рабийә қадир ханимниң түркийә «йеңи чағ» (Yeniçağ) гезитидә 2024-йили 29-синтәбир елан қилған байанати
түркийә презденти рәҗәп тайип әрдоғанниң 79 - нөвәтлик б д т омуми йиғинида уйғурларни тилға елиши бизни-муһаҗирәттики уйғурларни сөйүндүрди. шундақ, гәрчә әрдоған сөзидә әң ечинишлиқ һаллиримиздин бири болған 3 милйондин артуқ уйғурниң лагирда җан талишиватқанлиқидәк ечинишлиқ реаллиқимизни тилға алмиған болсиму; чәтәлдә йүзмиңларчә уйғур муһаҗирниң вәтәндики аилә -тавабиатлири билән 7 йилдин бери телипондиму сөзлишиш имканидин мәһрум икәнликини әслитип өтмигән болсиму; йеқинқи 3 йилда уйғур нопусида туғулуш нисбитиниң тик сизиқлиқ төвәнлигәнликидәк хәтәрлик вәзийәтни байан қилмиған болсиму, йәнила намимизниң тилға елинишидин сөйүндуқ.
чүнки хитайниң нөвәттики уйғур сийаситиниң -мәйли дипломатийә мәйли ички сийасийити җәһәттә болсун- түп мәқсити дунйаға уйғур мәсилисини унтулдуруш, өзлири садир қиливатқан уйғур қирғинчилиқини дунйаниң көзидин қачуруш. дәл мушу мәқсәттә хитай өткән йили пүтүн дипломатик күчини ишқа селип, б д т мутәхәсислири һазирлиған уйғур докилатиниң елан қилинишини бир йил кечиктүрди, б д т кишилик һоқуқ кеңишидә уйғур мәсилисини музакирә қилишниму тосуп қалди; һәр йили һәр айда өзигә йандаш дөләт вә тәшкилатларни « шинҗаң зийарити» гә тәшкилләп, сүний сәһниләрни көрситип, қирғинчилиқ җинайитини пәдәзләватиду вә һәтта бу җинайитигә қериндаш вә қошна дөләтлиримизни думбақ чалғузиватиду. шуңа әрдоғанниң б д т йиғинда, намимизни тилға елиши тарихий бир вәқә, бизгә илһам вә үмид беғишлайдиған мәрданә бир позитсийә.
шундақ, сөйүндуқ, әмма сөйүнчимиз йүксәк бир пәллидиму әмәс, чүнки , пәләстин, украина, сүрийә, һәтта роһига мәсилилириниңму арқисидин тилға елиндуқ. сөйүндуқ, әмма йетәрлик әмәс, чүнки әрдоған әпәндимниң сөзидә хитайға қарита бир кәскин тон, хәлқаараға қарита җиддий мураҗиәт, вәзийитимизниң оңшужуши үчүн бир җүмлилик болсиму конкирт бир тәләп вә тәшәббусни аңлимидуқ.
шундақтиму, әрдоған әпәндиниң уйғур мәсилисини унтумаслиқи, бирқанчә хәлқаара мәсилидә иттипақдиши болған хитай аңлашни халимайдиған бир тимини оттуриға қойуши, бизнила әмәс, дунйада һәқ вә адлләтни йақлайдиған дөләт вә тәшкилатларни, болупму мәзлум вә мәзлумни йақилайдиған хәлқләрни сөйүндүрди. бу җәсурлуқ әрдоғанниң һәқ вә адлаәт чақириқидики сәмимийитини вә җасаритини намайән қилди.
чүнки әқли вә виҗдани ойғақ инсанларға мәлумки, бүгүн дунйадики уруш вә тоқунуш мәйданлирида қан еқиватқан болса; шәрқи түркистандики лагир вә түрмиләрдә қан йириңға айлиниватиду, бәдәнләр чириватиду; уруш мәйданлирида анилар пәрзәнтлириниң җәситигә есилип йиғлаватқан болса, уйғур анилири пәрзәнтлириниң җәситигиму, өлүм учуриғиму еришәлмәйватиду, йиғлиғанлиқи үчүн түрмиләргә ташлиниватиду. уруш мәйданлирида җәсәтләр саниливатиду, уйғур қирғинчилиқидики җәсәтләр саналмайватиду, хитай санашқа имкан бәрмәйватиду.
дәрдимиз нөвәттики уруш районлиридин нәччә һәссә бәттәр һаләттә. мәсилимиз йүксәк тонда оттуриға қойулушқа мунасиптур, җиддий чақириқларға муһтаҗдур.
биз қериндишимиз түркийәниң хәлқаара сәһнидики актип ролиниң техиму җанлиниши арзу қилимиз, аллаһ түркийәни аман вә күчлүк қилсун!
уйғур миллий һәркити рәһбири рабийә қадир
(байанатниң тәрҗимиси шөһрәт һошурниң фейсбук һесабидин көчүрүп елинди вә тәһрирләнди)
әсли түркчә мәнбә: