дунйада бирәр кәсип билән шуғуллинип, шу кәсп арқилиқ турмушини қамдаштин шәрәплик вә йахши иш йоқтур. бир мумин үчүн тирикчилик йолида ишләш ибадәттур. пәйғәмбәр әләйһиссалам: «өз меһнити билән ишләп йегәндин йахши таам йоқтур» дәп көрсәткән.
әң йахши кәсп қайси?
сиз йахши көридиған вә өз қизғинлиқиңиз билән қилидиған кәсп дунйадики әң йахши кәсиптур. бир мумин үчүн җазанхорлуқ, һарақ, тамака сетиш йаки йөткәш дегәндәк аллаһ таала һарам қилған кәспләрдин башқа, динимизда йол қойулған тирикчилик кәсиплириниң һәммиси муһим, һәммиси шәрәплик вә һәммиси йахшидур. шундақтиму, һәрбир адәм үчүн өзи қизиқидиған вә беҗирәләйдиған кәсп әң мунасип кәсптур. аллаһ таала қуран кәримдә мундақ көрсәткән: ﴿тَбَарَкَ алَّذِй бِйَдِهِ алْмُлْкُ оَهُоَ عَлَи кُлِّ шَйْءٍ қَдِйрٌ.алَّذِй хَлَқَ алْмَоْтَ оَалْحَйَаةَ лِйَбْлُоَкُмْ أَйُّкُмْ أَحْсَнُ عَмَлًа оَهُоَ алْعَзِйзُ алْғَфُорُ﴾ «(пүтүн каинатниң) һөкүмранлиқи қолида болған аллаһ әң бүйүктур, у һәр нәрсигә қадирдур. у силәрдин қайсиңларниң әмәли әң йахши икәнликини синаш үчүн, өлүмни вә һайатлиқни йаратқан заттур» . демәк, әмәлниң әң йахши болуши үчү у әмәлни сөйүп вә қизғинлиқ билән қилиш керәк. шундақ қилмиғанда әмәлни йахши қилғили болмайду. пәйғәмбәр әләйһиссалам: «аллаһ силәрниң ишни қетирқинип қилишиңларни йахши көриду» дәп көрсәткән. мәлумки, ишни қетирқинип қилиш үчүн у ишни сөйүш вә униңға қизиқиш керәк.
әң йахши кәсипни қандақ таллайсиз?
өзиңизгә мунасип вә әң йахши кәсипни таллашта алди билән өзиңизниң шу кәсипкә болған майиллиқиға вә талантиға қарайсиз. әгәр сиздә ашу кәсипни қилишқа тәбиий майиллиқ вә йетәрлик қабилийәт болса уни таллисиңиз болиду. навада сизөзиңиз йахши көридиған вә беҗирәләйдиған бирәр кәсипни тоғра таллийалисиңиз, өмүр бойи йоқсуллуқтин ғәм қилмайсиз. чүнки өзиңиз йахши көргән вә қилалайдиған кәсипни қилғиниңизда, униңдин зерикмәйсиз, уни көңүл хушаллиқи билән қилисиз. нәтиҗидә, бу кәсиптә чоқум ғәлибә қилисиз.
өзиңиз йахши көридиған кәсипни қандақ билисиз?
өзиңизниң қайси кәсипни йахши көридиғанлиқиңизни билмисиңиз төвәндичә иш көрсиңиз болиду:
— балилиқ чағлириңизда өзиңиз йахши көридиған вә қилишни арзу қилидиған ишларни хатириләп чиқиң.
— сиз оңайла қилалайдиған, өгинишкә һаҗитиңиз чүшмәйдиған ишларни хатириләп чиқиң.
— тәңтүшлириңиздин ешип кәткән ишлириңизни вә һазирму улардин алаһидә пәрқлинип туридиған ишлириңизни хатириләп чиқиң.
— аилиңиздикиләрниң йаки башқиларниң махтишиға еришкән ишлириңизни хатириләп чиқиң.
йуқириқилар сизниң кәсип таллишиңизға йардәм қилиду, әмма башқиларниң сизни өзлири йахши көридиған кәсипләргә қизиқтуруш арқилиқ сизни хаталиққа чүшүрүп қойушиға йол қоймаң. чүнки, бирәр кәсип палани үчүн йахши болған билән, сиз үчүн йахши таллаш болмаслиқи мумкин. һәрбир инсан бир аләм, һәрбир адәмниң қизичиши вә таланти охшаш болмайду. шуңа, сиз өзиңизгә мас келидиған вә һөддисидин чиқишқа өзиңиз ишинидиған кәсипни таллишиңиз ақиланилиқтур.
әпсуски, бәзи ата-анилар пәрзәнтлириниң қизиқишиға вә иқтидариға етибар бәрмәстин, уларға өзлири кәсип таллайду, һәтта өзлири йетәлмигән арзулирини пәрзәнтлириниң вуҗудқа кәлтүрүшини халайду. шуниң билән уларни улар халимайдиған кәсипләрни қилишқа, йахши көрмәйдиған пәнләрдә оқушқа мәҗбурлайду. ахирда, пәрзәнтләр нәтиҗә қазиналмайду. чүнки, инсан өзи йахши көридиған ишни қилмиса, у ишта нәтиҗә қазиналмайду.
ибрәт
— һечким сизгә дунйадики әң әвзәл кәсипни дәп берәлмәйду. чүнки, у сизниң майиллиқиңиз вә һаҗитиңизгә қарап таллиниду.
— сизгә мунасип кәсп өзиңиз йахши көридиған вә һаҗитиңиздин чиқидиған кәсиптур.
— иқтидариңиз йетидиған вә сиз арзу қилған кәсип әң йахши кәсиптур.
2024-йили 24-синтәбир