дуа қилиш иш- һәрикәтни толуқлиғучи сәвәб

  1. дуаниң әһмийити

 

аллаһ бизни дуа қилишқа буйруған, дуа қилмайдиғанларниң азабқа қалидиғанлиқини хәвәр қилған, чүнки дуа қилиш аллаһ билән бәндә арисидики биваситә алақидур, ибадәтниң йуқири дәриҗисидур вә дунйадики вәзипә ада қилишқа йардәм беридиған тәқвалиқ озуқидур. рәсулуллаһ бу тоғрида:«дуа қилиш ибадәтниң йиликидур» дегән (тирмизи ривайити). дуа мөминниң қоралидур вә аллаһқа йеқинлаштурғучи күчлүк амилдур.

 

  1. дуаниң иҗабәт болуш шәкли

 

аллаһ: «маңа дуа қилиңлар, дуайиңларни иҗабәт қилимән» дегән (ғапир сүриси, 60-айәт). бу айәттики «иҗабәт қилиш» дегән сөз аллаһниң дуани өзи мунасип көргән шәкилдә вә өзи ирадә қилған вақитта ишқа ашидиғанлиқини көрситиду. шуңа дуа қилған кишиләр бу һәқиқәтни ениқ билиши, дуаниң иҗабәт болушиға алдирап кәтмәслики, дуалири иҗабәт болмиса, өзлирини қайтидин тәкшүрүп чиқишқа алдириши лазим.

бу йәрдә рәсулуллаһниң бир һәдисини байан қилишқа тоғра келиду: « биз рәсулуллаһқа:« и аллаһниң пәйғәмбири, аллаһдин бизгә йардәм тәләп қилмамла? бизниң ғәлибә қилишимизға дуа қилип қоймамла? дәп шикайәт қилсақ, рәсулуллаһ бизгә: силәрдин бурун йашиған үммәттики залимлар мусулманларни динидин йандуруш үчүн орәккә йерим көмәтти, динидин йанғили унимиғанда, һәрә билән тилип икки парчә қилип тиливәтсиму, йәнила динидин йанмиған иди. бу түрлүк синақ уларни динидин тосалмиған иди. аллаһқа қәсәмки ислам чоқум ғәлибә қилиду, бирақ силәр алдирап кетиватисиләр» дегән (бухари ривайити).

рәсулуллаһ  бу һәдистә саһабилиригә дуа қилип қойуш биләнла купайиләнмигән, бәлки уларни җиһад қилишқа вә җиһад йолида әзийәт йетип қалса, бәрдашлиқ беришкә чақирған. рәсулуллаһ бу йәрдә йәнә уларниң ғәлибә қазиниши үчүн дуағила қарап олтурмай сәвәб- чарә һәққидә издинишкә вә иш- һәрикәт қилишқа йүзләндүргән.

буниңға асасән дуадин ибарәт асан вә чиқимсиз ибадәткә тайинивелип, қурбан бериш роһини йетилдүрмәслик, бәдәл төлимәслик вә аллаһниң йолида күч чиқармаслиқ тоғра ибадәт уқумиға уйғун кәлмәйду. һәдистә байан қилинғандәк җәннәт унчә әрзан баһалиқ нәрсә әмәс.

 

  1. дуаниң иҗабәт болуш шәрти

 

дуаниң иҗабәт болуши илаһий көрсәтмиләргә бойсунушқа бағлиқ болиду, чүнки аллаһ: «дуаларниң иҗабәт болуши үчүн улар мениң көрсәтмилиримгә бойсунсун вә маңа сәмимий иман ейтсун, шундақ қилса тоғра йол тапалайду» дәйду (бәқәр сүриси, 186 – айәт). бу айәтниң көрсәтмисигә асасән динниң көрсәтмилиригә әмәл қилмиған кишиләрниң дуалири иҗабәт қилинмайду.

әгәр сиз динниң көрсәтмилиригә әмәл қилмисиңиз, дуалириңизниң иҗабәт болмаслиқидин әҗәбләнмәң, чүнки аллаһ дуаниң иҗабәт болушини сәмимий диндар болуш вә динниң көрсәтмилиригә бойсунуш шәртигә бағлиған .

йахши кишиләрниң йәккә шәкилдә қилған дуаси иҗабәт қилинсиму, бирақ бизниң мәсилимиз милләт характерлик болғанлиқи үчүн, милләт характерлик әмәл қилмисақ, милләт характерлик тәвбә қилип дуа қилмисақ, милләт характерлик динниң көрсәтмилиригә бойсунмисақ, җәмийәт йаки милләткә алақидар дуалиримиз иҗабәт болмай қалса әҗәбләнмәйли .

