америка авази (VOA) ниң тунҗи уйғурчә программиси 2024-йили 20-синтәбир йутйуб қанилида илан қилинди. мухбир қасимҗан абдурәһим қәшқәрниң программа һәққидики тонуштуруши төвәндикичә:
сиз һазир көрүватқан бу пирограмма, америка авази тәрипидин уйғур тилида ишләнгән тунҗи пирограммидур. америкида һәр төт йилда бир қетим өткүзүлидиған призидент сайлими һазир кишиләр арисида давамлиқ музакирә қилиниватқан әң чоң темилардин бири. бу йиллиқ сайлам күни 11-айниң 5-күнигә бәлгиләнгән болуп, йәңгүчи 2025–йили 20-йанвардин 2029-йили 19-йанварғичә америка призиденти болуп, мениң арқамда көрүнүп турған ақ сарайда призиденитлиқ хизмитини өтәйду. бүгүнки пирограммида "америка сайлимида ким сайлаш һоқуқиға игә?" дегән темида тохтилимиз.
2024-йили 23-синтәбир