кишлик һоқуқ алий комиссарлиқиниң шинҗаң һәққидики доклатиниң иккинчи йиллиқи мунасивити билән бирләшмә байанат
кишилик һоқуқ кеңиши 57-йиғини 4- адәттики муназирә
2024-йили 24-синтәбир
америкиниң бирләшкән дөләтләр тәшкилатидики даимий вәкили баш әлчи мичел тайлор тәрипидин оқулди
президент әпәнди,
мән бу байанатни икки йил илгири кишилик һоқуқ алий комиссарлиқи ишханисиниң баһалаш доклати елан қилғандин кейин, бу кеңәштин шинҗаңдики кишилик һоқуқ әһвали тоғрисида муназирә елип беришни тәләп қилған йадролуқ дөләтләргә вакалитән оқуватимән.
бу баһалаш шуни байқидики, «уйғурлар вә мусулманларни асас қилған башқа итник гуруппиларни халиғанчә вә кәмситиш билән тутуп туруш даириси хәлқаралиқ җинайәтләрни, җүмлидин инсанийәткә қарши җинайәтләрни шәкилләндүрүши мумкин».
баһалаш доклати хитайниң кишилик һоқуқ хатирисигә тайинип туруп, техиму илгирилигән һалда хитайниң дин вә милләт асасида қуруп чиққан кәң көләмлик назарәт системисини; мәдәнийәт, диний вә тил кимлики вә уларниң ипадилинишигә қойған қаттиқ вә орунсиз чәклимиләрни; мәҗбурий бала чүшүрүш вә туғмас қиливетишни өз ичигә алған қийин-қистақ вә җинсий паракәндичиликлирини; мәҗбурий йоқитиветиш вә аиләләрни парчилаш һәмдә мәҗбурий әмгәк қатарлиқларни һөҗҗәтләштүрүп чиққан.
өткән икки йилда, хитайниң бу әндишиләрни лайиқида һәл қилиш үчүн нурғун пурсәтлири болди.
биз хитайниң тәрәпсиз вә обйектип нәтиҗини инкар қилип, кишилик һоқуқ алий комиссарлиқиниң баһалаш тәклипини рәт қилғанлиқиға әпсуслинимиз. йеқинқи мәзгилдики универсал қәрәллик баһалаш җәрйанида, хитай нурғун қанунлуқ әндишиләрни рәт қилип, кишилик һоқуқ алий комиссарлиқиниң баһасини «пүтүнләй қанунсиз вә инавәтсиз» дәп бәлгә қойди.
биз хитайни бирләшкән дөләтләр тәшкилати билән кишилик һоқуқ алий комиссарлиқиниң тәвсийәлирини әмәлийләштүрүшкә һәмдә әһдә вә мәҗбурийәтлирии ада қилишқа, җүмлидин шинҗаңда халиғанчә вә наһәқ қолға елинған барлиқ кишиләрни дәрһал қойуп беришкә, йоқап кәткән аилә әзалириниң тәқдири вә из-дерикини җиддий айдиңлаштурушқа һәмдә бихәтәр алақини вә җәм болушни қолайлаштурушқа чақиримиз.
биз кишилик һоқуқни қоғдиғучиларниң тиришчанлиқини, мәҗбурий әмгәк вә тутуп туруш лагерлирида һайат қалғанларниң көрсәткән җасаритини вә зийанкәшликкә учриғучиларниң аилә-тавабиатлириниң җавабкарлиқни сүрүштүрүш чақириқини тәқдирләймиз.
биз давамлиқ алий комиссар вә униң ишханисиниң актип қатнишишини, мустәқил хизмәт қилишини вә давамлиқ баһалишини қарши алимиз.
һәммә адәмниң кишилик һоқуқи вә асасий әркинлики қоғдилиши керәк. һәммимизгә пайдилиқ, барлиқ дөләтләр җавабкарлиққа тартилидиған хәлқаралиқ кишилик һоқуқ вәдилиригә бузғунчилиқ қилмаслиқ һәммимизниң мәҗбурийити.
рәһмәт сизгә.
қошумчә: бирләшмә байанатни америка төвәндики йадролуқ гуруппа әзалириға вакалитән оқуди: авистиралийә, канада, данийә, финландийә, исландийә, литва, норвегийә, шивитсийә, әнгилийә вә америка.