 

  1. дуа қилишниң роли йоқму?

 

ислам методи йаки ислам көрсәтмиси иш- һәрикәт билән дуа қилишни тәң тутуп маңиду, шуңа мусулман киши бир иш қилип, у ишниң мувәппәқийәтлик болуши йаки қобул қилиниши үчүн дуа қилмиса тоғра болмайду, шундақла иш- һәрикәт қилмай туруп, дуа қилишқила тайинивалса техи тоғра болмайду.

бүгүнки күнлүктә бир бөләк мусулманлар пәқәтла дуағила тайинип, иш- һәрикәт вә сәвәб қилишни ташлап қоймақта. йәнә бир түркүм мусулманлар ғәрб дунйасиниң вә маддиниң күчигә һәйран болуп, каинатниң сәвәб- нәтиҗә қанунийәтлиригә тайинип, дуа қилишни ташлап қоймақта йаки дуаға сәл қаримақта. бу икки еқимниң һәр иккилиси хата йолға киривалған. биз иш- һәрикәт вә сәвәб қилиш билән биргә дуа қилишниң ваҗип икәнликини унтуп қалмайли.

 

  1. дуа қилиш билән бирликтә иш- һәрикәт қилиш ваҗип

 

аллаһ бу каинатни йаратқанда сәвәб -нәтиҗә қанунийәтләрни орунлаштурған, мусулманларни каинат вә бу сәвәб – нәтиҗә қанунийәтлири һәққидә тәпәккур қилишқа буйруған. аллаһ инсанниң бу қанунийәтләрдин пайдилиниши үчүн илим – мәрипәт ата қилған, илим –мәрипәт арқилиқ у қанунийәтләр һәққидә тәтқиқ қилишқа вә униңдин пайдилинишқа буйруған. буниңға асасән қайси бир кишиләр бу қанунийәтләргә сәл қариса, аллаһниң каинаттики қанунийәтлирини көзгә илмиған болуп қалиду.

қуран кәримдики дуаларниң сәвәб -нәтиҗиләргә бағлинип кәлгәнлики тоғрисида қанчилиған мисаллар тепилиду. буниңға асасән сәвәб – чарә қилалайдиған туруқлуқ пәқәтла дуағила тайинивелиш еғир хаталиқ һесаблиниду, чүнки қайси бир милләт аллаһ йаратқан сәвәб- нәтиҗә қанунийәтлири бойичә әмәлий иш – һәрикәт арқилиқ өзлириниң шараитлирини өзгәртишкә урунмиса, аллаһ уларниң начар шараитини өзлүкидин өзгәртип қоймайду.

 

  1. пәқәтла дуаға тайиниш мәсулийәтсизликтур

 

бүгүнки мусулманларниң көпинчиси аллаһқа дуа қилиду, дуа қилиш билән бирликтә пүтүн имканийәтлирини ишқа селип иш – һәрикәт қилмайду вә иш – һәрикәт қилмай туруп дуалириниң иҗабәт болушини күтүп олтуришиду. пәқәтла дуаға тайинивалған кишиләр дуа қилиш арқилиқ үстигә чүшкән пүтүн вәзипини ада қилғандәк һес туйғуда болишиду. шуни билиш керәкки, сәвәб -чарә қилмаслиқ өзини алдиғанлиқтур вә мәсулийәтсизликтур, чүнки қуран кәрим нәтиҗә қазиниш үчүн иш – һәрикәт қилишни шәрт қилмақта: « әр- айаллардин мөмин болуп туруп йахши шларни қилғанлар җәннәткә дахил болиду, уларға қилчә зулум қилинмайду (йәни уларниң қилған әмәллириниң саваби қилчә кимәйтиветилмәйду) » (бәқәр сүриси, 123- айәт). бу айәткә асасән ахирәттә нәтиҗә қазиниш үчүнму иман билән бирликтә иш- һәрикәт қилиш лазим.

демәк, сәвәб- нәтиҗә қанунийәтлирини тутуп маңмай туруп дуа қилиш аллаһниң методидин йирақлашқанлиқ болуп қалиду вә өзиниң үстидики мәҗбурийәтни ада қилғандәк туйғуда болуп өзини алдиғанлиқ болуп қалиду.

 

абдураһман җамал кашиғәрий- әзһәрий тори