муһәммәд йүсүп
биз нормалда өзимиз йақтуридиған вә ой-пикиримиз бир йәрдин чиқидиған кишиләрниң көзқарашлирини қобул қилимиз, әмма биз йахши көрмәйдиған вә пикиримиз бир йәрдин чиқмайдиған кишиләрниң көзқарашлири нәқәдәр тоғра икәнликини билсәкму йәнила рәт қилимиз. чүнки, биз кишиләргә қарита алдин һөкүм чиқиривалғанлиқимиз үчүн, нәзиримизни уларниң пикиригә йаки көзқаришиға әмәс, бәлки уларниң өзигә қаритимиз вә шу бойичә һөкүм қиливетимиз. бу сәвәбтин биз өзимизни нурғунлиған һәқиқәтләрни көрүштин тосуп қойимиз.
инсан әқли кишиләрни сундурғили болмайдиған қелиплар вә бузғили болмайдиған түзүмләр бойичә синипларға айривалиду-дә, шуңа бизниң нәзиримидики пасиқ адәм һәрқанчә йахши ишларни қилсиму, йәнила у пасиқтур, тәқвадар адәм қанчилик йаман ишларни қилсиму, йәнила у тәқвадур. чүнки, биз улар тоғрулуқ алдин чиқиривалған һөкүмни бузушни халимаймиз.
һәқиқәт шуки, инсанларниң толиси көп ойлинишни халимайду, бәзиләрниң әқли кишиләрниң мәвқәлирини тәһлил қилиш, көзқарашлирини тәтқиқ қилиш қатарлиқ ишларға аҗиз келиду. шуңа улар оңай йолни таллап кишиләрни синипландуруштин ибарәт тәййар қаидигә баш уриду.
биз өзимиздин сорап беқишимиз керәкки, биз йақтуридиған вә ишәнч қилидиған кишиләрниң көзқариши хата чиқип, биз йаман көридиған вә ишәнч қилмайдиған кишиләрниң көзқарашлири тоғра чиқип қалғанда немә қилимиз? инсап қилимизму йаки һәқиқәткә көз йумимизму? бу бизгә қалған мәсилә.
көзқарашларни вә пикирләрни баһалашта тәрәпсиз болуш керәк
бирәр шәхсниң көзқарашлирини вә пикирлирини баһалашта һессийатқа берилмәслик билән бир вақитта у шәхсниң өзигә һөкүм қилиштин сақлиниш лазим. чүнки, һөкүм қилиш аллаһ тааланиң ишидур. « аллаһ силәр ихтилап қилишқан нәрсиләр үстидә қийамәт күни араңларда һөкүм чиқириду»[1]. инсанларға һессийатимиз йаки өз тәсәввуримиз бойичә һөкүм қиливетиш бизни нурғунлиған хаталиқларға чүшүрүп қойиду. бирәр милләтни йаки бирәр қәвмни омумий һөкүм даирисигә киргүзүп қойғинимизда хаталиқ дәриҗиси һәссиләп ашиду. чүнки, дунйада пүтүнләй йаман милләт болмиғандәк, пүтүнләй йахши милләт йоқ. һәрбир милләтниң ичидә йахшилар болғандәк, йаманларму бар. шуңа бирәр милләтни пүтүнләй йаман йаки пүтүнләй йахши дәп һөкүм қилғили болмайду. «әһли китабниң арисидин бәзи кишиләр барки, униңға көп пул _ мал аманәт қойсаңму саңа уни қайтуруп бериду; улардин йәнә бәзи кишиләрму барки, униңға бир динар аманәт қойсаңму униң бешида тикилип турмиғучә уни саңа қайтуруп бәрмәйду»[2] дегән айәт буниңға ишарәт қилиду.
көзқарашлар бир йәрдин чиқмайдиғанларға қулақ селишта пайда бар
биз өзимиз йахши көридиған вә көзқаришимиз бир йәрдин чиқидиған кишиләр билән параңлашқанда өзимизгә бир нәрсә қошалмаймиз, әмма өзимиз йахши көрмәйдиған вә көзқаришимиз бир йәрдин чиқмайдиған кишиләр билән параңлишиш арқилиқ өзимизни йеңи пикирләр билән тәминлийәләймиз, һәмдә бизниң тәпәккур даиримиз кеңийиду, һәрхил көзқарашларни аңлаш арқилиқ упуқимизни кеңәйтәләймиз. шуңа инсанларни чәткә қақмаслиқ, биз йахши көрмәйдиған кишиләрниң сөзлиринииму аңлап қойуш биз үчүн йахшидур.
ибрәт:
- инсан әқлиниң әң чоң мүшкилиси кишиләрни синипландуруп, уларни сундурушқа болмайдиған қелипларниң ичигә киргүзүвелиштур.
- әгәр сиз өзиңиз йахши көридиған вә көзқарашта бирлишидиған кишиләрниңла сөзини аңлисиңиз һечқандақ йеңи мәлуматқа игә болалмайсиз.
- әгәр сиз өзиңиз майил болидиған көзқарашларнила аңлашни давамлаштурсиңиз тәпәккуриңизда йеңилиқ һасил қилалмайсиз.
[1] һәҗ сүриси: 69- айәт.
[2] ал имран сүриси: 75- айәт.
мәнбә: муһәммәд йүсүп ислам билимлири тори
2024-йили 4-өктәбир