһиссаламниң башчилиғида, аз дегәндә һәптидә икки ـ үч қетим мунчиға киришниң, сақал ـ бурутларни вә қол ـ путларниң тирнақлирини һәптидә берәр қетим қисқартип, тазилап турушниң, күндә бәш вах намаз үчүн 5 қетим таһарәт елип, еғиз, бурун, қол, пут вә йүзлирини 5 қетим йуйушниң, гаһида пүтүн бәдинини йуйуп ғусли қилишниң,кийим кона болсиму, йуйуп чирайлиқ, пакиз кийишниң, аммивий паалийәтләргә, җамаәт билән оқулидиған намазларға бериштин бурун йуйунуп, өзигә хушпурақлиқ буйумларни чечип беришниң нәқәдәр муһим әнәнә вә есил мәдәнийәт икәнликини өгинип вә әмәл қилип кәлгән.
 
(4) һарақниң тән сақлиқиға зийанлиқ икәнликини әң аввал қуран сөзлигән. һәтта пәйғәмбәр әләйһиссалам һарақниң ези вә көпи бәрибир охшашла һарам вә тән сақлиққа зийанлиқ икәнликини байан қилған. һазирқи пән техникиниң сайисида, һарақниң зийини наһайити ениқ вә шәк қобул қилмайдиған дәриҗидә испатланмақта. һарақниң һүҗәйриләрдә, хусусән меңә һүҗәйрилиридә созулма характерлик кесәлликләрни пәйда қилидиғанлиқи заманимизда илмий һәқиқәткә айланған. аз миқдарда истемал қилинған һарақниңму, тәсири һаман билинмигән билән аста ـ аста адәм җисмини аҗизлаштуридиғанлиқи вә һәртүрлүк кесәлликләргә йол ачидиғанлиқиму бир илмий һәқиқәттур. һарақниң зийини тоғрулуқ көп сөзләшниң һаҗити йоқ, дәп қараймән. чүнки һәрким униң зийанлиқ икәнликини убдан билиду. қисқиси, инсанлар җәмийитидә қандақла бир начар илләт вә әхлақсизлиқ болса, униң арқисида чоқум һарақниң барлиқи байқалмақта.
 
йуқириқи илмий һәқиқәтләрни мундин 14 әсир бурунқи заманларниң шараитида, муһәммәд әләйһиссаламдәк оқуш вә йезишни билмәйдиған, илмий кәшпийатларни ачидиған илим ـ пәнгә йаки һазирқидәк заманивий аппаратларға игә болмиған, саватсиз бирсиниң биләлиши мумкинму? буниңдин мәлумки, қуран кәримниң аллаһ тааланиң сөзи икәнликидә қилчә шәк йоқ.
 
алтинчи: иҗтимаий дәлилләр
 
(1) балилар һоқуқи
 
миладийә 6- әсиргә кәлгүчилик туғулған бовақларниң қиз болуши җиддий бир әйиб еди. йалғуз әрәб йерим арилидила әмәс, бәлки көпинчә әлләрдә әһвал шундақ иди. пәқәт йеңи дин (ислам дини)ниң келиши бу вәзийәтни түптин өзгәртивәтти.
 
қуран кәримниң көрсәтмисигә асасән:
 
балилар һөрдур, қиз ـ оғуллар һөрмәттә охшаш туғулиду вә охшаш муамилә қилиниду.
 
балилар мал ـ мүлүк игиси болалайду. улар үчүн кәлгән һәдийәләр, йардәмләр вә уларға ативетилгән мал ـ мүлүкләр улар балағәт йешиға йетип әқил ـ идракқа игә болғанға қәдәр йахши муһапизәт қилинип сақлиниду. кейинму уларниң рухситисиз қоллинилмайду.
 
балиларға гүзәл исимларни қойуш керәк.
 
балиларни оқутуш вә йахши тәрбийиләш ата ـ аниларниң үстидики муһим пәрзләрниң бири.
 
балиларни 10 йашқа киргәнгә қәдәр урушқа болмайду.
 
балиларниң өйлүк ـ учақлиқ болғанға қәдәр барлиқ чиқимлири атисиниң үстигә йүклиниду. кичик балиларни мәишәтниң тирикчиликлиригә шерик қиливелишқа болмайду.
 
балиларға зийанкәшлик қилинмайду.
 
балилар үчүн бәддуа қилинмайду.
 
балилар арисида адаләтлик болуш керәк, бирини дәп башқилирини рәнҗитишкә болмайду.
 
дунйада «балилар һоқуқи байаннамиси»ниң елан қилиниши 20 ـ әсирниң бир йеңилиқи болди.
 
мәлумки, қуранниң балилар үчүн бәргән һөрмити вә әһмийити дунйадики һечқандақ бир қанунда тепилмайду. тәбиийки, ата ـ аниларниң балилирини хорлимаслиқи вә уларниң һәқ ـ һоқуқлирини толуқ ада қилиши үчүн йәрлик қанунлар ишқа йаримайду. чүнки дөләтләрниң қанунлири өй ичигә йаримайду. қанун пәқәт ата ـ аниларниң йүрикидин чиқиши лазим. бу болсиму, бир һесаб күниниң болидиғанлиқиға ишиниш вә балиларниң һәқ ـ һоқуқлирини қоғдимаслиқниң җазасини чоқум көридиғанлиқини билиш арқилиқ әмәлгә ашиду.
 
(2) айаллар һоқуқи
 
мундин 14 әсир бурун дунйа тарихида биринчи қетим айалларниңму әрләргә охшаш һөр вә һөрмәтлик инсан икәнлики, уларниң әрләргә охшаш һәқ ـ һоқуққа, мустәқил игилик тикләшкә игә икәнлики елан қилинди. буни ислам дини елан қилди.
 
