байанат:
мәҗбурий әмгәк дунйаниң һәрқайси җайлирида қоллинилмақта, болупму хитайда һөкүмәт шинҗаң уйғур аптоном райони (шәрқий түркистан-т) да уйғур вә башқа милләтләрни рәһимсизләрчә бастуруп кәлмәктә. америка чоқум хитайниң мәҗбурий әмгикигә вә ирқий қирғинчилиққа қарши турушта қәтий тәврәнмәй чиң туруши керәк.
америка кеңәш палата әзалири марко рубио (Marco Rubio) вә җеф мерклей (Jeff Merkley) мәҗбурий әмгәккә мәбләғ салмаслиқ қанун лайиһәсини оттуриға қойған болуп, бу америка малийә министиридин хәлқара пул-муамилә органлиридики америка иҗраийә мудирлириға мәҗбурий әмгәк ишлитидиған түрләргә, хусусән уйғур аптоном районидики түрләргә қарши туруш һәққидә йолйуруқ чүшүрүшни тәләп қилиду.
кеңәш палата әзаси рубио бир байанатида мундақ дәйду: «мәҗбурий әмгәк дунйа миқйасида көрүлгән бир дәһшәтлик қилмиш. хитайда, хитай компартийиси уйғур вә башқа аз санлиқ милләтләргә қаритилған ирқий қирғинчилиқ һәрикитини давамлаштурди. хәлқимизниң инсанларниң мәҗбурий әмгики билән булғанған һәр қандақ сетивелишқа бағланмаслиқиға капаләтлик қилиш әхлақий мәҗбурийитимиз бар. дунйадики уйғур кишилик һоқуқ һәққидики тунҗи қанунниң аптори болуш сүпитим билән, мән заманиви қуллуқ қилмишиға қарши туруш үчүн техиму көп ишларни қилишқа капаләтлик қилимән ».
кеңәш палата әзаси мерклей мундақ деди: «биз тапшурған баҗлар еһтийатсизлиқтин мәҗбурий әмгәк түрлиригә арилишишқа қарап маңмаслиқи керәк. бу икки партийәлик қанун лайиһиси бизниң уйғур мәҗбурий әмгикиниң алдини елиш қанунимизни қуруп, америкиниң бу дәһшәтлик кишилик һоқуқ дәпсәндичиликигә арилашмаслиқиға капаләтлик қилди. биз бу рәзиллик қәйәрдә пәйда болса, қул әмгикигә қарши күчлүк учур әвәтишимиз керәк.»
америка авам палата әзаси җеннифер векстон (Jennifer Wexton) америка авам палатасида толуқлуғучи қанун лайиһәси сунди.
конкрет қилип ейтқанда, бу қанун:
малийә министирликидин һәр қайси хәлқаралиқ пул-муамилә оргинидики америка иҗраийә директориға мәҗбурий әмгәк ишлитиш хәвипи бар дөләт илкидики йаки дөләт тәсири күчлүк орунлар тәрипидин елип берилидиған, болупму ш у а р да елип берилидиған һәр қандақ түргә қәрз беришкә қарши турушни буйрушини тәләп қилиду;
бу органларниң мәҗбурий әмгәк хәвипигә мунасивәтлик түрләрни қандақ тәкшүргәнлики вә бу хәтәрни пәсәйтиш, из қоғлаш вә әслигә кәлтүрүш үчүн қандақ тәдбир қоллинилидиғанлиқи һәққидә чүшәнчә беришини тәләп қилиду;
малийә министирлики бир йил ичидә вә кәлгүси бәш йилда һәр йили бир доклат илан қилиши керәк. униңда хәлқаралиқ пул-муамилә оргини тәстиқлиған вә мәҗбурий әмгәк күчи ишлитиш хәвпи болған түрләрни һәмдә һәр қайси хәлқаралиқ пул-муамилә органлиридики иҗраийә мудирниң башқа дөләтләрни мәҗбурий әмгәк ишлитилгән түрләргә қарши турушқа қайил қилиш үчүн көрсәткән тиришчанлиқи тәпсилий байан қилиниду.
2024-йили 19-синтәбир
флорида шитатлиқ кеңәш палата әзаси марко рубио