вақит чирайларға қоруқ, бәдәнләргә аҗизлиқ, чач вә сақалларға ақлиқ елип келиш билән биллә әҗәлниму чақирип келиду. вақитни тохтитип қалғили болмайду. инсан қудрити уни арқиға чекиндүрәлмәйду. мана бу – вақит. мушу вақитниң өзи билим елиш, иҗад қилиш, миллити вә вәтини үчүн җан көйдүрүп ишләш, ахирәтлики үчүн йахши әмәлләрни қилиш пурситидур.
демәк, бу һайатлиқ мусаписи узун мусабиқиләргә тәййарланған мәйдан болуп, вақитни қәдирләшни билгәнләр вә уни чиң тутуп қилишқа тегишлик ишларни вақитда вә мукәммәл қилиш арқилиқ нәтиҗә йаритиш билән аллаһни вә хәлқини мәмнун қилалайдиғанлар утуп чиқидиған мусабиқиду.
вақит _ һайат, вақит _ пул, вақит _ илим, вақит _ саламәтлик, вақит _ пән _ техника, вақит _ қиммәтлик һәр нәрсә. бәзи ширкәтләр ахирқи бир минутлуқ вақит ичидә һәссиләп пайдиға еришсә, бәзисиниң бир минут кечикиш вәйран болидиғанлиқи, җиддий қутқузушқа еһтийаҗлиқ бәзи кесәлләрниң давалашқа бир минут кечикиш сәвәблик өлүп кетидиғанлиқиму бир реаллиқ.
инсанниң қолидики әң қиммәтлик нәрсә вақиттур. вақит инсанниң әң чоң дәсмайисидур. әһвал бундақ икән, әқил игиси болған инсан вақитниң қәдрини билиши, уни биһудә өткүзүвәтмәслики, уни өзиниң вә башқиларниң мәнпәәти үчүн ишлитишни билиши, шундақла башқиларниң вақтиниму зайә қилмаслиқи лазим.
үлгүрәлмәслик вә вақтида қилалмаслиқниң сәвәби
қандақла бир ишни вақтида қилалмаслиқ, бирәр вәзипини бәлгиләнгән вақтида орундийалмаслиқ вә қандақла бир ишқа йаки бирәр җайға өлгүрәлмәсликниң бирла сәвәби бар. у болсиму, «техи вақит барғу» дәп өзини алдаштин ибарәттур. һәммә ишни әң ахирқи вақтида алдирап- тенп қилидиған адәмләр һәқиқәтән өзини биһудә азаблайдиған әхмәқләрдур. мундақларниң қилған иши һәмишә кәмтүк, чолта болиду, һәргиз ғәлибилик болмайду. чүнки вақитқа риайә қилмайдиған адәм һәрқандақ бир ишқа «вақтим бар» муамилисини қилип, башқа ишлар билән болуп қалиду. нәтиҗидә қилидиған ишини кечиктүрүп қойиду, баридиған йеригә кечикип бариду. бу арида көп изтирап чекиду, ишини алдира тенәп чала _ пучуқ қилиду. әмма вақитқа риайә қилидиған адәм һәрқандақ ишни вақтида ада қилиду, баридиған йеригә вақтида бариду, изтирап чәкмәйду, кечикип қелип ақизадә болмайду, һәммә ишни тәмкинлик билән қилиду. мундақ адәм һузур вә хатирҗәмлик ичидә болиду.
нәтиҗә қазанғанлар һәмишә вақитниң тарлиқидин дәртлиниду
һайатида чоң ишларни қилған вә катта нәтиҗиләрни йаратқан инсанларниң кәчүрмишлиригә қарайдиған болсақ, улар һәмишә вақитниң тарлиқидин дәртлинидикән, бүгүнки ишни әтигә қоймайдикән. чүнки улар дилидуки, тиришчан адәмләр үчүн вақит алтундин қиммәтликтур. тиришчан адәмләр һәмишә вақитниң тарлиқидин дәртлиниду вә күндүзни кечигә улиғуси келиду. әмма бикар тәләпләр үчүн күн өтсә, саәт тошса болди. вақитниң қәдрини билмигәнләр һәмишә башқиларниң вақтини оғрилайдиған бипәрвалардур.
вақит оғриси пул - мал оғрисидин йамандур
әпсуски, башқиларниң пул - мелини оғрилиған адәмни кишиләр оғри дәп әйибләйду, әмма кишиләрниң қиммәтлик вақтини оғрилайдиған бипәрваларни һечким әйиблимәйду. һалбуки, вақит оғрисиниң қилмиши мал оғрисиниң қилмишидин әлвәттә еғирдур. чүнки бир адәмниң вақтини оғрилиғанлиқ униң пул _ мелидин оғрилиғандин йамандур.
саәт манчигә дәп вәдә берип қойуп, вәдиләшкә җайға вақтида бармаслиқ әң қәбиһ әхлақсизлиқ вә башқиларниң вақтини, өмрини оғрилиғанлиқтур.
керәк болғини вақитни сәрп қилиш әмәс, вақиттин пайдилиништур. вақитни мәнисиз сәрп қилған адәм уни зайә қилған болиду, әмма вақиттин пайдиланған адәм нәтиҗә қазиниду. мусулман адәмниң һайатида вақит _ ибадәттур. чүнки мусулман адәм аллаһ таалаға қулчилиқ қилиш (йәни аллаһ таала көрсәткән бойичә һайат кәчүрүш) үчүнла бу дунйада мәвҗуттур. мана бу аллаһ тааланиң )җинларни, инсанларни пәқәт маңа ибадәт қилсун дәпла йараттим( дегән сөзиниң мәнисидур. әмма мусулман әмәсләрниң, хусусән, ғәрбликләрниң нәзиридә «вақит _ пулдур» дегән пәлсәпә һөкүм сүриду. бу пәлсәпини һәсән бәсриниң «мән һайатимда өзиниң вақтини алтун, күмүштин қиммәтлик билидиған кишиләрни көрдүм» дегән сөзигә селиштурғинимизда, вақитниң мусулманниң һайатида нәқәдәрқиммәтлик, нәқәдәр әһмийәтлик икәнликини билип йетимиз. чүнки алтун, күмүш зайә болуп кәтсә, уни ишләп тапқили болиду, әмма өмүр зайә болуп кәтсә, уни қайтуруп әкәлгилиболмайду.
бир бағлам пулни көйдүрүвәткән адәмни кишиләр сараң дәйду. әмәлийәттә болса өзиниң вақтини биһудә ишлар билән, ойун _ тамаша билән зайә қиливәткән адәм һәқиқий сараңдур. чүнки вақит пулдин қиммәтликтур. бәзи ширкәтләр бир минут вақит ичидә һәссиләп пайдиға еришсә, бәзисиниң бир минут вақит ичидә вәйран болидиғанлиқи, җиддий қутқузушқа еһтийаҗлиқ кесәлләрниң давалашқа бир минут кечикип қелиш сәвәблик өлүп кетидиғанлиқиму реаллиқ. пәйғәмбәр әләйһиссалам бу һәқтә: «көпинчә кишиләр қәдрини биләлмәйдиған икки нәрсә бардур: униң бири тән сақлиқи, йәнә бири вақиттур» дәп көрсәткән.
2024-йили 12-өктәбир