техи миладийиниң 1700 ـ йиллири франсийидә айалларниң инсан икәнлики йаки башқа бир җинс икәнлики тоғрулуқ җиддий талаш ـ тартишлар болуп өткән икән.6ـ әсирниң шараитида айаллар дунйаниң қандақла йеридә болмисун, қул орнида көрүләтти. йәһудий динида айаллар шәйтанларниң бир түри дәп қаралған болса, буддизмда айаллар җин, дәп қарилатти. һиндийларниң динида болса, ваба, кесәллик вә башқиму бәхтсизликләр айалларниң сәвәбидин болиду, дәп қарилатти. һиндийлар ери өлгән айални тирик турғузуп ери билән биргә көйдүрәтти. һазирму бу адәт уларниң қисмән мәзһәблиридә һөкүм сүрмәктә. пәқәт, ислам дини барлиққа кәлгәндин кейин, қуран кәримниң иҗтимаий ишлар қанунида, айалларниң һәқ ـ һоқуқлири бәлгилинип, уларниң шан ـ шәрипи көтүрүлди. шу вақитларниң шараитида дунйаниң һәммила йеридә, хусусән әрәб йерим арилида айаллар мирас орнида қоллинилатти. уларниң ата ـ аниси қалдурған мал ـ мүлүкләрдин мирас елиш һоқуқи йоқ еди. әмма ислам дини кәлгәндин кейин, уларға төвәндики һәқ- һоқуқларни бәлгилиди:
 
айаллар һөрмәттә вә һәқ-һоқуқларда әрләргә охшаштур.
 
- айалларниң мирас елиш вә өзиниң мал ـ мүлүклирини ериниң рухситисиз, халиғиничә тәсәрруп қилиш һоқуқи бар.
 
әрниң иқтисадий шараити йетәрлик болса айалиға хизмәтчи тутуп бәргини йахши.
 
- айалларниң ери вә ата-анисидн мустәқил игилик тикләш һоқуқи бар.
 
айаллар қандақла шараитта болмисун, уларниң оқуш, өгиниш әркинлики бар.
 
айалларниң әрләргә охшаш өзи халиған бирси билән турмуш қуруш, әгәр бәхтлик болалмиған һаләттә йетәрлик өзүр билән аҗришиш һоқуқи бар.
 
айалларни уруп, тиллашқа вә хорлашқа болмайду.
 
айаллар туғушни халиса, уларни туғуштин мәни қилишқа болмайду.
 
айалларни пул тепишқа зорлашқа болмайду.
 
айаллар аилиниң еһтийаҗлирини қамдашқа зорланмайду.
 
йуқириқи һәқ-һоқуқлар миладийә 6 ـ әсиридә елан қилинған болсиму, йаврупада вә ислам даирисиниң сиртидики әлләрдә, техи 18ـ әсиргә қәдәр бирдәк етирап қилинмай кәлгәниди.
 
1940ـ йиллардин башлап, дунйаға даңлиқ университетлардин оксфорд вә камбирч университетлири қизларниңму оқуш, өгиниш һоқуқини етирап қилип, мәзкур университетларға қобул қилинидиған оқуғучилар саниниң % 25 билән % 40 ни қизлардин елиш қарарини чиқарған болса, ислам дини 6ـ әсирдила қиз ـ оғулларниң тәлим елишта охшаш һоқуққа игә икәнликини елан қилипла қалмастин, «оқуш, өгиниш әр болсун, айал болсун, һәр қандақ бир мусулман киши үчүн пәрздур» дәп бәлгилигән.
 
миладийә 6 ـ әсирниң шараитиға қарайдиған болсақ, бундақ һәрқайси әсирләрниң шараитиға вә кишиләрниң мәнпәәтигә уйғун келидиған, адаләтлик вә есил қанунларни, һәзрити муһәммәд әләйһиссаламдәк, аллаһниң илаһий мәктибидин башқа мәктәб көрмигән, оқуш вә йезишни өгәнмигән бир умми (саватсиз)пәйғәмбәрниң лайиһиләп чиқиши мумкин әмәс! бәлки шу вақиттики алаһидә тәлим көргән вә бу саһәдә пәвқуладдә әтраплиқ йетишкән инсанларниңму бундақ есил қанунларни лайиһиләп чиқалиши тәсәввурдин йирақ, әлвәттә. ундақта қуран кәрим бәлгилигән бу қанунлар нәдин кәлди? шүбһисизки, аллаһтин кәлди!
 
шуни ениқ чүшиниш керәкки, өтмүштики вәқәликләрни заманимизға қийас қилип чүшинидиған болсақ, тарих пәлсәписигә көрә чоң хаталиқларға чүшүп қалимиз. шуңа һәр қандақ вәқәлик вә һадисиләрни шу заманларниң шараитиға вә инсанларниң билим сәвийә җәһәттики әһвалиға қарап чүшиниш илим әһлиниң методидур. хусусән, тарихни йәкүнләштә чоң асастур. заманимизда адди саналған ишлар, өтмүштикиләр үчүн чоң билимләр еди. аддийси, заманимиздики телевизийә, синалғу, үналғу, компйутер, антенна, интернет вә башқилар техи йүз йил бурунқи инсанларниң әқлигә көрә мумкин әмәс ишлардин еди. бу ишлар уларниң хийалиғиму кирмәйтти.
 
заманимиздики 6ـ 7 йашлиқ балилар микроб вә бактерийиләрни билиду. әма улуғ алим фарабий йашиған заманларда, микроб билән бактерийиниң мәвҗуд икәнликини тәтқиқ қилиш ишиму алаһидә чоң билим санилатти.
 
2024-йили 23-авғуст