2016-йили өктәбирдә үрүмчидә тойуқсиз ғайиб болған вә кейинчә хитай даирилири тәрипидин «дөләтни ағдурушқа қутратқулуқ қилиш» җинайити билән әйиблинип 15 йиллиқ муддәтлик қамақ җазасиға һөкүм қилинғанлиқи ашкариланған уйғур обзорчи вә йазғучи йалқун розиниң америкида йашаватқан қизи тумарис йалқун синлиқ чақириқ қилип дадисиниң қойуп берилишини тәләп қилди.
у 7-өктәбир X һесабида синлиқ мураҗиәт илан қилип дадисиниң қойуп берилишини тәләп қилди. у мундақ деди: «дадамниң хитай һөкүмити тәрипидин елип кетилгәнликигә сәккиз йил болди. униң җасарити вә муһәббити мени давамлиқ адаләт издәшкә вә униң әркинлики үчүн күрәш қилди йетәклиди».
хәвәрләргә қариғанда, йалқун рози уйғур зийалийлирини тутқун қилиш йуқири пәллигә чиққан 2016-йили өктәбирдә үрүмчидики өйидин ғайиб болған. шуниңдин кейин униң из-дерики болмиған. хитай таратқулири кейинчә униң 2018-йили 1-айда үрүмчидә ечилған бир сотта сотлиниватқан көрүншлирини тарқатқан.
америка хәлқара диний әркинлик комитети (USCIRF) ниң торида йалқун рози мундақ тонуштурулған: «йалқан рози әдәбий тәнқидчи, йазғучи вә шинҗаң маарип нәшрийатиниң сабиқ тәһрири болуп, у уйғур аптоном районидики мәктәпләрдә қоллинилиш үчүн уйғур тилидики дәрсликләрни түзитидиған рәсмий һәйәтниң бир қисми сүпитидә 2001-йилдин башлап қилған хизмити сәвәблик түрмигә ташланған. йалқун розиниң қолға елиниши ш у а р да мусулман аз санлиқларниң миллий йаки мәдәнийәт кимликини ипадиләшни өз ичигә алған сәвәбләр түпәйлидин көпләп тутқун қилинған бир мәзгилгә тоғра келиду». торда йалқун розиниң етник кимлики сәвәблик түрмигә ташланғанлиқи тәкитләнгән.
2024-йили 7-өктәбир