абдуреһим ғени уйғур
хитай таҗавузчи һүкүмитиниң шәрқий түркистанда елип бериватқан ирқий қирғинчилиқи сәвәбидин, дадам ғени худабәрди билән 2017-йилдин буйан һичбир алақәм болмиған иди. әмма, буйил 7-айниң 6- күни хитай һүкүмити сақчилири акамға тәһдит селиш арқилиқ маңа телфун қилғузуп, мени 7-айниң 8-күнидин 12-күнигичә голландийәниң гаага (дәнһақ) шәһридики дунйа пуқралар сот мәһкимисидә фашист ши җинпиңниң җинайитини сотлашта гуваһлиқ бәрмәсликим һәққидә бесим қилғанда, мән телфунни алмиған идим. бу һийлиси карға кәлмигәндин кейин, хитай һөкүмити дадамни җаза лагиридин елип чиқип, дадамни акам билән биргә маңа нәсиһәт қилғузуп, нәсиһәт ведийоси ишләп маңа әвәтти.
шу чағда, мән дадамниң еғир кисәл азабида йетиватқан ведийосини көрсәмму өзүмни қаттиқ тутивелип, хитай һүкүмитиниң езиқтуруш - бесимлириға қәтий тиз пүкмидим. һәтта, хитайниң зәһирини өзигә санҗип, бу ечинишлиқ ведийони дунйа пуқралар сотида йәнә бир испат қилип көрсәттим. нәтиҗидә, нәқ мәйдандики сотчи, тәптишләр, һәтта хитайниң һүкүмитиниң думбақчи адвукатиму полаттәк испат алдида латидәк бошишип, үзиниң маңа һисдашлиқ қилдиғанлиқини билдүрди. ахирида, мини үзиниң қапқан - тузиқиға чүшүрәлмигән, дадам, акам арқилиқ мени роһи җәһәттин вәйран қилиш мәқситигә йитәлмигән хитай һүкүмити дадамни қайтидин җаза лагириға солиди.
мана әмди дадамниң хитай таҗавузчилириниң җаза лагирида вапат тапқанлиқ хәвирини аңлап көңлүм қаттиқ йерим болди. әмма, дадамниң вапат болғанлиқ хәвири мени роһий җәһәттин түгәштүрүшкә әмәс, бәлки хитай таҗавузчи һүкүмитигә қарши ғәзәп-нәпиртимни техиму ашуруп ғәзәп -нәпиритимни хитай таҗавузчи һүкүмитигә қарши мәниви иниргийәгә айландуруп таҗавузчи хитай һүкүмитигә қарши инқилаб - күришимни давамлаштуруш ғәйритимни ашурди. муһими, парлақ таңға болған үмидимни техиму ойғитип, ғәлибә мәнзилигә маңған қәдимини техиму мәзмут - тәврәнмәс роһқа игә қилди.
қәдирлик дада, меһрибан апа, мән силәргә шундақ вәдә беримәнки, пүтүн қайғу - һәсритимни күч - қуввәткә айландуруп, ғәзәп - нәпритимни хитай таҗавузчи һүкүмитигә зәһәр - нәштәр қилип санҗип, һайатимниң ахирқи тиниқиғичә таҗавузчи хитай һүкүмитиниң йүрикигә уримән. хитай фашист һөкүмитини йәр шаридин йоқ қилмиғучә зади болди қилмаймән.
ғәмгузарим дада, пәриштә сүпәт апа, силәрниң алдиңларда балилиқ бурчумни толуқ ада қилалмидим. ағрип қалғиниңларда йениңларда туруп һалиңлардин хәвәр алалмидим. хитай таҗавузчи дөлитиниң инсан қелпидин чиққан қирғинчилқи силәрни мәндин, силәр пәхирлиндиған оғлуңларниң дидарини көрүштин, оғлуңларниң һөрлүк, һәқиқәт, адаләт йолидики күрәш - утуқлиридин ғурурлинишиңлардин, нәврилириңларни әркилтип сүйүп бағриңларға бесиштин, җүмлидин әҗдад - әвлад арисидики барлиқ мәнивий риштә - бағлардин айривәтти. бу тоғрулуқ сөзләп түгитәлмәймән. чүнки, мустәмликә һайатниң, ғерибанә вәтәнсизликниң бизгә қалдурған йарилирини тил билән тәсвирләп бәргили, түгитип болғили болмайду.
сөйүмлүк дада, бүгүн синиң ғайибанә җиназә намизиңни өйүмниң йенидики чоң түрк мәсчитидә җүмә намизидин кейинла җамаәт болуп оқуймиз. түнүгүн шам намизидиму мән шу йәрдә идим. синиң җаза лагирида вапат болғанлиқиңни җамаәткә йиғлап туруп сөзләп бәргинимдә, улар мәндин «сән дадаңниң йениға берип разилиқ алалмидиңму? йениға баралмиған болсаң, һечболмиса телифонда болсиму разилиқ алмидиңму»дәп сориди. мән уларниң шәрқи түркистандики зулум - қәтлиамни һелиһәм таза йахши билип кәтмәйдиғанлиқини дәңсәп, җаллат хитайларниң уйғурларниң җәситини биваситә уруқ-туққанларғиму бәрмәй көмиветидиғанлиқини, җиназә намизини оқуш түгүл, шу сөзни қилишниңму җинайәт һесаблинидиғанлиқини ейтип бәрдим. җамаәт һәйран - һәс қалди. улар маңа тәсәллий қилип, әтә җүмә намизидин кийин дадаңниң ғайибанә җиназә намзини чүшүрәйли, дейишти.
қәдирданим, күйүмчаним әзиз дада, сән бу дунйадики чидиғусиз зулумларни - таҗавузчи хитай дөлитиниң мустәмликисдә ишәнгүсиз хорлуқларни баштин кәчүрүп у дунйаға кәттиң. зулмәт - қабәһәт, зулум - җинайәт билән толған бу дунйадин йаратқучиниң дәргаһиға, йәни парағәтлик - әбәдий мәңгүлүк һайатқа қәдәм алдиң. йатқан йериң җәннәттә болсун.
җеним дада, мән синиң алдиңда балилиқ бурчумни толуқ ада қилалмидим, буниңға виҗданим һелиһәм азабта. нәччә йил бурун телфунда күрүшкәндә, мән бу гәпләрни саңа йиғлап туруп ейтқан вә сәндин разилиқ тәләп қилған идим. сән шу чағда, «көңлүңни чүшнимән оғлум. мән сәндин мәңгу рази, сәнму мәндин рази болғин» дигән идиң, мени хатирҗәм қилған, маңа риғбәт ата қилған идиң.
пасибаним дада, сән хатирҗәм бол. сән пәхирләнгән оғлуң һәргизму вәтинигә хаин, миллитигә асий болмайду. саңа, анамға вә вәтән - хәлқигә йүз киләлмәйдиған ишларни, синиң роһиңни азаблайдиған ипласлиқларни техиму қилмайду. чүнки, мән сениң оғлуң
ахирида, мән шундақ дәймән, алла бизни җәннәттә, һәвз кәвсәрниң бойида бир - биримиз билән қанғучә күрүшүшкә нисип қилсун, амин.
(бу йазма апторниң фейсбук һесабидин әйнән көчүрүп елинди.)
2024-йили 21-синтәбир