хитай билән җәнубий африқа дүшәнбә күни икки тәрәплик мунасивитини «йеңи дәврдики һәр тәрәплимә истратегийилик һәмкарлиқ мунасивити» гә көтүргәнликини илан қилди.
рамафоса йиғин җәрйанида җәнубий африқа билән хитай оттурисидики сода қизил рәқимини азайтип, икки дөләт оттурисидики сода қурулмисиниң тәңпуңсизлиқини һәл қилишни үмид қилидиғанлиқини билдүрүп, техиму имканийәтлик сиҗил йасимичилиқ мәблиғи вә хизмәт пурсити йаритишни илгири сүрүшни тәләп қилған.
хитай җәнубий африқиниң дунйадики әң чоң сода һәмраһи, әмма бултур җәнубий африқиниң хитайдин импорт қилиши експорттин зор дәриҗидә ешип кәткән.
сөһбәттин кейин, икки дөләт сүний һәмраһ йол башлаш системиси, туралғу вә олтурақ район қурулуши, җәнубий африқиниң сүт вә хам йуң експортиға карантин вә сағламлиқ тәлипи, пән-техника һәмкарлиқи қатарлиқ саһәләрни өз ичигә алған бир қатар һәмкарлиқ келишими имзалиған.
2024-йили 3-синтәбир